7


  • Учителю
  • Открытый урок по технологии для девочек 7 класса на тему

Открытый урок по технологии для девочек 7 класса на тему

Автор публикации:
Дата публикации:
Краткое описание: Дәрисниң мавзуси:                Тикиш буюмлирини модельләш. Юбка. Чиқиш тарихиДәрисниң мәхсәтлири:          1. Оқуғучиларға мода тоғрисида чүшүнүк  бериш;  юбкиниң                                                      чиқиш тарихи билән  тонуштуруш;               
предварительный просмотр материала

Дәрисниң мавзуси: Тикиш буюмлирини модельләш. Юбка. Чиқиш тарихи

Дәрисниң мәхсәтлири: 1. Оқуғучиларға мода тоғрисида чүшүнүк бериш; юбкиниң

чиқиш тарихи билән тонуштуруш;

2. юбка лайиһисини ясашни әмәлгә ашуруш мәхситини

муһакимә қилип, орунлаш жәриянида уни дуруслап

қоллиниш орнини ениқлаш;

3. кийимни кийиштә эстетикилиқ тәһлил шәкилләндүрүш,

әмгәктики рәтлик вә аңлиққа, йолдашлиқ өз ара ярдәмгә

тәрбийәләш.

Оқутуш методикиси: чүшәндүрүш иллюстрациялик

Дәрис түри: арилаш

Көрнәкиликләр: «Юбка тарихи» слайд, «Һазирқи заман юбкилири» слайд, юбка

үлгилири- аппликация

Қурал-жабдуқлар: ақ варақ, рәхт парчилири, қайча, йелим, бор, қериндаш, мончақ,

тасма вә башқа фурнитура

Тахтидики эпиграф- Кийим- гөзәллик чүшәнчилириниң бири.

М.Горький


Дәрисниң бериши


І. Уюштуруш қисми

1. Саламлишиш

2. Синипни уюштуруш

3. Оқуғучиларни түгәлләш

4. Уюштуруш мәзгилисидә дәрисниң ритмини ениқлаш.


ІІ. Киришмә йол йоруқ бериш

Сөһбәт акрқилиқ

1. Кийимниң қандақ кона түрлирини билисиләр?

- Йопурмақ, терә. Дунияниң ярилиши һәққидики ривайәтләр. Адәм ата билән Һава ана- тунжа адәмләр, өзлириниң ялиңачлиғини сезип, йопурмақлар билән алдини япқан. Таш дәвридики адәмләр һайванларниң терисидин өзигә кийим тиккән.


2. Кийим немигә ишлитилиду?

- соғ вә иссиқтин сақлиниш, гөзәллик үчүн.


3. Һәр хил милләтләрниң костюми немишкә пәрқиләнди?


  • Һәр бир миллий топниң ичидә алаһидиликләр болиду а) климат шараитлири ә) дин б) мәдәнийәт вә урпи адәт в) ижтимаий шараит ( сословиениң экономикиси)


ІІІ Йеңи мавзуни чүшәндүрүш


Адәмниң пәйда болған мәзгилидин тартип, һазирғичилик кийимдә нурғунлиған өзгиришләр болди. Алмишип турған һәр бир дәвирниң кийим һәққидә өз идеаллири болди. Адәм тениниң бәзи қисимлири ечилип, гөзәллик тоғрисидики чүшәнчә өзгирип турди.

Мана бүгүнки бизниң дәрисимиз ханим- қизларниң гардеробидики әң сөйүмлүк кийиминиң бири юбка тоғрисида. Бүгүн биз юбкиниң чиқиш тарихи билән тонушимиз.

Юбка тарихи тоғрисида тарих пәни муәллими Ибадәт Нуржанқизи ейтип бериду.


Мода сөзиниң томури итальян «ilmodo» , француз «modedemloa» сөзлиридин чиққан. Өзини өзи тутуш усули, қаидиси, адити дегән мәнани билдүриду. Мошу чүшәнчидики «Мода» сөзи қандақ костюмни қандақ вақитта кийиш керәклигини, галстукни қандақ бағлашни, блузка билән юбкини қандақ мас кәлтүрүп кийишниң һажәтлигини ениқлайду.

Мода һәр қачан жәмийәтниң тәрәққий етишиниң қанунлириға беқинған вә шу дәвирләрниң алаһидиликлирини билдүргән еди.

Оттура әсирләрдә юбка дегинимиз пүркүлүп жиғилған вә бәлгә ориған, узунлуғи тизға чүшүп туридиған кийим еди. Уни әрләрму, шуниңдәк аялларму кийевирәтти.

ХҮ әсирдин башлап аялларниң готикилиқ юбкилири бағирдәк вә һазирқи мәнасидики юбкиға бөлүнди.

ХҮІ әсирдә бай аяллар қелин, йоған, еғир кийимләрни кийишкә башлиған. Ямпашлириға диаметри азайтилған, булғари бәлбағларға мингән бир нәччә металдин ясалған кринолин- каркас кийди. Бу юбкиниң қозғилмишини вә конус шәклидә болушини сақлайду.

ХҮІІ әсирдә пүрмә һәр хил рәңлик гүлдәстә, нәқиш, шар кәби безәклири нурғун юмшақ юбкилар көпләп пәйда болди.

ХІХ әсирдә у модилиқ юбка бирдә тар, бирдә кәң тикилип, униңға китниң бурутидин, симдин ясалған қатурма каркаслар илинип ясалди.

ХІХ әсирниң ахирдила аяллар кийими аддийлишип, блузка билән юбка жүплинип кийилидиған болди. Юбка әплик, чаққан, күндилик һаятқа маслашқан йәккә бәл буюмға айланди.


ІҮ. Йеңи мавзуни пухтилаш.


1. Сатылай комплекси бойичә


А). Юбкиниң өзгириши


ЮБКА

Оттура әсир- пүркүлүп жиғилған вә бәлгә ориған кийим

ХҮ әсир- готикилиқ юбкилар


ХҮІ әсир- кринолин каркаси бар юбкилар


ХҮІІ әсир- пүрмә һәр хил рәңлик юмшақ юбкилар


ХІХ әсир бешида- китниң бурутидин, симдин ясалған қатурма каркаслири бар

юбкилар

ХІХ әсир ахири- әплик, чаққан, күндилик һаятқа маслашқан йәккә бәл буюми

Ә). Юбкиниң бизгә керәк сәвәви

ЮБКА

Кийимниң бир бөлүги

Әплик


Чаққан


Күндилик һаятқа маслашқан


Чирайлиқ


Аяллар фигурисиниң алаһидилигини, гөзәллигини көрситидиған бәл буюми


2. Юбкиниң үлгисини қорғаш


Оқуғучилар алдин-ала 3 топқа бөлүнүп, уларға өйгә тапшурма берилгән. 1 топ - тик юбка, 2-топ- конус юбка, 3-топ косая юбкисиниң үлгисини ясап, қазақ, орус, уйғур тилида қорғайду.


Ү. Әмәлий иш. (Өз алдиға иш)


Қизлар юбкиниң моделини қураштуруп һәр хил рәхт парчилиридин аппликация ясайду.

Иш плани

1. Иш орнини тәйярлаш. Ишқа һажәтлик материаллар билән қурал- жабдуқларни елиш. (ақ варақ А-4, қайча, бор, қериндаш, йелим, рәхт парчилири, мончақ, лента вә башқа фурнитура)

2. Иш алдида қайча вә йелим билән иш вақтидики бехәтәрлик қаидилирини әскә елиш.

3. Юбкиниң моделини таллаш

4.Шаблон ясаш

5.Рәхттин бөләкләрни пичиш

6. Аппликация ясаш


Әмәлий иш жәриянида ишта хаталиққа йол қоймаслиқ мәхситидә адәттики йол-йоруқ беришни ишқа ашуруш.

а) оқуғучиларниң диққитини өзини-өзи вә өз ара назаракәт ағдуруш.

ә) йол-йоруқ бериш хәритилирини пайдилинишқа тәклипләр бериш

б) оқуғучиларға ярдәм бериш


ҮІ. Дәрисни йәкүнләш

1. Оқуғучиларниң ишлирини тәкшүрәш

2.әвәтилгән хаталарни тәһлил қилиш.

3. Үлгилик ишларни көрситиш

5. Қандақ қилғанда иш сүпәтлик болидиғанлиғини ейтиш.


ҮІІ Баһа қоюш


ҮІІІ Өйгә тапшурма бериш.


«Билал Назим намидики оттура мәктәп мәктәпкичә ихчам мәркизи билән » дөләтлик мәһкимә


Тикиш буюмлирини модельләш.

Юбка. Чиқиш тарихи

Очуқ дәрис





Технология пәни муәллими Ошурова Мукарам Османжановна


















Адәмниң пәйда болған мәзгилидин тартип, һазирғичилик кийимдә нурғунлиған өзгиришләр болди. Алмишип турған һәр бир дәвирниң кийим һәққидә өз идеаллири болди. Адәм тениниң бәзи қисимлири ечилип, гөзәллик тоғрисидики чүшәнчә өзгирип турди.

Мана бүгүнки бизниң дәрисимиз ханим- қизларниң гардеробидики әң сөйүмлүк кийиминиң бири юбка тоғрисида. Бүгүн биз юбкиниң чиқиш тарихи билән тонушимиз.

Юбка тарихи тоғрисида тарих пәни муәллими Ибадәт Нуржанқизи ейтип бериду.


Мода сөзиниң томури итальян «ilmodo» , француз «modedemloa» сөзлиридин чиққан. Өзини өзи тутуш усули, қаидиси, адити дегән мәнани билдүриду. Мошу чүшәнчидики «Мода» сөзи қандақ костюмни қандақ вақитта кийиш керәклигини, галстукни қандақ бағлашни, блузка билән юбкини қандақ мас кәлтүрүп кийишниң һажәтлигини ениқлайду.

Мода һәр қачан жәмийәтниң тәрәққий етишиниң қанунлириға беқинған вә шу дәвирләрниң алаһидиликлирини билдүргән еди.

Оттура әсирләрдә юбка дегинимиз пүркүлүп жиғилған вә бәлгә ориған, узунлуғи тизға чүшүп туридиған кийим еди. Уни әрләрму, шуниңдәк аялларму кийевирәтти.

ХҮ әсирдин башлап аялларниң готикилиқ юбкилири бағирдәк вә һазирқи мәнасидики юбкиға бөлүнди.

ХҮІ әсирдә бай аяллар қелин, йоған, еғир кийимләрни кийишкә башлиған. Ямпашлириға диаметри азайтилған, булғари бәлбағларға мингән бир нәччә металдин ясалған кринолин- каркас кийди. Бу юбкиниң қозғилмишини вә конус шәклидә болушини сақлайду.

ХҮІІ әсирдә пүрмә һәр хил рәңлик гүлдәстә, нәқиш, шар кәби безәклири нурғун юмшақ юбкилар көпләп пәйда болди.

ХІХ әсирдә у модилиқ юбка бирдә тар, бирдә кәң тикилип, униңға китниң бурутидин, симдин ясалған қатурма каркаслар илинип ясалди.

ХІХ әсирниң ахирдила аяллар кийими аддийлишип, блузка билән юбка жүплинип кийилидиған болди. Юбка әплик, чаққан, күндилик һаятқа маслашқан йәккә бәл буюмға айланди.




 
 
X

Чтобы скачать данный файл, порекомендуйте его своим друзьям в любой соц. сети.

После этого кнопка ЗАГРУЗКИ станет активной!

Кнопки рекомендации:

загрузить материал