7


  • Учителю
  • Воспитательный урок на тему «Силиқ сөзләр дунияси»

Воспитательный урок на тему «Силиқ сөзләр дунияси»

Автор публикации:
Дата публикации:
Краткое описание:
предварительный просмотр материала

Тәрбийә саат

Мавзуси: «Силиқ сөзләр дунияси»

Вақти: 21.10.2016ж

Синип: 4 «Б»

Мәхсити: Балиларға «силиқ сөзләрниң» адәмләргә болған әһмийитини чүшәндүрүп олтуруп, әстә сақлаш, ойлаш қабилийәтлтрини ашуруш арқилиқ, балиларни әдәпликкә,адәмләр арисидики өз ара һөрмәт-иззәтликкә тәрбийиләш.

Қоллинидиған усул:соал - жавап, чүшәндүрүш

Қоллинидиған көрнәклик: мавзуға лайиқ сүрәтләр,мақаллар

Тәрбийә саатиниң бериши:

І Уюштуруш қисми

-Синипни уюштуруш

Психологиялиқ тәйярлиқ

Әссалам есил күн,

Әссалам көк асман!

Әссалам жан достум,

Әссалам устазим!

ІІ Киришмә бөлүм

-Балилар бүгүнки бизниң тәрбийә саатимизниң мавзуси « Силиқ сөзләр дуниясида». Бизниң һәр бир сөзимиз әтрапимизға қандақ тәсир қилидиғанлиғи тоғрилиқ, адәмләр билән қандақ сөзлишиш керәк екәнлигини тоғрисида сөһбәт жүргүзимиз.

- Әнди балилар ейтип көрүңларчу адәмләр бир -бири билән көрүшкән чағда немә дәйду?

- Бир -бириңларни рәнжитип қойсаңлар немә дәйсизләр?

-Ағрип яткан адәмгә немә дәймиз?

-Өйгә меһман кәлсә немә дәймиз?

-Адәмләр йол маңғанда немә дәйду?

-Адәмләр йол маңғанда немә дәйду?

-Ярайсиләр, балилар. Балилар ким яхши-яманлиқ тоғрисида мақал-тәмсилләрни билиду?

Мақал- тәмсилләр:

  1. Яман билән дост болсаң,

Қалдурар уятқа.

  1. Яхши билән дост болсаң,

Йәткүзәр муратқа

  1. Яман туққандин

Яхши дост артуқ.

  1. Яхшиниң ишидин көринәр

  2. Яман достуң болғичә.

Яхши етин болсун.

-Балилар мошу мақалларниң мәзмунини ечип, ейтип бериду.

-«Яхши сөз - таш ярар» дәйду даналар. Һәрбир мәдәнийәтлик адәм сипайә сөзләрниң әһмийитини, униң адәмләргә тәсирини яхши билиши керәк. Шуниң үчүн, лазим болғанда, әссаламму әләйкүм, мәрһәмәт, рәхмәт, кәчүрүветиң, илтимас қилимән, хапа болмай, төргә өтсилә, һечқиси йоқ, хуш кәпсиләр, йолуңлар болсун дегән сөзләрни орунлуқ пайдилинишни үгиниш керәк.

-мана балилар бизму яхши ишларни үгинип, яман адәттин, қилиқтин бойимизни нери тутушқа адәтләнгинимиз дурус.

Һекайә оқуш.

Сөзләшниң әдәплири һәққидә

Һәр сөзни орни кәлгәндә, вақиәликкә мувапиқ гөзәл ибарә билән сөзлигин. Қаттиқ сөзлимә, қопал сөзлимә, чирайлиқ, көркәм сөзниң сөзлигүчигиму пайдиси бар; аңлиған кишиниңму дилиға һөзүр беғишлайду. Яман сөзниң сөзлигүчигә зийини бар, аңлиған кишигә яқмайду.

Хуласә

-«Яхши сөз-жан озуғи» дәп бүгүнки бизниң тәрбийә саатимиз мошуниң билән тамам.







 
 
X

Чтобы скачать данный файл, порекомендуйте его своим друзьям в любой соц. сети.

После этого кнопка ЗАГРУЗКИ станет активной!

Кнопки рекомендации:

загрузить материал