7


  • Учителю
  • Дәрис плани. Ана тили пәни. 2-Синип. 'ҮЛгилик иш'

Дәрис плани. Ана тили пәни. 2-Синип. 'ҮЛгилик иш'

Автор публикации:
Дата публикации:
Краткое описание: Синипи: 2 «А»синипПән: ана тилиМуәллим: Ильясова Гульвира Нурлан қизиМавзу:Үлгилик ишМәхсити:А)Мәтинниң идеявий мәзмунини ениқлаш, м, н, ң һәриплириниң йезилиш имласи һәққидә алған билимини ениқлаш вә мустәһкәмләш Ә) Тонуп-билиш, тәнқидий ойлаш ихдтидарини ашураш вә сөзл
предварительный просмотр материала

Күни :_________________ Тәкшүрүлди___________________

Синипи: 2 «А»синип Пән: ана тили

Муәллим: Ильясова Гульвира Нурлан қизи

Мавзу: Үлгилик иш

Мәхсити:

А) Мәтинниң идеявий мәзмунини ениқлаш, м, н, ң һәриплириниң йезилиш имласи һәққидә алған билимини ениқлаш вә мустәһкәмләш

Ә) Тонуп-билиш, тәнқидий ойлаш ихдтидарини ашураш вә сөзләш қабилийитини риважландуруш, вә әс, диққәт, тәпәккүр, зеһин қатарлиқ психологиялиқ процесслириниң хизмитини, нутқини, бармақ моторикисини риважландуруш.

Б) Үлгтлтк ишни ажритип, униңдин үгинишкә, яхшилиқни қәдирләшкә үгитиш, өз әмгигини баһалашни билишини, пәнгә болған қизиқишини ойғитиш; эстетикилиқ тәләпләргә лайиқ хизмәт қилишни бойиға сиңириш, в.б.

Технология: конструктивлиқ оқутуш

Усуллар: диалог(жүптә, топта), проблемилиқ соаллар вә тапшурмилар, Т кәштиси

Көрнәклик вә қурал-жабдуқлар: компьютер, мавзуға лайиқ сүрәтләр, шаблонлар вә баһалаш тахтиси.

Түри: Арилаш

Пәнләр ара бағлиниш: математика, тәсвирий сәнъәт

Дәрис мәзмуни

І Уюштуруш пәйти:

1. Түгәлләш

2. Топқа бөлүш

3. Иттипақлиқ атмосферисини қелиплаштуруш

4. Дәрисниң мавзуси, мәхсити вә қисқичә мәзмунини хәвәрләш.

Мақал билән иш: мәнасини ечиш.

Яманниң яхшиси болғичә, яхшиниң ямини бол

ІІ Йеңи материал билән бағлаштуруш вә қобул қилишқа тәйярлиқ

2) Тапшурма: топ билән яхши вә яман адәтләрни т кәштиси бойичә йезиш. Нәтижини умумий постерға толтуруш арқилиқ толуқтуруш.

ІІІ Мавзуни өзләштүрүш

3) Тапшурма: Дәрисликтики мәтин билән тонушуш, тәһлил қилиш.

Яхши адәтни кимдин байқап турисиләр?Силәр ениқлиған яхши хусусийәтләрниң қайсисиға ятқузисиләр? Йоқ болса, толуқтурайли: қорқумсизлиқ яки батурлуқ.

ІV Өткән мавзуни мустәһкәмләш

4) Тапшурма: Дәрислик билән иш.

161-көнүкм. Көп чекитләрниң орниға м,н,ң һәриплириниң лайиғини қоюп, жүмлиләрни көчирип йезиңлар.

Баһалаш критерийлирини түзүш: хатасиз-2жетон, бир хата вә бир түзитиш-1жетон.

Өз ара тәкшүрүш вә жетонлар арқилиқ баһалаш.

5) Тапшурма: 162-көнүкмини черновик дәптиригә йезип, ким биллә түгәтсә, шуниң билән топта тәкшүришиду. Шамал, ашпәз, йолдаш, дохтур, пәләй, маймун, нәшпүт, лимон, қочақ. Һәр тоғра үч жавап бир жетон

6) Тапшурма: 163-көнүкмә. Вақит йәтсә язмичә, болмиса, еғизчә орунлаймиз.

V Дәрисни йәкүнләш: Яхши адәм болуш үчүн, адәмгә қандақ яхши хисләтләр керәк екәнлигини чүшәндиңларму? Соаллириңлар барму?

VІ Өйгә тапшурма

164-көнүкмә. Шеирни ипадилик оқуш қаидилиригә риайә қилип оқуш һажәт.

Есимизға алайли, шеирни оқуғанда немигә диққәт қилиш керәк?

А) Мавзусини вә муәллипини хәвәрләш һажәт.

Ә) Һиссият билән оқуш.

Б) Ениқ вә жанлиқ оқуш

VІІ Баһалаш критерийлири бойичә жүргизилиду.





 
 
X

Чтобы скачать данный файл, порекомендуйте его своим друзьям в любой соц. сети.

После этого кнопка ЗАГРУЗКИ станет активной!

Кнопки рекомендации:

загрузить материал