7


  • Учителю
  • Рассказ по литературе на тему: 'Мениң аиләм- әң бәхитлик аилә. ' (4 класс)

Рассказ по литературе на тему: 'Мениң аиләм- әң бәхитлик аилә. ' (4 класс)

Автор публикации:
Дата публикации:
Краткое описание: Мениң аиләм- әң бәхитлик аилә.Аилә- һәр бир инсан үчүн пүтмәс-түгимәс байлиқ вә соғулмас булақтур. Аилә әзалири арисидики мунасивәтләр наһайити муһим әһмийәткә егә. Һәр бир ата-ана өз пәрзәндини тәрбийиләштә уларға яхши хисләтләрни сиңдүрүшкә тиришиду.Яхши әнъәниләргә
предварительный просмотр материала

Мениң аиләм- әң бәхитлик аилә.

Аилә- һәр бир инсан үчүн пүтмәс-түгимәс байлиқ вә соғулмас булақтур. Аилә әзалири арисидики мунасивәтләр наһайити муһим әһмийәткә егә. Һәр бир ата-ана өз пәрзәндини тәрбийиләштә уларға яхши хисләтләрни сиңдүрүшкә тиришиду. Яхши әнъәниләргә бай, инақ, достлуқ, сәрәмжанлиқ , мәдәнийәтлик аилидә балилар заманимизға лайиқ, вәтәнпәрвәр, әмгәксөйгүч әзимәтләрдин болуп йетилиду. Ата-ана пәрзәнтлириниң бойиға алий пәзиләтләрни сиңдүрүшкә, өмүргә, қоршиған аләмгә дурус көз қаришини қелиплаштурушқа көп күч чиқириду.Бу ата-аниниң муқәддәс пәрзи вә қәрзи «Қуш угисида көргәнни қилар» дәп дана хәлқимиз бекар ейтмиған. Ойлаймәнки, бүгүнки ата-анилар өзлири билимлик, сәвийәлири үстүн, адәмгәрчилик хислити алий, меһриван болуши билән биллә тәләпчан шәхс егилиридур. Ата-анилар билән балиларниң көз қарашлири , тәләп еһтияжлири бир болса , пәрзәнтләр өз һаят йолини тепип , жуқури пәллиләргә еришиду, Вәтинигә, хәлқигә адил хизмәт етиду. Бу йәрдә достлуқ, инақлиқ чоң роль ойнайду. Аилидә барлиғи инақ яшиса, өйдә бәрикәт, хошаллиқ, утуқ болиду. Балини мәдәнийәтликкә, сипайилиққа, әдәпликкә интилдуруш ата-аниниңму ,мәктәпниңму беваситә вәзиписидур. Ата-ана мәктәп билән зич мурасивәттә болуп, балиларниң қандақ жәмийәтлик ишларға қатнишип, мәктәп, наһийә, жумһурийәт миқиясида болуватқан көрүк , мусабиқиләргә, пән олимпиадиларға қатнишип жүргәнлигини турақлиқ назарәт қилғанда,тәрбийә тәсирлик болиду.

Президентимиз Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң 2013-жили 1- марттики Пәрмани бойичә сентябрь ейиниң иккинчи йәкшәнбиси «Аилә күни» болуп мәйрәм сүпитидә нишанлиниду.

Аилә-кичик бир дөләттур.Шу дөләтниң риважлиниши, гүллиниши ата-аниға бағлиқтур. Бизниң бәхитлик,йәни билимлик әзимәт болуп йетишимизгә барлиқ шараитлар яритилған.Ата-анимиз бизни «қанатлиққа қақтурмай,тумшулуққа чоқтурмай» өстүрүватиду.

Мән аиләмни мәзмут чинарға қияс қилимән.Момам Санийәм-шу чинарниң йилтизи,у аилимизниң түврүги,мәдәткари.Момам кәң дәстихан әтрапиға пәрзәнтлирини,нәврилирини пат-пат жиғип, тонур нени, әткән чейи билән меһман қилип туриду.Биз, нәврилири,момамниң әтрапида пай-петәк.Ундақ болушиму тәбиий әһвал.Чүнки момамниң пәрзәнтлири көйүмчан, меһриван, билимлик.Бизниң аилини «устазлар сулалиси» дәп ейтсиму болиду.Чүнки апам Асийәм момам Санийәмниң изини бесип устаз кәспини таллап, яш әвлатқа чоңқур билим,аңлиқ тәрбийә берип келиватиду.Момам қириқ жил һаятини мәктәп оқуғучилириға беғишлап, көплигән шагиртларни мустәқил һаятқа учум қилған. Умаңа : «Билим елиш жиңнә билән қудуқ қазғанға охшайду». Шуниң үчүн тиришип оқи,-дәп несиһәт қилиду.Кичик апам Адаләтму муәллим болуп ишләйду.Мәнму келәчәктә апам Асийәмниң изи билән меңип устаз болмақчимән.

Һәр қандақ аилилиәргә охшаш бизниңму аиләвий әнъәнлиримиз бар.Атап ейтқанда,биз, барлиқ аилә әзалири, бир айда бир қетим Қ.Ғожамияров намидики Жумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиға муштир болуп шу, гезит материаллири бойичә өз пикирлиримизни ейтип, йеңилиқлар билән бөлүшимиз.Йеңидин нәшир қилиниватқан китапларни оқуймиз.Шундақла биз тәбиәттә дәм елишни яхши көрүмиз.Өткән жили Кәтмән тағлириға берип, Назугум өңкүрини көрүп, тарихни әсләп, қайттуқ.

Туғулған күн яки һәр хил мәрасимларни дәстихан әтрапида жиғилип,дутар челип,уссул ойнап, қарши алимиз. Момам болса зерикмәй бизгә қизиқ вақиә, чөчәк, ривайәтләрни ейтип, бизгә несиһәтләрни қилиду.Биз момамни зәң қоюп тиңшаймиз. Әгәр нәврилири хата иш қилип қойса, «Һой бу қандақ болғини»,- дәп ейтсам, хаталашмаймән.Чүнки биз бир-биримизниң көңлини ағиртмай,һөрмәтләп,иззәтләп, ғәмхорлуқ қилимиз. «Бирләшкән озар, бирләшмигән тозар»,-дегәндәк, бизниң аилимиз инақ.Һәр дайим бир-биримизгә йөләк болуп яшаймиз.Хәлиқ даналири «Атиға қарап-оғул, аниға қарап қиз өсиду», дегәндәк, биз ата-анимизға қарап тәрбийә елип, һаят йолиға қәдәм бесиватимиз.Мән келәчәктә ата-анамниң ишәнчисини ақлап,хәлқимгә,Вәтинимниң гүллинишигә хизмәт қилимән.Мән аиләмни яхши көримән вә һәр дайим һөрмәт тутуп, пәхирлинимән.

УББ №89-мәктивиниң 9- «Г» синип Абайдуллаева .Дилраба.

Пән муәллими :Мансурова .Г.А.



 
 
X

Чтобы скачать данный файл, порекомендуйте его своим друзьям в любой соц. сети.

После этого кнопка ЗАГРУЗКИ станет активной!

Кнопки рекомендации:

загрузить материал