7


  • Учителю
  • План конспект Өзини-өзи тонуш 'Һаятни тонуп билиш хуштарлиғи' 3-синип

План конспект Өзини-өзи тонуш 'Һаятни тонуп билиш хуштарлиғи' 3-синип

Автор публикации:
Дата публикации:
Краткое описание:
предварительный просмотр материала

Мавзуси: Һаятни тонуп билиш хуштарлиғи

Мәхсити: "һаят" уқуминиң адәмгәрчилик қәдрийәт сүпитидики мәнасини ечиш.

Вәзипилири:

-һаятни тонуш тоғрилиқ чүшиниклирини кәңәйтиш;

-һаятни тонуп билишкә қизиқишини ашуруш;

-һаятни сөйүшкә,яхши өмүр сүрүшкә тәрбийләш;

Көрнәклик қураллар:дәрислик,дәптәр,үналғу,жәдвәл.

Шатлиқ чәмбири

Муәллим оқуғучилар билән биллә чәмбәр қуруп туриду,саламлишиду.

Балилар муәллимгә қошулуп,төвәндики шеирларни ейтиду.

Күндәк қизитип,

Айдәк йорутуп,

Юлтуздәк пақирап,

Судәк таза көңүл билән

Бүгүнки дәрисимизни башлаймиз.

Балилар С.Дәитовниң"Адәм болғум келиду"шеирини ейтиду.

Өзәм билән өзәм

Һаятниң мәнасини оқуғучиларға сезиндүрүш мәхситидә муәллимниң сөзи арқилиқ релаксациялиқ усул уюштурилиду.

Сөһбәтлишиш

Муәллим оқуғучиларға өмүр сүрүшниң мәнасини ухтуруш вә шу бойичә уларғиму оз пикирини ейтқузуш үчүн сөһбәтлишиш жүргүзиду.

*Һаятни тонуш немә үчүн һажәт?

*Өз қизиқишиңлар тоғрилиқ һекайиләп бериңлар.

Балиларниң жаваплири тиңшилип, муәллим тәрипидин йәкүнлиниду.

Тапшурма

Дәристә оқуғучиларға "Һаятни тонуп билгим келиду "мавзусиға сөһбәт қураштуруш тапшурилиду.

Мәтин билән иш

Муәллим балиларниң һаятта хуштарлиғини ашуруш мәхситидә "Ата вәсийити"мәтинини ейтип,соал қоюш арқилиқ оқуғучиларниму сөһбәтлишишкә қатнаштуриду.

Түгүн

Мурадиға йетиш йолини билишкә беғишланған түгүн тәклип қилиниду.

Ибарә сөз

Мәтин мәзмуни бойичә туғулған ойлар ибарә сөзниң чүшәндүрүлиши билән йәкүнлиниду.

Муәллим тахтиға йезилған "Өзәңни тонуп билгүң кәлсә,адәмләргә,уларниң ишиға қара" дегән Фридрих Шиллерниң сөзигә балиларниң нәзәрини ағдуриду,униң мәнасиға тохтилиду,чүшәндүриду..

Балилар ибарә сөзни дәптиригә язиду.

Тапшурма -ойлиниш

Балилар үч топқа бөлүнүп,һәр топ өз соаллири бойичә плакаттики жәдвәлгә жаваплирини йезип чиқириду.

1-топ. Һаятта кимләрниң ярдимини,ғәмхорлуғини сәздиңлар?Уларниң қмүр сүрүшкә қандақ ярдими бар?

2-топ.Өз бойиңдин адәмниң қандақ яхши хисләтлирини тонуп билдиңлар?Һаятта қандақ әһвалда шу хисләтләрниң тәсири тәгди ?

3-топ.Һаятни сөйүш нәгә йетиләйду?Адәмгә һаятни тонуп билиш немигә һажәт?

Муәллим тапшурма-ойлиниш нәтижисини өз ойи билән йәкүнләйду.

Йеңи әхбарат

Муәллим оқуғучиларни йеңи әхбарат билән тонуштуриду:

"Адәм әтрапини тонуп-билиш арқилиқ һаятқа хуштарлиғи ашиду.Өз келәчигигә ишәшлик болиду."

Дәптәр билән иш

1-тапшурма:"Мениң бәхитлик болушум үчүн"мавзусиға қисқичә сөһбәт қураштуриңлар.

2-тапшурма:"Бәхитлик балилиқ чағ "мавзусиға сүрәт селиңлар.

Йәкүнләш

Муәллим дәрисликтики халтида берилгән түгүн сөзләрни пайдилинип,бүгүнки дәрисни йәкүнләйду.

Жүрәктин жүрәккә

Муәллим дәристә ейтилған ойларни йәкүнләйду,оқуғучилар бүгүнки дәристин алған чүшәнчилирини Ә.Дүйсенбиевниң "Биз һаятниң гүлимиз"шеири арқилиқ ениқлайду.

"Биз һаятниң гүлимиз"нахшисини һәммиси биллә қошулуп ейтиду.




 
 
X

Чтобы скачать данный файл, порекомендуйте его своим друзьям в любой соц. сети.

После этого кнопка ЗАГРУЗКИ станет активной!

Кнопки рекомендации:

загрузить материал