- Учителю
- По предмету математика 3 класс на тему
По предмету математика 3 класс на тему
№61.Дәрис мавзуси:Мәйдан бирлиги - квадрат сантиметр.
Дәрис мәхсити:1.Мавзу бойичә мәйдан бирлиги -квадрат сантиметрни чүшәндүрүш. 2.Ойини,билимини, тез һесаплаш маһарәтлирини риважландуруш. 3.Дурус , тез һесаплашқа, мустәқил ишләшкә, адәмгәрчиликкә тәрбийиләш.
Дәрисниң түри:арилаш.
Қоллинидиған көрнәкликләр:сүрәтләр .
Қоллинидиған усул:соал-жавап, чүшәндүрүш, көрситиш.
Дәрисниң бериши:
I.Уюштуруш қисми. Саламлишиш, түгәлләш, оқуғучилар диққитини дәрискә жәлип қилиш.
II. Өй тапшурмисини сораш. № 8 мисал. 111-бәт.
III. Билимини ениқлаш. Бош чақмақларни толтуруңлар.
IY. Мәхсәт қоюш қисми.
Бүгүн биз « Мәйдан бирлиги квадрат сантиметр » тоғрисида чүшиникләрни алимиз.
Y. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Квадрат сантиметр - мәйдан бирлиги.
№ 1-2 мисал. Китап билән ишләш.
YI . Билимини тәкшүрүш қисми. № 3. Мәсилини йешиңлар.
№ 4. Тәңлимини йәш.
№ 5. 3 дм 2 см - 16 см =
2 ц 50 кг + 60 кг =
№ 7--10 мисаллар , һесаплар.
YII. Дәрисни йәкүнләш. №9-мисал.
YIII. Өйгә тапшурма бериш. №8 һесап, 113-бәт.
Билимлирини баһалаш.