- Учителю
- На тему 'Яхши дегән немә? Яман дегән немә'
На тему 'Яхши дегән немә? Яман дегән немә'
Тәрбийә саати.
Дәрис мавзуси: «Яхши дегән немә, яман дегән немә»
Дәрис мәхсити: Балиларға яхши вә яман тоғрисида чүшиник бериш.
Балиларни адәмгәрчиликкә,чоңларни һөрмәтләп, кичикләрни
иззәтләшкә үгитиш. Яхши вә яманни ажритишни үгитиш.
Әдәплик болушқа, кичикпейил, мәдәнийәтлик болушқа
тәрбийләш.
Көрнәклиги: рәңлик сүрәтләр
Дәрисниң берилиши:
-
Синипни уюштуруш
Бүгүнки бизниң тәрбийә саатимизниң мавзуси «Яхши дегән немә, яман дегән немә» дәп атилиду. Адәм балисида яхши вә яман хисләтләр бар. Бизгә һәқиқәтчи болушни, чоңларни һөрмәтләшни, кичикпейил болушни , ата-анимиз үгитиду. Биз яхши әдәтләрни үгинип , яман хисләтләрдин жирақ болушимиз керәк.
Әдәп һәққидә шеирлар.
Ата-ана тилиги,
Адәм болуп өскиниң.
Адәмликниң тириги,
Адил болуп өскиниң.
Сийлап салам беримән
Чоңларни мән көргәндә
Һөрмәтләшни билимән
Бир йенида пиялә
Чай дәмлигән чәйнәктә
Муһаббә һәсәлләрму
Қачиларда бөләкчә
Иним билән иккимиз
Соримастин йемәймиз
Бәрсә йәймиз, бәрмисәң
Бәрмидиғу демәймиз
Тәртиплик яхши бала һәр дайим өйдә ата-анисиниң, мәктәптә муәллимниң сөзини тиңшайду чоңларға ярдәм қилиду.
Илим тапмай махтанма
Орун тапмай ясанма
Хумарлинип шатланма
Ойнап бошқа күлүшкә
Бәш нәрсидин жирақ бол
Адәм болай десиңиз
Тилигиң өмриң алдиңда
Аңа қайғу йесиңиз
Ғевәт ялған махтиниш
Еринчәк башқа пул чечиш
Бәш дүшминиңни билсиңиз
Тәләп, әмгәк, чоңқур ой
Қанаәт реһим ойлап қой
Бәш есил иш, көнсиңиз
Бу шеирни ким язған?
Қазақ хәлқиниң атақлиқ ақини Абай Қунанбаев өз шеирида бәш нәрсидин жирақ бол ғевәт, ялған, махтиниш һорунлуқ бошқа бол чечиштин жирақ бол.
Әксинчә. Бәш нәрсигә амрақ бол дәйду. Әмгәк қилишқа, барға қанаәт қилишға рәһим қилишқа тәләп чоңқур ой бәш есил иш дәйду.
Чоң кишигә ярдәм дериш.
Әдәплик болушниә өзи адәмләр арисидики мунасивәтни яхшилайду. Шуниң үчүн һәр бир адәм бир-бири билән яхши мунасивәттә болуш үчүн сипайә сөзләрни әстин чиқармаслиқ керәк.
Қени силәр қандақ сипайә сөзләрни билисиләр?
Саламәтмусиз, саламәт болуң, мәрһәмәт, кәчүрүң, рухсәтму дегән изгү сөзләр йезилған карточкиларни оқуп чиқиш.
Алдимизда учрашқан
Тонушларни көримиз
Иззәт қилип һәммиз
Бизләр салам беримиз
Әссаламу әләйкүм бова дәп
Саламәтмусиз ака дәп
Саламәтмусиз һәдә дәп
Оғул-қиз салам беримиз
Әдәптә үлгә бөлимиз
Немә дейиш керәк? шеири.
Яхши вә яман достлар һәққидә.
Яхши дост сениң үчүн пана екән
Алдиңда йол көрсәткүч дана екән
Уялмай достлириға янидиған
Яман дост унтулмас бала екән
Яхшидин үгән еринмәй һаман
Ибрәт аш ишидин болмиған яман
Яхшини дост тутуп қәдирләп өткәч
Һөрмәткә бөлинәр улар һәр хаман
Яхши-яман әдәп әхлақ тоғрисида мақалларни оқуп мәзмунлирини чүшәндүрүш.
Үгән яхши әдәпни
Жиркән яман адәттни
Яхшидин ат қалиду
Ямандин дат қалиду
Әдәплик бала-яхши бала
Әдәпсиз бала-надан бала
Яхшиға бир сөз
Яманға миң сөз
Балилар силәрниң мәктәпкә кечикмәй келишиңлар, сөзлишиңлар тәртип вә әдәпкә ятиду.
Оқуғучи таңда туруп
Әйнәккә бир қариған
Кийип пакиз, жуюнуп һәм
Чачлириңни тариғин
Өз өйүңдә өз синипиң
Болсун гөзәл һәм таза
Чаң чиқирип, паскина қип
Жүрәр номус һәм иза
Һәр қолуңдин кәлсә досттин
Ярдимиңни айима
Яхшилардин сорап билгин
Үлгә болғин уялма.