- Учителю
- УРОК: по матиматике на тему 'Бирдәк санларни қошуш' (2 класс)
УРОК: по матиматике на тему 'Бирдәк санларни қошуш' (2 класс)
Кичик Ақсу оттура мәктиви мәктәпкичә болған ихчам мәркизи билән мәмликәтлик мәһкимисиниң башланғуч синип муәллими Бариева Сахадятхан
Математика
Дәрис мавзуси: Бирдәк санларни қошуш.
Дәрисниң мәхсити: 1.Оқуғучиларға бирдәк санларни қошушни үгитиш.
Әмәлләрни орунлаш йоллирини чүшәндүрүш.
2.Мустәқил ишләшкә үгитиш. Тез һесаплаш
маһаритини ойлаш вә әстә сақлаш қабилийитини
ашуруш.
3.Оқуғучиларни чапсанлиққа, өз ойини йәткүзүп ейтишқа тәрбийиләш.
Дәрис түри: арилаш
Қоллинидиған усул: соал - жавап, чүшәндүрүш, көрситиш
Қоллинидиған көрнәкликләр: дәрислик ,сүрәтләр
Дәрисниң бериши
1. Уюштуруш қисми.
Оқуғучиларни дәрискә жәлип қилиш.
Психологиялик тәйярлиқ
Биринчи күн дүшәнбә,
Яхшилиққа толсун.
Бүгүнки алған баһаримиз,
Бәшликкә толсун.
2.Мәхсәт қоюш қисми.
Бүгүн балилар силәр билән « математика елигә» сәяһәткә баримиз. Математика елигә йетиш үчүн нурғунлиған тапшурмиларни орунлишимиз керәк. Шу тапшурмиларни орунлисақ баримиз. Тапшурмиларни дурус орунлиған оқучиға фишкилар берилиду.
-
Өткән мавзуни пишшиғдаш
«Ким чапсан» оюни ойнилиду.
мисал
104
32
79
38
37
90
100-63
37+67
45+34
65-27
45+45
79-47
4.Йеңи мавзу:
«Санлар ели»
Тапшурмиси
Сүрәтләр ичидин сани охшаш сүрәтләрни тапимиз.
Бирдәк санларни қошуш.
Дәптәр билән иш.
№1 а) Икки домбридин үч тәкчигә қойди. Жәми-? Домбира бар
2+2+2
ә) Икки һалқидин 4 коробкиға салди. Жәми-? Һалқа бар-?
2+2+2+2
№2 « Ойлан тап»
8=4+4 8=2+2+2+2
6=3+3 6=2+2+2
10=5+5 10=2+2+2+2+2
9=3+3+3 12=6+6 12=2+2+2+2+2+2
5.Дәрисни пишшиқдаш:
Математика елидә норуз мәйримигә тәйярлиқ ишлири болуветипту. Улар зенәтләш үчүн рәңлик вә ақ қәғәздин нәрсиләрни ясаветипту. Қанчилик қәғәз ишләткәнлигини тапимиз.
№3
Шәрти:
Рәңлик қәғәз - 37в
Ақ қәғәз - ?,18 в ошуқ
Жәми - ? в
37+18=55
37+55=92 Жавави: ақ қәғәз - 55 в , жәми - 92 в
-Ақ қәғәз нәччә тал ишлитилди?
«Тәңлимиләр ели»
№5 Тәңлимә
«Ким биринчи оюни»
Х-32=53 84-Х=24 Х+38=40
Х=53+32 Х=84-24 Х=40-38
Х=85 Х=60 Х=2
__________ _________ _________
85 -32 =53 84-60=24 2+38=40
Математикилик диктант
16+44 100-77 65+35
59+26 24+48 74-46
«Геометриялик шәкилләр ели»
Тиктөтбулуңлуқ вә квадрат сизип, периметрини тапиду.
6. Дәрисни йәкүнләш.
1) Қандақ санларни қошушни үгәндуқ?
7.Баһалаш
Балиларни алған фишкилири бойичә баһалаш.
8. Өйгә тапшурма бериш. №4 170-бәт