- Учителю
- Урок по математике на тему: 'Онлуқ кәсирләрни қошуш вә елиш мавзуси бойичә һесап ишләш' (5 класс)
Урок по математике на тему: 'Онлуқ кәсирләрни қошуш вә елиш мавзуси бойичә һесап ишләш' (5 класс)
Дәрис мавзуси: Онлуқ кәсирләрни қошуш вә елиш мавзуси бойичә һесап ишләш
Дәрис мәхсити: а) Оқуғучиларниң өтүлгән мавзу бойичә алған билимини пухтилаш; онлуқ кәсирләрни қошуш вә елишқа һесаплар ишләш;
б) Оқуғучиларниң логикилиқ ойлаш вә әстә сақлаш қабилийитини, математикилиқ тил байлиғини риважландуруш;
в) Оқуғучиларни коллективлиққа, бир-бирини һөрмәтләшкә, вәтәнпәрвәрликкә, тәрбийәләш; «Олимпиадилиқ оюнлар» арқилиқ оқуғучиларниң спортқа, тән-тәрбийә пәнигә болған қизиқишини ашуруш;
Қоллинидиған көрнәкликләр: слайдлар, стикерлар, 5-синип оқулиғи;
Дәрисниң жүриши:
-
Уюштуруш қисми.
Оқуғучиларни дәрискә психологиялиқ тәйярлап, интимақлиқ атмосферисини қелиплаштуруп, оқуғучиларни 4 топқа бөлүш, топ башчилириға баһалаш вариғи тарқитилиду.
-
Өй тапшурмисини сораш:
№ 991 вә №1030 тахтидики эталон арқилиқ бир-бирини тәкшүрәйду вә топ башчиси баһалаш вариғиға бәлгүләйду
-
Һесаплар ишләш
Диалог жүргүзүш
-Балилар, кандак ойлайсиләр немә үчүн биз дәрисимизни олимпиадиға беғишлидуқ?(слайд№7)
-Немә үчүн бу олимпиада «Ақ олимпиада» дәп атилиду?(слайд№8-9)
1-тапшурма Еғизчә һесап:
Дәсләпки «қишлиқ олимпиада» оюни қачан вә қәйәрдә өтти? (слайд№10)
4,8-3,8= 1
3,2+5,8= 9
7,9-3,9=
2
1,2+2,8= 4 Франция
-
-22-Қишлиқ Олимпиада оюни қәйәрдә вә қачан башланди?(слайд№11-13)
-
-Олимпиада тоғрисида қандақ мәлуматларни билисиләр?
-
-Олимпиада оюнлири немидин башлиниду?(слайд№14)
-Дурус, Олимпиадилиқ отниң йеқилишидин.
-Әнди, мошу отни йеқиш үчүн биз мону һесапларни йешип көрәйли.(Китап билән иш. слайд№15-16)
-
-Олимпиада оюниға қишлиқ спорт оюнлириниң нәччә түри кириду?(слайд№17)
-Мошу оюнниң түрлирини билиш үчүн логикилиқ һесапларни йешип көрәйли?(слайд№18-19-20-21)
-
«Ким чапсан оюни» (слайд№22-23)
-Қанчинчи әсирдә дәсләпки конькилар пәйда болған?
16,8-6,8+3= (18-әсир)
-Қайси жили фигуристларниң дәсләпки қаидилирибәлгүләнгән?
5*250+492= (1742ж)
-Фигурилиқ коньки билән тейилиш оюни дәсләпки қетим қачан болған?
500*4-118= (1882ж)
-
Рефлексия(слайд№24)
-
Оқуғучиларни баһалаш
-
Өйгә тапшурма(слайд№25-26)