- Учителю
- Бир-биридин қарши йөнилишкә берилгән һесаплар
Бир-биридин қарши йөнилишкә берилгән һесаплар
Бир-биридин қарши йөнилишкә берилгән һесаплар.
4-синип математикиси бойичә
Задача 1.
Машина билән автобус автостанциядин бир вақитта бир-биридин қарши йөнилиштә йолға чиқти. Автобусниң илдамлиғи автомобильниң илдамлиғидин икки һәссә кам. Автомобильниң илдамлиғи 60 км/с болса, уларниң арилиғи қанчә вақиттин кейин 450 км болиду?
Йешилиши:
-
1) 60 : 2 = 30 (км/с, автобусниң илдамлиғи)
-
2) 60 + 30 = 90 (йеқинлишиш илдамлиғи)
-
3) 450 : 90 = 5(с)
-
Ипадә: 450 : (60 : 2 + 60) = 5
-
Жавави: 5 сааттин кейин.
2-һесап
Велосипедчи шәһәрдин дачиға қарап 12 км/с илдамлиқ билән йол алди. Йолға 6 саат вақит сәрип қилди. Қайтқанда мошу арилиққа 4 саат сәрип қилса, униң илдамлиғи қанчигә өзгәрди?
Йешилиши:
-
1) 12 * 6 = 72 (шәһәр билән дача арилиғи)
-
2) 72 : 4 = 18 (велосипедчиниң қайтқандики илдамлиғи)
-
3) 18 - 12 = 6
-
Ипадә: (12 * 6 : 4) - 12 = 6
-
Жавави: велосипедчиниң илдамлиғи на 6 км/с-ға өзгәрди.
3-һесап
Икки поезд бир мәзгилдә бир-биридин қариму-қарши йөнилиштә йолға чиқти.
Биринчи поезд иккинчисигә қариғанда 30 км/с кам илдамлиқ билән маңди. Иккинчи поездниң илдамлиғи 130 км/с болса, 4 сааттин кейин уларниң арилиғи қандақ болиду?
Йешилиши:
-
1) 130 - 30 = 100 (км/с иккинчи поездниң илдамлиғи)
-
2) 130 + 100 = 230 (жирақлаш илдамлиғи)
-
3) 230 * 4 = 920
-
Ипадә: (130 - 30 + 130) * 4 = 920
-
Жавави: поездларниң арилиғи 4 сааттин кейин 920 км болиду.
4-һесап
Такси 60 км/с илдамлиқ билән , автобус 2 һәссә кам илдамлиқ билән маңиду. Улар бир-биридин қариму-қарши йөнилиштә һәрикәтлиниватқан болса, уларниң арилиғи қанчә сааттин кейин 360 км болиду?
Йешилиши:
-
1) 60 : 2 = 30 (автобусниң илдамлиғи)
-
2) 60 + 30 = 90 (жирақлаш илдамлиғи)
-
3) 360 : 90 = 4
-
Ипадә: 360 : (60 : 2 + 60) = 4
-
Жавави: 4 сааттин кейин.