7


  • Учителю
  • классный час на тему: Бебаһа Байлиқ.

классный час на тему: Бебаһа Байлиқ.

Автор публикации:
Дата публикации:
Краткое описание:
предварительный просмотр материала

Ана тил - Бебаһа Байлиқ.

Тәрбийә саатиниң мәхсити: Тилниң жәмийәт һаятидики әһмийитини чүшәндүрүп, ана тилини сөйүшкә, уни қәдирләшкә тәрбийәләш.

Ана тилида сөзлишишкә, уни унтуп қалмаслиққа, һөрмәтләшкә, үгитишкә дәвәт қилиш.

Тәрбийә саатиниң түри: учришиш

Көрнәкликләр: тил һәққидә дана сөзләр, уйғур тили һәққидә китаплар көргәзмиси

Тәрбийә саатиниң бериши:

I.Уюштууш пәйти;

II.Кәлгән меһманлар билән тонуштуруш

III.Киришмә сөз

Һәр қайсимиз күндилик һаятимизда тилниң ярдимигә муһтажмиз, тил адәмләрниң бир - бири билән мунасивәт бағлишиға хизмәт қилидиған васитә. Әгәр тил болмиса, инсан үчүн һаят кәчүрүш мүшкүллүккә айлинатти. Адәм атиниң ярилишидин тартип та бүгүнки күнгичә инсан өмридә қелиплашқан чүшәнчә - нәрсиләр, илим - пәнниң йоқалмас ғәзнилири, әждатлар билән әвлатлар арисида бағлаштуруп кәлмәктә. Урпи - адәт , дәстүрлиримиздин әсирләр бойи унтулдурмайватқинимиз, тирилдүриватқинимиз тил, тил жәмийәт билән биллә яшап, биллә тәрәққийә ейтиду.

Тилни билим елишниң , дуния тонушниң бәдиий - эстетикилиқ тәрбийә беришниң бирдин - бир васитиси дәп билгән һәр қандақ илғар дөләт, униңға чоң әһмийәт бериду. Шу жүмлидин көп милләтлик Қазақстанму мустәқилликкә егә болғандин бери жумһурийәттә яшаватқан барлиқ милләтләрниң тиллириниң тәрәққиятиға һәртәрәплимә көңүл бөлмәктә.

Елимизниң башлиғи Н.Ә Назарбаевниң 1998 - жили 1-январь Пәрманиға бенаән 22 -сентябрь Қазақстан хәлиқлири тиллириниң мәйрими болуп һесапланмақта.

Бу Қазақстанда яшаватқан һәммә хәлиқләрниң қазақ тилини билиши билән бир қатар өз тилини сақлап қелишиға мүмкиннчилик яритидиған шәрт - шараитларниң бири. Бир нәччә тилни билиш бүгүнки күнниң тәливи.

Қазақстанда яшаватқан башқа милләтләр қатарида биз, уйғурларму дөләт тилини билишкә, һәрмәтләшкә тегишликмиз.

Милләтниң милләт сүпитидики алаһидиликлирини миллий аң - сезим, миллий мәдәнийәт, тәрбийә ениқлиса, бу үчигә жан киргүзидиған -миллий тил, биз үчүн у - уйғур тили. Уйғур тили арқилиқ уйғурниң тарихи сөзләйду. Чүнки тил - у тарих, тил - у хәлиқ. Дуния йүзидә 2500дин артуқ тил бар, бири уйғур тили. Қазақстанда яшаватқан 130 милләтниң бири уйғур хәлқи.

Шеирий монтаж:

1-оқуғучи:ана тилини үгүнүш - бу улуқ иш.һәр ким өз тили билән сөзлишишкә тиришиду. Анисидин туғулуши билән ана тилида «апа» , «дада» дәп тили чиқиду

2-оқуғучи: әң яхши тил - ана тили. Һәқиқий билим беридиған, пайдилиқ мәлумат беридиған у - ана тили. Өзгә тилниң һәммисини бил, өз тилиңни һөрмәт қил, дәп бир дана ейтқан екән.

3 - оқуғучи: Қазақстанда 130 дин артуқ милләт яшайду. Уларға ана тилини , мәдәнийитини, сәнъитини риважландурушқа мүмкинчилик яритилған.

4-оқуғучи: уйғур тили бай - тил. Бу тилда көплтгән чөчәкләр , қошақлар , дастанлар, бейитлар, романлар, һекайиләр, повестьлар яритилған.

5-оқуғучи: Яхши сөз һалгидур,

Яман сөз жедәлдур.

Етивар бәр сән сөзгә

Әзиз болисән әлгә

Шеирий монтаж: Х.Хамраев «Ана тилим - Диярим»

Мәктәп жилнамиси билән тонуштуруш

Яман көрмәң, мени достлар

Егәмниң бир қулидурмән

Киши қәдрини билмәйду,

Вәтәнниң гәвһәридурмән

Яркәнттики таза уйғур мәктәплириниң бири Билал Назим мәктиви. Мәктивимиз 1993-1994 жиллири өз ишини башлиди.Мәктивимизниң 18 жиллиқ тарихи бар. Алтун бәлгү егилири Исламова Адиләм.Мухтарова Зульфия, Курбанова Оғләм,Заитова Наргиза, Абдуллаева Мунира, Масимова Гульбахар. Исми атлған шагтртлиримиз өз ана тилимизда ------------

Уйғур тилида билим елип Яркәнт диярида хизмәт қиливатқан врачлар, устазлар, тижарәтчиләр сөз сөзләйлу.

Меһманрларға сөз.

Музикилиқ салам.

Муәллим: Жумһурийитимиздә уйғур тилида қандақ гезит чиқиду?

-Уйғур авази



 
 
X

Чтобы скачать данный файл, порекомендуйте его своим друзьям в любой соц. сети.

После этого кнопка ЗАГРУЗКИ станет активной!

Кнопки рекомендации:

загрузить материал