7


  • Учителю
  • Класный час: ' Таза болса тәбиәт, аман болар адәмзат' (2 класс)

Класный час: ' Таза болса тәбиәт, аман болар адәмзат' (2 класс)

Автор публикации:
Дата публикации:
Краткое описание: Мавзуси: Таза болса тәбиәт, аман болар адәмзатМәхсити: а) Тәбиәт тоғрисида чүшәнчә бериш; ә) Тәбиәт гөзәллигигә қизиқишини ашуруш; б) Тәбиәтни сөйүшкә тәрбийиләш . Көрнәклик қураллар:дәптәр, сүрәтләр.І.Уюштуруш қисми.Балилар чәмбәр қуруп туриду, саламлишиду. Муәллим билән
предварительный просмотр материала

Мавзуси: Таза болса тәбиәт, аман болар адәмзат

Мәхсити: а) Тәбиәт тоғрисида чүшәнчә бериш;

ә) Тәбиәт гөзәллигигә қизиқишини ашуруш;

б) Тәбиәтни сөйүшкә тәрбийиләш .

Көрнәклик қураллар:дәптәр, сүрәтләр.

І.Уюштуруш қисми.

Балилар чәмбәр қуруп туриду, саламлишиду. Муәллим билән биллә «Тәбиәт - анимиз» нахшисини ейтиду.

Тәбиәт анимиз

Сөзини язған - Н.Жанаев

Музыкисини язған- С.Қаратаев

Тәбиәт у - анимиз, Язда арилап теғини,

Тәбиәткә балимиз. Беғиғиму баримиз.

Қучиғида ойнаймиз, Дәриясиға чөмүлүп,

Шатлиқ сазини чалимиз . Ямғурида ойнаймиз.


ІІ.Дәрис мавзусини вә мәхситини ейтиш.

-Балилар,биз бүгүнки дәрисимиздә тәбиәтниң гөзәллиги вә униң адәм балисиға тәсири тоғрисида сөһбәтлишимиз.


ІІІ.Тәйярлиқ сөһбәт.

-Тәбиәт мәнзирисидә дәм алған силәргә яқамду?

-Адәм тәбиәтни чүшинәмду?

-Туғулған йериңларниң қандақ көрүнүшлирини яхши көрисиләр?


ІV.Йеңи дәрис.

Муәллим «Күн билән гүлләр» һекайисини ейтип бериду.

Күн билән гүлләр

Қурманбек Толыбаев

Асман пәләк тағниң чоққисидин ашқан күн, күн нуриға тәшна қелин қапталға ала-қизил нурлирини төкти. Көк майсигә, йопурмақ алиқан-лириға қонған шәбнәм тамчилири үнчә кәби пақирайду. Күнниң күмүч шоллилири һәр бир гүлни пәпиләйду. Иссиқ тәпти билән йәлпүп ойғи-тиду.

-Һәй, гөзәл Чуғлуқ , турғин! Аләмгә йоруқ йейилди. Қушларму ойғанди. Хуш наваси билән сайрап жүриду.

-уйқисини ачалмай беши саңгилиған Чуғлуқ уйқилиқ аваз билән:

-Һазир, Күн ака,...һазир. ақ Күн Нури. - Бир аздин кейин Күн Нури көк гүлгә бариду.

-Көк йәлкән! Көк асмандәк көкүч көзлиринни ачқин! Йәр жаһанни өз қойниғаалған туманға сүзүлди. Һашарәтләр ойғинип, чүмүлиләр ишлириға киришти.

-Һазир, һазир көзүмни ачимән...

Күн Нури алға қарап маңди. Йәнә бир чирайлиқ гүлгә новәт кәлди..

-Сериқ чечәк, көтәр бешиңни, алтундәк һөснүңни көрсәт! Барлиқ аләм бәһирләнсун.

-Мақул, - дәп сериқ бешини силкип Сериқ чечәк : «һазир алтундәк йүзүмни ачимән»!

Күн Нури шодайған көк башлиқ өсүмлүккә бариду.

-Атқулақ, шәпәқниң қизиғи көпәйди, ухлима! Гүлләрниң һәммиси уйқидин ойғанди. Сәнму һөснүңни көрсәткин!

-Һазир, алтун Күн!

Атқулақ керилип-созулуп, қәддини түзидидә, төвән саңгилап турған бешини бирдин жуқури көтәрди. Қатар-қатар түгмидәк тизилған һава рәң гүллири чайқалди.

Шундақ қилип, Күн чиңқи чүшкичә тағ бағрида , чатқалларда уйқиға чөмүп ятқан гүлләрни ойғитиду.Дуния йүзидики Күн Нуриға бөләнгән Гүлләрниң һәммиси чоғдәк ечилип, Йәр бетини гөзәлләндүриду.

  • Гүлләрни вә өсүмлүкләрни ким, қандақ уйқидин ойғатти?

Әтигәнлиги уйқидин охинидиған вақтиңларни есиңларға чүшүрүп, ейтип бериңлар.

Балиларниң жаваплири.

Балиларниң жаваплири муәллим тәрипидин йәкүнлиниду:

-Уйғур хәлқи тәбиәтниң мундақ гөзәллигини балиларниң бойидин көргүси келиду. Шуңлашқа чирайлиқ, гөзәл инсанларни «ай йүзлүк», « булбулдәк зилва авази», «булақтәк таза көзлири», «аққуштәк аппақ» дәп тәбиәткә охшитип олтарған.

Көрүнүш:

Нәвриси билән нәвриси.

-Бова,йәр дегән немә?

-Йәр дегән тирикчилик.

-Әл дегинимиз немә?

-Әл дегинимиз хәлиқ.Йәр көри дегән учқан қуш,жаниварлар,дала вә орманлар. -Йәрни немә көтириду? -Йәрни су көтириду. -Әлни немә көтириду? -Әлни әр көтириду,-дәп жавап берипту. Һәқиқәт,әлни әл қилидиған-у әр. Биз тәбиәт пәрзәнди болғанлиғимиз-дин тәбиәтни сақлап,байлиғини ашурушимиз керәк.Әгәр силәр бир түп көчәт,бир қушқа уга ясап,дәрәққә бағлап қойсаңлар өз һәссәңлар-ни қоштуңлар дәп ейтишқа болиду.


V.Йәкүнләш.

Тапшурма:

1-тапшурма

Сүрәттә тәсвирләнгән тәбиәт қисимлириниң адәмләргә тәсири тоғрисида сөзләп бериңлар.

2-тапшурма

Сүрәттә берилгән қушларниң етини йезиңлар вә һәр бириниң сүритигә мунасивәтлик өз угисиға сизиқ билән қошуп орунлаштуруңлар

3-тапшурма

Рәссам қандақ һайванатларниң әң йоғини қайси дәп ойлайсиләр?


Тәбиәтму бир китап

Әжайип, Әтрапиңға сәп-салсаң,

Бүгүн сән Булутларға әгишип,

Тәбиәтә сиғинсаң. Йоқ болиду бир күн,ай...

Қулақ селип, Тәбиәтму бир китап,

Көз тикип, Оқалисаң қизиқип.


Мавзуси:«Тәбиәт вә адәм»

Мәхсити: а) Тәбиәт вә адәм тоғрисида чүшәнчә бериш;

ә) Тәбиәт гөзәллигигә қизиқишини ашуруш;

б) Тәбиәтни сөйүшкә тәрбийиләш .

Көрнәклик қураллар: сүрәтләр.

І.Уюштуруш қисми.

Балилар чәмбәр қуруп туриду, саламлишиду. Муәллим билән биллә «Тәбиәт - анимиз» нахшисини ейтиду.

Тәбиәт анимиз

Сөзини язған - Н.Жанаев

Музыкисини язған- С.Қаратаев

Тәбиәт у - анимиз, Язда арилап теғини,

Тәбиәткә балимиз. Беғиғиму баримиз.

Қучиғида ойнаймиз, Дәриясиға чөмүлүп,

Шатлиқ сазини чалимиз . Ямғурида ойнаймиз.

ІІ.Дәрис мавзусини вә мәхситини ейтиш.

-Балилар,биз бүгүнки дәрисимиздә тәбиәтниң гөзәллиги вә униң адәм балисиға тәсири, адәм балисиниң тәбиәткә тәсири тоғрисида сөһбәтлишимиз.

ІІІ.Тәйярлиқ сөһбәт.

-Тәбиәт мәнзирисидә дәм алған силәргә яқамду?

-Адәм тәбиәтни чүшинәмду?

-Туғулған йериңларниң қандақ көрүнүшлирини яхши көрисиләр?

ІV.Асасий қисим.

Көрүнүш:

Нәвриси билән нәвриси.

-Бова,йәр дегән немә?

-Йәр дегән тирикчилик.

-Әл дегинимиз немә? -Әл дегинимиз хәлиқ.Йәр көри дегән учқан қуш,жаниварлар,дала вә орманлар.

-Йәрни немә көтириду? -Йәрни су көтириду. -Әлни немә көтириду? -Әлни әр көтириду,-дәп жавап берипту. Һәқиқәт,әлни әл қилидиған-у әр. Биз тәбиәт пәрзәнди болғанлиғимиздин тәбиәтни сақлап,байлиғини ашурушимиз керәк.Әгәр силәр бир түп көчәт,бир қушқа уга ясап,дәрәққә бағлап қойсаңлар өз һәссәңларни қоштуңлар дәп ейтишқа болиду.

V.Йәкүнләш.

Тапшурма:

1-тапшурма

Сүрәттә тәсвирләнгән тәбиәт қисимлириниң адәмләргә тәсири тоғрисида сөзләп бериңлар.

2-тапшурма

Сүрәттә берилгән қушларниң етини йезиңлар вә һәр бириниң сүритигә мунасивәтлик өз угисиға сизиқ билән қошуп орунлаштуруңлар



 
 
X

Чтобы скачать данный файл, порекомендуйте его своим друзьям в любой соц. сети.

После этого кнопка ЗАГРУЗКИ станет активной!

Кнопки рекомендации:

загрузить материал