- Учителю
- Презентация по истории Казахстана на тему 'Улуқ Ипәк йолиниң тарихий әһмийити '
Презентация по истории Казахстана на тему 'Улуқ Ипәк йолиниң тарихий әһмийити '
Қазақстан тарихи 7-синип
Дәрисниң мавзуси: Шәһәр мәдәнийитиниң тәрәққияти.
Дәрисниң мәхсити: 1) Х-ХІІ әсирләрдә Қазақстанда оттура әсирлик шәһәрләр саниниң өсүши, қурулуш сиситемилириниң алаһидиликлири тоғрилиқ чүшәндүрүш.
2) Шәһәрләр вә мәдәний ядикарлиқлар тоғрилиқ билимлирини риважилиандуруш
3) Адәмгәрчилик вә эстетикилиқ тәбийә бериш
Дәрис түри: Арилаш
Қолланған усул: алгоритмлиқ мәзмунлаш, соал-жавап.
Көрнәкиликләр: ҚЖ хәритиси, сүрәтләр, презентация
Дәрисниң бериши
І. Уюштуруш қисми
Оқуғучиларниң дәрискә тәйярлиғини тәкшүрәш
Түгәлләш
ІІ. Өй тапшурмисини сораш.
1.Улуқ Ипәк йолиниң хәритисини пайдилинип, Йәттису арқилиқ шәриққә чиқидиған Ипәк йолиниң йөнилишлири тоғрилиқ ейтиңлар.
2. Улуқ Ипәк йолиниң ижтимамй -ихтисадий әһмийити немидә?
3. Ипәк йолиниң сода сүръитьиниң асталишиниң сәвәви немидә?
ІІІ. Тест елиш
1.Шәһәр турғунлириниң көпийиши немини тәләп қилди? а/ истимал буюмлирини нурғун ишләп чиқиришни б/ мал чарвичилиқниң тәрәққиятиға в/ деханчилиқниң тәрәққиятиға г/ бағвәнчиликниң риважлинишиға 2. Сапал қача ясайдиған ишханилар қайси шәһәрләрдә тепилған? а/ Отрар б/ Қулан в/ Мерке г/ Жент 3. Қача- қомучларниң алаһидилиги а/ нәқишләнгән б/ түрлүк-түмән әйнәк охшаш сир/бояқ/ билән сирланди г/ көйдүрүлгән в/ түрлүк шәкилдә ясалған 4. Отрар, Тараз, Йасы охшаш шәһәрлиридә Х әсиргә тәәлуқ немә тепилди? а/ оғақлар б/ алтун ахчилар в/ чинә, әйнәк қача-қомучлар г/ күмүч үзүкләр 5.Төмүрчилиқ дуканлири қайси шәһәрләрдә тепилди? а/ Тараз, Йассы б/ Алмута, Талғир в/ Испижаб, Отрар г/ Сайрам, Савран 6. Испижаб, Отрар шәһәрлиридә немә чиқиридиған сарайлар болған? а/ жуң б/ егәр-тоқум в/ ахча г/ әйнәк
7. Рәңлик боялған хиш қайси вақитта кәң пайдиланди? а/ ІХ-Хәә б/ Х-ХІәә в/ ХІ-ХІІәә г/ ХІІ-ХІІІәә 8. Х-ХІІ әсирләрдә мемарчилиқ сәнъитидә қандақ өзгиришләр болди? а/ чирколар селинди б/ мечитлар селинди в/ храмлар селинди г/ өйләр селинди 9. Әң қедимий мечит қайси шәһири йенида тепилди? а/ Қуйруқтөбә б/Тараз в/ Талғир г/ Отрар 10. Айша-Биби мәқбәриси қайси шәһәр йенида тепилди? а/Тараз б/Сайрам в/ Сығнақ г/ Талғир 11. Ғожа Әхмәт Яссавийниң устази ким болған? а/ С.Бақирғани б/ Қарахан в/Арыстан баб г/ Алаша хан 12. ХІ-ХІІ әсирләрдә селинған мончилар қайси шәһәрдә тепилди? а/ Йассы,Сайрам б/ Сығнақ, Сауран в/ Талғир, Жент г/ Тараз, Отрар 13. ХХ әсирниң 60-жиллириғичә қайси шәһәрдә шәриқ мончиси ишлигән ? а/ Тараз б/ Йассы в/Сайрам г/ Сығнақ
ІV. Мавзу плани:
1.Оттура әсирлик шәһәрләр саниниң өсүши.
2. Шәһәр қурулушидики өзгиришләр.
3. Турғун өйләр.
V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Жәнубий Қазақстанда шәһәрләрниң топлишип орунлашқан йәрлири- Арис дәриясиниң Сирдарияға қошулидиған жайи.Мәркизи- Осбаникәнт.
Шәһәрлик олтиришлиқ мәдәнийәтниң йәнә бир өскән йери- Йәттису тәвәси. Болупму Жән-ғәрб Йәттису. Мәркизи-Тараз (36шәһәр).
Шим-шәр Йәттисуда ( Лабан, Алмута, Талхир-70-шәһәр).
Шәһәрләр пәқәт сан жәһәттинла әмәс, бәлки мәйдани, ихтисади тәрипидинму өсүп турған. Уни асасән 3 топқа бөлүп қарашқа болиду:
1топ-мәйдани 30 гектардин ашидиған шәһ.(Испиджаб, Отрар,Савран в.б)
2топ-10 гектардин 30 гек-ғичә болған шәһ-р ( Бурух,Хурлуг в.б).
3-топ- мәйдани 10 гектарға йәтмәйдиған шәһәр-р (Алмута,Қапал,Ақтам в.б)
Таш Но-ясалди.
Шәһәр қурулушиниң алаһидә сиситемиси-мусулман дининиң киришигә бағлиқ мечитларниң пәйда болуши.
Қурулуш системисиниң йәнә бир йеңи түри- Шәриқ мончиси.
ХІІ ә-ки йәнә бир йеңилиқ-бөлмиләрдә очақ алдида таш но болған.
VІ. Мавзуни пишиғдаш
1.Қайси дәрия бойида шәһәрләр көп орунлашқан?
2.Х-ХІІ ә-ки шәһәрләрниң қурулуш сиситемилирида қандақ өзгиришләр болди?
3. Шәһәрләрдә қандақ ишханилар селинди?
VI. Йәкүнләш
VIII. Өйгә тапшурма:§ 16 81-85-бәтләр.
Оқуғучилар билимлирини баһалаш