7


  • Учителю
  • Интелектуальная игра среди 9-11 классов 'Улуқ Ғалибийәткә 70 жил'

Интелектуальная игра среди 9-11 классов 'Улуқ Ғалибийәткә 70 жил'

Автор публикации:
Дата публикации:
Краткое описание:                                              Интелектуаллиқ  оюн                                          9 - 11 синиплар  арисида Мавзуси :  Улуқ  Ғалибийәткә  70  жилМәхсити : 1  Улуқ  Вәтән урушиға  қатнашқан  қазақстанлиқлар , асасий  уруш мәйданлири тоғрисида алған
предварительный просмотр материала

Интелектуаллиқ оюн

9 - 11 синиплар арисида

Мавзуси : Улуқ Ғалибийәткә 70 жил

Мәхсити : 1 Улуқ Вәтән урушиға қатнашқан қазақстанлиқлар , асасий уруш мәйданлири тоғрисида алған билимлирин пишиғдаш. 2 Совет хәлқиниң жасаритини етиварға елип, һөрмәтләшкә үгитиш. Елини , йерини чәксиз сөйүшкә тәрбийәләш

Безәләндүрүши : шиарлар , буклетлар , шарлар

Көрнәклик : интерактивлиқ тахта , портретлар

Бериши

І Уюштуруш қисми

ІІ Муәллимниң киришмә сөзи

«Бизниң жүригимиз төмүр әмәс. Лекин бизниң интиқам отимиз қандақла төмүрни болмисун , еритип , көйдүрүветәләйду. Бизниң қорқунучни йеңидиған әң күчлүк қуралимиз бар , у- Вәтәнгә дегән муһәббәт. Вәтән үчүн алға !» / Б. Момиш оғли /

Иккинчи дуния уруши адәмзат тарихида улуқ пажиәлик вақиә. Униң нәтижиси тәнни шүркитиду. Қәһриманлиқлириға баш егип , һәйран қалисән. Қанға боялған даласи , қан жиғлиған аниси , житим қалған балиси үчүн өч елишқа киришти пүткүл әлниң һәммиси .

«Улуқ йеңиш инсан бәхтини қоғдиди , Өз қиниға чүшти йәнә бу һаят. Мундақ биллә шатланмиған болғиди , Дуния дуния болуп шунчә адәмзат !»

Бүгүнки оюн бәш турдин ибарәт . Оюнға икки команда қатнишиду .

І команда «Ғалибийәт» , ІІ команда «Мәйдан»

Жюри әзалири билән тонуштуруш .



І тур «Блиц - турнир»

Шәрти : ким тез соалларға әң көп жавап бериду. Вақти 3 минут . Дурус жавап 1 балл.

І команда «Ғалибийәт»

1 Иккинчи дуния урушиниң башлиниши вә аяқлишиши / 1 сен. 39 ж.-2 cен.45./

2 Рейхстагқа йеңиш туғини ким тақиди ? Кеңәш Иттипақиниң қәһриманлири М.А. Егоров,М.В. Кантария. Лейтенант Р.Қошқарбаев, Г.Булатов.

3 Улуқ Вәтән уруши жиллиридики әң күчлүк совет танки? /Танк Т- 34/

4 «Һаят йоли» - дегинимиз немә? /Ленинград,Ладога /

5 Қайси жәңдин кейин гитлер армиясиниң йеңилмәйдиғанлиғи тоғрисида ривайәт йоққа чиқирилди? / Москва түвидики жәң 1941-1942 жж /

6 Кеңәш Иттипақиниң төрт мәрттә қәһримани / Г.К.Жуков /

7 Фашист жинайәтчилириниң үстидә соти қайси шәһәрдә болди? /Нюрнберг/

ІІ команда «Мәйдан»

1 Улуқ Вәтән уруши қачан аяқлашти? / 9май 1945 ж /

2 Қанчә қазақстанлиқ Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани дегән унванға егә болди? /500 /

3 Б.Момиш оғлиға қачан Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани унвани берилди? /1990 ж /

4 Генерал-майор И.В.Панфилов қайси дивизияни башқурди? /316-атқучилар дивизияси /

5 Днепр үчүн жәңдә көрсәткән әрлик үчүн Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани унвани берилгән әң яш жәңчи? / Жәнибек Елеусизов /

6 Қазақстандин қанчә адәм мәйданға әвәтилди? / 500 /

7 Панфилов наһийәсидин қанчә Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани чиқти? / 8 /

ІІ тур « Бу ким? »

Шәрти : көрситилгән сүрәтләрдин уруш қәһриманлириниң исимлирини атап бериш. / Б.Момиш оғли, Ә. Молдағулова, М.Маметова, И.В.Панфилов /

ІІІ тур «Уруш жиллириниң нахшилири»

Шәрти : бу қурлар қайси нахшидин елинған? / «День победы», «Катюша», «В землянке», «Вставай страна огромная»

ІV тур « Сиз кимсиз? »

1 «Сиз - Жамбул облуси , Жуали наһийәсиниң Көлбастау йезисида дунияға кәлдиңиз. Сиз 1930-1956жж һәрбий сәптә болдиңиз. Ахирқи вақитта Алмута әтрапида қурулған 316-атқучилар дивизиясиниң командири болдиңиз, Москва үчүн уруштиңиз. 207 қетим уруш мәйданиға кирдиңиз. Сизниң қанатлиқ сөзлириңиз наһайити көп. Шундақла Москвадики һәрбий акдемиясини оқуп , пүтәргән тунжа қазақ пәрзәнди? » / Б. Момиш оғли /

2 «Сиз лавулдап көйүватқан самолетиңизни дүшмән танкилириниң топланған йеригә ғулаттиңиз. Кеңәш Иттипқиниң Қәһримани. Өзиңиз қарағандилиқ.» / Нуркен Әбдиров /

3 «Сиз Чимкәнттики һәрбий авиация училищесини пүтәрдиңиз, учқуч. Икки мәрттә Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани.» / Иван Кожедуб /

4 «Сизгә Алмута яшлири 1943 жили декабрь ейида өз ахчилириға йеңи самолет ясап ,сизгә тәғдирлиди. Сиз урушта дүшмәнниң 37 самолетини етип чүшәрдиңиз.» / Сергей Луганский /

5 «Сиз қолиңизға гранат елип, танк астиға чүштиңиз, қәһриманлиқ көрсәттиңиз. Кеңәш Иттипақиниң Қәһриманисиз » / Ә.Досмухамедов /

6 «Мәйданға әвәтидиған акамму йоқ, һәдәмму йоқ. Шу сәвәптин өзәмни әвәтитишиңизни өтинимән» /М.Маметова /

7 «Сиз Сталинград түвидә жән қилдиңиз. Дүшмән дзотини өз гәвдиңиз билән йепип, А. Матросовниң қәһриманлиғини тәкрарлидиңиз.»/ С.Баймағамбетов /

8 «Сиз капитан Гастеллониң қәһриманлиғини қайтлидиңиз. 10 август 1945 жили «таран» ясап дүшмән самолетини йоқаттиңиз» /Янко /

V тур « Дурус жававини таллап елиң »

Шәрти : берилгән соалларға 2 минут ичидә дурус жававини көрсиш.

1 Улуқ Вәтән уруши нәччә күнгә созулди?

2000 1418 1840

2 Ленинград блокадиси нәччә күнгә созулди?

900 1418 200

3 Немис фашистлири бу шәһәрни елиш үчүн 1941-1942 жиллири 250 күн сәрип қилди, совет әскәрлири 1944 жили 5 күндә азат қилди. Бу қайси шәһәр?

Москва Новороссийск Севастополь

4 Курск жеңи қачан болған?

5 июль-23 август 1943ж. 7 август- 26 сентябрь 1941ж. 23 июнь- 29 август 1944ж.

ІІІ Оюнниң нәтижисини чиқириш. Хуласә

Сөз жюри әзалириға берилиду

Һөрмәтлик оқуғучилар ! Келидиған жили Улуқ Ғалибийәткә 70 жил толиду. Ата-бовилиримизниң бизниң келәчигимз үчүн көрсәткән әрлигини һеч қачан унтимаңлар вә Қазақстан Жумһурийитиниң патриоти болуңлар. Диққитиңларға рәхм Хайруллаева З.А. Билал Назим намидики оттура мәктивиниң тарих пәни муәллими. Алмута облуси.Яркәнт шәһири.



 
 
X

Чтобы скачать данный файл, порекомендуйте его своим друзьям в любой соц. сети.

После этого кнопка ЗАГРУЗКИ станет активной!

Кнопки рекомендации:

загрузить материал