- Учителю
- План урока на тему 'Парфия падишалиғи'
План урока на тему 'Парфия падишалиғи'
Дуния тарихи 6-синип
Дәрисниң мавзуси: Парфия падишалиғи
Дәрисниң мәхсити: 1) Парфия падишалиғиниң қурулуши вә чегарисиниң кәңийишини
чүшәндүрүщ.
2) Парфия билән парисларниң башқуруш системисини селиштуруш арқилиқ,
оқуғучилар ойини риважландуруш.
3) Әмгәк етишкә үгитип,адәмгәрчилик тәрбийәсини бериш.
Дәрис түри: арилаш
Қолланған усул: алгоритмлиқ мәзмунлаш,соал-жавап,сөһбәт
Көрнәкликләр: хәритә, презентация
Дәрисниң бериши
І.Уюштуруш
Синипниң дәрискә тәйярлиғини тәкшүрәп,оқуғучиларни түгәлләш
ІІ.Өй тапшурмисини сораш
Қедимқи Бактрия һазир қайси мәмликәтләр йеридә орунлашқан?
«Авеста»дегиниз немә?
Кушанлиқларниң егилиги тоғрилиқ ейтиңлар
ІІІ.Тест елиш
1.Кушан дөлити қайси падиша дәвридә күчәйди? а/ І Дарий б/ ІІ Катпиз в/ Кир г/ Тиридат 2. Канишке падишалиқ қилған чағда дөләт қандақ әһвалда болған? а/ гүлләнгән б/ һалсизлашқан в/ беқинда болған г/ ғуллиған 3. ІІІ әсирдә Кушан падишалиғиниң йеригә бесип киргән дөләт а/ Ассирия б/ Парс дөлити в/ Египет г/ Сасанилар дөлити 4.Кушанлиқ империя дәвридә Улуқ Ипәк йоли бойичә егиликниң қайси түри тәрәққий әтти? а/ сода-сетиқ б/ һүнәрвәнчилик в/ кемә ясаш г/ төмүрчилиқ 5. Кушанлиқ дәвирдә қайси дин кәң тарқалди? а/ Заратуштра б/ Мани в/ Будда г/ Ислам 6. Кушанлиқ дәвирдә дунияға келип, кәң тарқалған новәттики дин а/ Заратуштра б/ Мани в/ Будда г/ Ислам 7. Сурх-Котал дөңидики дуниявий мәдәнийәт ядикарлиғи а/ Хеопс пирамидини б/ Фивидики ибадәтханисини в/ Чоң сфинксни г/ "Йәңгүчи Канишке ибадәтханиси"
IV. Мавзу плани:
-
Парфия падишалиғиниң қурулуши
-
Парфиядики башқуруш системиси
-
Көчмәнләр вә Парфия
-
Парфияниң римлиқларни тар-мар қилиши вә униң әһмийити
Соал: Сақ қәбилилири қайси йәрләрни маканлиған? Қачан?
Сақлар егиликниң қайси түри билән шуғулланған?
V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Б.Э.Б .ІІІ әсирдә Бактрияниң ғәрбидә,Парфия йеридә йеңи дөләт пәйда болди. Униң асасчиси көчмән қәбилиләрниң әвлади әр жүрәк Арсак дегән адәм еди. Арсак қаза болғандин кейин иниси Тиридат тәхткә олтарди. Бу дөләт асасини көчмән хәлиқләр тәшкил қилди.
Мустәқил иш
Арсак
Тиридат
І Митридат
Дөләтниң асасини салди
Дөләт йерини кәңәйтип,қудрәтлик әлгә айландурди
Дөләт яегарисини Ефрат дәриясиғичә йәткүзди вә Жән -ғәриптики бай тәвәни өзигә қаратти.
Дөләт-вилайәт (провинция)-наһийә (диз)
Һакимлар башқурди дизпатлар башқурди
Парфияликләрниң көчмәнләр билән алақиси----сақлар билән жәң.
Ефрат дәрияси ғәрби-Рим дөлитиниң
Шәрқи-Парфияликләрниң
Римниң һәрбий башчиси Красс б.э.б. 53-жили чоң жүрүшкә чиқти.
Сурен-парфиялик қолбашчи
40 миң Рим қошуниниң 10 миңдәги аран қутулуп,қачти.
Б.э.б. 53-ж Красс Сурен сақлар
VI. Мавзуни пишиғдаш
Парфия қайси әсирдә дөләт болуп қелиплашти?
Парфия билән Рим арисидики урушниң сәвәви немидә?
VII. Йәкүнләш
VIII. оқуғучилар билимлирини баһалаш.
Өйгә тапшурма § 16 оқуп, сөзләш