- Учителю
- Урок по уйгурскому на тему 'Шәхси умумлашқан жүмлиләр' (8 класс)
Урок по уйгурскому на тему 'Шәхси умумлашқан жүмлиләр' (8 класс)
Дәрис мавзуси: Шәхси умумлашқан жүмлиләр
Дәрисниң мәхсити:
-
Шәхси умумлашқан жүмлиләр тоғрилиқ толуқ чүшәнчә берип өтүш
-
Оқуғучиларниң мавзуға болған қизиқишини ашуруш, көнүкмә ишләш арқилиқ мавзуни мустәһкәмләп, һәр хил оюн элементи арқилиқ дәрискә болған интасини риважландуруш.
-
Оқуғучини вәтәнпәрвәрликкә, әмгәккә тәрбийәләш.
Көрнәкликләр: слайд-шоулар, карточкилар
Пайдилинидиған усул: баянлаш, соал-жавап
Дәрис түри: аддий
Дәрисниң бериши
І Уюштуруш
-Саламлишиш
-Балиларниң зеһинини дәрискә авдуруш
ІІ Өй тапшурмисини сораш вә йәкүнләш
Тест алимән
ІV Йеңи мавзу
1.Хар қилғанни зар қил/мақал/ мәнаси сени дәпсәндә қилған кишигә өзәңни көрсәт дегән мәнани билдүриду. Бу жүмлидики зар қил дегән хәвәр 2 шәхс бирлик санда келиватиду. Исим буниңда ейтилған ой-пикир бир шәхскә әмәс һәр қандақ шәхскә яки көпчиликкә тегишлик
2 «Судин қутулуп, ашқа тутулдум» /тәмсил/ Бу жүмлидики тутулдум дегән хәвәр 1 шәхсни көрситип туриду. Мана бу йәрдә мундақ келишмәсликкә учриған якит дучар болған һәр қандақ шәхскә яки тегишлик.
3.Сора-сора алим бопту, сөзлә-сөзлә чечән бопту. Бу жүмлидә ой-пикир ІІІ шәхскә қаритилған, лекин барлиқ кишиләргә тегишлик.
Шәхси умумлашқан жүмлиләр дәп хәвири мәлум бир шәхсни көрситип турсиму, униңда көрситилгән иш-һәрикәт һәр қандақ башқа кишигә тегиш болған жүмлә шәхси умумлашқан жүмлә дәп атилиду.
Шәхси умумлашқан жүмлиләр мақал вә тәмсилләрдә көп учришиду.
Мақал у хәлиқ еғиз ижадийитиниң бир түри, хәлиқ даналиғини ипадиләйдиған һекмәтлик сөз, у ихчам болуп келиду. Тәмсил уму хәлиқ еғиз ижадийитиниң бир түри.
V Дәрисни мустәһкәмләш
1Һошияр болсаң апәт көрмәйсән.
2. Бу китаптин оқушқа болиду.
3.Ятқан иланниң бешини дәсимә.
4.Яхшилиқни унтума, яманлиқни көңлүңдә тутма.
5. Бечарә қери дадамниң қәдрини шу йәрдә билдим.
91-көнүкмә йезиқчә
1. 3. 5. 8. . 10.
92-көнүкмә
Биз үч топқа бөлинәйлуқ.
1-топ Вәтән
2-топ Әмгәк
3-топ Билим
Мошу топлар шәхси умумлашқан жүмлигә мошу мавзуларға 2 дин жүмлә ойлайду.
Бизниң Вәтинимиз -Қазақстан.
Қазақстанда хәлиқләр қандақ яшаватиду?-бирликтә, өмлүктә, достлуқта
Анаграмма
1 шәхс
2 шәхслик
3 ш шәхссиз
4 шәхси умумлашқан
5 шахзад
6 Шымкент
-
адәм
-
Хәвири арқилиқ егисини тапимиз, егиси йошурун кәлгән кишилик алмиши болған жүмлә.
-
Хәвири арқилиқму егисини тепишқа болмайдиған жүмлә.
-
Хәвири арқилиқ егисини тепишқа болиду, лекин униңдики ой-пикир көпчиликкә иегишлик болған жүмлә.
-
Оғулниң исми
-
Қазақстандики шәһәр
Шундақ қилип бүгүн биз силәр билән шәхси умумлашқан жүмлиләр тоғрилиқ чүшәнчә алдуқ.
VІ Өйгә тапшурма: 6 жүмлә йезип келиш
VІІ Баһалаш