7


  • Учителю
  • Урок по уйгурскому языку на тему: Қош сүпәтләр

Урок по уйгурскому языку на тему: Қош сүпәтләр

Автор публикации:
Дата публикации:
Краткое описание:
предварительный просмотр материала

Уйғур тили

6-синип

Дәрисниң мавзуси: Қош сүпәтләр

Дәрисниң мәхсити: 1.Оқуғучиларни қош сүпәт вә униң ясилиши һәққидә

көрсәтмилик қуралларни пайдилинип, һәр хил әмәлий

ишларни жүргүзүш арқлиқ чүшәндүрүш;

2. Ойлаш қабилийитини өстүрүшкә, мустәқил һалда

Ижадий ишләп , бағлинишлиқ сөзләшкә үгитиш.

3.Вәтәнпәрвәрлик һис - туйғусини ойғитиш,

гөзәлликкә тәрбийиләш;

Дәрисниң типи: Арилаш

Қоллинидиған уссул: соал - жавап, баянлаш, тәһлил.

Қоллинилған әдәбият: дәрислик, уйғур тилини оқутуш методикиси дидактикилиқ материаллар

Көрнәкликләр: тирәк схемилар, тест тапшурмилири, оюнлар

Дәрисниң бериши:


I . Синипни уюштуруш

II.Өй тапшурмисини тәкшүрүш

-Балилар, қайси сөз түркүми билән тонуштуқ?

-Сүпәт нәрсиниң рәңгини, түрини, тәмини, шәклини, бәлгүсини билдүридиған мустәқил сөз түркүми.

-Сүпәт дегинимиз немә?

-Қандақ соалларға жавап бериду?

-Сүпәтләр түзүлүши жәһәттин қанчигә бөлиниду?

СҮПӘТ

Түп сүпәтләр Ясалма сүпәтләр

(қисимларға бөлүнмәйду) әқиллик, көңүлчәк

М: ақ , қара, йешил беғир рәң, қап - қара


Ясалма

Морфологиялиқ Синтаксислиқ

1.Исимдин сүпәт 1.бириккән сүпәтләр

М: балилиқ

2.Рәвиштин сүпәт 2.қош сүпәтләр

М: бурун - қи 3.қошма сүпәтләр

3.Сан миқдар бирикмисидин ясиғучи қошумчилар

М: көк -үч, ақ - уч

-Бириккән сүпәтләр дегинимиз немә?

-Қандақ ясилиду?

162- көнүкмә (еғизчә).Жүмлиләрни көчирилар.Бириккән сүпәтләрниң астини сизиңлар, уларниң қандақ сөзләрдин ясалғанлиғини ейтип бериңлар.

Мәсилән: У ашханиниң алдиға чиқтидә, очақ алдида олтарған жул - жул кийимлик узунтура адәмни көрүп, әрвайи қириқ гәз учти.

III.Өй тапшурмисини мустәһкәмләш

Өткән мавзуни қайтилап , өй тапшурмисини мустәһкәмләш.

IV.Дәрис мәхсити билән тонуштуруш

V.Йеңи мавзу чүшәндүрүш

Қош сүпәтләр

1.Қатар келип, сизиқчә арқилиқ йеилидиған сүпәтләр қош сүпәтләр дәп атилиду. (қаидини оқуғучилар өзлири чиқииду)

М:Егиз - пәс, пака- пака, егиз - егиз, оңғул - доңғул

Қош сүпәтләрниң ясилиши:

Егиз - егиз, чоң чоң,ғ яңза - яңза , кичик - кичик.

Көрситилгән сөзләр ярдими арқилиқ сөз бирикмилирини ойлаңлар.

2.Зит мәналиқ сөзләрниң жүплишип келишидин

М:егиз - пәс, чоң - кичик, яхши - яман.

3.Мәнадаш сөзләрниң жүплишип келишидин һасил болиду.

М:чечән -пакиз, ойман - чоңқур, әгир-донәй

4.Мәлум жәһәттин мунасивәтлик болған икки сөзниң жүплишип келишидин

М:ала -йешил, ала -қара, ақ - сериқ

5.Алаһидә туруп мәна аңлатмайдиған икки бөләкниң қатар келиши арқилиқ

М:оңғул - доңғул

6.Бир сөз мустәқил мәнаға егә әмәс

М:айтуқ - сайтуқ, қиңғир - сиңғир

7.Тәкрарлинип кәлгән сүпәтләрниң биринчисигә - дин қошумчисиниң улиниши арқилиқ

М; конидин - кона, егиздин - егиз в.б

-Қош сүпәтләр қандақ йезилидикән?

-Сизиқчә арқилиқ

VI.Йеңи мавзуда чүшәнгинини тәкшүрүш.

1.Китап билән иш

163- көнүкмә. (язмичә). Тепишмақларни оқуп , жававини тепиңлар. Улардики қош сүпәтләрни ениқлаңлар вә ясилиш йоллирини ейтип бериңлар. Тахтида 2-3 оқуғучи ишләйду, қалған оқуғучилар өз алдиға ишләйду.

2.Оюн «Ким тапқур?»

Сандуқчиниң ичигә карточкилар селиниду, бириккән, қош сүпәтләрни айриш. Қош сүпәт, бириккән сүпәтләр қандақ йезилидикән?

Мәсилән: һазир жавап, пака - пака, гәпхумар, яхши -яман, егиз- пәс, узунтура, ақбоз, алийжанап, алийқанат, оңғул -доңғул, чоң - кичик.

3.Әстә сақлаш қабилийитини ашуруш

Улуқ - улуқ сулар кәлсә,

Тосап елиңлар.

Қизил алма еқип кәлсә,

Тутуп елиңлар.

4. Тест арқилиқ билимини баһалаш/дискуссиялик нәқиш/

Қош

сүпәтләр

Бир сөз

тәкрар.

Зит мәналиқ

сөз

Мәнадаш

сөзләр

Мәлум сәвәптин жүпләшкән

сөз

Икки сөзниң

Бири

Мәна

Аңлат.

-дин қошумчисис арқилиқ

а

ә

б

с

д

е

1

Чоң- чоң

+


2

Яхши -яман


+

3

Егиз -пәс


+

4

Егиз - егиз

+


5

Чичән паккиз

+


6

Ала -йешил


+

7

Әгир -донәй

+


8

Оңғул - доңғул

+


9

Қиңғир - сиңғир

+


10

Егиздин - егиз


+


5.Дәрижилик тапшурмилар берилиду.


Карточка №1

Сүпәтни ениқлап, ясилиш йоллирини ейтип бериң.

Қазақстан Жумһурийитиниң Байриғи оттурисида шолилиқ күн, униң астида пәрваз қилған бүркүт әкис етилгән.

Карточка №2

Қазақстан хәлқи мустәқиллик туғини егиз көтирип, әмгәк қилип, инақ, паравән яшап кәлмәктә.

Асти сизилған сөзләрни морфологиялик тәһлил қилинлар.

Карточка №2

Төвәндики сөзләрниң жүпини тепип, қош сүпәтләрни ясаңлар.

Егиз-...., жуқури-...., қаттиқ-....,аччиқ-....,суюқ-....,ақ-...,узун-....,қалған-...., чоңқурдин-....,


6.Комплекслиқ тәһлил/дискуссиялик нәқиш/


Мисаллар

Түп сүпәт

Ясалма сүпәт

Исимдин сүпәт

Рәвиштин сүпәт

Пеилдин сүпәт

Сүпәттин сүпәт

1

Балилиқ


+

+


2

Сусиз


+

+


3

Бурунқи


+


+

4

Көкүч


+


+

6

Тапқур


+

+


VII.Дәрисни мустәһкәмләш


Оқуғучилар билимини баһалаш

VIII.Өйгә тапшурма бериш 165-көнүкмә, бәт -86,87

Әдәбий ядикарлиқлар

Бериши. Хәритә билән ишләш (ядикарлиқларниң орнини көрситиш).

51-көнүкмә (еғизчә) мәзмунини тәһлил қилиш, морфологиялиқ тәһлил.

Мәсилән: моғочларқа - пал + чи+ лар +ға

Өй тапшурисини мустәһкәмләш.

Йеңи мавзу.

Әдәбий ядикарлиқлар:

  • Уйғур Идиқут дөлити (850-1335 ж.ж), буддизм, будда дининиң излири, динниң қанун-қаидилири.

  • Қараханий Уйғур дөлити (850-1212 ж.ж), ислам, Құтадғу билик, Әтәбәту һәқаиқ, Оғузнамә.

Мустәһкәмләш.

52-көнүкмә (еғизчә) Оғузхан һәққидә сөһбәт өткүзүш, мәтин үстидә ишләш.

54- көнүкмә. Мәзмунин тәһлил қилиш, пәриқләнгән сөзләрни морфологиялиқ тәһлил қилиш.

Билимдин урурмән сөзүмгә һулни,

Билимликкә һәй, дост, өзәңни ула.

Билим билән тепилур, саадәт йоли,

Билим бил, саадәт йолини тап.

Оққуғучилар тахтида өз алдиға морфологиялиқ тәһлил жүргизиду.

Соал - тамшурмулар

Қедимий уйғур елипбәсиниң тәркивидә қанчә һәрип бар ?

Һәрипләр қандақ йезилатти?

Бир һәрип қанчә түрлүк йезилатти?

Уйғур йезиғидики ядикарлиқлар қанчинчи жилларда тепилған?





 
 
X

Чтобы скачать данный файл, порекомендуйте его своим друзьям в любой соц. сети.

После этого кнопка ЗАГРУЗКИ станет активной!

Кнопки рекомендации:

загрузить материал