7


  • Учителю
  • Хирқитий. «Муһәббәтнамә вә меһнәткам' 9 класс. Уйгурская литература

Хирқитий. «Муһәббәтнамә вә меһнәткам' 9 класс. Уйгурская литература

Автор публикации:
Дата публикации:
Краткое описание:
предварительный просмотр материала

І.Мавзу Муһәммәтимин Хирқитий - Гумнам. «Муһәббәтнамә

вә меһнәткам» дастаниниң идеявий-бәдиий мәзмуни.

ІІ.Проблема.Билим билән әмәлиятни бағлаштуруп ижадий ишләшкә үгитиш.

ІІІ.Мәхсити: 1.Хирқитийниң «Муһәббәтнамә вә меһнәткам» дастаниниң идеявий-бәдиий мәзмунини чүшәндүрүш.

2.Издинип, ижадий ишләш, мәнтиқий ойлаш қабилийитини ашуруш.

3.Әдәп-әхлаққа, гөзәлликкә тәрбийиләш.

ІҮ. Типи.Әнъәнәвий, аддий.

Ү.Түри.Илмий-әмәлий ишләш түри

ҮІ. Формиси. Алаһидә, мустәқил ишләш .

ҮІІ.Усул. Мәтин, соал-жавап, сүрәтләр билән иш, мәнтиқий ойлап шләш

ҮІІІ.Пән арилиқ бағлиниш тил, тарих, биология

ХІХ.Көрнәкликләр.Слайд,портрети,дидактикилиқ материаллар, иллюстрациялик сүрәтләр.

Х.Дәрисниң бериши. 1.Уюштуруш.

а)Оқуғучиларни дәрискә тәйярлаш.

ә)Дәрисниң мәхсити билән тонуштуруш:

2.Өй ишини сораш

а)Мирза Һәйдәр Аязийниң яшиған дәвир шараити,

ә) Мирза Һәйдәр Аязийниң һаяти вә ижадийити.

б)«Жаһаннамә» дастаниниң мәзмуни.

в)Дастандики образлар вә уларни мүжәзидики алаһидиликләр: Фирузшаһ, Пәризат, устилар.

г)Әсәрниң тәрбийәвий әһмийити

3.Йеңи мавзуға көчүш.

Оқуғучиларни медитация арқилиқ дәрискә тәйярлаш.

- Әдәплик, әхлақлиқ болуш дегән немә?

- Уни қандақ чүшинисиләр?

- Гөзәллик дегән немә?

- Тәбиәт гөзәллиги билән адәм гөзәллигиниң пәрқи барму? (Тәбиәттин, адәмләрдин байқап, мисал арқилиқ чүшәндүрүп көрүңлар

Слайд арқилиқ чүшәндүрүш.

4 .Йеңи мавзу. Һаяти вә ижадиға бағлиқ мәлуматлар

1634-жили, Муһәммәтимин Ғожамқули оғли Хирқитий -

Гумнам Қәшқәр вилайити,Тазғунниң Бағчи мәлисидә

туғулди. Дадиси-Ғожамқули дехан, Аппақ ғожа сарийида

бағвәнчилик қилди Мәктәптә, 16 жил мәдрисидә оқуған.

30 йешидин бағчи, чирақчи, кавапчи, салис китабчи

болди. Гумнам тәхәллуси билән шаир "Дивани Гумнам" топлимини язди. 1670-жили, «Муһәббәтнамә вә меһнәткам» лиро-эпикилиқ поэмисини киргүзди.

Муһәббәт билән меһнәтниң, дехан билән әмгәкниң өз ара мунасивәтлирини чүшәндүрди.

Пәйғәмбәр вә төрт хәлифиләр сүпәтлирини мәдһийилиди.

  • Әсәрниң мәзмунини ачти.

  • Шаир муһәббәт сөзидики төрт һәрипниң һәр бирини шу һәрип билән башлинидиған йәттә сөз билән изаһланған. Мәсилән«м» билән башлинидиған вә муһәббәтниң кәң мәнасини чүшәндүридиған йәттә сөзни изаһлиди.«Мим» чомақ. 2.Мубтилалиқ ( гириптар). 3.Маламәт (яманлаш).4. Мувапиқ.5.Муруввәт (мәртлик). 6. Мунис (илпәт).7.Мустәсил (ада болмақ). Пәндин -несиһәт мәхситидә түзүлгән һекайисидә шаир сөйгү йолида мәрданә болушқа чақирди. Уни Шам билән Пәрваниниң муһәббити арқилиқ йорутти.

Дастандики асасий қәһриманлар- символикилиқ образлар:Сәба, Булбул вә Қизилгүлдур, Гүлқәһқәһ.


Сәба-Тағ шамилиУ нурғун әлләрни арилиған,

һаятни яхши билидиған, һаят тәжрибиси мол шәхс. Яхши-яманни айрип, дурус йолға башлашни билидиған шәхс. Дуния үчүн адәмләр

«бади хазанға» йолуқмисун дегән арзусини өз әсәридә Сәба арқилиқ ипадилиди.


Булбулниң обризи

Булбул бир ашиқниң обризидур.

У өзиниң муһәббитигә чарә тапалмай, көксини парә - парә қилған, жәври-жапа тартқан, бирақ дегәндәк һаят тәжрибиси йоқ кишиниң обризидур. У һәқиқий муһәббәтниң күчини билмәйду.

Шаир меһнәтниң алаһидә әһмийәткә егә екәнлигини Булбул обризида тәсвирлиди. «Булбулниң хулқидики рәшқ,синаш охшаш яримас қилиқларни тәнқитләп, мәрданлиқни, чидамлиқ болушни тәләп қилди.Булбулниң өз муһәббитидин қәлби садақәтликни тиләйду.

«Хатимәи китаб» дегән бапни йезип, әсәриниң хуласисини бәрди. Мәзкүр әсәрдә өзиниң ойлирини,тәшвишлирини муңлуқ дилкәшлик билән әкис әттүрди, әдип өз дәвриниң хан, бәг вә ғожиларниң өз ара талаш -тартишлириға қарши болди.

Аяғи хархәсдин болди рәнжур.

Бу ачиғ ишлар ахри болди гәнжұр,

Тикәнниң зәхмидин қанлар сачилди,

Көрүң бағида ахир гүлләр ачилди.

Бу һәрикәтләрниң дөләткә вә хәлиқ аммисиға нурғун зиян кәлтүридиғанлиғини билди. Пүткүл вужуди билән талаш-тартишқа қариши туруп,течлиқ, достлуқ, һәқиқәт вә әмгәкчи амма тәрәпдари болди.

Нөкәрләр болмиса шаһ һәм гәдадур, Бу иштин шаһғәдур,раһәт нәшәсти,

Қаю шаһ бир-бирин һөкмин тутадур. Сипаһлар шаһлариниң яри-дости,

Қилалмас бирси-бирисигә улуқлуқ, Гәда бирлә фузундур шаһ зати,

Нечүнким шаһлиқ яси қуруқлуқ Гәданиң дәвләти шаһ илтипати.


Әсәрниң идеяси «Муһәббәт адәмниң баһаси», шуниң үчүн муһәббәтни, әмгәкни, адәмни улуқлаш керәк. Муһәббәттә-садиқлиқ, Әмгәктә-жанпидалиқ, Адәмдә-улуқлуқ, меһриванлиқ, хәлиқпәрвәрлик болуш керәк.

Хирқитий өзи әмгәкчи синипниң вәкили болғанлиқтин, йеза аһалисиниң, хәлиқниң һаят-турмушини яхши билгән. Шуңлашқа еғир меһнәт жапасини тартқан әмгәкчиләрниң оюн-тамашисини, хошал -лиғини интайин зоқлинип, хурсән болуп тәсвирлиди.

5.Мустәһкәмләш.

А)Мәтин билән иш.Хрестоматиядин мәтин парчисини оқуп, мәзмунини сөзләш. Асти сизилған сөзләрни грамматикилиқ (лексикилиқ, фонетикилиқ, морфологиялик) тәһлили ясаш.

Дегил нәқшин мүлүкниң хуанчәсидур.

Мәгәр нә ноқрә я кимхап,зәрбәп,

Хитайи барчәләрни яйди сәп-сәп.

Қара вә сериғ,сәбзә,әрғивани,

Сериғу,көк,алу һәм зәфирани.

Түмән гүлдур,әдәдсиз сани йоқтур,

Бу әрди өзгә гүлниң кани йоқтур.


ә)Сүрәт билән иш.Сүрәткә қарап әсәр мәзмунини сөзләш

б) Дастандики образларниң түрлири:символикилиқ, аллегориялик

в)Дастандики образларға -Сәба, Қизлгүл, Булбул, Гүлқәһқәһ, Шам, Пәрванә образлириға алаһидә тохтилип, мүжәзини ениқлаш, қандақ алаһидиликләргә егә?

6.Хуласиләш. Рефлексия жүргүзүш.

г)Әсәрдә қандақ әдәп-әхлақ мәсилиси бар?

д) Қандақ тәрбийә алдиңлар?


7.Өй иши. Язма иш. "Хирқитий-муһәббәт күйчиси"

8.Баһалаш




 
 
X

Чтобы скачать данный файл, порекомендуйте его своим друзьям в любой соц. сети.

После этого кнопка ЗАГРУЗКИ станет активной!

Кнопки рекомендации:

загрузить материал