- Учителю
- Урок по уйгурской литературе на тему 'Отлуқ чәмбәр' романидин парчә бойичә иш (8 класс)
Урок по уйгурской литературе на тему 'Отлуқ чәмбәр' романидин парчә бойичә иш (8 класс)
Вақти 04.09 Әдәбият 8-синип 3-4-бәтләр Дәрис № 1
Дәрисниң мавзуси: Киришмә. Әдәбият - сөз сәнъити.
Мәхсити: 1 Һаятниң сәнъәттә образлиқ әкис етилиши, әдәбиятниң сөз сәнъити
екәнлигини чүшәндүрүш.
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Бай әдәбий мираслиримизни оқуп, үгинишкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: тәкрарлаш.
Дәрис типи қелиплашмиған
Көрнәклик қураллар: дәрислик, бәдиий әсәрләр, сүрәтләр.
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар: тәсвирий сәнъәт, инсаншунаслиқ, әдәбият
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Хәлқимизниң қедимийдин келиватқан бай әдәбияти, шуниң ичидә еғиз вә язма әдәбият тоғрисида әтраплиқ чүшәнчә бериш, әдәбиятниң сөз сәнъити екәнлигигә көз йәткүзүш
ІІІ. Билимини тәкшүрүш. Биз әдәбият тоғрисида немә билимиз? Сәнъәт дегән немә? Униң қандақ түрлирини билисиләр? 7-синипта өтүлгән мавзуларни әскә чүшириш
Оқуғучилар пикрини тиңшаш.
ІV. Мустәһкәмләш.
1. Оқуғучиларға әдәбиятниң васитиси - сөз, тил екәнлигини чүшәндүрүш үчүн мисаллар кәлтүрүлиду. Һәйкәлтарашлиқ, архитектура, музыка, рәссамлиқ сәнъитиниң сирлири тоғрисида умумий мәлумат берилиду.
2. Әдәбиятниң өзгичилиги - бәдиий сөзниң ярдими билән қоршиған муһит һәққидиму, инсанларниң ички роһий һалити вә ой-пикир, кәчмишлири тоғрилиқму мәлумат беришкә болиду. Бәдиий әдәбиятниң асасий мавзуси - инсан. Барлиқ тәсвирләнгән һадисә адәм һаятини көрситишкә бағлиқ болғанлиқтин М.Горький әдәбиятни инсаншунаслиқ дәп атиған.
3. Әдәбиятниң баш өзгичилиги - вақиәликни образлиқ әкис әттүрүш болуп һесаплиниду.
4. Әдәбият аталғуси әдәп сөзидин келип чиққан (әдәп - әрәпчә әхлақ, яхши тәрбийә дегән сөз)
5. Оқуғучилар тәтилдә оқуған бәдиий әсәрлири тоғрисида ейтип бериду.
V. Йәкүнләш вә баһалаш
VІ. Өйгә тапшурма. 3-4-бәтләрни оқуш. Әдәбий портретқа мисал тепип келиш
Вақти 4.09 Әдәбият 8-синип 15-19-бәтләр Дәрис № 2
Дәрисниң мавзуси: Қошақлар. Лирикилиқ қошақлар.
Мәхсити: 1 Қошақлар, лирикилиқ қошақлар тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Еғиз ижадийәткә болған қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Уйғур фольклориниң антологияси», «Уйғур хәлиқ қошақлири»
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, ипадилик оқуш
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар: лирика,
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Еғиз ижадийитиниң бир түри қошақлар вә уларниң мәзмуни, әһмийити тоғрисида әтраплиқ чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
-
Еғиз ижадийити қачан пәйда болған? Униң түрлирини атап бериңлар
-
7-синипта оқуған тарихий қошақлар һәққидә немә билисиләр?
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Қошақлар - еғиз ижадийитиниң бир түри болуп, уларда хәлиқниң турмуш-һаяти, келәчәккә интилиши, арзу-арманлири вә күндилик һаятида болуп
Қошақ дәп мәлум шеирий шәкилдики еғиз әдәбиятиниң мәхсус жанри атилиду. Улар асасән 4 мисрадин ибарәт болиду. Дәсләп мәлум бир шәхс тәрипидин ижат қилинип, бара-бара хәлиқ ичигә сиңип, хәлиқ қошақлири дегән намға егә болуп кәткән.
Мавзу жәһәттин қошақлар әмгәк, урпи-адәт, лирикилиқ вә тарихий қошақлар болуп бөлүниду.
Тарихий қошақлар - һәқиқий болған вақиәләр вә мәлум тарихий шәхсләргә беғишлинип чиқирилиду. Азатлиқ күрәш һәрикити, хәлиқниң еғир турмуши, Садир Палван, Назугум һәққидики қошақлар, көч-көч қошақлири, 1916-жилқи қошақлар шулар жүмлисидин.
Лирикилиқ қошақлар - һаятий вақиәләр вә һадисиләрдин адәм қәлбидә туғулидиған һис-туйғулар күйләнгән қошақлар. Уларда хәлиқниң йүксәк арзу-арманлири, алий инсаний пәзиләтлири әкис етилиду.
VІ. Мустәһкәмләш.
1. «Уйғур фольклориниң антологияси» китавидин қошақлар оқуп бериш
2. «Уйғур хәлиқ қошақлири» китавидин лирикилиқ қошақларни мисал кәлтүрүш
3. Оқуғучиларға дәрисликтики қошақларни оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш
VІІ . Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш,
Өйгә тапшурма. 5-7-бәтләрни оқуш вә сөзләш. Қошақларни ядқа елиш
Вақти 11.09 Әдәбият 8-синип 12-15-бәтләр Дәрис №

Вақти 11.09 Әдәбият 8-синип 15-19-бәтләр Дәрис № 4
Дәрисниң мавзуси: Қедимий дәвир әдәбияти. Язма әдәбият.
Мәхсити: 1 Қедимий язма әдәбият һәққидә чүшәнчә бериш.
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Қедимий әдәбиятқа қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма.
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Хәлқимизниң қедимий әдәбияти, шуниң ичидә язма әдәбият тоғрисида әтраплиқ чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
-
Хәлиқ еғиз ижадийитиниң қандақ жанрлирини билисиләр?
-
Қайси жанрлар силәргә көпирәк яқиду вә немә үчүн?
-
Қошақ вә бейитниң айримиси немидә?
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Язма әдәбият үлгилири йезиқ пәйда болғандин кейин шаирлар, язғучилар тәрипидин яритилип, йезиқчә сақлинип қалиду. Буниңда ижаткарни толғандурған мәсилилиәр асас қилиниду. Һәр дәвирдә, һәр хил ижтимаий шараитта яшиған үчүн адәмләр әдәбиятта шу дәвир мәсилилири тоғрисида ижат қилиду. М.Қәшқәрийниң «Дивану луғәтит түрк» әсәридики мисалға елинған қошақлар әждатлиримиз ижат қилған еғиз әдәбиятниң йезиқчә сақланған нәмуниси.
Түркий хәлиқләр ичидә уйғур хәлқи өз йезиғини кәшип қилған хәлиқтур. Бу йезиқни ІХ әсирдин ХV әсиргичә һәммә түркий хәлиқләр қолланған. Шу дәвирләрдә мәтбәә ишиму йолға қоюлған. Қаттиқ яғачтин ясалған һәрипләрдин мәтинләрни қәғәзгә чүшириш (ксилография) усулини ІХ әсирдә қолланған.Қәғәзни болса, уйғурларниң тарихий вәтини Шәрқий Түркстанда ІІІ әсирдин башлап ипәк вә кәндир, пахта талчиқлиридин ясаш йолға қоюлған.
Турпан, Кучар, Дунхуандин тепилған диний китаплар, әдәбий әсәрләр кириду. «Ирқ пүтүк», «Чаштани Әликбәг» дастани, «Алтун яруқ» һекайиси, «Маитра Смит» драмиси.
VІ. Мустәһкәмләш.
1. Сеңки Сәли Тутуң, Апринчур текин, Атсаң тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Қочу» Идиқут) ханлиғи (850-13335), Мәңгү таш ядикарлиқлири тоғрисида мәлумат
VІІ . Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІІІ. Өйгә тапшурма. 15-19-бәтләрни оқуш вә сөзләш.
Вақти 18.09 Әдәбият 8-синип 22-31-бәтләр Дәрис № 6
Дәрисниң мавзуси: «Көл текин мәңгү теши» ядикарлиғиниң мәзмуни
Мәхсити: 1 Әсәрниң бәдиий мәзмуни билән тонуштуруш
2. Мустәқил вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Қәһриман әждатлиримизға болған муһәббитини күчәйтиш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш
ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Билимини тәкшүрүш
Берилидиған соаллар:
-
Уйғурларда язма әдәбият қачан пәйда болған?.
-
Язма әдәбиятниң пәйда болушиға немә сәвәп болди?
-
Уйғурларда мәтбәә, басмихана ишлири қачан пәйда болған?
-
Мәңгү таш ядикарлиқлири тоғрисида немиләрни билисиләр?
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
1. Көлтекин мәңгү теши 632-жили Билгә хақанниң буйруғи бойичә Көл текин қәбриниң бешиға орнитилған. Ядикарлиқ мәтинини ханниң оғли, өз дәвриниң тарихчиси һәм язғучиси Йоллиқ текин язған.
2.Ядикарлиқ һазирқи Моңғулияниң Шәрқидики Орхон дәрияси бойидин 1889-жили тепилған. Егизлиги 3 метр 15 см, мәтинниң сани 67 қур. .Бу хәтләрни дәсләп даниялик алим Вильгельм Томсен оқуп, тәтқиқ қилған.
3.Бу қәһриманлиқ дастан. Әсәрда Түрк дөлитини қайта тикләш, дөләтниң қудритини күчәйтиш йолида қәһриманниң елип барған күрәшлири, қәһриманлиқлири һекайә қилиниду.
4.Әсәрдә Көл текин вә Билгә хақанларниң 630-680 жиллири Хитайниң қол астида қалған Түрк дөлитини қайтидин қолға елип, тикләш, хәлиқни бир йәргә топлаш охшаш вәтәнпәрвәрлик, хәлиқпәрвәрлик туйғулири әкис етилип, Көл текинниң жәң мәйданида көрсәткән қәһриманлиқлири қисқа, ениқ, жанлиқ тәсвирләнгән.
5. Әсәрдә «көк асман», «қоңур йәр», «чүчүк гәп», «муқәддәс йәр-су», «қара тәр», «қизил қан» охшаш турақлиқ эпитетлар орунлуқ ишлитилгән..
V. Бәкитиш. Оқуғучиларға берилидиған соаллар:
-
Ядикарлиқни тарихий әсәрләр қатариға киргүзүшкә боламду?
-
Болса немә сәвәптин?
3. Муәллим луғәт ишлирини жүргүзиду..
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма. Қошумчә материаллар тепип келиш
Өйгә тапшурма. Әсәрни оқуп чиқиш.
Мәзмуни бойичә иллюстрацияләр селиш.
Вақти 19.09 Әдәбият 8-синип 22-31-бәтләр Дәрис № 7
Дәрисниң мавзуси: «Көлтекин мәңгү теши» ядикарлиғиниң мәзмуни
Мәхсити: 1 Әсәрниң бәдиий мәзмуни билән тонуштуруш
2. Мустәқил вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Қәһриман әждатлиримизға болған муһәббитини күчәйтиш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш
ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Билимини тәкшүрүш
Берилидиған соаллар:
1. Көлтекин мәңгү таш ядикарлиғи қачан вә қәйәрдин тепилған?.
2. Ядикарлиқни қәһриманлиқ дастан дейиштики сәвәп немә?
3. Көл текин өз вәтининиң мустәқиллиги үчүн кимләр билән күрәшти? Тарихий Вәтинимизниң бүгүнки әһвали һәққидә немә билисиләр?
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
1. Берилгән әсәрни қисимларға бөлүп оқутуш вә чүшәнгинини сораш
2. Әсәрдики образларға тәриплимә берип, мәтиндин дәлилләрни тепип, оқуп бериду. Өзлириниң пикир-мулаһизилирини ейтиду. Бу әсәрдики тарихий шәхсләр тоғрисида пикрини тиңшаш.
3. Оқуғучиларни топларға бөлүп, Көл текин, Билгә ханлар тоғрисидики ойлирини йезиш тапшурулиду.
4. Мәлум вақиттин кейин улардин бир адәм иккинчи топқа қошулиду. Һәр оқуғучи һәр топни бир айлинип келип, өз топиға қайтиду. Андин билгәнлирини оттуриға салиду.
Оқуғучиларға берилидиған соаллар:
1. Ядикарлиқни тарихий әсәрләр қатариға киргүзүшкә боламду?
2. Болса немә сәвәптин?
3. Муәллим луғәт ишлирини жүргүзиду..
V. Бәкитиш.
1. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма. Қошумчә материаллар тепип келиш
Өйгә тапшурма. Әсәрни оқуп чиқиш.
Мәзмуни бойичә иллюстрацияләр селиш.
Вақти 25.09 Әдәбият 8-синип 22-31-бәтләр Дәрис № 8
Дәрисниң мавзуси: «Оғузнамә» дастаниниң мәзмуни
Мәхсити: 1 Әсәрниң бәдиий мәзмуни билән тонуштуруш
2. Мустәқил вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Қәһриман әждатлиримизға болған муһәббитини күчәйтиш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Билимини тәкшүрүш № 5. №8, №13, №14, №19
Берилидиған соаллар:
-
«Көлтекин мәңгү теши» ядикарлиғини бәдиий мәзмуни қандақ? Бөлүп берилгән оқуғучилар өз пикирлирини оттуриға қойиду..
-
Ядикарлиқни қәһриманлиқ дастан дейиштики сәвәп немә?
-
Көлтекин қәһриманлиқлири қайси вәқәләрдә көрситилгән?
-
Хәлиқ мустәқиллиги үчүн күрәшкән қайси қәһриманларни билисиләр?
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
-
«Оғузнамә» дастани - әждатлиримиз яратқан чоң һәжимлик әсәрдур. Еғиз ижадийәт нәмуниси болған бу әсәр бизгә язма ядикарлиқ болуп йетип кәлгән. Дастанниң язма нусхиси ХІІІ әсиргә тәәллуқ. Бу нусха кона уйғур йезиғида болуп, умумий һәжими 42 бәт, 378 қур. Бу қол язма һазир Париж китапханисида сақланмақта. Әсли у Турпандин тепилған.
-
«Оғузнамә» - қәһриманлиқ һәққидики әсәр. Униңда уйғур хақани Оғуз ханниң күрәшлири тәсвирләнгән. Вақиәләр ғәйри тәбиий, мифлиқ (әпсанивий) һалда тәсвирлиниду. Шундақла әсәрдә уйғур хәлқиниң қедимқи заманлардики урпи-адәтлири, дуния тонуши тәсвирләнгән. Түркий қәбилиләрниң намиға бағлиқ баянлар орун алған.
-
Дастан проза шәклидә ижат қилинған.аШуниң билән биллә дастанда шеирий парчиларму учришиду.
3. Берилгән әсәрни қисимларға бөлүп оқутуш вә чүшәнгинини сораш
Әсәрдики образларға тәриплимә берип, мәтиндин дәлилләрни тепип, оқуп бериду..
V. Бәкитиш.
1. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма. Қошумчә материаллар тепип келиш
Өйгә тапшурма. Әсәрни оқуп чиқиш. 31-41-бәтләр. Мәзмунини сөзләш.
Вақти 26.09 Әдәбият 8-синип 22-31-бәтләр Дәрис № 8
Дәрисниң мавзуси: Оғузхан - әдәбий қәһриман
Мәхсити: 1 Әсәр тоғрисида чүшәнчисини байқаш, Оғузхан обризи һәққидә чүшәнчисини кәңәйтиш
2. Мустәқил вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Қәһриман әждатлиримизға болған муһәббитини күчәйтиш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш
ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Билимини тәкшүрүш
Берилидиған соаллар:
1. «Оғузнамә» дастаниниң жанри һәққидә немә ейталайсиләр?
2. Әсәрниң мәзмунин сөзләп бериңлар
3. Оғузханниң хәлиқпәрвәрлигини немидин көрүшкә болиду?
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
1. «Оғузнамә» дастаниниң мәтини бойичә ишләш. Мәтинни бир нәччә оқуғучи бөлүп оқуйду. Мәзмунини ейтип бериду.
2. Луғәт ишлирини жүргүзүш
3. Бир нәччә оқуғучи Оғузханниң портрети берилгән жайни оқуп, өз алдиға сүритини ясайду.
4. Дастанда ишлитилгән тәсвирий васитиләр үстидә иш.
5. Дастанниң өзгичилиги вә әһмийити тоғрисида сөһбәт жүргүзүлиду.
6. Оғузханға еғизчә характеристика берилиду.
V. Бәкитиш.
1. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма. Қошумчә материаллар тепип келиш
Өйгә тапшурма. Әсәрни оқуп чиқиш. 31-41-бәтләр. Мәзмунини сөзләш
Вақти 02.10 Әдәбият 8-синип 31-41- бәтләр Дәрис № 9
Дәрисниң мавзуси: Иншаға тәйярлиқ «Оғузхан - әдәбий қәһриман»
Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға, мәдәнийитимизгә қизиқишини
ашуруш, ижадий ишләшкә дәвәт қилиш.
Дәрис түри: билимини тәкшүрүш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма.
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң қедимий әдәбият тоғрисидики билимини байқаш вә өз алдиға ишләшкә үгитиш.
ІІІ. Билимини тәкшүрүш
«Көлтекин мәңгү теши», «Оғузнамә» тоғрисида алған билимини байқаш. Соал-жавап усули арқилиқ. Инша режисини түзүш
Мавзу: Көлтекин мәңгү теши - қәһриманлиқ дастани
І. Киришмә. Язма ядикарлиқлар һәққидә мәлумат
ІІ. Асасий қисим:
-
Ядикарлиқниң бәдиий мәзмуни
-
Көлтекин - қәһриман
ІІІ. Хуласә. Ядикарлиқниң әһмийити
Мавзу: «Оғузхан - әдәбий қәһриман»
І. Киришмә. Язма ядикарлиқлар һәққидә мәлумат
ІІ. Асасий қисим:
2.1. «Оғузнамә» дастаниниң қисқичә мәзмуни
2.2. Оғузхан обризи
ІІІ. Хуласә. Әсәриниң әһмийити вә әдәбияттики орни
ІV. Өйгә тапшурма.
Инша йезиш.
Вақти 03.10 Әдәбият 8-синип 31-41- бәтләр Дәрис № 10
Дәрисниң мавзуси: Иншани йезиш вә тәһлил қилиш
Мәхсити: 1 Оқуғучиларниң ижадий ишини тәһлил қилиш
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, өз алдиға ишләшкә үгитиш
Дәрис түри: қайтилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: оқуғучиларниң иншалири
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, сөһбәт
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң язма ишлири бойичә тәһлил жүргүзүш арқилиқ уларни ижадий издинишкә өз алдиға мустәқил пикир қилишқа дәвәт қилиш.
ІІІ. Иншаларни тәһлил қилиш режиси:
Һәр бир оқуғучиниң камчилиқ вә утуқлири тәпсилий тәһлил қилинип, сөһбәт жүргүзүлиду.
-
Оқуғучиниң мавзу таллиши.
-
Инша мавзусиға лайиқ эпиграф таллаш.
-
Режиниң түзүлүши. Режиниң мавзуға лайиқ болуши.
-
Иншада мавзуниң ечилиши. Жавапниң толуқ болуши.
-
Инша йезишта стилистика қаидилиригә реайә қилиш.(жүмлиниң түрлири, уларниң бир-бири билән бағлиниши, пикирниң изчил болуши)
-
Имла қаидилиригә реайә қилиш.
-
Тиниш бәлгүләрниң тоғра қоюлуши.
-
Қошумчә әдәбияттин орунлуқ пайдилиниши.
-
Өз пикрини изһар қилиши.
ІV. Йәкүнләш вә баһалаш
V. Өйгә тапшурма.
Билал Назим һәққидә материаллар тепип келиш.
Вақти 09.10 Әдәбият 8-синип - бәтләр Дәрис № 11
Дәрисниң мавзуси: Билал Назимниң һаяти вә ижадийити
Мәхсити: 1 Билал Назимниң һаяти вә ижадийити һәққидә мәлумат бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Әдип ижадийитини оқуп үгинишкә дәвәт қилиш, инсанпәрвәрлик вә әдәп-әхлақ тәрбийисини бериш.
Дәрис түри: йеңи билим бериш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, слайдлар
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғ-ни түгәлләш, дәрискә тәйярл-ни тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип ижадийити тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш.
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Слайдлар арқилиқ. Билал Назим (1825-1900)
Яман көрмәң мени достлар
Егәмниң бир қулидурмән.
Киши қәдримни билмәйду,
Вәтәнниң гәвөәридурмән
ХІХ әсир әдәбиятиниң гүлтажиси Б.Назим Или вилайитиниң Ғулжа шәһиригә қарашлиқ Қазанчи мәлисидә моздуз аилисидә туғулған Дадиси Йүсүп саватлиқ кикш. Билал башланғуч билимни мәһәллә мәктивидә, кейин Ғулжидики Бәйтулла мәдрисисидә билим алди. Һәм диний һәм пәний билимни егилигән. Мәдрисидә Низамий, Фердәвсий, Наваий ларинң ижидийитини үгәнгән. Жамийни өзиниң устази дәп билгән.
Ғәзәл, мухәммәс, мусәдәс, мурәббә, рубаий охшаш нәзмий әсәрләр язди. Бу әсәрлири»Ғәзәлият топлимиға киргүзүлди.
Әсәрлири: «Чаңмоза Йүсүпхан», «Ғазат дәр мүлки Чин», «Назугум һәққидә қиссә»
Өз хәлқиниң дәрдигә дәрман болған шаир Йәттису тәвәсигә улар билән биллә көчүп, Яркәнткә орунлишиду. 1900-жили вапат болиду.
V. Бәкитиш.
1. Билал Назим шеирлирини ипадилик оқуп, мәзмунини чүшәндүрүш
2. Тәржимилири Мән саңа ашиқ болдум
Мен саған ғашық болдым,
Неліктен жауабың жоқ.
Егерде көзге ілмесең,
Қайтейін, амалым жоқ.
Назымың жыр бұрқатар,
Махаббат сазыменен.
Әсерлі ән шырқатар,
Көңілінің жазымымен.
Мән өлсәм етим өчәр
Мен өлсем атым өшер, басымнан самал есер.
Жаны сырлас жақын досым моламнан жылап өтер.
Пәниден әкем көшті, анашым оралмады,
Бауырым болса-дағы олардай бола алмады.
Жат адам ойы бөлек, қарындас әлегімен,
Сол үшін талай рет көтердімбәлені мен.
Ата-анам тірі болса, жүрер ем нардай болып,
Айдынға сүңгіп терең жүзетін қаздай болып.
Сарғайған күзде жетті, қимас күн көктем өтті,
Біләлдан сөз қалған ба, бәрін де айтып кетті...
Надан билән дост болдма..
Дос болма наданменен жігері жоқ,
Тұрса да оның саған көңілі боп,
Жақындап, сырыңды алып жалт береді.
Ондайдың жанды арбайтын амалы көп.
Сендіріп ант етеді кейбіреулер,
Онан соң жылым құрттай ойды кеулер.
Жыландай екі бастыуын шашып,
Көзіңше көлгірсиді жәдігөйлер.
Зұлымның дүниеде түрлері көп,
Мойындар қылмысына біреуі жоқ.
Адамдар қызық қой бұл қарап тұрсаң,
Жүреді сол сұмдардың ермегі боп.
Ей, Назым, алаяқты әшкереле.
Қорықпа, байланар деп бас бәлеге.
Қорғаудан момындарды мойымағын,
Бейбақтар қорланбаса жас төге ме?
-
Оқуғучиларға соаллар бериш вә дәрисликтики мәтиндин жавап тапқузуш арқилиқ «Ғазат дәр мүлки Чин» әсәри тоғрисида чүшәнчә бериш
-
Қошумчә мәлуматлар арқилиқ шаир һаяти һәққидә кәңирәк мәлумат бериш.
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
- бәтләрни оқуш. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
Вақти 10.10 Әдәбият 8-синип - бәтләр Дәрис № 12
Дәрисниң мавзуси: Билал Назимниң ғәзәллири
Мәхсити: 1 Билал Назимниң ғәзәллири һәққидә мәлумат бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш
3. Әдип ижадийитини оқуп үгинишкә дәвәт қилиш, инсанпәрвәрлик вә әдәп-әхлақ тәрбийисини бериш.
Дәрис түри: йеңи билим бериш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғ-ни түгәлләш, дәрискә тәйярл-ни тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип ижадийити тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш.
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Билал Назим ғәзәллири
Мәрипәтпәрвәр зат Абдумутали хәлпәм шаир Молла Билалға "Тәржимә'и Билал ша'ир мәшһур" нами билән тәржимиһал йезип чиққан. Мана шу тәржимиһалда "Ғәзәлият" һәққидә мундақ мәлумат берилгән: "Фәқир вә фәқә күнләрдә бир саһипжамал мәһвәш, пәри пәйкарға ашиқ биқарар, ишиқ мәжазиға гириптар болуп, ишиқ муһәббити қайнап, ишиқ оти дилини биқарар қилғанлиқтин ейтқаникән". Амма, Молла Билал бу саһипжамалниң вәслигә наил болалмайду. Молла Билални гадай көргән қизниң ата - аниси қиз райиға бақмай башқа биригә мәжбурий ятлиқ қиливетиду. Ишқ отида һесапсиз азаблинип, өртинип янған Молла Билал амриғиға беғишлап һәр күни бәйтулла мәдрисиниң пәштиқиға чиқип нәзм оқуйду.
Муәллип ғәзәллиридә өзи ашиқ болған саһипжамалниң кимлиги тоғрисида мәлумат бәрмигән. Кейинки мәлуматларда бу қизниң исми "Ғунчәм", "Һәжәр аппақ", "Жанархан аппақ", "Рәнахан аппақ" дегән нам билән һәр хил аталди. Тәтқиқатлар шуни испатлайдуки, бу "Һөсн иқлимида гоя барчә қизлар сәрвәри" ниң әсли исми Рәнахан аппақ болуп, Молла Билал язған нәзмлирини елипбә тәртипи бойичә рәтләп, түпләп, бир йешил тавар жилтиға селип, униң өзигә тәғдим қилған.
"Ғәзәлят" ниң бу қолязмисини әйни вақиттики мудәррис Аруп Дамолламға ятлиқ қилинған Рәнахан аппақ Молла Билал билән болған яшлиқ дәвридики муһәббәт сәргүзәштисиниң бүйүк намайәндиси дәп билип қәдирләп, хас сандуғида сақлиған. Әйни вақитта қизниң ата - аниси бу ишни әлдин пинһан тутқан, һәтта қизиниң исмини ашкарилашни халимиған. Шундақ қилип, бу әсәр Рәнахан аппақ аилисидә 1935- жилиғичә сақланған. Рәнахан аләмдин өткәндин кейин қолязма униң оғли Һашир Мәхдумға қалған. 1935- жилиниң ахири Һашир Мәхдум аләмдин өткәндин кейин, Һаширниң оғли Абдумижит Қарийға қалған. 1940- жили Абдумижит Қарий қолязмини елип Ғулжа дияридин кәткән.
Молла Билалниң қачан, ким билән той қилғанлиғи ениқ әмәс. Бирақ, шуни жәзимләштүрәләймизки, у той қилип бир қиз, икки оғуллуқ болған. Чоң оғлиниң исми Аюп, кичик оғлиниң исми Қасим, қизиниң исми Айшәм екән. Молла Билалниң нәвриси Мәһәммәтжан Билалниң Алмутида чиқидиған "Коммунизм туғи" гезитиниң 1975- жили 26- июндики саниға бесилған "Бовам тоғрисида " намлиқ әслимисидә мундақ дийилгән:
"Чоң дадам Аюпниң Абабәкри, Рабийәм, Шәрванәм атлиқ оғул -қизлири болған. Чоң апимиз Айшәмниң Һөрнисахан дегән бирла қизи болған . Бовамниң кичик оғли Қасим мениң дадам болуп, униң Өмәржан, Ғожа Әхмәт, Мәһәммәтжан дегән оғуллири, Үмгүлсүм, Турахан дегән қизлири болған. Бизниң аилидики мәндин башқилири Ғулжа шәһиридә вапат болушти."
Төһпикар әрниң кәйнидә мәдәткар аялниң болуши тәбиий. Бирақ, һазирға қәдәр йезилған мәнбәләрдә Молла Билалниң аниси вә аялиниң исми пәқәт тилға елинмиған. Шаир билән замандаш тәтқиқатчи, әдиплиримиз бу нуқтиға задила көңүл бөлмигән, бу һал кишини толиму әпсусландуриду.
Тәтқиқатчимиз Савут Молла Авудофниң Молла Билал тоғрилиқ язған китавидики ишәнчлик дәлилләргә қариғанда, 1959- йили Алмутиниң Челәк районида кона китаблар вә қолязмилар тепилған, шу қолязмиларниң биридә бир айәтниң төвинигә йезилған мәлуматта, Молла Билалниң чоң оғли Аюп Ахунниң 1860-жили (һижирийә 1277- йили ) туғулғанлиғи мәлум. Ечинишлиқ еғир турмуш кәчүрүп, тонурларда йетишқа мәжбур болған Молла Билал тәхминән 1859- йили 34 йешида той қилған болуши мүмкин.
Һазирға қәдәр мәйданға кәлгән һәр хил мәнбәләрдә "Шаир 70 яшлирида қарғу болуп қалған" яки "Жәбир-зулум вә еғир әқлий меһнәт шаирни икки көзидин айриған" дегән қараш бар. Бәзиләр, Россияға көчүштин илгири қарғу болған десә, йәнә бәзиләр Россияға барғандин кейин болған, дәйду.
Молла Билал өз ана юртиға қизғин муһәббәт бағлиғачқа, чарросийә жаһангирлиғиниң алдашлири алдида қилчә тәврәнмәй көчүшни қәтий рәт қилған болсиму, қаттиқ таллаштин кейин униңға бөлүп берилгән Йәттису районини йәнила өз ана вәтининиң бир қисми, кейин қайтурувелиш мүмкинчилиги бар дәп қарап, Пантусовниң зорлиши билән шаир Сейит Муһәммәт Қаший билән бирликтә Яркәнткә көчүп барған вә у йәрдә йәнила хәлиқ хизмитидә юрт мөтивәри болуп ишлигән болса, йәнә бир жәһәттин хәлиқ еғиз әдәбияти ижадийитиниң актив топлиғучиси болған. Мана мушу йәрдә "Һижрәти мөминан" дегән әсәрни язғанлиғи мәлум. Изчил жапалиқ издиниш жәрянида шаирниң көзи ағрип "кор" болуш ховпиға дуч кәлгәндә, Пантусов Россияниң һәр қайси жайлиридин яхши көз дорилирини әкәлдүрүп давалитип, шаирниң көзини кор болуштин сақлап қалған.
V. Бәкитиш.
1. Билал Назим шеирлирини ипадилик оқуп, мәзмунини чүшәндүрүш
2. Қошумчә мәлуматлар арқилиқ шаир һаяти һәққидә кәңирәк мәлумат бериш.
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
- бәтләрни оқуш. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
Вақти 18.10 Әдәбият 8-синип -бәтләр Дәрис № 14
Дәрисниң мавзуси: ХХ әсир әдәбияти. Өмәр Муһәммәдийниң һаяти, ижадийити
Мәхсити: 1 Әдип һаяти вә ижадийити билән тонуштуруш
2. Мустәқил вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятимизға болған муһәббитини күчәйтиш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш
ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Билимини тәкшүрүш
Берилидиған соаллар:
1. Билал Назим һаяти тоғрисида соал-жавап усули арқилиқ оқуғучиларниң билимини байқаш
2. Ғәзәллирини ядқа ейтқузуш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Өмәр 1906-жили һазирқи Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Йеңишәр йезисида батрақ аилисидә туғулған. Дадиси Тоқа бовай язда етизға чиқип, қишта тағдин отун тошуп, аилисини асриса, аниси һаллиқларниң ненини йеқип, кир-қатини жуюп, тирикчилик қилатти. Мәшәқәтлик әмгәк, йоқсизчилиқ уларниң саламәтлигигә хелә зиян йәткүзиду. Өмәр алтә яшқа киргәндә, ғәмгүзар анисидин айрилип қалиду. У 1918-жилғичә йезида дадиси билән мошундақ еғир һаят кәчүрүп, андин туққанлириниң ярдими билән Алмутидики Сайбойи мәһәллисигә көчүп келиду вә мошу йәрдә өз тирикчилигини давамлаштуриду.
Кеңәш һакимийити орниғандин кейин, йоқсулларниң бири Өмәр Муһәммәдийму оқуп, билим елиш мүмкинчилигигә егә болиду, йәни он төрт йешидин мәктәп ишигини ачиду. У 1922-жили Алмутида ечилған үч айлиқ курсни пүтирип, Ташкәнттики аз санлиқ милләтләр билим орнида оқуйду. Уни 1927-жили үлгилик тамамлап, Алмутиға келиду вә «Зәрват» мәктивидә бир жил муәллим болуп ишләйду. Андин Челәккә келип, устазлиқ паалийитини давамлаштуриду. Мошу йәрдин Өмәр Яркәнт шәһиригә көчирилгән «Зәрват» мәктивигә әвәтилип, яш әвлатқа билим вә тәрбийә беришкә иҗдиһатлиқ билән киришиду. Шуниң билән бир қатарда, илмий мудирлиқ хизмитиниму атқуриду. Замандашлириниң ейтишичә, Өмәр Муһәммәдийниң математика пәни бойичиму ихтидари күчлүк болған екән. У оқуғучиларға математика вә әдәбият пәнлиридин чоңқур билим беришкә барлиқ күч-қувитини сәпәрвәр қилиду. Шундақла иҗадийәт биләнму ахирқи дәмлиригичә қизғин шуғуллиниду
Өмәр Яркәнттә чиқиватқан «Кәмбәғәлләр авази» гезитиниң редакцияси биләнму йеқин мунасивәттә болуп, униң сәһипилиридә әсәрлири пат-пат йоруқ көрүп туратти.
Өмәр Яркәнттә Мурых дегән кишиниң өйидә туруп ишлиди, өй егилириму устазлардин еди, улар Өмәрни туққинидинму ошуқ көрәтти. 1931-жили йеңидин баһар келип, адәмләр қәлби яшнаватқан күнләрниң биридә, шу рус жигити таң сәһәрдә Өмәрниң вапат болғанлиғи тоғрилиқ шум хәвәрни бизгә йәткүзди. Көп өтмәй, униң өйигә йетип бардуқ. Шаир яғач каривәттә, бир қоли саңгилиған һаләттә йетипту. Ағзидин ақ көвүк чиқип кетипту, чирайи зәпирәңдәк сарғайған. Үстәл үстидә қәғәзлири чечиқлиқ турупту. Униң биригә йезилған шеир мисралирини оқудуқ:
Пилдирлиған чирақлириң өчти әнди,
Һур һаятим қара йәргә көчти әнди…
Арманлирим көп еди…
Шеирини аяқлаштуралмапту.
Шу кечиси Өмәрни ағриғи қаттиқ беарам қилиду. Ағриққа чидалмиған шаир тамни уруп, өй егисини чақириду. Йолдиши дохтурни чақирип келишкә кетиду, аяли Өмәрниң йенида сәкпарә болуп қалиду, кәлгән дохтурму һеч нәрсә қилалмайду. Ахири Өмәр Мурыхниң аялиниң қолида җан бериду.
Көп өтмәй, Алмутидики Сайбойи мәһәллисидики ағриқ дадиси Тоқа бовайму аләмдин өтиду. У Өмәрниң вапат болғинидин бехәвәр еди…
Шу күни Яркәнт тәвәси матәмгә чөмиду, еғир җудалиқ хәвәр барлиқ җайлардики һәр бир уйғурниң жүригини моҗуйду. Мәктәпләрдә оқуш тохтитилиду. Педтехникумда турақлиқ чиқип турған там гезитиниң новәттики сани Өмәрниң һаятиға беғишлиниду. Мәрһумниң мурдиси билим дәргаһиниң залиға қоюлуп, видалишиш рәсмийитидин кейин, ахирқи сәпәргә узитилиду. Җәсиди шәһәрниң ғәрбий қисмидики «Пашалиқ баққа» дәпин қилиниду…»
Миннәтдар әвлат бүйүк әдип исмини әбәдийләштүрүшниң әмәлий ишлирини қилип, уни хатириләп кәлмәктә. Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ават йезисида Өмәр Муһәммәдий намидики оттура мәктәп, Яркәнт шәһиридә шаир намида атилидиған коча вә мәһәллә бар. Улуқ әдипниң туғулғининиң 100 жиллиғи Панфилов наһийәси рәһбәрлигиниң һәм наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң тәшәббуси вә уюштуруши билән кәң даиридә тәнтәнилик атап өтүлди.
Пурсити кәлгәндә, шуниму ейтип өтүш керәкки, әдәбият саһасидики тәтқиқатчи-алимлар, шаир-язғучилар Өмәрниң әсәрлирини издәп тепип, униң һаяти, иҗадий паалийити тоғрилиқ хелә әсәрләрни язди. Шуларниң бири - атақлиқ язғучи Җамалидин Босақовниң «Ялқун» повести. Мәшһур алим Мурат Һәмраев болса, 1968-жили «Өмәр Муһәммәдийниң талланма әсәрлири» китавини нәшир қилди.
V. Бәкитиш.
1. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма.
Өйгә тапшурма. Әдип ижадийити тоғрисида дәрисликтики вә қошумчә мәлуматлардин оқуп келиш
Вақти 25.10 Әдәбият 8-синип - бәтләр Дәрис № 17
Дәрисниң мавзуси: Билал Назим вә Ө.Муһәммәдий ижадийити бойичә инша
Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға, мәдәнийитимизгә қизиқишини
ашуруш, ижадий ишләшкә дәвәт қилиш.
Дәрис түри: билимини тәкшүрүш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма.
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң әдәбият тоғрисидики билимини байқаш вә өз алдиға ишләшкә үгитиш.
ІІІ. Билимини тәкшүрүш
Мавзу «Билал Назим - әркинлик күйчиси»
Режә:
І. Киришмә. Билал Назимниң һаяти вә ижадийити тоғрисида мәлумат
ІІ. Асасий қисим:
2.1. Билал Назим ғәзәллири
2.2. Шаир ғәзәллириниң йезилиш алаһидиликлири
ІІІ. Хуласә. Әдип ижадийитиниң әдәбияттики орни вә әһмийити
Мавзу «Өмәр Муһәммдий - йеңи уйғур әдәбиятиниң башламчиси»
Режә:
І. Киришмә. Өмәр Муһәммәдийниң тәржимә һали
ІІ. Асасий қисим:
2.1. Шаир шеирийитиниң мавзулири
2.2. Өмәр - йеңи шеирийәт башламчиси
ІІІ. Хуласә. Әдип ижадийитиниң йеңи әдәбияттики роли вә алаһидилиги
ІV. Өйгә тапшурма.
Инша йезиш.
Вақти 13.11 Әдәбият 8-синип 60-64- бәтләр Дәрис № 19
Дәрисниң мавзуси: «Қазақстан», «Сәһәрдә» шеирлири
Мәхсити: 1 Шеирларниң мәзмуни билән тонуштуруш. шеирни тәһлил қилишқа
үгитиш
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа, ипадилик оқушқадәвәт қилиш
3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға, мәдәнийитимизгә қизиқишини
ашуруш, вәтәнпәрвәрлик тәрбийисини бериш
Дәрис түри: йеңи билим бериш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма.
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш «Тоғра вә натоғра пикирләр», «кластер», «пәрәз қилиш дәриғи», «тохталмилар билән оқуш», «Әркин йезиш»
Йеңи уқумлар: гигант, һаллиқ, колхоз, совхоз
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң Исмайил Саттаровниң һаяти вә ижадийити тоғрисидики билимини байқаш, шеирлириниң мавзулири вә алаһидиликлири һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Йеңи мавзу. Қизиқишини ойғитиш стадияси. «Тоғра вә натоғра пикирләр» арқилиқ кластер түзүш
1. И.Саттаров - шаир, драматург
2. И.Саттаров Яркәнт шәһиридә туғулған.
3. И.Саттаров «Биз түзигәндә» һекайисиниң муәллипи
4. «Мәхсәт», «Рәхмәт, ана!» шеирлирини язған
5. Улуқ Вәтән уруши жиллири ижадийәт билән шуғулланди.
6. Сәнъәткә қизиқмиди
7. Вәтән, ана, течлиқ мавзулириға қәләм тәврәтти
8. «Ғерип-сәнәм» драмисини язди.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Мәнани ажритиш стадияси. «Пәрәз қилиш дәриғи». «Қазақстан» шеирида немини күйләйду. Оттуриға дәрәқ ғолиға ҚАЗАҚСТАН дәп йезилип, шахлири оқуғучиларниң пикирлири
Қ
А
З
А
Қ
С
Т
А
Н
Мәтин билән ишләш. «Тохталмилар билән оқуш» Мәтин оқулиду. «Тохтаң» буйруғи бойичә оқуғучи тохтап, оқуғинини тәһлил қилиду, луғәт ишлирини жүргүзилиду.
1-оқуғучи. Көп әсирләр жәбир чәккән Қазақстан,
Кәң далаңни, идирларни тикән басқан.
Хорлуқ, зулум қайнар еди көзлириңдә.
Сени қийнап қанлар ичти хаин заман
Соал. Мошу қурларниң һәқиқәт екәнлигини дәлилләңлар
2-оқуғучи. Һазир өтти, у заманлар көккә учти
Кәң бағриңда йеңи турмуш чечәк атти
Чәксиз өрләп, қайнап ташти гигантлириң,
Хуш далаңда әл тойлишип бәхит тойин.
Соал. Бүгүнки қазақстанни қандақ тәсвирләшкә болиду? Шаирға қошар пикриңлар барму?
Соал. Утуқлар тоғрисида немини ейтқан болаттиңлар?
Соал. Колхоз, совхоз дегән сөзләрни қандақ чүшәндиңлар? Бүгүки әмгәк тоғрисида ейтиңлар.
V. Мустәһкәмләш. Рефлексия стадияси.
Қазақстанға тиләк йезиңлар. «Әркин йезиш» шеир, қара сөз түридә.
VІ. Өйгә тапшурма.
60-64-бәтләрни оқуп, «Қазақстан» шеирини ядқа елиш.
VІІ. Баһалаш
Вақти 14.11 Әдәбият 8-синип 64-66 - бәтләр Дәрис № 20
Дәрисниң мавзуси: «У күн йеқин», «Мән», «Биз йеңимиз» шеирлири
Мәхсити: 1 Шеирларниң мәзмуни билән тонуштуруш. шеирни тәһлил қилишқа
үгитиш
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа, ипадилик оқушқа дәвәт қилиш
3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға, мәдәнийитимизгә қизиқишини
ашуруш, вәтәнпәрвәрлик тәрбийисини бериш
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма.
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш: «инчикә вә қелин соаллар»,
«Джиксо»,
Йеңи уқумлар: манан, миномет, барон
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң Исмайил Саттаров шеирлириниң мавзулири вә алаһидиликлири һәққидә чүшәнчисини кәңәйтиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
1. «Қазақстан» шеириниядқа ейтқузуш
2. «Сәһәрдә» шеириниң мәзмунини сөзләп бериңлар?
ІV.Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
І. Қизиқишини ойғитиш.
- Уруш, течлиқ, Вәтән, Йеңиш күни тоғрисида қайси шаирларниң шеирлирини билисиләр? дегән умумий соал қош арқилиқ йеңи дәрискә киришиш
ІІ. Мәнани ажритиш стадияси Оқуғучилар 3 топқа бөлүниду. Һәр топқа соаллар берилиду.
Инчикә соаллар:
1-топқа. У қайси күн? Улуқ Вәтән уруши қачан башланди?
Фашистлар дегән кимләр?
2-топқа. Шеир ким тоғрисида? Дости ким?
3-топқа. Йеңиш күни қачан нишанлиниду? Ким кимгә қарши күрәш қилиду?
1. «У күн йеқин», «Мән», «Биз йеңимиз» шеирини һәр топ өз алдиға оқуп, соалларға жавап издәйду. Оқуғучилар соалларға жавап бәргәндин кейин луғәт ишлири жүргүзүлиду. (манан - чаң, туман, фашистлар - немислар, модән - гүлниң ети)
2. Әнди топларға «қелин» соаллар берилиду.
1-топқа. Шеирда шаирниң қандақ көз қариши ипадиләнгән?.
2-топқа «Мән» шеирида шаирниң «Тәң һоқуқлуқ, улуқ, күчлүк миллионларниң бири» дегән пикрини қандақ чүшинисиләр?
3-топқа «Биз йеңимиз» шеирида шаир хәлиқни немигә дәвәт қилиду?
V. Мустәһкәмләш. Рефлексия стадияси.
Тәнқитчи болған болсам. Шеирларниң түзүлүшигә диққәт қилиңлар. Қапийә, боғум сани, ритмикиси тоғрисида пикир йезиңлар.
Кластер арқилиқ шаир шеирийитиниң мавзулириға тохтилимиз.
Исмайил Саттаров
шеирийитиниң мавзулири
VІ. Өйгә тапшурма.
64-66-бәтләрни оқуп, шеирларниң мәзмунини сөзләш, тәсвирий васитиләрни ениқлаш
VІІ. Баһалаш
Вақти 20.11 Әдәбият 8-синип 71-87-бәтләр Дәрис № 21
Дәрисниң мавзуси: Һезмәт Абдуллин «Отлуқ чәмбәр» романи
Мәхсити: 1 Әдипниң һаяти вә ижадийити, романниң бәдиий мәзмуни билән
тонуштуруш, әсәрдики образлар һәққидә чүшәнчә бериш.
2. Мустәқил вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Тарихийәсәрләрни оқуш арқилиқ тарихимизға болған қизиқишини ашуруш. Адәмгәрчиликкә, инсанпәрвәрликкә тәрбийиләш.
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Отлуқ чәмбәр» романи, методикилиқ қолланма
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, муназирә
Пайдиланған технология СТО.
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш
ІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
И.Саттаров ижадийити бойичә берилгән «инчикә вә қелин соалларға» жавап елиш
ІІІ. Билимини тәкшүрүш Қизиқишини ойғитиш стадияси. «Идеяләр вә чүшәнчиләр севити»
Берилидиған соаллар:
-
Һ.Абдуллинниң қандақ әсәрлирини оқудуңлар?
-
Төвәнки синипта «Бенакарлар» повестини оқуған едуқ. Есиңларда барму? Әсәр немә тоғрисида еди?
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Яратти әлгә қәдди-қамити,
Ярашти гүлдәк ижат-немити.
Язған әсәрләр даңқин ашуруп,
Қалди бир өмүр униң нам ети.
И. Һошур
Һезмәт Абдуллин
(1925-1986)
ИЖАДИЙИТИ
V. Бәкитиш.
1. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
2. Тест тапшурмиси арқилиқ билимини байқаш.
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма. Қошумчә материаллар тепип келиш
Өйгә тапшурма. Романни толуқ оқуп чиқиш.
Мәзмуни бойичә иллюстрацияләр селиш.
Вақти 22.11 Әдәбият 8-синип 71-87-бәтләр Дәрис № 22
Дәрисниң мавзуси: «Отлуқ чәмбәр» романидин парчә бойичә иш
Мәхсити: 1 Романниң бәдиий мәзмуни билән тонуштуруш, әсәрдики образлар
һәққидә чүшәнчә бериш.
2. Мустәқил вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Әмгәк сөйүшкә дәвәт қилиш, тарихий ядикарлиқлиримизни билип, үгинишкә тәрбийиләш.
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Отлуқ чәмбәр» романи, методикилиқ қолланма
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, муназирә
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш
ІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
«Отлуқ чәмбәр» романидин елинған үзүндиниң мәзмунини соарш..
ІІІ. Билимини тәкшүрүш Берилидиған соаллар:
-
Һ.Абдуллинниң қандақ әсәрлирини оқудуңлар?
-
Төвәнки синипта «Бенакарлар» повестини оқуған едуқ. Есиңларда барму? Әсәр немә тоғрисида еди?
-
«Отлуқ чәмбәр» романидин үзүндиниң мәзмунин сөзләп бериңлар
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Романдин елинған парчә бойичә иш.
Романдин берилгән парчидики образларға тәриплимә берип, мәтиндин дәлилләрни тепип, оқуп бериду. Өзлириниң пикир-мулаһизилирини ейтиду. Бу әсәрдики тарихий шәхсләр тоғрисида пикрини тиңшаш.
Оқуғучиларға «Отлуқ чәмбәр» романини тарихий әсәрләр қатариға киргүзүшкә боламду? Болса немә сәвәптин? дегән соаллар берилип, уларниң пикри тиңшилиду.
Романни толуқ оқуғанлар болса, сөзләп бериду.
І вариантқа ижабий образларға, ІІ вариантларға сәлбий образларға тәриплмә бериш тапшурулуп, мәтиндин уларға дәлилләр тапқузуш.
V. Бәкитиш.
1. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
2. Тест тапшурмиси арқилиқ билимини байқаш.
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма. Қошумчә материаллар тепип келиш
Өйгә тапшурма. Романни толуқ оқуп чиқиш.
Мәзмуни бойичә иллюстрацияләр селиш.
Вақти 28.11 Әдәбият 8-синип 89-98- бәтләр Дәрис № 24
Мавзу: Хелил Һәмраев һаяти вә ижадийити
«Жасарәт» поэмиси
Мәхсити: 1. Х. Һәмраевниң һаяти вә ижадийити, поэминиң мәзмуни
билән тонуштуруш
2. Шаир ижадийитигә болған көз қаришини кәңәйтиш
3. Оқуғучиларниң хәлқигә, вәтинигә, өз жутиға болған
муһәббитини күчәйтиш.
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт, ипадилик оқуш.
Көрнәклик қураллар: Х. Һәмраев тоғрилиқ мәтбуатта йоруқ көргән
мақалилар буклети, әдип әсәрлири.
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш пәйти. Саламлишиш, балиларни түгәлләш.
ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
1. «Анархан» драмисидики образларға тәриплимә бериш
2. Әсәрниң мәзмунини сөзлитиш.
ІV. Йеңи мавзуниң мәхсити билән тонуштуруш.
Шаирниң һаяти вә ижадийити һәққидә мәлуматини кәңәйтиш. «Әлләй батур» ривайитиниң мәзмунини чүшәндүрүш
V. Йеңи мавзу.
Х.Һәмраев - шаир, устаз, мәрипәтчи. 1928-жили Панфилов наһийәси Пәнжим йезисида кәмбәғәл аилисидә туғулған. 30-ж. Башлирида ата-аниси Хитай тәвәсигә көчиду. Балилиқ дәври Ғулжида өтиду. Шу яқта билим алиду, ижадийәт билән шуғуллиниду.
1956-ж туғулған жутиға қайтиду. Вә ҚазПИға чүшүп, уни 1961-ж тамамлайду. Бир нәччә жил «Коммунизм туғи» гезитидә, андин Пәнжимдә муәллимлик қилиду. Шеирлирида ана жутини, деханни, тәбиәт мәнзирисини, замандашлирини күйләйду.
«Жасарәт» поэмиси. Хәлқимизниң жасур пәрзәнди Маһмут Ғожамияров һәққидики әсәр болуп, әсәрдә қәһриманниң һаяти, иш-паалийити көрситилгән. Россиядә падиша һөкүмити ғулап, Йәттисуға инқилап садаси кәлгән пәйттә Маһмут Ғожамияров йеңи һакимийәтниң дүшмәнлиригә қарши күрәшкә атлиниду. Дәсләп Анайәтниң қолға чүшүп, жазалинишини көргән Маһмутта адаләтсизликкә, езилишкә болған нәприти ешип, бу өчмәнлик күчийиду. Әсәр ахирида атаман Дутовни өлтириш охшаш инқилавий тапшурмини орунлашта қәһриманлиқ көрситиду.
VІ. Мустәһкәмләш. Әсәрни ипадилик оқкп бериш вә оқуғучиларға оқутуш.
VІІ. Бәкитиш. Соал-тапшуруқ арқилиқ чүшәнчисини байқаш
VІІІ. Өйгә тапшурма. 89-98-бәтләрни оқуш вә сөзләш. Қошумчә мәлуматлар тепиш. Әсәр мәзмуни бойичә сүрәт сизип келиш.
Вақти 04.12 Әдәбият 8-синип 89-114- бәтләр Дәрис № 25
Дәрисниң мавзуси: Инша Х.Һәмраев ижадийити бойичә иншаға тәйярлиқ
Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға, мәдәнийитимизгә қизиқишини
ашуруш, ижадий ишләшкә дәвәт қилиш.
Дәрис түри: билимини тәкшүрүш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма.
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң қедимий әдәбият тоғрисидики билимини байқаш вә өз алдиға ишләшкә үгитиш.
ІІІ. Билимини тәкшүрүш
Х.Һәмраев ижадийити, «Жасарәт» поэмиси тоғрисида алған билимини байқаш. Соал-жавап усули арқилиқ. Инша режисини түзүш
Мавзу:
І. Киришмә. Х.Һәмраев - Өсәк вадисиниң ғәзәлхини
ІІ. Асасий қисим:
2.1.»Жасарәт» поэмисиниң идеявий мәзмуни
2.2. Маһмут обризи
ІІІ. Хуласә. Х.Һәмраев ижадийитиниң әдәбияттики орни вә әһмийити
ІV. Өйгә тапшурма.
Инша йезиш.
Вақти 05.12 Әдәбият 8-синип 89-114- бәтләр Дәрис № 26
Дәрисниң мавзуси: Инша Х.Һәмраев ижадийити бойичә иншаға
Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға, мәдәнийитимизгә қизиқишини
ашуруш, ижадий ишләшкә дәвәт қилиш.
Дәрис түри: билимини тәкшүрүш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, гезит материаллири, дидактикилиқ материаллар.
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң язғучи, шаирлар ижадийити тоғрисидики билимини байқаш вә өз алдиға ишләшкә үгитиш.
ІІІ. Билимини тәкшүрүш
1. Соал-жавап усули арқилиқ оқуғучиларниң билимини байқаш вә инша режисини түзүш
2. Иншаға эпиграф таллаш
3. Инша йезиш қаидилирини әскә чүшириш
-
Оқуғучиниң мавзу таллиши.
-
Инша мавзусиға лайиқ эпиграф таллаш.
-
Режиниң түзүлүши. Режиниң мавзуға лайиқ болуши.
-
Иншада мавзуниң ечилиши. Жавапниң толуқ болуши.
-
Инша йезишта стилистика қаидилиригә реайә қилиш.(жүмлиниң түрлири, уларниң бир-бири билән бағлиниши, пикирниң изчил болуши)
-
Имла қаидилиригә реайә қилиш.
-
Тиниш бәлгүләрниң тоғра қоюлуши.
-
Қошумчә әдәбияттин орунлуқ пайдилиниши.
-
Өз пикрини изһар қилиши.
ІV. Йәкүнләш вә баһалаш
V. Өйгә тапшурма.
Қошумчә материаллар тепип келиш.
Вақти 07.12 Әдәбият 8-синип 99-114-бәтләр Дәрис № 26
Дәрисниң мавзуси: Зунун Қадирий. «Ғунчәм» драмиси
Мәхсити: 1 З.Қадирийниң һаяти вә ижадийити, драма мәзмуни һәққидә чұшәнчә
бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Язғучи вә драматург ижадийитигә қизиқишини ашуруш, вәтәнпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, хрестоматия
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш: кластер, инчикә вә қелин
соаллар Джиксо
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш.З.Қадирий-ң ижадийити вә сәһнә әсәрлири тоғрисида билим б-ш
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Қизиқишини ойғитиш стадияси. «Идеяләр вә чүшәнчиләр севити» Соаллар:
1. Әдип һәққидә аңлиғиниңлар барму?
2. «Ғунчәм» драмиси немә һәққидә дәп ойлайсиләр?
3. Драма дегән немә?
Зунун Қадирий (1911-1989)
1. Реалистик прозиниң алдинқи сәптики вәкили, истедатлиқ язғучи вә драматург
2. 1911-жили Чөчәк (Тарбағатай) вилайитиниң Дүрбилжин наһийәсидә касип аилисидә туғулған. 4 йешида аилиси билән Ғулжиға көчүп келип, диний һәм пәний мәктәптә оқуйду. Яшлиқ һаяти Үрүмчи гимназияси вә Үрүмчи чарвичилиқ техникумида өтиду. Әмгәк паалийитини муәллимликтин башлайду. «Ғулжа» уйғур уюшмиси билән Уйғур театриға жәлип қилиниду.
3. «Жаһаләтниң жапаси» (3 пәрдилик) әсәари сәһнидә ойналғандин тартип хәлиқ арисида драматург сүпитидә тонулиду. Кәйни-кәйнидин «Учрашқанда», «Партизанлар отряди», «Һәр ишниң йоли бар», «Ғунчәм», «Гүлниса» сәһнә әсәрлирини язиду. «Анархан», «Ғерип-Сәнәм», «Қанлиқ дағ» драмиларниң изини давам қилип, уйғур драматургиясигә салмақлиқ һәссә қошти.
4.1944-жилқи инқилапқа қатнишип, һекайә вә очерк йезиш билән шөһрәт қазиниду. Униң «Шәпқәт һәмшириси» (Ризвангүл), «Родупай», «Икки бармиғим билән», «Күчлүккә һужум», «Муәллимниң хети», «Мағдир кәткәндә», «Пәрман» қатарлиқ һәжвий һекайилири әдәбият нәмунилири қатаридин орун алди.
5. 1989-жили 22-сентябрь күни Алмутида вапат болди.
«Ғунчәм» драмиси 3 пәрдилик, бәш көрүнүшлүк әсәр. Драма вақиәси бай помещик Өмәр шаңиюниң кәмбәғәл дехан Зориханниң қизи Ғунчәмни зорлуқ билән қул қилишқа интилиши, Ғунчәм вә униң сөйгән жигити Нурумниң бу зорлуққа қарши чиқишидин ибарәт.
7. Язғучи 10 драма, 20 һекайә, 30 шеир, 9 әдәбий-илмий мақалә, 18 бәдиий очерк вә өз тәржимә һалини язди.
8. Топламлири «Ғунчәм» (1957), «Чиниқиш» (1982, 1997), «Зунун Қадирий әсәрлири» (1992) Бежинда нәшир қилинди.
ІІ. Мәнани ажритиш стадияси Оқуғучилар 3 топқа бөлүниду. Һәр топқа соаллар берилиду.
Инчикә соаллар: «Қелин» соаллар
Үзүндә немә һәққидә? Әдипниң идеяси немә?
Ғунчәм ким? Силәр Ғунчәм орнида немә қилған болар едиңлар?
Дәвир һәққидә ейтиңлар. Бүгүнки күн билән селиштуруңлар
V. Мустәһкәмләш. Рефлексия стадияси. Қоюн дәптәр.
Ғунчәмгә хәт..
І V.Мустәһкәмләш Дәрисликтики соал вә тапшуруқларни орунлаш
V. Бәкитиш.
VІ. Өйгә тапшурма. 99-114-бәтләрни оқуш
Вақти 25.12 Әдәбият 8-синип 114-118-бәтләр Дәрис № 30
Дәрисниң мавзуси: Илья-Бәхтияниң «Тянь-Шань», «Туғулған йәр
тописида» шеирлири.
Мәхсити: 1 Шаирниң шеирлириниң мавзулири тоғрисида мәлумат бериш.
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш
3. Шаир ижадийитигә, умумән поэзиягә болған қизиқишини ашуруш, һаятқа болған көз қаришини кәңәйтиш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, гезит материаллири, топлими
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Қоллинилидиған технология СТО
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларға шаир шеирийитиниң алаһидиликлири тоғрилиқ чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
-
Шаирниң балилиқ дәври тоғрисида ейтип бериңлар..
-
Илья-Бәхтия шеирлириниң мавзулири тоғрисида немә билисиләр?
-
Ядқа алған шеирлирини оқуп, мәзмунини чүшәндүрүңлар.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қизиқишини ойғитиш
Синип 4 топқа бөлүнүп, 1-топқа «Тянь-Шань», 2-топқа «Туғулған йәр тописида» шеирлири берилиду. Улар шеирларниң мәзмунини чүшәндүриду, 3-топқа 1-шеирниң алаһидиликлири, 4-топқа 2-шеирниң алаһидиликлирини тепиш тапшурулиду.
Топлар сүрәт селип, шеир мәзмунини қоғдайду.
V. Мустәһкәмләш.
Шаир топлимидин ана жут, туғулған йәр һәққидә йезилған шеирлирини оқутушсатирикилиқ вә һәжвий шеирлирини оқутуш. Сатира вә юмор һәққидә чүшәнчә бериш.
VІ. Йәкүнләш, Соал-жавап усули арқилиқ.
Дәрисликтики соал-тапшуруқларни орунлаш
VІІ. Өйгә тапшурма.
114-118бәтләрни оқуш. Хрестоматиядин шеирларни ипадилик оқуш вә ядқа елиш.
Вақти 09.01 Әдәбият 8-синип 126 - бәтләр Дәрис № 34
Мавзу: Лирикилиқ вә лиро-эпикилиқ әсәрәр
Мәхсити: 1. Лирикилиқ вә лиро-эпикилиқ әсәрләр тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Шеирийәткә, дунияға көз қаришини кәңәйтиш
3. Оқуғучиларниң тарихқа, әдәбиятқа муһәббитини күчәйтиш.
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт, ипадилик оқуш.
Көрнәклик қураллар: дастанлар, М.Һәмраев «Әдәбиятшунаслиқ терминлар
Луғити»
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар: лирика, лиро-эпика
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш пәйти. Саламлишиш, балиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш.
ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №1, №5, №7, №9, №11, №13, №17, №20
Тәтил пәйтидә оқуған әдәбий әсәрлири тоғрисида сөһбәт жүргүзүш
ІV. Йеңи мавзуниң мәхсити билән тонуштуруш.
Шеирий әсәрләр вә уларниң түрлири һәққидә мәлуматини кәңәйтиш.
V. Йеңи мавзу. Қизиқишини ойғитиш.
1. Лирика, эпика дегән немә? Оқуғучилар өз ойлирини «идеяләр дәриғигә» илиду.
2. Синип ДЖИКСО усули бойичә 4 топқа бөлүниду. Һәр топқа мәтин берилиду. Хрестоматиядин. Топлар мәтинни оқуп, униң мәзмуни, сюжети, вақиәлиги, образлар тоғрисида ейтип бнриду. Андин йеңи мавзу чүшәндүрүлиду
Лирика - әдәбияттики 3 жанрниң бири. Лирикида бирәр һаятий вақиәләр - һадисиләр тәсиридин инсанда һасил болған ички кәчүрмиләр, пикир вә туйғулар арқилиқ әкис әттүрүлиду.
Лирикилиқ әсәрләр кичик һәжимдә болушиға қаримай униңда һаят бәдиий вә образлиқ әкис етиду. Лирикиларда шаир пәқәт өз пикри вә һис-туйғусинила әмәс, бәлки шу жәмийәттә яшаватқан кишиләрниң кәчүрмилириниму ипадиләйду.
Лирикилиқ шеирни мәзмуниға қарап пәлсәпәвий, ишқи-муһәббәт,, тәбиәт вә башқа түрләргә ажритиду.
Лиро-эпик жанр - турмушни эпикилиқ баян вә лирикилиқ ипадә арқилиқ тәсвирләйдиған шеирий әсәрләр.
Лиро-эпикилиқ әсәрләргә дастан вә баллада кириду.Һазирқи заман әдәбиятида дастанни поэма дәпму атайду.
Лирикилиқ поэмиларға С.мәмәтқуловниң «Надамәт», Д.Ясеновниң «Ахирқи дәқиқидә» поэмилири, лиро-эпикилиққа Р.Розиевниң «Миң өй», Х.Һәмраевниң «Жасарәт» поэмилири ятиду.
VІ. Мустәһкәмләш. Әсәрләрдин мисаллар кәлтүрүш
VІІ. Бәкитиш. Соал-тапшуруқ арқилиқ чүшәнчисини байқаш
VІІІ. Өйгә тапшурма. 126-бәтлни оқуш вә сөзләш.
І вариант - лирикилиқ әсәрләрни, ІІ вариант - лиро-эпикилиқ әсәрләрни тепип келиш
Вақти 15.01 Әдәбият 8-синип 127-142 - бәтләр Дәрис № 35
Дәрисниң мавзуси: Ж. Босақовниң «Көч-көч» романи
Мәхсити: 1 Язғучи ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш, романниң мәзмуни
билән тонуштуруш.
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, гезит материаллири, дидактикилиқ материаллар.
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Қоллинилидиған технология СТО «Немини билимән? Немә билдим?»
Йеңи уқумлар коллективлаштуруш
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларға «Көч-көч» романиниң идеяси, мәзмуни тоғрилиқ чүшәнчә берип, ниң әһмийитигә тохтилиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №3, 4, 8, 11, 13, 15, 19, 20
-
Ж. Босақовниң һаяти вә ижадийити тоғрисида немә билисиләр?..
-
Әдипниң қандақ әсәрлирини оқудуңлар?
-
Қайси мавзуларға ижат қилғанлиғини ейтиңлар
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
-
«Көч-көч» романи ХІХ әсирдики хәлқимиз һаятида йүз бәргән пажиәлик вақиәгә беғишланған. Рус әскәрлири Или тәвәсини ишғал қилғаичә Или султанлиғини орнатқан хәлиқ 10 жиллиқ келишим түгигәндин кейин хитайларниң жазасидин қорқуп, Йәттису тәвәсигә көчкән еди. Руслар кәлгәндин кейин бир аз йеникчиликләр алған хәлиқ немила болса башқа кәләгәнни көрүш, қандақла қилип болмисун хитай залимлиридин қутулушни мәхәст қилди. Өзлириниң бағу-бостанлирини, ата-бовилиридин мирас қалған макан-жайлирини, мазарлирини ташлап көчүш наһайитиму еғир вақиә еди. Садиқ вә Адаләт, кейин Маһмут қатарлиқлар Йәттисуға көчүшкә бәл бағлайду. Натонуш йәрләргә берип хәлиқниң беши гаңгирап қалмисун дәп хәлиқпәрвәр инсанлар Билал Назим, С. М. Қашийму биллә көчиду. Романда атақлиқ бай Веливай Йолдашевқиму кәң орун берилиду. У икки хил тәрәптин көрүниду. Биринчидин у хәлиқ билән бир болушни халайду. Иккинчидин өзи хәлиқниң әмгиги һесавиға топлиған байлиғини сақлап қелиш нийитидә еди. Бу әсәр хәлқимиз тарихидики унтулмас сәһипиләрниң бирини кәң планда көрситип, һәққиқити билән тәсвирләп бәргән.
V. Мустәһкәмләш. Әсәрләрдин үзүндиләр оқутуш вә уларни тәһлил қилиш.
Веливай Йолдашев тоғрисида қошумчә мәлумат бериш «ХХ әсир намайәндилири» китави вә гезит материаллири.
VІ. Йәкүнләш, Соал-жавап усули арқилиқ. Дәрисликтики соал-тапшуруқларни орунлаш
VІІ. Өйгә тапшурма.
127-142-бәтләрни оқуш. Романдин үзүндини оқуп, өз пикрини йезиш.
Вақти 16.01 Әдәбият 8-синип 127-142 - бәтләр Дәрис № 36
Дәрисниң мавзуси: Ж. Босақовниң «Көч-көч» романидин парчә бойичә иш
Мәхсити: 1.Романниң асасий идеяси билән тонуштуруш, әсәрдин үзүндә үстидә
иш елип бериш арқилиқ образлар һәққидә тәпсилий чүшәнчигә егә
қилиш.
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: билимини синаш «Тәләй юлтузи» оюни
Дәрис типи қелиплашмиған
Көрнәклик қураллар: слайдлар, дәрислик, методикилиқ қолланма, дидактикилиқ материаллар.
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Қоллинилидиған технология СТО
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларға «Көч-көч» романиниң идеяси, мәзмуни тоғрилиқ чүшәнчисини кәңәйтиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
Слайдлар арқилиқ Ж.Босақов ижадийити вә әсәрлири тоғрисида чүшәнчисини байқаш.
І. Тонушуш. Оқуғучилар икки топқа бөлүниду. Бу басқучта Ж. Босақов ижадийити бойичә қошумчә мәлуматлар берилиду. 5 минуттин 10 минут.
ІІ. Босуға. «Көч-көч» вақиәси тоғрисида немә билимиз? Һәр топ «көч-көч» вақиәси һәққидә аңлиған, билгәнлирини оттуриға салиду.
ІІІ. Риқабәт. Чақмақлардики санларни таллап, астидики жиллар тоғрисида чүшәнчә бериду.
Солдики 15 - 1986 - «Көч-көч» романи йоруқ көриду.
Оттуридики 15 -1881 - «Көч-көч» башлиниду.
Оңдики 15 -1916 - Лашманлиқ вақиәси
Солдики 10 - 1979 - Әдип һөрмәтлик дәм елишқа чиқиду
Оттуридики 10 - 1925 - Билал Назим дунияға келиду.
Оңдики 10 - 1845 - Абай туғулған жил
Солдики 5 - 1918 - Ж.Босақов туғулди
Оттуридики 5 - 1987 - Әдип вапат болди.
Оңдики 5 - 1936 - педучилищени түгәтти.
ІV. Күч бирликтә. Икки топ тахтидики сүрәтләрни сөз арқилиқ тәрипләйду. Шаир, язғучиларниң исмини атимайду. Иккинчи оқуғучи униң ким екәнлигини ейтиши лазим.
V. Чоққа. «Көч-көч» романидин үзүндә бойичә икки топ бир-биригә соал қойиду.
VІ. Йәкүнләш. Альтернативлиқ тест арқилиқ билимини байқаш
VІІ. Өйгә тапшурма.
127-142-бәтләрни оқуш. Романдин үзүндини оқуп, образларға тәриплимә бериш
Вақти 22.01 Әдәбият 8-синип 142-146-бәтләр Дәрис № 37
Дәрисниң мавзуси: Абдуреһим Өткүрниң һаяти вә ижадийити
Мәхсити: 1 Абдуреһим Өткүрниң һаяти вә ижадийити һәққидә чұшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Язғучи вә шаир ижадийитигә қизиқишини ашуруш, вәтәнпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, хрестоматия
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап
Пайдиланған технология СТО ДЖИКСО, кластер түзүш, инсерт, идеяләр
дәриғи.
Йеңи уқумлар: тижарәтчи, дарилфунун
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш.А.Өткүрниң ижадийити тоғрисида билим бериш
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Қизиқишини ойғитиш. «Идеяләр дәриғи» гә шаир һққидә төвәнки синипларда алған билимини ениқлаш үчүн пикирләр есилиду
Мәнани ажритиш. Оқуғучилар ИНСЕРТ усули арқилиқ шаир ижадийитини оқуп чиқип, кластер түзиду.
Абдуреһим Өткүр 1923- жили Қумулда оттура һал тиҗарәтчи аилисидә дунияға кәлгән. Дадиси Тиләш бегим аләмдин өтүш алдида әндила төрт яшқа киргән Абдуреһимни өзиниң содигәр дости Осман һаҗимға беривәткән. Абдуреһим Өткүр өйдә саватини чиқарғандин кейин, дини мәктәпкә оқушқа киргән. 1934- жили Осман һаҗим билән биллә Үчтурпанға көчүп берип, шу йәрдики башланғуч мәктәпкә оқушқа киргән. 1936- жили Үрүмчи биринчи гимназиядә үч жил оқуғандин кейин, 1939- жили Шинҗаң дарилфунунға оқушқа киргән. 1942- жили бу мәктәпниң педагогика факультетини әла нәтиҗә билән пүтәргән. 1944- Гоминдаң тәрипидин түрмигә ташлинип, 1945- жили чиққан. 1995-жили ағриқ сәвәви билән Үрүмчидә вапат болған.
Абдуреһим Өткүр әдәбият тарихи тәтқиқатидиму хошаллинарлиқ нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән. У илгири- ахир ‹‹Уйғур шеирийитидики аруз вәзни мәсилиси››, ‹‹Қәдимқи заман уйғур әдәбияти тоғрисида››, ‹‹Қәдимқи уйғур әдәбиятидики шанлиқ намайәндә- «Қутадғу билик»››, ‹‹Бүйүк мутәпәккүр, Шаир Йүсүп Хас Һаҗипниң идиявий системиси тоғрисида››, ‹‹Абдухалиқ Уйғур иҗадийитиниң иҗтимаий вә бәдиий қиммити тоғрисида›› қатарлиқ жигирмә нәччә парчә мақалә елан қилип, уйғур әдәбиятиниң һәр қайси дәвирләрдики йүксилиш җәриянини тарихий җәһәттин тоғра баһалап, әдәбиятимизниң тәрәққиятиға күчлүк түрткә болған.
Абдуреһим Өткүрниң йәнә бир муһим утуғи шуки, у бир нәччә жиллиқ қиммәтлик вақтини сәрип қилип, ‹‹Түркий тиллар дивани›› ниң һазирқи заман уйғур тилидики тәрҗимисини вә ‹‹Қутадғубилик›› ниң һазирқи заман уйғур тилидики нәзмий йәшмисини ишләшкә қатнишип, бу икки надир әсәрниң нәшир қилинишиға зор һәссә қошқан. униң бу җәһәттә сиңдүргән җапалиқ әмгиги хәлқимизниң мәдәнийәт тарихида мәңгү қәдирлиниду.
ІV.Мустәһкәмләш
Синип 5 топқа бөлүнүп, шаир шеирлири йезилған варақлар берилиду. Оқуғучилар топ бойичә ишләп, шеирларни тәһлил қилиду
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларни орунлаш
V. Бәкитиш.
VІ. Өйгә тапшурма. 142-146-бәтләрни оқуш. Бир шеирни тәһлил қилиш, қошумчә материаллар тепип келиш
Вақти 23.01 Әдәбият 8-синип 142-146-бәтләр Дәрис № 38
Дәрисниң мавзуси: Шаир лирикиси - азатлиқ мотиви
Мәхсити:1 Шаир шеирлири вә уларниң мвзулуқ даириси һәққидә чұшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Шеирийәткә қизиқишини ашуруш, вәтәнпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, хрестоматия
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш.
А.Өткүрниң ижадийити тоғрисида билимини байқаш, шеирийити һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Кластер кәштиси арқилиқ билимини байқаш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
А) 1. «Из» шеири немә һәққидә? дегән соалға пәрәз қилиш стратегиясини пайдилинип жавап йезиш.
2. Дәрисликтики шеирни оқутуш вә пәрәзлири билән селиштуруш.
3. Шеирда қандақ из тоғрисида гәп болуватиду? Әждатларниң изири дегінни қандақ чүшинисиләр? соаллар арқилиқ шеир мәзмунини чүшәндүрүш.
Ә) 4. «Баһар чиллаймән» шеирини «инсерт» усулини пайдилинип оқуп чиқиңлар.
Карточкиға йезиш. Сол тәрәпкә немә билимән? Оң тәрәпкә немә билдим?
Оқуғучиларға төвәндики соалларни бериш арқилиқ шеир мәзмуни билән тонуштуруш:
1. «Баһар чиллаймән» шеириниң идеяси немидә дәп ойлайсиләр?
2. Шаирниң «чиллиған баһари» қандақ баһар?
3. Баһар сөзиниң мәнасини қандақ чүшәндиңлар?
4. Луғәт ишлирини жүргүзүш
Б) «Сәждигаһимға» шеирини оқуғучилар өз алдиға бир оқуп чиқиду. Һәр ким өз чүшәнчисини оттуриға салиду.
«Сәждигаһ», сәждә қилмақ» сөзлириниң мәнаси чүшәндүрүлиду.
Шаирниң сәждигаһи қайси? Силәрниңчу? .
V. Мустәһкәмләш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларни орунлаш
VІ. Бәкитиш.
VІІ . Өйгә тапшурма. 142-146-бәтләрни оқуш. Шеирлирини ипадилик оқуп келиш
Вақти 29.01 Әдәбият 8-синип - бәтләр Дәрис № 38
Дәрисниң мавзуси: Инша Ж.Босақов вә А.Өткүр ижадийити бойичә
иншаға тәйярлиқ
Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға, мәдәнийитимизгә қизиқишини
ашуруш, ижадий ишләшкә дәвәт қилиш.
Дәрис түри: билимини тәкшүрүш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма.
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң язғучи вә шаир ижадийити тоғрисидики билимини байқаш вә өз алдиға ишләшкә үгитиш.
ІІІ. Билимини тәкшүрүш
Ж.Босақовниң «Көч-көч» романи - тарихий әсәр
Мавзу:
І. Киришмә. Ж.Босақов - уйғур әдәбиятиниң көрнәклик намайәндиси
ІІ. Асасий қисим:
2.1. «Көч-көч» романиниң идеявий мәзмуни
2.2. Әсәрдики образлар системиси
ІІІ. Хуласә. Әсәрниң әһмийити
А.Өткүр лирикиси - азатлиқ мотиви
Мавзу:
І. Киришмә. А.Өткүрниң һаяти вә ижадийити һәққидә мәлумат
ІІ. Асасий қисим:
2.1. Әдип шеирлириниң мавзулири
2.2. « » шеириниң мәзмуни
ІІІ. Хуласә. А.Өткүр ижадийитиниң алаһидиликлири
ІV. Өйгә тапшурма.
Инша йезиш.
Вақти 05.02 Әдәбият 8-синип 126 - бәтләр Дәрис № 40
Мавзу: Әдәбият нәзәрийәси: ғәзәл
Мәхсити: 1. Ғәзәл жанри тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Шеирийәткә, дунияға көз қаришини кәңәйтиш, шеирни тәһлил
қилишқа үгитиш
3. Оқуғучиларниң әдәбиятқа, шеирийәткә муһәббитини
күчәйтиш.
Дәрис түри: арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт, ипадилик оқуш.
Көрнәклик қураллар: дастанлар, М.Һәмраев «Әдәбиятшунаслиқ терминлар
Луғити»
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар: ғәзәл
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш пәйти. Саламлишиш, балиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш.
ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. №1, №5, №7, №9, №11, №13, №17, №20
Оқуған әдәбий әсәрлири - ғәзәлләр тоғрисида сөһбәт жүргүзүш
ІV. Йеңи мавзуниң мәхсити билән тонуштуруш.
Шеирий әсәрләр вә уларниң түрлири һәққидә мәлуматини кәңәйтиш.
V. Йеңи мавзу. Қизиқишини ойғитиш.
1. Ғәзәл дегән немә? Оқуғучилар өз ойлирини «идеяләр дәриғигә» илиду.
2. Синип ДЖИКСО усули бойичә 4 топқа бөлүниду. Һәр топқа мәтин берилиду. Хрестоматиядин. Топлар мәтинни оқуп, уни тәһлил қилиду:
Шеирниң нами
Муәллипи
Әдәбий жанри
Асасий идея
Бәнд сани
Қур сани
Боғум сани
Турақ сани
Қапийә
Бәдиий васитә
Андин йеңи мавзу чүшәндүрүлиду
VІ. Мустәһкәмләш. Ғәзәлләрдин мисаллар кәлтүрүш
VІІ. Бәкитиш. Соал-тапшуруқ арқилиқ чүшәнчисини байқаш
VІІІ. Өйгә тапшурма. 147-бәтни оқуш .
Заманивий уйғур әдәбияти вәкиллириниң ғәзәллирини оқуп, тәһлил қилиш
Вақти 06.02 Әдәбият 8-синип 151-165-бәтләр Дәрис № 41
Дәрисниң мавзуси: Йүсүпбәк Мухлисов «Ғени батур һекайилири»
Мәхсити:1 Әдип ижадийити вә әсәрниң мәзмуни һәққидә чұшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Хәлқимизниң батур оғлиға болған һөрмитинивә әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, вәтәнпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, хрестоматия
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш? Инсерт, «идеяләр севити»,
ДЖИКСО, салам хәт
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.
Ғәзәл һәққидә чүшәнчисини байқаш.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Қизиқишини ойғитиш. Ғени батур ким? «Идеяләр севитигә» пикирләр селиниду
Мәнани ажритиш. ИНСЕРТ усули арқилиқ оқуш. Һекайиләрни топларға бөлүп бериш.
Йүсүпбәг Мухлисов (1920-2004) - 3 сентябрь Шәрқий Түркстанниң Қәшқәр округи, Атуш уезиниң Өстәң - Бойи йезисида дүнияға кәлгән. Бала чеғидин мошу йезидики диний башланғуч мәктәптә оқушқа елинип, 1936 жили гимназиялик мәктәпкә оқушқа чүшкән. 1938 ж бу мәктәп Шинжаң институти болуп кәңәйтилгәндин кейин, уни 1941 жили түгәткән. 1942 ж Тарбағатай округлиқ Уйғур уюшмисиға режиссерлуқ хизмәткә чақирилған. «Ревизор», «Бай билән малай», «Икки байға бир хизмәткар», «Аршин мал алан» охшаш әсәрләрни сәһниләштүргән сахнаға қойған. «Мәшъәл» романи, 1957 жили Үрүмчидә чиққан «Садир палван» тарихий повести кейин романға айлинип, «Жазушы» нәшриятида йоруқ көрдин (1980).
1960 жилниң ахирлирида Алмутиға келип, ҚР Илим академиясиниң Уйғуршунаслиқ бөлүмидә әмгәк қилған.
«Ғени батур һекайилири» түркүмидә хәлқимизниң батур пәрзәнди Ғени батур һаятидин елинған һекайиләр берилгән.
V. Мустәһкәмләш
Дәрисликтин «Ғени батур һекайилири» түркүмидин елинған һекайиләрни оқутуш вә чүшәндүрүш
Қошумчә мәлуматлар арқилиқ чүшәнчисини кәңәйтиш
Ғени батур акимиз Алмутиға көчүп чиққанда өзиниң инқилавий сәпдиши Йүсүп ақваш һозурида болиду. Аяли сәл нери болғанда батур акимиз:
- Йүсүп, бу хотунниң ети немә? - дәп сорайду. Шу чағда ақваш көңлидә: «Сән алған Реһан исимлиқни мәнму алдимғу» дегән йәргә келип: «Бу сиңлиңниң ети Реһангүл!» - дәп тәкитләйду. Униң көңлидикини батур сәзмәй қаламду!?
- Паһ гүли артуқ екән! - дегидәк.
***
Батур акимиз Ғулҗа шәһириниң Ташләфкә йенида адими ваҗ-вуҗ көп базарини арилап жүрсә, гоминданчилар һөкүм сүргән пәйттә сақчи идарисидә ишлигән бири:
- Ғени ака, мени тонидуңму? - дәйду. Ғени батур:
- Һой, мән инқилапта гоминдан чериклириниң талийини өлтәргән, сән у чағда қайси учәккә кирип кетиведиң! - дәйду.
***
Йәнә шу базарда бир җәллигүр батурға дуч келип:
- Ғени ака бир ай илгири мошу пишт базирида ян халтаңдин 300 сомуңни қайрип кетиведим, туймидиңғу! - десә, батур:
-- Һә сәнмедиң? Мән техи сениң сәтәң һәдәңғу дәп үндимеведим, - дегидәк.
***
Ғени акам Алмутиға чиқип, бир жил өткәндә Ташкәнттә туруп қалди, Шу чағда у йәрдики уста ашпәз Әмәт дегән адәм батурни өйгә чақирип, меһман қилиду. Кәлди-кәтти параңлар билән у өзиниң 33-34-жили Ғоҗинияз соқушиға қатнашқанлиғи тоғрисида гәп қилип, мениң алдимға бир дүшмән күтүлмигән йәрдин атлиқ кечишқа башлиди. Мән уни атлиқ қоғлиған пети милтиқни созуп әкилип бир оқ етиведим, моллақ етип чүшти. Йеқин берип қарисам, ичидин аппақ бир нәрсә чиқип кетипту», - десә, Ғени батур:
- Паһ, у хумпәр гәңпәңни раст йәптикәндә, - дегидәк.
***
Ғени акам Алмутиға келип, Қонаевқа йолуққинида униң тәливи бойичә Соц. Қазақ-стан йезисиға орунлашқан еди. Алтә ай өткәндә, илгиридин арилишип жүргән бир мәсъул хизмәтчи Ғени акимизни йоқлиғуси келип, өйигә келиду. Шу чағда у:
- «Ғени ака, сениң бу йәргә җайлашқиниңни өткән һәптидила аңлап әттәй келиватимән», - десә, Ғени акам:
- Һәй бурадәр, мән бу йәргә кәлгән күнниң әтисила хитайлар Үрүмчи, Беҗиңда радиода ваңңида вақирап, елан қиливәтти. Сән әнди аңлиған болсаң, қулиғиңни әшуларға тегишивәт! - дәйду.
VІ. Бәкитиш.
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларни орунлаш
VІІ . Өйгә тапшурма. 151-165-бәтләрни оқуш. Һекайиләрни оқуп, мәзмунини сөзләш.
Вақти 07.02 Әдәбият 8-синип 151-165-бәтләр Дәрис № 42
Дәрисниң мавзуси: Әсәрдә вәтәнпәрвәрлик мотивлириниң әкис етилиши
Мәхсити:1 Әсәрниң мәзмуни вә идеяси һәққидә мәлумат бериш
2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Хәлқимизниң батур оғлиға болған һөрмитини вә әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, вәтәнпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри: арилаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, хрестоматия
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.
1. Йүсүпбәг Мухлисовниң һаяти вә ижадийити һәққидә билимини байқаш
2. «Ғени батур һекайилири» мәзмунини сөзлитиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Ғени батурниң «Меиң тажу-тәхтим» намлиқ һекайисидә өзиниң ата макани Ғулжа, униңға «кириштики бәхти» - Шәрқий Түркстан Жумһурийити һәққидә әжайип бир тәвриниш илкидә баян қилиду. Вәтини үчүн женини пиад қилишқа тәйяр турған Батурниң һәр бир сөзидә ана дияриға болған чәксиз муһәббити мүжәссәмләнгән. Абдулғенини хәлиқ «Батур» дегән шәрәплик нам билән «Ғени Батур» дәп атайду. Бу униңға хәлиқ бәргән муқәддәс шанлиқ атақтур. Ғени Батур Шәрқий Туркстанда яшиған барлиқ хәлиқләр билән биллә Гоминдаң мустәмликичилириниң зулум вә зорлуқлирини өз көзи билән көргәнләрниң бири. Униң һаятиниң тәңдин толиси Жиң Шорин, Шиң Шисәй вә Гоминдаң һакимийитиниң түрмилиридә өткән. Чүнки у қул болуп яшяштин көрә, күрәш қилип өлгәнни әла билгән. 1944-жили Шәрқий Түркстан диярида Гоминдаң зулумиға қарши Миллий Азатлиқ инқилап партлиди. Азатлиқ үчүн болған мана шу қанлиқ күрәш жиллири Ғени Батур әҗайип батурлуқ көрсәтти. Болупму Нилқа, Ғулҗа, Бөритала, Аршаң вә башқа шәһәрләрни басқунчилар қуллиғидин азат қилиш җәңлиридә Ғени Батурниң көрсәткән әрлиги, җасарити хәлиқ ағзида ривайәткә айланған еди. Ғени Батур Нилқа тағлирида, Ғулҗа шәһири вә Ляңшаң әтрапидики қаттиқ җәңләрдә әҗайип батурлуқ көрсәтти. Ғени Батурниң нами униң инқилавий сәпдашлири Фатих, Әкбәр, Осман, Нурум вә Ошур батурларниң намлири билән зич бағланған. Шуңлашқиму Миллий-Азатлиқ инқилап тарихида улар «Алтә батур» дәп нам алған еди.
VІ. Бәкитиш.
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларни орунлаш
VІІ . Өйгә тапшурма. 151-165-бәтләрни оқуш. Һекайиләрни оқуп, мәзмунини сөзләш.
Вақти 13.02 Әдәбият 8-синип 165-183-бәтләр Дәрис № 43
Дәрисниң мавзуси: М. Зулпиқаровниң «Янар тағ» трилогияси
Мәхсити: 1 Романниң мәзмуни билән тонуштуруш.
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш
3.Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, гезит материаллири, дидактикилиқ материаллар.
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларға «Янар тағ» романиниң идеяси, мәзмуни тоғрилиқ чүшәнчә берип, романниң әһмийитигә тохтилиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
-
М. Зулпиқаров әдип сүпитидә қачан вә қәйәрдә шәкилләнди? У дәсләп немиләр тоғрисида язди?
-
Тәржимә һали тоғрисида ейтип бериңлар.
-
Язғучи һекайә вә повестьлирида қандақ мәсилиләргә диққәт ағдурди?
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Қизиқишини ойғитиш Әсәр немә тоғрисида? Идеяләр севитигә пикирләр селиниду
Мәнани ажритиш. Әсәрдин үзүндини ДЖИКСО усули арқилиқ топларға бөлүп бериш
-
«Янар тағ» трилогияси ХІХ әсирдики вақиәләр тоғрисида. Миллий-азатлиқ күрәш Или султанлиғиниң қурулуши билән аяқлишиду. Или султанлиғиға рус әскәрлири бесип кирип, Шәрқий Түркстан йәнила басқунчиларниң қол астида қалиду. Жәнупта Яқупбәгниң Бәдәвләт дөлити қурулиду. Бир тәрәптә хәлиқ азатлиқ үчүн күрәш қиливатса, иккинчи тәрәптә тәхт талишиш, питнә-пасат, сүйиқәстликләр орун еливатиду.
-
Әсәрдә тарихий шәхсләр көп: Абдурусул әмир, Әла султан, Билал Назим, Сейит Муһәммәт Қаший, Садир Палван, Яқупбәг, Колпаковский, Пантусов, Маһмут почи, в.б.
-
Трилогияниң 1-китави баш қәһриман Адилниң жути Тохтийүзидә йүз бәргән вақиәдин башлиниду. Уларниң еғир турмуши хәлқимизниң бешиға чүшкән күлпәтләрниң бир көрүнүши еди. Хәлиқниң еғир әһвали Абдурусулбәгни, Нәсирдин әләмни вә Билал Назимни бирләштүриду. Улар әскәр қуруп, қозғилаң көтириш қарариға келиду. Садир 500 мәргән билән тағ тәрәпкә кетиду. Әла палван рус әскәрлиригә қарши туриду. Абдурусулбәг туңганлар билән бирләшсә қарши турушқа йеник болидиғанлиғини чүшиниду. 1-Китапниң ахирида Пантусов билән Қаший пәйда болиду. 2-китапта Или султанлиғини рус әскәрлири ишғал қилиду. Бу китапта алаһидә көрүнгән қәһриман Яқупбәг. У Англия вә Түркийәдин ярдәм елишни көзләйду. Бу китапта хәлқимиз тарихиға мунасивәтлик көп һөжжәтләр берилгән.
-
3-китап Зозуңтаңниң Үрүмчи, Қумулни бесивелиши, рус әскәрлирини Илини ташлап кетиши билән аяқлишиду. Билал Назим «Ғазат дәр мүлки Чинни» тамамлайду. «Чаңмоза Йүсүпханға» киришиду. Қәһриманлардин қалғанлири Вәтәнни ташлап кетишкә мәжбур.
VІ. Йәкүнләш, Соал-жавап усули арқилиқ. Дәрисликтики соал-тапшуруқларни орунлаш
VІІ. Өйгә тапшурма. 165-183 бәтләрни оқуш. Романни оқуп, мәзмунини сөзләш
Вақти 19.02 Әдәбият 8-синип 165-183-бәтләр Дәрис № 44
Дәрисниң мавзуси: «Янар тағ» трилогиясидин парчә «Ғулжиға һужум»
Мәхсити: 1 Романдин үзүндиниң мәзмуни билән тонуштуруш.
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш
3.Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, гезит материаллири, дидактикилиқ материаллар.
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Қоллинилидиған технология СТО, Чүшәнчиләр севити, ДЖИКСО, қоюн дәптәр
Йеңи уқумлар жандрал, диванбеги, сәркатип, мурассә, сүлһи
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларға «Янар тағ» романиниң идеяси, мәзмуни тоғрилиқ чүшәнчә берип, романниң әһмийитигә тохтилиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1.М.Зулпиқаровниң тәржимә һали тоғрисида ейтип бериңлар.
2. Язғучиниң «Янар тағ» трилогиясидә қандақ мәсилиләргә диққәт ағдурулди?
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қизиқишини ойғитиш. ДЖИКСО бойичә топларға бөлүш
Оқуғучиларға икки яқлиқ күндилик толтириш тәклип қилиниду.
Немә билимән? Немини билдим?
Мәнани ажритиш. Соалларға жавап:
1. Ғулжидики пухра тәшвиши
2. Әлахан султан. Кеңәш. Сүлһинамә.
3. Колпаковскийға мәктүп.
4. Колпаковскийниң жавави
5. Билалниң тәкливи.
6..Адилниң сәрвазлири.
7. Майор Балецкий вә Абдурахман сәрдар
8. Кәтмән тәвәси. Тоқиләк сәрдар.
9. Қорғас, Чиңпәнзә, Чинсихозидики жәңләр.
10. Сатқун Бөшүрбәг.
11. Күрә, Сүйдүң туңганлириниң башлиғи Хәнжәрахун.
12. 1871-жили 19-июнь.
13. Әлахан султанниң һалити.
14. Султанниң оғли Кевирбәг.
15. Әла султан вә Билал тутқунда. 1871-жили 22-июнь.
VІ. Йәкүнләш, Қоюн дәптәр. Салам хәт.
Соал-жавап усули арқилиқ.
Дәрисликтики соал-тапшуруқларни орунлаш
VІІ. Өйгә тапшурма. 165-183 бәтләрни оқуш. Романни оқуп, мәзмунини сөзләш
Вақти 20.02 Әдәбият 8-синип 165-183-бәтләр Дәрис № 45
Дәрисниң мавзуси: Әсәрниң әһмийити
Мәхсити: 1 Романдин үзүндиниң мәзмуни бойичә билимини байқаш
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш
3.Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, интерактив тахта
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Йеңи уқумлар жандрал, диванбеги, сәркатип, мурассә, сүлһи
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң «Янар тағ» романи идеяси, мәзмуни тоғрилиқ алған билимини тәкшүрүш әсәрниң әһмийити һәққидә чүшәнчә бериш
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1.М.Зулпиқаровниң тәржимә һали тоғрисида ейтип бериңлар.1-слайд. Кластер кәштиси арқилиқ
2. Язғучиниң «Янар тағ» трилогиясидә қандақ мәсилиләргә диққәт ағдурулди? 2-3-слайдлар
Соалларға жавап:
1. Ғулжидики пухра тәшвиши
2. Әлахан султан. Кеңәш. Сүлһинамә.
3. Колпаковскийға мәктүп.
4. Колпаковскийниң жавави
5. Билалниң тәкливи.
6..Адилниң сәрвазлири.
7. Майор Балецкий вә Абдурахман сәрдар
8. Кәтмән тәвәси. Тоқиләк сәрдар.
9. Қорғас, Чиңпәнзә, Чинсихозидики жәңләр.
10. Сатқун Бөшүрбәг.
11. Күрә, Сүйдүң туңганлириниң башлиғи Хәнжәрахун.
12. 1871-жили 19-июнь.
13. Әлахан султанниң һалити.
14. Султанниң оғли Кевирбәг.
15. Әла султан вә Билал тутқунда. 1871-жили 22-июнь.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. 4- слайд
Әсәрниң әһмийити. Немә билдим?
VІ. Йәкүнләш, Соал-жавап усули арқилиқ.
Дәрисликтики соал-тапшуруқларни орунлаш
VІІ. Өйгә тапшурма. 165-183 бәтләрни оқуш. Образларға тәриплимә бериш
Вақти 27.02 Әдәбият 8-синип 151-183- бәтләр Дәрис № 47
Дәрисниң мавзуси: Инша йезиш
Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға, мәдәнийитимизгә қизиқишини
ашуруш, ижадий ишләшкә дәвәт қилиш.
Дәрис түри: билимини тәкшүрүш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, гезит материаллири, дидактикилиқ материаллар.
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң язғучи, шаирлар ижадийити тоғрисидики билимини байқаш вә өз алдиға ишләшкә үгитиш.
ІІІ. Билимини тәкшүрүш
1. Соал-жавап усули арқилиқ оқуғучиларниң билимини байқаш вә инша режисини түзүш
2. Иншаға эпиграф таллаш
3. Инша йезиш қаидилирини әскә чүшириш
-
Оқуғучиниң мавзу таллиши.
-
Инша мавзусиға лайиқ эпиграф таллаш.
-
Режиниң түзүлүши. Режиниң мавзуға лайиқ болуши.
-
Иншада мавзуниң ечилиши. Жавапниң толуқ болуши.
-
Инша йезишта стилистика қаидилиригә реайә қилиш.(жүмлиниң түрлири, уларниң бир-бири билән бағлиниши, пикирниң изчил болуши)
-
Имла қаидилиригә реайә қилиш.
-
Тиниш бәлгүләрниң тоғра қоюлуши.
-
Қошумчә әдәбияттин орунлуқ пайдилиниши.
-
Өз пикрини изһар қилиши.
ІV. Йәкүнләш вә баһалаш
V. Өйгә тапшурма.
Қошумчә материаллар тепип келиш.
Вақти 05.03 Әдәбият 8-синип 185-193-бәтләр Дәрис № 48
Дәрисниң мавзуси: С.Мәмәтқуловниң һаяти вә ижадийити, «Надамәт» поэмиси
Мәхсити: 1 С.Мәмәтқуловниң һаяти вә ижадийити, поэминиң идеявий-бәдиий мәзмуни тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Шеирийәткә қизиқтуруш, хәлқимизниң атақлиқ шаириға болған һөрмитини күчәйтиш.
Дәрис түри: йеңи билимләр бериш
Дәрис типи: қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, гезит материаллири, методикилиқ қолланма, топламлири, портрети
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Қоллинилған технология: СТО, ИНСЕРТ, «Пәрәз қилиш» севити», икки яқлиқ күндилик, кластер
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитиниң алаһидиликлиригә тохтилиш
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш С.Мәмәтқулов (1940-2006)
1. Шаир, 1940-ж. Панфилов наһийәси Надәк йезиси.
2. Дадиси мал дохтури, аниси Турсунбүви аяллар ичидин чиққан дәсләпки тракторист еди.
3.5 яшқа йетә-йәтмәй ата-анисидин айрилиду. Момиси билән бовиси Мәмәтқули тәрбийиләйду.
4. Башланғуч синипни Надәктә, 7 жиллиқ оқушни Пәнжимдә давам қилиду. Оттура мәктәпни Яркәнттә түгитип, Алмутиға келип Чайковский намидики музыка училищесиға чүшиду. Өзи қизиққан скрипка групписида оқушни халиған еди, лекин башқа группиға чүшүп қелип, оқушни ташлайду. ҚазДУниң журналистика факультетиға чүшиду. Уни түгитип, «Коммунизм туғи» гезитида мәхсус мухбир, әдәбият бөлүм башлиғи вәзипилирини атқуриду.
5. Бир аздин кейин «Арзу» мәжмуәсидә, 1994-жилдин башлап «Жазушы» нәшриятида уйғур бөлүмидә хизмәт қилған.
6. Топламлири: «Яшлиқ нахшиси», «Өсәкни берип көрсәк», «Яхшилиқ», «Өзәмни издәймән», «Мән вә Некрасовниң йәттә мужиги», «Яғач нан»
7. Повести «Талаға чиқсам шамили»
8. Тәхәллуси - Надирий
9. Абай, А.Пушкин, Н.Некрасов, Ч.Айтматов, О.Сүлейменов, Р.Гамзатов, М.Жәлил, Е.Евтушенко, А.Арипов әсәрлирини уйғур тилиға тәржимә қилди.
V. Бәкитиш.
1. Әдип тоғрисида гезит материаллирини оқуп бериш.
2. Шеирлирини оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш
VІ. Йәкүнләш вә баһалаш
Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш
VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш
Өйгә тапшурма. 185-193-бәтләрни оқуш вә сөзләш. 1шеирни тәһлил қилиш.
Вақти 12.03 Әдәбият 8-синип 185-193-бәтләр Дәрис № 49
Дәрисниң мавзуси: «Надамәт» поэмиси үстидә иш
Мәхсити: 1 Поэминиң идеяси һәққидики билимини чоңқурлаштуруш
2. Әдәбий әсәрни тәһлил қилишқа, саватлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Өз алдиға ишләш, тәпәккүр қилиш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, П.Мәхсәтова «Ой тамчилири»
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң С.Мәмәтқулов ижадийити һәққидики билимини байқаш, «Надамәт» поэмиси тоғрилиқ чүшәнчисини толуқтуруш
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1.С.Мәмәтқуловниң тәржимә һали тоғрисида ейтип бериңлар.1-слайд. Кластер кәштиси арқилиқ
2. Шаирниң «Надамәт» поэмисида қандақ мәсилиләргә диққәт ағдурулди? 2-3-слайдлар
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
"Надамәт" поэмисиниң мәзмуни
Соалларға жавап:
1. «Надамәт» поэмисидики вақиә йүз бәргән йәр.
2. қузғунларға таланған бүркүт
3. Қәһриман монологи
4. Бәш пай оқ
5. Батур көксидә бәтләклик бәшинчи оқ.
6..Шу күн гоя чүштә күн петип кәтти
7. Вәтәнпәрвәрниң ахирқи қәлб сөзлири.
-
8. Әсәрниң әһмийити
-
4-слайд
-
Тарихий реал вақиәләр, хәлқимизниң бешиға чүшкән еғир дәрт-һәсрәтләр әкис әттүрүлгән.
-
Вәтәнпәрвәрлик тәрбийә бериду.
VІ. Мустәһкәмләш
Оқуғучилар мәтиндин өзлиригә алаһидә тәсир қилған қурларни тепип язиду вә мәнасини ейтип бериду.
VІІ. Йәкүнләш Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІІ. Өйгә тапшурма.
185-193-бәтни оқуш. Образларға тәриплимә бериш
Вақти 06.03 Әдәбият 8-синип 193-бәтләр Дәрис № 50
Дәрисниң мавзуси: Әдәбият нәзәрийәси: тәсвирий васитиләр: антитеза,
охшитиш, эпитет
Мәхсити: 1 Тәсвирий васитиләр һәққидики билимини чоңқурлаштуруш
2. Әдәбий әсәрни тәһлил қилишқа, саватлиқ пикир қилишқа үгитиш
3. Өз алдиға ишләш, тәпәккүр қилиш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, М.Һәмраев «Әдәбиятшунаслиқ терминлар луғити», интерактив тахта
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Йеңи уқумлар антитеза, эпитет, охшитиш
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң «Надамәт» поэмиси тоғрилиқ алған билимини тәкшүрүш, тәсвирий васитиләр һәққидә чүшәнчә бериш
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1.С.Мәмәтқуловниң тәржимә һали тоғрисида ейтип бериңлар.1-слайд. Кластер кәштиси арқилиқ
2. Шаирниң «Надамәт» поэмисида қандақ мәсилиләргә диққәт ағдурулди? 2-3-слайдлар
Соалларға жавап:
1. «Надамәт» поэмисидики вақиә йүз бәргән йәр.
2. қузғунларға таланған бүркүт
3. Қәһриман монологи
4. Бәш пай оқ
5. Батур көксидә бәтләклик бәшинчи оқ.
6..Шу күн гоя чүштә күн петип кәтти
7. Вәтәнпәрвәрниң ахирқи қәлб сөзлири.
8. Әсәрниң әһмийити 4-слайд
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. 5- слайд
1. Тәсвирий васитиләр һәққидә умумий чүшәнчә вә түрлири. 6-7 слайдлар
2. Антитеза - бир-биригә зит чүшәнчә, пикирни ипадиләш, уларни қияс қилип тәрипләш усули 8-слайд
3. Охшитиш - нәрсә вә һадисини охшаш бьолған башқа нәрсә яки һадисә билән селиштуруш. 9-слайд
4. Эпитет - чүшәнчә вә һадисә, кишиләрниң мәлум бир хусусийитини ениқлап беридиған сө бирикмиси 10-слайд
VІ. Мустәһкәмләш
Оқуғучилар тепип кәлгән мәтинләр үстидә иш, тәсвирий васитиләрни тепиш
VІІ. Йәкүнләш Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІІ. Өйгә тапшурма. 193-бәтни оқуш. Мисаллар кәлтүрүш
Вақти 13.03 Әдәбият 8-синип 197-204-бәтләр Дәрис № 51
Дәрисниң мавзуси: «Жағистайлиқлар» романи
Мәхсити: 1 Қ.Тохтәмов ижадийити, романдин үзүндиниң мәзмуни тоғрисида чүшәнчисини байқаш, әсәрдики образларға вә әсәрниң әһмийитигә тохтилиш
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш
3. Әдәбиятимизға, тарихимизға қизиқишини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, роман
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларға «Жағистайлиқлар» романиниң идеяси, мәзмуни тоғрилиқ чүшәнчә берип, әсәрдики образларға вә әһмийитигә тохтилиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1.Қ. Тохтәмовниң һаяти вә ижадий паалийити тоғрисида ейтип бериңлар.
-
Язғучи һекайилириниң мавзулири қандақ?
-
Әдип әсәрлиридин қайсини оқудуңлар? Сөзләп бериңлар.
-
Садир жути тоғрисида немә билисиләр вә у йәрдин чиққан қайси әдипләрниң ижадийити билән тонуш?
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
-
«Жағистайлиқлар» романи 1981-жили нәшир қилинған.
-
Жағистайлиқлар... Уруш бу жуттики теч һаятни бузуп, хәлиқ бешиға чоң ғәм-қайғуларни салди. Бу урушму жағистайлиқлар үчүн бир синақ болди. Бирлири өзиниң яхши тәрәплири билән көрүнсә, бәзилириниң әсли ким екәнлиги билинди. Барлиқ әрләр урушқа кетип, етизниң еғир иши Адаләт, Данихан һәм шуларниң достлириниң зиммисигә чүшүп, әрләр қилалмайдиған ишларни қилиду.
-
Сейит, Мәхсүт, Хасийәтханларниң мүжәз-хулқи урушқичә анчила билинмигән болса, уруш вақтида уларниң пасиқ қилиқлири ашкарә көрүнди.
-
Адаләт билән Данихан әсәрдики баш қәһриманлар болуп, йеза аяллири. Ишниң еғирлиғиға қаримастин улар әмгәк етиштин қачмайду. Улар үчүн әң еғир болғини - адаләтсизлик, бәзи бирлириниң көз боямчилиқ билән өмүр сүрүши. Мәхсүт билән Сейитқа қарши турғанларниң бири Адаләт.
-
Даниханму әмгәк сөйгүч, ғурурлуқ аял. Униң йолдиши урушта һалак болиду. Мүшкүллүкләрдин кейин у Һүсәйин билән қошулиду. Лекин Һүсәйинму пажиәлик вапат болиду.
-
Желил бовай көпни көргән мөтивәр ақсақал. Ишниң һәммә тәрәплирини билиду. Адаләт вә Даниханларни яқлайду. У жутдашлириниң ғемини қилиду.
-
Сәлбий образлар: Сейит, Мәхсүт, Хасийәтхан, Баһавдиновлар
VІ. Йәкүнләш, Соал-жавап усули арқилиқ. Дәрисликтики соал-тапшуруқларни орунлаш
VІІ. Өйгә тапшурма. 197-204-бәтләрни оқуш. Романниң мәзмунини сөзләш
Вақти 03.04 Әдәбият 8-синип 207-220-бәтләр Дәрис № 55
Дәрисниң мавзуси: «Ахирқи дәқиқидә» дастани үстидә иш
Мәхсити: 1 Дастанниң мәзмуни вә билән тонуштуруш, мәһбус обризиға
тохтилиш
2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа, әдәбий әсәрни тәһлил
қилишқа үгитиш.
3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға қизиқишини ашуруш,
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, хрестоматия
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Йеңи уқумлар
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларға «Ахирқи дәқиқидә» дастаниниң идеяси, мәзмуни тоғрилиқ чүшәнчә берип, дастандики мәһбус обризи тоғрисида чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.
1. Д. Ясенов қандақ мавзуларға шеирлар язди?
2. Униң қандақ топламлирини билисиләр?
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
1. Шаирниң «Ахирқи дәқиқә» дастани вәтән, униңда яшаватқан хәлқиниң ечинишлиқ тәғдиригә беғишланған әң яхши әсәри. ХХ әсирниң ахирида хәлқимиз бешидин өткән еғир сәргүзәштиләргә шаһит болумиз.
-
Әсәр қәһримани - түрмидики мәһбус. Вақиәләр - униң ой-хияли, әслимилири асасида көрситилгән.
-
Дастан «Муқәддимә», 3 бап вә «Хатимидин» ибарәт. Баплири: «Пушайман», «Жүрәк сөзи», «Шу тамчида - топан қудрити».
-
Дастанда сюжет йоқ. Инқилап ғалибийәт қазинип, йеңи түзүм орнайду. Мәркәздин кәлгән коммунистларға ишәнгән қәһриман улардин вәтинигә яхшилиқ күтиду. Һәқиқәт башқичә. Уларниң сәяситини, мәккарлиғин чүшәнгән пәйттә қәһриман қамилиду. Мәдәнийәт инқилавиниң уйғурларға елип кәлгән дәһшити уларни барлиқ һоқуқлиридин айрийду.
-
Вәтән муһәббити - дастанниң асасий мәзмуни. Дастанниң мәзмуни - мәһбусниң түрмидә ятқан вақтида өзиниң пүткүл өмригә, һаят йолиға чиқарған хуласиси. Тутқун ахирқи дәқиқидә көп нәрсини чүшиниду. У миллий-азатлиқ һәрикитигә қатнишип, вәтинини, хәлқини сөйгәнлиги үчүн, һәқиқәтни яқлиғанлиғи үчүн басқунчилар тәрипидин соланған.
V. Мустәһкәмләш. Әсәрләрдин үзүндиләр оқутуш вә уларни тәһлил қилиш.
VІ. Йәкүнләш, Соал-жавап усули арқилиқ. Дәрисликтики соал-тапшуруқларни орунлаш
VІІ. Өйгә тапшурма.
207-220-бәтләрни оқуш. Әсәрниң мәзмунини сөзләш.
Ғени батур Һәққидә