7


  • Учителю
  • Урок по уйгурскому языку натему 'Алмаш' (6 класс)

Урок по уйгурскому языку натему 'Алмаш' (6 класс)

Автор публикации:
Дата публикации:
Краткое описание: 1 Дәрис мавзуси:     Алмаш 2 Дәрис мәхсити:   1 Өтүлгән мавзуни мустәһкәмләш, йеңи мавзу тоғрисида чүшәнчә                                                                     бериш                                 2 Оқуғучиларниң мавзуға болған қизиқишини, зеһнини
предварительный просмотр материала

6 Ениқсизлиқ алмаш

Түрлиригә тохтилип өтұмиз

Дәрисни мустәһкәмаә

Қени һазир һәр бир қатарға алмашлар түрлирини дәймән, силәр шу алмашларға жүмлә ойлайсиләр.1-қатар кишилик алмашларға, 2-қатар көрситишалмашларға, 3-қатар соал алмашларға,4- қатар ениқлаш алмашларға, 5-қатар болушлуқ алмашларға, 6-қатар ениқсизлиқ алмашларға жүмлә ойлайсиләр,Һәр бир қатар өзлириниң ойлиған жүмлисиниң иккисини тахтиға язиду.Оқуғучилар дәптәрлиригә йезип олтуриду.Тахтиға мәтинләрни есип қойдум.Көп чекитләрниң орниға тегишлик алмашларни язимиз.

1-мәтин.(кишилик алмаш) Қазақстан Жумһурийитидә яшаймиз.(көрситиш алмаш) пайтәхти-Астана.Қазақстанда ( ениқлаш алмаш) хәлиқләр инақ яшайду.Қазақстанниң гүллинишигә (өзлүк алмаш)һәссимизни қошушимиз керәк.

2-мәтин.(кишилик алмаш) Яркәнт шәһиридә туғулдум. (ениқлаш алмаш) (өзлүк алмаш) жутини қәдирләш керәк. (көрситиш алмаш) қедимий шәһәр.Шәһиримиз (ениқсиз алмаш) өзгирип кәткән.

3-мәтин.(кишилик алмаш)синипта (болушсиз алмаш)сәвәпсиз дәрис ташлимайду.Оқуғучиларниң (ениқлаш алмаш)яхши оқушқа тиришиду.Новәтчиләр (ениқлаш алмаш) өзлүк алмаш) вәзиписини вақтида атқуриду.Бу мәтинләрни 3 қатарниң һәр бири орунлайду Мәтинләр гә тегишлик алмашлар қоюлғандин кейин дәптиригә өзигә тегишлик мәтинни язиду

Тахтида конвертлар бәкитилиду.Һәр бир конверт тешиға алмашлар түрлири йезилиду. Һазир һәр бир қатарға алмашларни дәймән. Партиниң үстидә алмашлар йезилған варақлар бар. Һәр бир қатар өзигә тегишлик алмашниң түрини өзиниң конвертиға салиду.1-қатар. Корситиш алмаш. 2-қатар. Кишилик алмаш.3-қатар. Болушсизлиқ алмаш. 4-қатар. Ениқсизлиқ алмаш 5-қатар.Соал алмаш. 6-қатар. Ениқлаш алмашлири.Буниң нәтижисини дәрисимизгә қатнишиватқан уйғур тили муәллимлири ениқлап бериду. Қайси қатар дәрисни қанчилик дәрижидә өзләштүргәнлигини байқаймиз.

Һазир графикилиқ диктант үстидә иш елип баримиз. Мән силәргә варақларни тарқитимән. Варақтики соалларға һә-ә яки яқ дегән жавапни берисиләр. Жавави тахтида көрситилиду. Бир-бириңларни тәкшүрүп баһа берисиләр.

5 соалға -«5»

4 соалға-«4»

3 соалға-«3»

2 соалға-«2»

1 Алмаш-сөз түркүми

2 Әву, мону- кишилик алмаш

3 Аллиқачан, алликим-ениқсизлиқ алмаш

4 Биз, мән, сиз-корситиш алмаш

5 Алмашниң 6 түри бар

1. Һә-ә-1 2.Яқ-0 3. Һә-ә-1 4. Яқ-0 5.Һә-ә-1

Тахтиға кроссворд есилиду. 1. Мәктивимизниң мудириниң фамилияси. Асанова. 2 Мәктивимизниң тарих пән муәллими. Олатаева. 3 Мәктивимизниң русс тили пән муәллиминиң исми. Илминур. 4 Оғулларниң әмгәк пән муәллими. Исламов. 5 Мәктивимизниң илмий мудириниң фамилияси. Шавдунова. 6 5-а синип йетәкчиси. Исмаилжанова. 7 Мәктәп завхози. Тиранов 8 Мәктивимизниң пед. уюштурғучиси.Ошурова Кроссвордниң тик сизиғида «алмашлар» дигән сөзи келип чиқиду. Шуниң билан бүгүн биз силәр билән алмашлар тоғрилиқ толуқ мәлумат алдуқ. Мошуниң билән дәрисимиз тамам.

Өйгә: алмашларға 6 жумлә ойлап йезип келисиләр.

Баһа:





 
 
X

Чтобы скачать данный файл, порекомендуйте его своим друзьям в любой соц. сети.

После этого кнопка ЗАГРУЗКИ станет активной!

Кнопки рекомендации:

загрузить материал