7


  • Учителю
  • Внеклассный час по уйгурскому языку на тему Тилдин артуқ ғәзнә йоқ

Внеклассный час по уйгурскому языку на тему Тилдин артуқ ғәзнә йоқ

Автор публикации:
Дата публикации:
Краткое описание:
предварительный просмотр материала

Изимова Халбүви Лохман қизи



«Тилдин артуқ ғәзнә йоқ.

Тилдин артуқ хасийәт йоқ».

(әдәбий кәч)



Мәхсәт: 1. Оқуғучиларниң ана тилиға болған муһәббитини вә һөрмитини

ашуруш.

2. Ижадий ишләшкә дәвәт қилиш, шеирийәткә қизиқтуруш, дуния

қаришини кәңәйтиш

Безәндүрүлүши: тилшунас алимлар портретлири, қанатлиқ сөзләр,

Тил тоғрилиқ Қанун.



Бериши



І бөлүм. Тил вә униң пәзилити һәққидә оқуғучилар сөзи.



1-оқуғучи. Һөрмәтлик Устазлар вә оқуғучилар! Барлиғиңларни тил мәйрими мунасивити билән қизғин тәбрикләймиз. «Тилдин артуқ ғәзнә йоқ, тилдин артуқ хасийәт йоқ» намлиқ кечилигимизни башлашқа рухсәт қилиңлар.

2-оқуғучи. 1997-жили 11-июльда Қазақстан Жумһурийитиниң «Тил тоғрилиқ Қануни» қобул қилинди. «Бу Қанун Қазақстан Жумһурийитидә тилларниң қоллинишилишиниң һоқуқий асаслирини, дөләтниң уларни оқуп-үгиниш билән тәрәққий әттүрүш үчүн жағдай яритиш һәққидики вәзипилирини бәлгүләйду. Қазақстан Жумһурийитидә қоллинилидиған барлиқ тилларға бирдәк һөрмәт билән қарашни тәминләйду» - дейилгән қанунниң киришмисидә.

3-оқуғучи. 1-бөлүм, 4-бап. Қазақстан Жумһурийитиниң дөләт тили - қазақ тили. Қазақстан хәлқини топлаштурушниң асасий фактори болуп һесаплинидиған дөләт тилини өзләштүрүш Қазақстан Жумһурийитиниң һәр бир гражданиниң пәрзи.

4-оқуғучи. 1-бөлүм. 6-бап. Қазақстан Жумһурийтиниң гражданиниң ана тилини қоллинишқа, өз-ара мунасивәт, тәрбийә, оқуш вә ижадий издиниш тилини таллашқа һоқуқи бар.

5-оқуғучи. Америкилиқ алим Р.Гросси: «Яйлақ империялири тарихи» дегән китавида уйғурларға жуқури баһа берип, улар Оттура Азияниң мәдәнийәт устазлиридин болған» дәйду.

6-оқуғучи. Моңғуллар (Чиңгизхан дәвридә) уйғур тили йезиғини үгинишни мәдәнийәтниң әң жуқури пәллиси дәп қарап, бу йезиқни үгинишни өзлирила әмәс, Оттура Азия һәм Иран хәлиқлириниң үгинишини тәшәббус қилған. Или ханлар дәвридә уйғур йезиғи дөләт мәмурий аппаратлирида кәң көләмдә қоллинилғанлиғи үчүн иранлиқ мәмурларму уйғур тилини үгинишкә мәжбур болған. Һәтта әйни дәвирләрдә илим-пән йүксәк дәрижидә тәрәққий қилған Хорасандиму қирғиндин сақ қалған алимлар вә пухра уйғур тили йезиғини үгәнди» - дәп язиду иранлиқ тилшунас Жүвәйни.

7-оқуғучи. Бүгүнки күндә бизниң елимиздә тилларни үгинишкә көп көңүл бөлүнмәктә. Көп тиллиқ болуш - бизний аң-сәвийәмизни, мәдәнийитимизни көрситидиған хусусийәтләрниң бири.



ІІ бөлүм. Оқуғучилар тил һәққидә шаирларниң шеирлирини вә өзлири ижат қилған шеирларни оқуйду.

Ана тилим

Ана тилим!

Сән бар - маңа бәхит яр.

Сән болғачқа беғим - солмас гүлбаһар.

Өзәң мениң аққан қеним, жүригим,

Өзәң мениң бойнумдики тил тумар.

Сән болғачқа үнүм яңрақ, қәлбим яз,

Тохтимайду асминимда жошқун саз.

Сән болғачқа билиниду мән үчүн,

Йәткән утуқ техи йоқтәк, бәкму аз.

Ана тилим!

Қәдирданим, амитим,

Йүксәкләргә елип учар қанитим.

Пәйғәмбәрдәк ана тилим турғанда

Рази дәймән тәғдиримгә миң қетим.

Ахир сәндә жирақ өтмүш көзи бар

Келәчәкниң рошән, нурлуқ үзи бар.

Әвлатларниң техи басар қәдими

Әждатларниң өчмәйдиған изи бар.

Сени мениң жүтәргиним - өлгиним,

Вижданимни етип йәргә көмгиним.

Налә қилған һәр қәдәмдә, һәр дәмдә

Ата-бова қарғишиға чөмгиним.

Уйғур тилим!

Сән бар - изим үштмәйду,

Сән бар үчүн үмүтлирим өчмәйду.

Сән бар үчүн мән ишәнгән тағлирим,

Миң балалар кәлсиму һеч өчмәйду!

Два языка

Родной язык!

Он с детства мне знаком.

На нем впервые я сказала «мама».

На нем клялась я верностью упрямой

И каждый вздох понятен мне на нем.

Родной язык! Он дорог мне, он мой!

На нем ветра в предгорьях наших свищут.

На нем впервые довелось услышать,

Мне лепет птиц зеленою весной.

Но как родной люблю язык я русский,

Он нужен мне, как небо, каждый миг.

На нем живые трепетные чувства,

Открылись мне.

Текут две речки в сердце не мелея,

Становится единою рекой.

Забыв родной язык

Я онемею

Утратив русский - стану я глухой.



8-синип оқуғучиси қазақ тилида Ана тил тоғрисида өз ижадидин шеир оқуйду.

11-синип оқуғучилири Ана тил һәққидә өз шеирлирини ипадилик ейтиду.



ІІІ бөлүм. «Тапқур достлар»оюни.

Бу оюнға қатнашқучилар тамашибинларға соал қоюш арқилиқ ениқлиниду.

  1. Қазақ, уйғур, рус хәлқидин чиққан тилшунас алимларни атаңлар.

  2. Тил тоғрисида мақалларни ейтип бериңлар.

  3. «Уйғур алфавитида» нәччә һәрип бар?

  4. «Қазақ алфавитини» ейтип бериңлар

  5. «Инглиз алфавитини» ейтиңлар.

  6. «Рус алфавитида» нәччә һәрип бар?



Елип барғучи оқуғучиларни 2 топқа бөлүп, уларға «Үмүт» вә «Учқун» дәп нам бериду. Андин оюнниң шәрти билән тонуштуриду.

Оюнни баһалаш үчүн қазилар топи сайлиниду.

Оюн 3 турдин ибарәт.

1-тур - «Сән биләмсән?» Қатнашқучилар һәрипләрни елип, елип барғучиниң соалиға шу һәриптин башланған сөз билән жавап қайтуруши керәк.

2-тур. «Тапқур болсаң!» Қазақ, уйғур, рус тиллирида сөзләр йезилған карточкилар тизилған, һәр бир қатнашқучи сөзни елип, тамашибинларға йезилған нәрсиниң тәсвирини ейтиши керәк, тамашибин жавапни дурус тапса, қатнашқучиға 1 балл берилиду.

3-тур. «Тәржиман» тегән сөздики һәрипләрниң ярдими билән сөзләрни қураштуруши керәк.



Хуласә сөз қазиларға берилиду. Йәңгән топ ениқлинип, қатнашқучиларға соғилар тапшурулиду.

Меһманларға сөз.





 
 
X

Чтобы скачать данный файл, порекомендуйте его своим друзьям в любой соц. сети.

После этого кнопка ЗАГРУЗКИ станет активной!

Кнопки рекомендации:

загрузить материал