- Учителю
- Атом энергиясиниң физикилиқ асаслири. Критикилиқ масса. Ядролуқ реактор.
Атом энергиясиниң физикилиқ асаслири. Критикилиқ масса. Ядролуқ реактор.
9а синип __________________
Дәриз мавзуси: Атом энергиясиниң физикилиқ асаслири. Критикилиқ масса. Ядролуқ реактор.
Дәрис мәхсити:
-
Оқуғучиларниң билимини билимини байқаш, баһалаш. Атом энергиясиниң физикилиқ асаслирини. Критикилиқ масса. Ядролуқ реактор тоғрилиқ асасий чүшиникләр билән тонуштуруп, улар тоғрилиқ чүшүникни қелиплаштуруш.
-
Оқуғучиларниң билиминиң қелиплишини вә уларниң билиминиң мәзмуниниң турақлиғини, уни чүшиништики талпинишини байқаш.
-
Адәмгәрчиликкә, сәрәмжанлиққа, алғирлиққа, вәтән сөйгүчликкә,тәбиәтни қоғдашқа тәрбийиләш.
Дәрисниң түри: Йеңи билимни қелиплаштуруш, умумлаштуруш.
Дәрисниң усули: Лекция, дискуссия, китап билән ишләш.
Дәрис көрнәкиликлири: презентация, интерактивлиқ тахта
Дәрисниң бериши:
І. Уйуштуруш вақти:
1. Саламлишиш;
2. Оқуғучиларни түгәлләш;
3. Синипниң тазилиғини тәкшүрәш;
4. Оқучиларниң дәрискә тәярлиғини тәкшүрәш (иш орни, отурушлири, сиртқи түрлири);
5. Оқуғучиларниң нәзәрини дәрискә аудуруш.
ІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрәш.
-
Радиоактивлиқ парчилиниш дегинимиз немә?
-
Йерим парчилиниш периоди дәп немини ейтиду?
-
Радиоактивлиқ парчилиниш қануни қандақ ипадилиниду?
-
Ядроларниң бөлүниши дегинимиз немә?
ІІІ. Йеңи материални қобул қилишқа тәярлиқ, мәхсәт қоюш.
Бүгинки асасий мәхситимиз китап бойичә атом энергиясиниң физикилиқ асаслири, критикилиқ масса, ядролуқ реактор билән тонушимиз.
ІV. Билимини ян - яқтин тәкшүрәш.
Йеңи дәрискә киришиштин бурун өткәнләрни әскә алайли.
А) теориялиқ билимини тәкшүрәш.
Биз силәр билән Атом ядроси тоғрулуқ мошу дәрискичә немиләрни билдуқ? Әскә алайли вә униңдин кейин йәнә билимимизни толуқтурайли.
-
Атом ядросиниң тәркиви. Нуклонлар, нуклидлар, массилиқ сан, протон, нейтрон.
-
Нейтрон санини тепиш.
(атом радиуси 10 -10 м, ядрониң радиуси 10-14 - 10-15м, протонлар билән нейтронлар зич жайлашқан, уларни қандақ күч тутуп туриду)
-
Ядролуқ күчләр вә уларниң хусусийәтлири.
-
Изотоплар дегинимиз . . .
-
Физикилиқ миқтарларниң ядролуқ физикида қоллинилидиған өлчәм бирликлири.
-
Масса дефекти.
-
Ядрониң бағлиниш энергияси. Формула
-
α парчилиниш вә β парчилинш. Формула.
Б) Физикилиқ диктант.
-
Резерфорт тәж,рибилириниң топ-тоғра атомниң ядролуқ модели келип чиқиду.
-
Центрида массиси түгәл жиғилған оң зарядланған атом ядроси орнилашқан
-
Ядрони айлинип, бәлгүлүк бир орбита билән электронлар қозғилип туриду
-
Электронларниң мундақ қозғилишидин ядро тәрипидин болудиған кулон күчиниң тәсиридин пәйда болиду.
В) Мәсилиләрни йешиш.
1. Атом ядросиниң тәркивини ениқлаш.атом ядросида 7р вә 7n зәррә бар. Бу қандақ элемент.
2. Mагнийниң 24Mg12, 25Mg12, 26Mg12 изотоплириниң ядролириниң тәркивидики протон вә нейтронлар санини тепиңлар.
3. Мону ядролуқ реакцияләрдики бәлгүсиз зәрриләрни ениқлаңлар.
a) 94Mo42 + 4H1 → 95Tc43 + ?
б) 2Н1 + 2H1 → ? + 4Не2 0γ0 - нейтрино
в) 6Li3 + 1H1 → ? + 4Не2
г) 6Li3 + ? → 4Не2 + 3Не2
4. Масса дефектини ениқлаш Дейтерий ∆m = (Zmp + Nmn) - Mа
5. Бағлиниш енергиясини ениқлаш Ебағ = ∆m* 931МэВ, дейтерийниң бағлиниш енергиясини ениқлайли.
V. Йеңи материални чүшәндүрүш:
Жуқури тоншқан материалларниң нәтижиләп ейтқанда, атом энергиясини ишләп чиқиришта икки физикилиқ усулиға алаһидә көңүл бөлүшимиз керәк. Уларниң бири бири - еғир элементларниң (уран, плутоний) ядролирини бөлүш арқилиқ энергия ишләп чиқириш усули болса, иккинчиси - йеник элементларниң (водород, гелий) ядролирини бириктүрүш арқилиқ энергия ишләп чиқириш усули.
Еғир ядродики энергия пәқәт уни бөлгәндила бошап чиқиду.
Йеник ядролардики энергия пәқәт уларни бир ядроға бириктүргәндила бошап чиқиду.
Мана мошу икки усул атом энергиясини мәхсус түзүлмиләрдә ишләп чиқириш үчүн қоллинилиду.
Атомларниң ядролирини бөлидиған яки бириктүридиған реакцияләр мәхсус түзүлмиләрдә орунлиниду. Ундақ түзүлмиләрни атомлуқ (ядролуқ) реакторлар яки атомлуқ (ядролуқ) бомбилар д.а. атом реакторлиридики реакцияләр башқурулидиған йол билән әмәлгә ашурулиду, атом бомбилирида болса башқурулмайдиған партлиниш түридә орунлиниду.
Биринчи башқуридиған ядролуқ реактор 1942 жил 2 декабрь АҚШ Э. Ферми рәһбәрлигидә ишқа қошулди. Үч жилдин кейин СССРда И. В. Курчатов рәһбәрлиги билән селинди.
Криикилиқ масса
Тизмилиқ реакция үзлүксиз орунлиниши үчүн ядролуқ материалниң (уран, плутоний) мәлум бир массиси болуш керәк. Аз болса нейтронлар өз йоллирида йетәрлик мөлчәрдә йерилидиған ядроларни учраштурмай, ташқи муһитқа тосалғусиз тарилип чиқип кетиду.
Тизмилиқ бөлүниш реакциясини тәминләйдиған ядролуқ материалниң әң аз массисиниң критикилиқ масса д.а.
Уран-235 критикилиқ масса 23 кг. Диаметри - 13 см.
</ Ядролиқ реакторларның асасий элементлири
Һазир нурғун дөләтләрдә һәр түрлүк ядролуқ реакторлар бар. Улар әмәлий мәхсәтләрдә, илмий-тәтқиқат ишлирида қоллиниш билән биллә, атом электр станциялириниңму асаси болуп һесаплиниду.
Ядролуқ реакторниң асасий қисми паал даирә (актив зона) тәшкил қилиду. Иссиқ чиқурғучи элементлар стерженьлар-5, уларни қоршап турған графит асталатқучилар -3,иссиқ тошуғучи суюқлар ақидиған қувурлар-6,иссиқ тошуғучи - су яки суюқ металл атқуриду. Нейтрон қайтурвәткүчи-2 қаплайду.ташқи муһитни қоғдаш үчүн нейтрон қайтурвәткүчиниң тешидин қелин полат қап билән вә биологиялиқ бетон қорған-4 билән қоршайду. Тизмилиқ реакция партлинип кетишкә йәткүзмәй башқуруп туруш үчүн, актив даиригә өз вақтида дәрһал киргүзүшкә болидиған башқурғучи вә авариялик стерженьлар-1. Ядролар бөлүнгәндә наһайити чоң кинетикилиқ энергиягә егә болиду.
Актив зонидики ошуқ иссиқлиқ мөлчәри, иссиқлиқ тошуғучиларға берилип, уларни һоға айландуриду. Жуқури қисмидики һо электр энергиясини ишләп чиқиридиған һо турбинлири б/н генераторларға берилиду.
VІ. оқутулуп отарған материални қобул қилиштики оқуғучиниң чүшинигини тәкшүрәш
§61 Тәярлиниш соаллирини қараштуруш.
VІІ. Өткән материални пишиғдаш.
1. уран ядроси бир нейтронни қошуду, униңдин икки элемент йәнә төрт нейтрон бошап чиқиду. Элементларниң бири -ксенон , иккинчиси қандақ элемент? Реакция тәңлимисини йезиңлар.
2.. уран ядросы бір нейтронды жұтады да, одан екі жарықшық және төрт нейтрон босап шығады. Жарықшақтардың біреуі- , ал екіншісі қандай жарықшақ? Реакция теңдеуін жазыңдар.
VIІ. Баһалаш. Өйгә тапшурма: §61, тәярлиниш соаллири.
Әгәр «мән бүгүн барлиқ соалларға дурус жавап бәрдим, барлиғини яхши чүшәндим десәңлар» өзәңларға «5» дегән баһани қоюңлар
«Бир-икки йәрдә жавап бәргәндә хаталаштим» десәңлар «4» дегән баһани қоюңлар.
«Дәристә дегәндәк жавап берәлмидим, маңа яниму оқуш керәк» дегәнләр - «3» қоюңлар. Қолуңларға берилгән қәғәзгә дәрисниң яққанлиғини яки яқмиғанлиғини вә баһалириңларни қоюп , тахтиға илиңлар.
Шуниң билән дәрисимиз аяқлашти.