7


  • Учителю
  • План конспект Һ. Искәндәровниң «Назугум» поэмиси 10синип

План конспект Һ. Искәндәровниң «Назугум» поэмиси 10синип

Автор публикации:
Дата публикации:
Краткое описание:
предварительный просмотр материала

Дәрисниң мавзуси: Һ.Искәндәровниң «Назугум» поэмиси

Мәхсити: 1 Әсәрниң мәзмуни билән тонуштуруш, қәһриман қиз Назугумниң

мәшәқәтлик һаяти вә униң жасурлуғи һәққидә мәлумат бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Хәлқимизниң қәһриман қизиға болған һөрмитини, тарихқа қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, гезит материаллири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология СТО


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш.

«Назугум» дастани тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитниң алаһидиликлиригә тохтилиш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

Һезим Искәндәровниң һаяти тоғрисида немә билдиңлар?

Шаирниң қандақ әсәрлирини билисиләр?

Шаир ижадийитиниң мавзулирини атаңлар.

Әдип қандақ дастанларни язди?

Шаир шеирлирини ядқа ейтқузуш


ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Қизиқишини ойғитиш стадияси

Назугум һәққидә немә билимиз?

Оқуғучилар пикирлирини йезип, «Идеяләр севитигә» салиду.

Мәнани ажритиш стадияси

Һәр топқа икки бөлүмни оқуп, тәһлил қилиш тапшурулиду.

Оқуғучилар чүшәнгинини ейтиду вә луғәт ишлири жүргүзүлиду.


«Назугум» шаир һаятиниң ахирқи дәвирлиридә язған әсәри. Хәлқимизниң қәһриман қизи тоғрисида көплигән әсәрләр йезилған (Т. Тохтәмов роман, П.Сабитова дастан, Ж.Босақов драма язди) Дастан хәлиқ арисида кәң таралған ривайәткә асасланған. Хитай басқунчилириниң төзгүсиз зулми, хәлиқниң мүшкүл әһвали тәсвирләнгән. Назугум әшундақ дәвирдә өз әркинлиги үчүн, инсаний бәхти үчүн баш көтәргән. Бу миллий ғурур, миллий әркинликни йеңиш йолидики күрәш еди.

Дастан вәқәси мурәккәп әмәс. Әсәрниң бешида Назугумниң башқилар қатарида ямулға соланғанлиғини көримиз. Дарин уни зорлап бир соланға бәрмәкчи болиду. Бақи жигит зинданни бузуп, Назугумни елип қачиду. Черикләр қоғлап, Бақи улар билән күрәштә қолға чүшиду. Назугум болса салда Или дәриясидин өтүп, қечип қутулиду вә бир малчи момай билән бовайниң өйини паналайду. Лекин буни билгән черикләр уларни қийниғанда Назугум черикләргә өз ихтияри билән берилиду. Уни Далояға хотунлуққа бериду. Назугум уни өлтүрүп қачиду. Кәтмән тағлирини маканлайду. Гүлмәт бовай қизға ғәмхорлуқ қилиду. Назугум өз йеригә қайтмақчи болғанда қолға чүшүп, мойтуңзида жазалиниду.


V. Бәкитиш.

Рефлексия стадияси

Назугумға хәт йезиш


VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

«Назугум» дастаниниң әһмийити

1. Дастан хәлқимизниң пажиәлик тарихини реал тәсвирләп бериду, тарихтин савақ көрситиду.

2. Назугум охшаш қәһриман қиз обризи арқилиқ өз мустәқиллиги, әркинлиги үчүн күрәшкән онлиған уйғур қизлириниң тәғдири вә қәһриманлиғи баян қилинип, әркинлик үчүн күрәшкә чақириду.

3. Дүшмәнгә болған нәпрәт ойғитип, вәтәнпәрвәрлик тәрбийә бериду.

4. Өз хәлқи үчүн күрәшкән инсанларға хәлиқму ярдәм қолини созуп, уларни һөрмәт қилидиғанлиғини көрситиду.

5. Ана жутниң тәбиәт мәнзирилирини устилиқ билән тәсвирләп, жутқа дегән муһәббәт ойғитиду.

6. Қәһриман қизимиз Назугумниң жасурлуғи, меһриванлиғи, хәлиқпәрвәрлиги, қорқумсизлиғи бүгүнки әвлатни тәврәндүрүп, уларда қәһриманға болған муһәббәт ойғитиду вә уларни шундақ қаһриманлққа, ирадигә чақириду


Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш


VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма

Қошумчә материаллар тепип келиш

Өйгә тапшурма. 98-101-бәтләрни оқуш. Үзүндә ядқа елиш




 
 
X

Чтобы скачать данный файл, порекомендуйте его своим друзьям в любой соц. сети.

После этого кнопка ЗАГРУЗКИ станет активной!

Кнопки рекомендации:

загрузить материал