- Учителю
- Урок по уйгурской литературы 'Илия Бахтия' 7 класс
Урок по уйгурской литературы 'Илия Бахтия' 7 класс
| 7 - синип Әдәбият | ||
Дәрис мавзуси: | Илия Бәхтия ижадийити. «Муқамларға муһәббәт» шеири | ||
Дәрис мәхсити: | Әдип ижадийити бойичә алған билимини мустәһкәмләш вә әмәлиятта пайдилинишни билишкә дәвәт қилиш. Бәдиий әсәрләрни оқуш заман тәливи екәнлигини оқуғучиларға сезиндүрүш. | ||
Күтилидиған нәтижә: | И. Бәхтия ижадийити бойичә алған билимини мустәһкәмләйду. Алған билимини әмәлиятта қоллинишни үгиниду. | ||
Көрнәклик қураллар: | «Һаят даванлири», «Мениң билән муңдашқин» Алмута 1983 - жил. «Уйғур фольклориниң антологияси». 7 - синип дәрислиги. Шаирниң портрети
| ||
Оқутуш модули вә усуллири: | Оқутуштики йеңи усул вә тәсилләр: диалоглуқ оқутуш, бирләшкән оқуш. СТО, ОҮБ вә ОБ, талантлиқ вә қабилийәтлиқ балилар билән иш. | ||
Дәрис бөләклири |
Муәллим һәрикити |
Оқуғучи һәрикити | |
Билиш | Оқуғучилар билән саламлишиш, түгәлләш, синип журналии жүргүзүш. «Исим - акроним» оюни арқилиқ психологиялиқ әһвал қелиплаштуруш. Шеирларниң мәзмуни бойичә топларға бөлүш.
№ 1 Тапшурма Һәр бир топ өз алдиға Әдип тоғрисида өз билгәнлирини язиду. (3 минут) | Һәр ким өз исмини ейтип, исминиң баш һәрипи бойичә өзини мәдһийләйдиған сөз әйтиш. Мәсилән: Надирәм -назук, Дилназ - дилкәш, Данияр - дана, Феруза - пәзиләтлик, Равил - рошәндил, Рамиләм - расчил в. б. Дәптәргә һәрким өз алдиға орунлайду. Топ билән язғанлирини қоғдайду.Ядқа шеирлирини оқуйду. | |
Чүниниш | Дәрисликтин И. Бәхтияниң шеирини б оқуп, чүшәнгинини ейтиш. | «Муқам» сөзигә лексикилик тәһлил жүргизиш.
| |
Қоллиниш | Оқуғучиларни издәндүрүш арқилиқ Берилгән мавзуларға йезилған шеирларни әдип топламлиридин тепиш.
| «Көчәт тиктим, өстүрдүм» 1978 - жил «Жазушы» нәширияти. «Һаят даванлири» 1982 - жил
| |
Тәһлил қилиш | «Қәләм нәққашлири» топлими бойичә иш. | Әдипниң өзигә яққан шеирини тәһлил қилиш | |
Йәкүнләш | Автор тоғрисида ой - пикриңни жәмлә | «Уйғур музыкисиниң гүлтажиси» мавзусида қисқа эссе яз. | |
Баһалаш Өй тапшурмиси | Оқуғучиларниң еғизчә вә язмичә жаваплирини формативлиқ баһалаш. Мавзу критерийлири бойичә баһалаш. Дәрисликтин мавзу бойичә берилгән тапшурмини оқуш. | . 1. Әдип тоғрисидики берилгән мәлумат
3.Мавзу бойичә шеирларни топлаш устилиғи Әдип һәққидә қошумчә материаллар тепиш, халиған шеирини ядқа ейтиш. |