- Учителю
- Ана тилим пүтмәс ғәзнәм внеклассная работа 6 класс
Ана тилим пүтмәс ғәзнәм внеклассная работа 6 класс
А. Саттаров намидики оттура мәктәп
Мавзуси:
«Ана тилим- пүтмәс ғәзнәм!»
6 «Б» синип
Синип рәһбири Баратова С.С.
</ 2013-2014 оқуш жили
Мәхсити: Оқуғучиларға ейтмақчи болған ой-пикирини
саватлиқ, мәзмунлуқ, ихчам вә мәдәнийәтлик
изһар қилишқа дәвәт қилиш
Тил байлиғини ашуруш, ойлаш қабилийитини
риважландуруш
Ана тилиға болған муһаббитини ойғитиш, өзгә тилларни
оқуп үгиниш вә достлуққа тәрбийләш
Қоллинилидиған усул: Сола- жавап, сөһбәт, ижадий ишләш
Дәрис түри: мусабиққә дәрис
Көрнәкликләр: Тил тоғрисида қанатлиқ сөзләр, соаллар тизими
Әссалам, һөрмәтлик устазлар, оқуғучилар. Көп милләтлик Қазақстан Жумһурийитиниң президенти Нурсултан әбиш оғли Назарбаев 1998-жили 20-январьдики пәрманиға бенаән тиллар мәйрими дәп елан қилинған. Өз ана тилида билим елишқа, әмгәк қилишқа, өз мәдәнийитини, тарихини үгинишкә толуқ мүмкинчилик яритилди.
Ана тилим байлиғим пүтмәс,
Таза булақ сүйи түгимәс.
Мошу тилда әждадим уйғур,
Из қалдурған тарихта жүтмәс.
Тил- һәр қандақ милләтниң, хәлиқниң бебаһа роһий ғәзниси, униң миллий еңи билән жуғирилған хасийәтлик байлиғи, муқәддәс пәхри, миллий өзлүгиниң нишани.
Ундақ болса бүгүнки «Ана тилим- пүтмәс ғәзнәм!» намлиқ мусабиқә дәрисимизни башлаймиз.
Мусабиқигә бүгүн чүшүп
Келип қапту икки топ.
Мәрһәмәт, тонуштуруп өтсун
Өзлирини һәр икки топ.
І топ «Висал» ІІ топ «Мәхсәт»
І. Нәзмий чәшмә ( ипадилик шеир ейтиш)
ІІ. «Мән саңа - сән маңа» мақал ейтиш (һәр хил тилда)
ІІІ. «Бәхитлик пәйт» соал-жавап
ІV. «Тиләк ейтиш»
І. Нәзмий чәшмә ( ипадилик шеир ейтиш)
«Мән қансә тилни билсәм, шунчә қетим адаммән»- дәп ейтип келип, әнди шу ана тилимизда шеир тиңшап көрәйли.
Ана тилим дана тилим
Роһий озуқ әла тилим
Сениң билән ронақ тапқан
Әқилдарим әждатлири.
ІІ. «Мән саңа - сән маңа» мақал ейтиш (һәр хил тилда). Оюн шәрти мақални давамлаштуруш. «Баш яриси кетәр, тил яриси кәтмәс»
Мақалниң давамини қайсу топ биринчи тапса, ою шу топтин башлиниду.
Тил- һәр қандақ инсанниң әң алий пәзиләтлириниң бири.
Тил- адимий муамилиниң муһим васитиси.
ІІІ. «Бәхитлик пәйт» соал-жавап
Қазақ тилида нәччә сөз табы бар.
Математикида нәччә рәқәм бар.
Инглиз тилида нәччә тавуш бар.
Қазақстанниң мустәқиллик алған күни.
Түркий тиллар луғитини язған ким.
«Қутадиғу билик» дастаниниң муәлипи.
Бәхитлик сан
Қазақстандики дөләт тили
Рус тилида келишләрниң сани.
Қазақстанда милләтләр сани.
Қазақ ели Вәтинимиз,
Бир туғулдуқ, биллә өстуқ,
Қәлбимиздә яшнап күлүп,
Қанат қақти мәңгү достлуқ,
Қазақ ели сениң билән,
Йәткән утуқ, әркимиз бир.
Күрәшләрдә қол тутушуқ,
Достлуқ дегән шәртимиз бир.
ІV. «Тиләк ейтиш»
Йәкүнләш:
Қазақстан конституцияси вә тил тоғрилиқ қанунида дөләт тили қазақ тили, милләтләр ара мунасивәт тили рус тили билән бирликтә аз санлиқ миләтләргиму көп көңүл бөлгән. Жумһурийитимиздә һәр бир милләтниң риважлинишиға, тилиға алаһидә ғәмхорлуқ яратқан.Башқа милләтләр билән тилимиз башқа болған билән дилимиз, келәчигимиз бир.
Қазақ тилим- дөләт тилим,
Уйғур тилим- ана тилим
Рус тили хәлиқ ара тил
Чәт тилини оқи, үгән бил.
Мошу тилларни пухта үгинип,
Әң геиз чоққиларға йетишкә интил!