- Учителю
- План конспект по уйгурскому языку 7- синипта өткәнләрни тәкрарлаш
План конспект по уйгурскому языку 7- синипта өткәнләрни тәкрарлаш
Вақти 03.09 Уйғур тили 8-синип 3-4-бәтләр Дәрис № 1
Дәрисниң мавзуси: 7-синипта өткәнләрни тәкрарлаш
Морфология бойичә тәкрарлаш
Мәхсити: 1 Сөз түркүмлири (исим вә пеил) бойичә алған билимини байқаш вә
мустәһкәмләш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, морфологиялик тәһлил қилишқа дәвәт қилиш
3. Ана тилға қизиқишини ашуруш, өз алдиға ишләшкә үгитиш
Дәрис түри: тәкрарлаш
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң 7-синипта сөз түркүмлири бойичә алған билимини байқаш вә мустәһкәмләш
ІІІ. Билимини тәкшүрүш (көнүкмиләр ишлитиш)
Соаллар арқилиқ билимини байқаш.
1. Сөз түркүмлирини атаңлар.
2. Қаидилирини әскә чүшириш. Исим вә пеиллар тоғрисида билимини тәпсилий түрдә соал-жавап усули арқилиқ байқаш.
3. Сөз оюни арқилиқ билимини байқаш. Бир оқуғучи сөз ейтиду, иккинчиси униң қайси сөз түркүми екәнлигини ениқлайду.
4. 1-көнүкмә. Йезиқчә орунлиниду. Исим вә пеиллар ениқлинип йезилиду.
5. 2-көнүкмини йезиқчәдәптәргә вә тахтида орунлаш. 1-вариант исимларни, ІІ вариант пеилларни тепип, уларниң түрлирини ениқлайду.
6. Тахтида оқуғучилар жүмлини йезип, морфологиялик тәһлил жүргүзиду..
ІV. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
Тест арқилиқ билимини ениқлаш
V Өйгә тапшурма.
Гезит материаллиридин 5 жүмлә йезип, морфологиялик тәһлил ясаш.
Вақти 05.09 Уйғур тили 8-синип 4-9-бәтләр Дәрис № 2
Дәрисниң мавзуси: Ярдәмчи сөзләр вә уларниң тиниш бәлгүлири бойичә
тәкрарлаш
Мәхсити: 1 Ярдәмчи сөзләр тоғрисида чүшәнчисини байқаш вә кәңәйтиш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, морфологиялик тәһлилгә үгитиш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: қайтилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, тәһлил
Пайдиланған технология дәрижилик тапшурмилар
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Сал-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң ярдәмчи сөзләр вә уларниң түрлири тоғрисидики чүшәнчисини байқаш.
ІІІ Өй тапшурмисини, билимини тәкшүрүш.
Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Билимини тәкшүрүш.
І. Умумий соаллар бериш арқилиқ оқуғучиларниң билимини байқаш:
1. Ярдәмчи сөзләр дегән немә? Улар нәччигә бөлүниду?
2. Бағлиғучиларниң түрлирини атаңлар.
3. Уланмиларға мисаллар кәлтүрүңлар
4. Тиркәлмиләр қандақ хизмәт атқуриду? Түрлирини ейтип бериңлар
ІІ. Дәрислик бойичә көнүкмиләр ишлитиш вә тапшурмилар орунлаш
1. 3-көнүкмә. Жүмлидики ярдәмчи сөзләрни тепиш.
2. 4-5- көнүкмини 3 вариантқа бөлүп орунлаш.
3.6-көнүкмини тахтида 3 оқуғучи орунлайду.
4. 7-көнүкмә еғизчә орунлиниду. Уланмиларни тепиш.
5. 9-көнүкмә еғизчә орунлиниду. Тиркәлмиләрни тепип, униң қайси сөз тәрипидин башқурулуп кәлгәнлигини ейтип бериш.
-
Бәкитиш.
Ярдәмчи сөзләрни пайдилинип, «Қазақстанниң келәчиги бизниң қолумизда» мавзусиға қисқа һекайә түзүш
VІ. Өйгә тапшурма. 4-9-бәтләрни оқуш. 8-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш
Вақти 07.09 Уйғур тили 8-синип бәтләр Дәрис № 3
Дәрисниң мавзуси: Диктант «Саадәт териги»
Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
2. 7-синипта алған билимини байқаш
3. Әдәбиятқа, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: билимини байқаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар: вәлләй, одикам, ханбас, қоқас
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш
ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш
Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш
ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш
Диктантлар топлими. Ш.Өмәрова. 44-бәт.
«Саадәт териги»
129сөз
V. Қошумчә тапшурма.
Мәтиндики бир жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиңлар.
VІ. Өйгә тапшурма бериш
Пунктуация қаидилири бойичә тәкрарлаш.
Вақти 12.09 Уйғур тили 8-синип бәтләр Дәрис № 4
Дәрисниң мавзуси: Хаталар үстидә иш
Мәхсити: 1 Диктант хаталири үстидә ишләш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилишқа үгитиш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: тәкрарлаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Диктант хаталири үстидә иш жүргүзүш, көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң синтаксис бойичә алған билимини байқаш вә мустәһкәмләш
ІІІ. Билимини тәкшүрүш (көнүкмиләр ишлитиш)
1. Диктант хаталири үстидә иш. Тахтиға оқуғучилар өзлири әвәткән сөзләрни язиду, һәммә бирликтә хатани түзитиду вә шу сөзләр билән жүмлиләр ойлайду.
2. Ойлиған жүмлилирини морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилиду
-
Жүмлиләрдики пунктуация қаидилирини чүшәндүриду..
-
Йезиқчә өй тапшурмисини тәһлил қилиш
ІV. Мустәһкәмләш
Тахтиға көнүкмиләр топлимидин жүмлиләр яздуруш вә тәһлил қилиш
V. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ.
VІ Өйгә тапшурма. «Мустәқил Қазақстан - мениң Вәтиним» мавзусиға мәтин түзүш
Вақти 17.09 Уйғур тили 8-синип 11-бәт Дәрис №
Дәрисниң мавзуси: Әдәбий тилниң грамматикилиқ нормилири
Мәхсити: 1 Әдәбий тил вә униң нормилири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, пикир қилишқа үгитиш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, әдәбиятқа қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш
Пайдиланған технология т2н0идий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Қошумчә әдәбият арқилиқ оқуғучиларға әдәбий тил вә униң грамматикилиқ норма вә лексикилиқ алаһидиликлири һәққидә чүшәндүрүш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш № 1, №4, №5, №8, №11, №19
-
Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
-
Соал-жавап усули арқилиқ ағзаки нутуқ вә язма нутуқ һәққидики умумий чүшәнчисини байқаш.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Бизниң миллий тилимиз - һазирқи заман уйғур әдәбий тили. Бу тил умумхәлиқ лексикиси асасида түзүлгән, ениқ грамматикилиқ қанун вә қаидиләр нормисиға чүшкән тил.
Еғизчә тил язма тилдин авал пәйда болған. Униң шәкиллинишигә хәлиқ еғиз ижадийити асас болған.Еғиз ижадийәт жанрлири барғансири өсүп, тәрәққий етиду. Язма тилму худди шуниңға охшаш өсүп йетилиду, тәрәққий етиду.
Уйғур язма тилиниң тарихи интайин узун. Қанчилигән қедимий, кона уйғур шаирлири, язғучилири, алимлири бизгә бай әдәбий мирас қалдурди. Шуларниң ичидә шеирий әсәрләр үстүн туриду.
Уйғур язма әдәбий тили - хәлиқ тилиниң һәммә шевилири үчүн умумий, уларниң һәммисигә чүшинишлик тил.
Уйғур әдәбий тили өзиниң тәрәққиятида бир нәччә йезиқтин пайдиланди: қедимий түрк йезиғи, уйғур йезиғи, әрәп йезиғи, латин йезиғи вә рус тили арқилиқ қобул қилған кириллица. (һәр бир йезиқ үлгисини көрситиш)
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш
Уйғур язма әдәбияти тоғрисида қошумчә мәлуматлар оқуп бериш, методикилиқ қолланма.
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІ. Өйгә тапшурма.
-
мавзуни оқуш.
Вақти 19.09 Уйғур тили 8-синип 12-16-бәт Дәрис № 6
Дәрисниң мавзуси: Әдәбий тилниң фонетикилиқ вә грамматикилиқ нормилири
Мәхсити: 1 Әдәбий тил вә униң нормилири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, пикир қилишқа үгитиш
3. Ойлаш қабилийитини ашуруш, әдәбиятқа қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Қошумчә әдәбият арқилиқ оқуғучиларға әдәбий тил вә униң грамматикилиқ норма вә лексикилиқ алаһидиликлири һәққидә чүшәндүрүш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
-
Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
-
Соал-жавап усули арқилиқ һазирқи заман уйғур тили һәққидики умумий чүшәнчисини байқаш.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Уйғур әдәбий тилиниң сөз байлиғи дайим йеңилинип вә тәрәққий етип турди. Буөзгиришләр луғәт тәркивидә көп болди, грамматикилиқ жәһәттинму өзгиришләр йүз бәрди. Хәлиқ һаятидики өзгиришләр һәр дәвирдә йеңи сөзләрни елип кәлсә, граммтикилиқ қаидиләрму мукәммәлләшти.
Уйғур әдәбий тили өзиниң фонетикилиқ вә түзүлүши жәһәттин өзигә хас алаһидиликлири билән пәриқлинип туриду. Түркий тилларниң тавуш системиси һәр хил. Уйғур тилида 41 һәрип, созуқ тавушлар - 10. Өзбәк тилида уларниң сани - 6. Қирғиз тилида аһаңдашлиқ қануни наһайити күчлүк.
Пәқәт уйғур тилиғила хас һадисә - а вә ә тавушлириниң ажизлишиши.
Лексика жәһәттинму уйғур тили пәриқлиниду. Кона заманлардин тартипла әрәп вә парс тиллириниң көплигән сөзлири ишлитилип, өзлишип кәткән. Бу йәрдә уйғур классик шаир вә язғучилириниң қошқан һәссиси көп.
Тилимизға әрәп тилидин сөзләрни қобул қилиш ислам динини қобул қилғандин кейин әмәлгә ашти. Уйғур тили билән өзбәк тилида башқа түркий тилларда учримайдиған әрәп сөзлири көп.
Хитай-туңган тиллиридин киргән сөзләр башқа һеч бир түркий тилларда учрашмайду.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш
14-көнүкмини шәрти бойичә оунлаш. 15-көнүкмә еғизчә орунлиниду. 16-көнүкмини тахтида ишләш
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. 1-мавзуни оқуш. 6 жүмлә йезип келиш
Вақти 24.09 Уйғур тили 8-синип 17-20-бәт Дәрис № 7
Дәрисниң мавзуси: Жүмлә тоғрилиқ чүшәнчә
Мәхсити: 1 Жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, пикир қилишқа үгитиш
3. Ойлаш қабилийитини, ана тилимизға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш
Пайдиланған технология СТО
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ жүмлә вә униң түрлири һәққидә чүшәндүрүш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
-
Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш . №1, 3, 5, 7, 10, 11, 17, 19
-
Соал-жавап усули арқилиқ тилимизниң лексикилиқ вә фонетикилиқ нормилири һәққидики чүшәнчисини байқаш.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
ЖҮМЛӘ
тәркивигә қарап
мәнасиға қарап
аддий жүмлә
қошма жүмлә
хәвәр
соал
үндәш
Таблица арқилиқ чүшәндүрүш.
1. Оқуғучилар төвәнки синипларда алған билимини әскә чүшириду.
Жүмлә - аяқлашқан ой-пикирни билдүридиған, мәлум аһаң билән ейтилидиған сөзләрниң топи яки бир сөз. М: Күз. Тәбиәт алтун рәңгә кирмәктә. Дехан атилар яз бойи қилған әмгигиниң шарапитини көрүватиду.
Жүмлиләр қурулушиға қарап 2 түргә бөлүниду: аддий жүмлә вә қошма жүмлә. 1. Хаманлар ашлиққа толди. Көмүқонақни хиллаш ишлири қизғин кетип бариду.
2. Хаманлар ашлиққа толуп, көмүқонақ хиллаш ишлири қизғин кетип бариду.
Һәр қандақ жүмлә аңлитидиған мәнасиға қарап 3 түргә бөлүниду: хәвәр, соал вә үндәш жүмлиләр.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш вә мустәһкәмләш
17-көнүкмини шәрти бойичә оунлаш. 18-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
20-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду.
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. 2-мавзуни оқуш. 19 жүмлә йезип келиш
Вақти 27.09 Уйғур тили 8-синип 21-27-бәт Дәрис № 8
Дәрисниң мавзуси: Хәвәр вә соал жүмлиләр
Мәхсити: 1 Хәвәр вә соал жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, пикир қилишқа үгитиш
3. Ойлаш қабилийитини, ана тилимизға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш
Пайдиланған технология СТО
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ үндәш жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
-
Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш. № 2, 4, 6, 8, 11, 12, 18, 20
-
Соал-жавап, тәһлил усули арқилиқ жүмлә һәққидики чүшәнчисини байқаш.
3. Карточкилар арқилиқ билимни тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
1. Бирәр иш-һәрикәт, вақиә, һадисини баян қилидиған жүмлә хәвәр жүмлә дәп атилиду.
Күз пәсли йетип кәлди. Түнүгүнла иссиқ болған һава бүгүн салқин тартип қалди. Асманни булутлар қаплимақта. Ашлиқлирини жиғиштурмиған деханларни әндишә орап алди. Ямғур йеғип кәткичә һосулни жиғиш ойида.
Мәзкүр жүмлиләр тахтиға йезилип, оқуғучиларға уларниң қандақ мәнада ейтиливатқанлиғи чүшәндүрүлиду.
2. Намәлум иш-һәрикәт, вақиә, һадисини билиш үчүн ейтилған жүмлә соал жүмлә дәп атилиду.
Бу қайси пәсил? Сизгә бүгүнки көргән фильм яқтиму? Уйғур театриниң йеңи мәвсүми қачан ечилидекән? Әдәбият дәрисидә қайси шаирниң ижадийити тоғрисида билим алдиңлар?
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш вә мустәһкәмләш
20-көнүкмини шәрти бойичә оунлаш.
21-көнүкминиң 1-2 қисимлири еғизчә орунлиниду.
22-көнүкмә еғизчә шәрти бойичә орунлиниду.
23-көнүкмә тахтида орунлиниду.
25-көнүкмә еғизчә орунлиниду
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. 3-4- мавзуни оқуш.
24-көнүкмини йезип келиш
Вақти 28.09 Уйғур тили 8-синип 27-30-бәт Дәрис № 9
Дәрисниң мавзуси: Үндәш жүмлә
Мәхсити: 1 Үндәш жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, пикир қилишқа үгитиш
3. Ойлаш қабилийитини, ана тилимизға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: Арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, көнүкмиләр топлими, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, баянлаш
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ үндәш жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
-
Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
-
Соал-жавап, тәһлил усули арқилиқ хәвәр вә соал жүмлиләр һәққидики чүшәнчисини байқаш.
-
23-24-25-көнүкмиларни еғизчә орунлаш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Буйруқ, чақириқ яки һәр хил һаяжанни билдүридиған жүмлә үндәш жүмлә дәп атилиду. Улардин кейин үндәш бәлгүси қоюлиду.
Яшисун Мустәқил Қазақстан!
Һәй, муәллим, тохтаң!
Устазлар мәйрими мубарәк болсун!
Бова-момилар! Дайим аман болуңлар!
Мәзкүр жүмлиләр тахтиға йезилип, оқуғучиларға уларниң қандақ мәнада ейтиливатқанлиғи чүшәндүрүлиду.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш вә мустәһкәмләш
26-көнүкмини шәрти бойичә оунлаш.
27-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
27-көнүкминиң ІІ қисми еғизчә шәрти бойичә орунлиниду.
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. 5-мавзуни оқуш.
5 жүмлә йезип келиш
Вақти 02.09 Уйғур тили 8-синип 35-40-бәтләр Дәрис № 10
Дәрис мавзуси Баш бөләкләр. Егә
Мәхсити: 1. Жүмлиниң баш бөләклири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил
жүргүзүшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Көрнәклик: карточкилар
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға баш бөләкләр, егә вә хәвәр тоғрисида чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
-
Аддий жүмлиләр дәп қандақ жүмлини атайду? Мисал кәлтүрүңлар.
-
Хәвәр, соал вә үндәш жүмлиләрниң охшашлиғи вә алаһидиликлири һәққидә ейтип бериңлар.
-
Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Жүмлиниң баш бөләклири егә вә хәвәр.
Жүмлиниң ким яки немә тоғрисида ейтилғанлиғини билдүридиған бөлиги егә дәп атилиду. Егә жүмлидә төвәндики сөз түркүмлиридин келиши мүмкин:
1. Исимлардин: Азиада мәъили Талдиқорған шәһиригә кәлди.
2. Алмашлардин: Биз өз вәзипимизни шәрәп билән орунлишимиз керәк.
3. Сүпәтләрдин: Ахмақ йегинини ейтиду.
4. Сүпәтдашлар: Кәткән келәр, кәтмәнлигән кәлмәс.
5. Санлардин: Бәш үчкә бөлүнмәйду.
6. Исимдашлардин: Яхшини көрмәк пәриз.
Егә бир нәччә сөздин туруши мүмкин: Маһмут Қәшқәрий - улуқ энциклопедист алим.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
32-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
33-көнүкмә йезиқчә орунлиниду. 3 қатар бөлүп орунлайду.
35-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
35-көнүкмә ІІ қисим еғизчә орунлиниду.
VІ. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма.
Мавзу 7 оқуш, 34-көнүкмини йезиш
VІІІ. Баһалаш
Вақти 08.10 Уйғур тили 8-синип 35-40-бәтләр Дәрис № 11
Дәрис мавзуси Баш бөләкләр. Хәвәр
Мәхсити: 1. Жүмлиниң баш бөләклири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил
жүргүзүшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт
Көрнәклик: таблица
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға баш бөләкләр, егә вә хәвәр тоғрисида чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
-
Жүмлә бөләклири, егә тоғрисида билимини байқаш.
-
Егә вә униң ипадилиниши һәққидә ейтип бериңлар.
-
Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Жүмлидә егиниң иш-һәрикитини, һалитини, ким яки немә һәққидә ейтилғанлиғини билдүридиған бөлиги хәвәр дәп атилиду. Хәвәр төвәндики сөз түркүмлиридин ясилиду:
1. Пеиллардин: Қишму барғансири йеқинлашмақта
2.Сүпәт пеиллар: Бу тапшурмини мән орунлиған.
3. Сүпәтләрдин: Һәр кишигә өз вәтини һәммидин гөзәл.
4. Исимлардин: Пәнжим - наһийәмиздики чоң йеза.
5. Санлардин: Гәп - бир, қулақ - икки.
6. Рәвишләрдин: Бизниң йеза Қорғастин төвән.
7. Алмашлардин: Бу көргәзмини уюштурған - биз
8. Тәхлидий сөзләр: Һәммә яқ вал-вул
Хәвәр бир нәччә сөздин туруши мүмкин: Мәсим шахмат мусабиқисидә биринчиликни йеңип алди
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
36-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
37-көнүкмә йезиқчә орунлиниду. 3 қатар бөлүп орунлайду.
38-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
39-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
VІ. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма.
Мавзу 8 оқуш, 40-көнүкмини йезиш
VІІІ. Баһалаш
Вақти 09.09 Уйғур тили 8-синип 35-40-бәтләр Дәрис № 12
Дәрис мавзуси Егә билән хәвәрниң арисиға сизиқниң қоюлуши
Мәхсити: 1. Сизиқниң қоюлуш һаләтлири тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил
жүргүзүшкә адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Көрнәклик: таблица
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға егә вә хәвәрниң оттурисиға сизиқниң қоюлуши тоғрисида чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
-
Жүмлә бөләклири, егә тоғрисида билимини байқаш.
2. Егә, хәвәр вә уларниң ипадилиниши һәққидә ейтип бериңлар.
3. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Егә вә хәвәрниң арисиға сизиқ төвәндики һаләтләрдә қоюлиду.
1. Егиму, хәвәрму баш келиштә кәлгән исим болса: Асийәм - оқуғучи. Астана - шәһәр.
2. Егә баш келиштә кәлгән исим болуп, хәвәр тәвәлик қошумчисида кәлгән исим болса: Пәнжим - йезиниң нами. Тазилиқ - саламәтлик кепили.
3.Егә тәвәлик қошумчисида кәлгән исим, хәвәр баш келиштики исим: Мениң бовам - бағвән.
4. Егә исим яки исим орнида кәлгән сүпәтдаш, хәвәр алмаш: Елимизниң келәчиги - силәр.
5. Егиму, хәвәрму сан болса: Икки йәрдә икки - төрт.
6. Егә яки хәвәр, яки һәр икиилиси исимдаш болса: Оқуш әң яхши иш.
7. Егә көрситиш алмаш, хәвәр баш келиштики исим: Әву - бовамниң беғи
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
41-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
41-көнүкминиң ІІ қисми еизчә орунлиниду. 3 қатар бөлүп орунлайду.
42-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
V. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ.
VІ. Өйгә тапшурма.
Мавзу 8 оқуш, 40-көнүкмини йезиш
VІІ. Баһалаш
Вақти 12.10 Уйғур тили 8-синип 46-50 -бәтләр Дәрис № 13
Дәрис мавзуси Әгәшмә бөләкләр. Толуқтурғучи
Мәхсити: 1. Жүмлиниң әгәшмә бөләклири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Көрнәклик: таблица, карточкилар
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға әгәшмә бөләкләр, толуқтурғучи тоғрисида чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
-
Егә вә хәвәрни ениқлаш мәхситидә тахтида жүмлиләрни тәһлил қилиш.
-
Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Жүмлиниң әгәшмә бөләклири .Толуқтурғучи
Егә билән хәвәрдики иш-һәрикәтниң һәр хил бәлгүлирини толуқтуруп кәлгән мүчә толуқтурғучи дәп атилиду.
Жүмлидә төвәндики сөз түркүмлирибилән ипадилиниду:
1. Исим: Мәктәпни тамамлап, шәһәргә оқушқа бармақчимән.
2. Алмаш: Кишиниң өзигә қарма, сөзигә қара.
3. Сүпәт: Яманни көрмигичә, яхшиниң қәдригә йәтмәс..
4.Сүпәт: Жиғлиғандин сорима, күлгәндин сора
5. Санлардин: Бәшкә төртни қошсақ, тоққуз болиду..
6. Һәрикәт намлиридин: Кириштин бурун чиқишни ойла.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
43-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
44-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
45-көнүкмә 3 қатар бөлүп орунлайду.
46-көнүкмә. Йезиқчә. 47-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 12 оқуш, 48-көнүкмини йезиш
VІІІ. Баһалаш
Вақти 17.10 Уйғур тили 8-синип 51-53 -бәтләр Дәрис № 14
Дәрис мавзуси Әгәшмә бөләкләр. Ениқлиғучи
Мәхсити: 1. Жүмлиниң әгәшмә бөләклири (ениқлиғучи) һәққидә
чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Көрнәклик: карточкилар
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға әгәшмә бөләкләр, ениқлиғучи тоғрисида чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
1. Егә, хәвәр вә толуқтурғучини ениқлаш мәхситидә тахтида жүмлиләрни тәһлил қилиш.
2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Жүмлиниң әгәшмә бөләклири .Ениқлиғучи
Егиниң һәр хил бәлгүлирини, хусусийәтлирини ипадиләп келидиған әгәшмә мүчә ениқлиғучи дәп атилиду. Соаллири: кимниң? неминиң? қандақ?, қайси?, қанчә?, нәдики? қачанқи?. Төвәндики сөз түркүмлиридин ясилиду:
1. Сүпәт пеиллар: Алтун берип елип болмас қалған көңүлни..
2. Сүпәтләрдин: Асманда ақ булутлар аста үзмәктә.
3. Алмашлардин: Биз көптин бери мошу йезида туримиз..
5. Санлардин: Йәттинчи қишлиқ Азиада Алмута вә Астана шәһәрлиридә өтмәктә.
Шәхсни яки нәрсини башқа нам билән атайдиған, башқичә чүшәндүридиған ениқлиғучиниң түри изаһлиғучи дәп атилиду: муәллим Асим, дохтур Алийәм, Ғени батур.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
50-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
51-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
52-көнүкмә 3 қатар бөлүп орунлайду.
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 11 оқуш, 53-көнүкмини йезиш
VІІІ. Баһалаш
Вақти 22.10 Уйғур тили 8-синип бәтләр Дәрис № 15
Дәрисниң мавзуси: Диктант «Пота»
Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
2. Өтүлгән мавзулар бойичә билимини байқаш
3. Әдәбиятқа, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: билимини байқаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар: әнъәнивий, лазимәтлик
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш
ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш
Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш
ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш
Диктантлар топлими. А.Арзиева, Х. Ниязова, А. Имиров. 76-бәт.
«Пота»
120сөз
V. Қошумчә тапшурма.
Мәтиндики бир жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиңлар.
VІ. Өйгә тапшурма бериш
Жүмлә бөләклири бойичә өткәнләрни тәкрарлаш
.
Вақти 23.10 Уйғур тили 8-синип бәтләр Дәрис № 16
Дәрисниң мавзуси: Көнүкмиләр үстидә иш
Мәхсити: 1 Диктант хаталири үстидә ишләш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилишқа үгитиш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: тәкрарлаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Диктант хаталири үстидә иш жүргүзүш, көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң синтаксис бойичә алған билимини байқаш вә мустәһкәмләш
ІІІ. Билимини тәкшүрүш (көнүкмиләр ишлитиш)
1. Диктант хаталири үстидә иш. Тахтиға оқуғучилар өзлири әвәткән сөзләрни язиду, һәммә бирликтә хатани түзитиду вә шу сөзләр билән жүмлиләр ойлайду.
2. Ойлиған жүмлилирини морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилиду
-
Жүмлиләрдики пунктуация қаидилирини чүшәндүриду..
-
Йезиқчә өй тапшурмисини тәһлил қилиш
ІV. Мустәһкәмләш
Тахтиға көнүкмиләр топлимидин жүмлиләр яздуруш вә тәһлил қилиш
V. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ.
VІ Өйгә тапшурма. Өз ижадидин һекайә яки шеир йезип келиш
Вақти 28.10 Уйғур тили 8-синип 53-56-бәтләр Дәрис № 17
Дәрис мавзуси Һаләт
Мәхсити: 1. Һаләт һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Көрнәклик: таблица
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң жүмлә бөләклири тоғрисидики чүшәнччисини кәңәйтиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
-
Егә, хәвәр, толуқтурғучи, ениқлиғучини ениқлаш мәхситидә тахтида жүмлиләрни тәһлил қилиш.
-
Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Һаләт
Жүмлидә хәвәргә, хәвәр орнида кәлгән сөзләргә бағлинип келип, хәвәрниң әмәлгә ешишидики вақтини, орнини, һалитини, сәвәп-мәхситини, дәрижә-миқдарини билдүридиған әгәшмә бөләк һаләт дәп атилиду. Аңлитидиған мәнасиға қарап вақит, орун, һал, сәвәп-мәхсәт, дәрижә-миқдар дәп бөлүниду.
Вақит һалити: Қишниң ғемини язда қил, язниң ғемини - қишта.
Ахшими келәр әглигим, әтиси кетәр ләглигим.
Орун һалити: Мән йезида туғулуп, шәһәрдә оқуған едим.
Қазақстанда 130дин ошуқ милләт инақ яшайду.
Һал һалити: Аста маңсаң, жирақ кетисән.
Қар учқундап йеғип туриду.
Сәвәп-мәхсәт һалити: Ямғур көп яққачқа, һосулму яхши болди.
Оқуғучиларға мукапат яхши оқуғини үчүн берилди.
Дәрижә-миқдар һалити: Китап елиш үчүн китапханиға бир нәччә қетим бардим. Он қетим ойла, бир қетим сөзлә. Аз йә, асан қутул.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
54-көнүкмә еғизчә орунлиниду. 3 қатар орунлайду.
55-көнүкмә тахтида орунлиниду. 56, 58-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 12 оқуш, 57-көнүкмини йезиш
VІІІ. Баһалаш
Вақти 31.10 Уйғур тили 8-синип 53-56-бәтләр Дәрис № 18
Дәрис мавзуси Тәрз һалити
Мәхсити: 1. Һаләт һәққидә чүшәнчисини кәңәйтиш, тәрз һалити
тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт, тәһлил
Көрнәклик: таблица, карточкилар
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң һаләт вә униң түрлири тоғрисидики чүшәнчисини кәңәйтиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Егә, хәвәр, толуқтурғучи, ениқилиғучивә һаләтни ениқлаш мәхситидә тахтида жүмлиләрни тәһлил қилиш.
2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Жүмлидә хәвиридә ипадиләнгән иш-һәрикәтниң қандақ тәрздә әмәлгә ашқанлиғини билдүридиған һаләт тәрз һалити дәп атилиду. (Рус тилида - обстоятельство образа действия).
Тәрз һалити төвәндики сөз түркүмлири арқилиқ ипадилиниду.
1. Сүпәт: Алийәм китапни пакизә тутиду.
2. Рәвиш: Биз шәһәрдин тез йетип кәлдуқ
3. Рәвишдаш: У китапни сорап елип бәрди.
4. Исим: (тиркәлмә билән яки чиқиш, тәңләштүрмә, охшатма келиштики) Бизниң синип мухбирлар билән учрашмақчи. Өйниң төридики сандуқ яғачтин ясалған.
5. . Тәхлидий сөз: Асим гүпла жиқилди.
6. Сан: Акамни күтүп талаға икки чиқтим.
Миқдар: Апам қуйған чайдин бир пиялә ичтим.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
58-көнүкмә еғизчә орунлиниду. 3 қатар орунлайду.
59-көнүкмә тахтида орунлиниду. 60, 62-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 13 оқуш, 61-көнүкмини йезиш
VІІІ. Баһалаш
Вақти 13.11 Уйғур тили 8-синип 60-61-бәтләр Дәрис № 19
Дәрис мавзуси Вақит һалити
Мәхсити: 1. Һаләт һәққидә чүшәнчисини кәңәйтиш, вақит һалити
тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап
Көрнәклик: дәрислик, схема
Пайдиланған технология СТО «идеяләр, чүшәнчиләр севити», «инсерт», кластер стратегиялири
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң һаләт вә униң түрлири тоғрисидики чүшәнчисини кәңәйтиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. №1, 3, 5, 7, 10, 11, 17, 19
1. Карточкилар билән иш. Һаләтни тепип, түрини ениқлаш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Вақит һалити
І. Қизиқишини ойғитиш стадияси. «Идеяләр, чүшәнчиләр севити». Оқуғучилар һаләт тоғрисида алған билимлирини оттуриға салиду. Һәр оқуғучиниң бәргән мәлумати севәткә жиғилиду вә тәһлил қилиниду.
ІІ. Мәнани ажритиш стадияси. Дәрислик билән ишләш. «Инсерт» стратегияси арқилиқ. Оқуғучилар дәрисликтә берилгән мавзуни оқуп, һәр оқуғучи қериндаш билән бәлгү қоюп чиқиду. V - билимән, - -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? - мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Жүмлә хәвиридә ипадиләнгән иш-һәрикәтниң йүз бәргән вақтини билдүридиған һаләт вақит һалити дәп атилиду. (Рус тилида - обстоятельство времени). Вақит һалити қачан? дегән соалға жавап бериду.
Вақит һалити вақит рәвишлири вә вақитни билдүридиған сөзләр арқилиқ ипадилиниду.
Мәсилән:
Сәһәрдә булбулниң сайриған үни көңлүңгә арам беғишлайду.
Пән олимпиадиси әтә саат иккидә башлиниду.
Түнүгүн һава райи очуқ болған еди.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
1. 63-көнүкмә еғизчә орунлиниду. 3 қатар орунлайду.
2. 64-көнүкмә тахтида орунлиниду.
3. Булту, ахшам, қишта, кәчқурун, чүштин кейин, келидиған жили сөзлири билән мәтин ойлаш вә жүмлиләргә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүш.
Кластер түзүш арқилиқ алған билимини йәкүнләш.
Вақит һалити
VІ. Бәкитиш.
(кластер арқилиқ билимини байқаш)
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 14 оқуш, 65-көнүкмини йезиш
VІІІ. Баһалаш
Вақти 19.11 Уйғур тили 8-синип 61-63-бәтләр Дәрис № 20
Дәрис мавзуси Орун һалити
Мәхсити: 1. Вақит һалити һәққидики чүшәнчисини байқаш, орун
һалити тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Көрнәклик: дәрислик, карточкилар
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш: «икки яқлиқ күндилик», «тоғра
вә натоғра чүшәнчиләр», «Чәмбәр бойичә йезиш»
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң һаләт вә униң түрлири тоғрисидики чүшәнчисини кәңәйтиш, орун һалити һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш 65-көнүкмини тәһлил қилиш
2. Тахтида жүмлиләр яздуруш арқилиқ синтаксислиқ тәһлилгә үгитиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қизиқтуруш стадияси. «Тоғра вә натоғра чүшәнчиләр» Муәллим чүшәнчиләр бериду. Оқуғучилар униң тоғра яки натоғра екәнлигини дәлилләйду
1. Орун һалити иш-һәрикәтниң тәрзини билдүриду.
2. Орун һалити рәвишләрниң барлиқ түрлири арқилиқ ипадилиниду.
3. Нәдә? қәйәрдә? нәгә? нәдин? дегән соалларға жавап бериду.
4. Исимларға егилик вә чүшүм келишниң қошумчилири улиниш арқилиқ ипадилиниду.
5. Орун рәвиши -дин, -тин, -тә, -да, -гә, -қа қошумчилириниң улиниши арқилиқ ясилиду.
Мәнани ажритиш стадияси. Инсерт с усули арқилиқ
Оқуғучилар жаваплири елинип болғандин кейин дәрисликни ечип, мавзуни оқуп, бәлгү қойиду.
Жүмлә хәвиридә ипадиләнгән иш-һәрикәтниң йүз бәргән орнини билдүридиған һаләт орун һалити дәп атилиду. (Қазақ тилида - мекен пысықтауыш, рус тилида - обстоятельство места). Орун һалити қәйәрдә? нәдә? нәгә? қаяққа? нәдин? қәйәргичә? дегән соалларға жавап бериду.
Орун һалити орун рәвишлири вә орунни билдүридиған исимларға орун-вақит, бериш, чиқиш вә чәк келиш қошумчилири арқилиқ ясилиду.
Мәсилән:
Бағда қушлар алаһидә сайрашмақта.
Йолға әтигән чиққанлиқтин шәһәргә чүштила йетип кәлдуқ.
Биз меһманларни мәлиниң четигичә узитип қойдуқ..
V. Рефлексия стадияси. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
1. 67-көнүкмә еғизчә орунлиниду. 3 қатар орунлайду.
2. 68-көнүкмә тахтида орунлиниду.
3. «Чәмбәр бойичә йезиш» Топлуқ иш. 1-оқуғучи орун рәвишлири билән жүмлә ойлайду, уни иккинчи оқуғучиға бериду. 2-оқуғучи рәвишни тепип, астиға сизиду, 3-оқуғучи соалини ениқлайду, 4-оқуғучи қандақ ипадиләнгәнлигин ениқлайду.
VІ. Бәкитиш.
Венн диаграммиси арқилиқ.
тәрз вақит
орун
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 15 оқуш, 69-көнүкмини йезиш
VІІІ. Баһалаш
Вақти 20.11 Уйғур тили 8-синип 63-67-бәтләр Дәрис № 21
Дәрис мавзуси Сәвәп, мәхсәт һалити
Мәхсити: 1.Сәвәп , мәхсәт һаләтлири тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа, бағлинишлиқ пикир қилип, алған билимини әмәлиятта пайдилинишни үгитиш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Көрнәклик: дәрислик, карточкилар
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш:Инсерт, «пәрәз қилиш дәриғи», Чәмбәр бойичә йезиш» , кластер түзүш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң һаләт вә униң түрлири тоғрисидики чүшәнчисини кәңәйтиш, сәвәп вә мәхсәт һалити һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш 69-көнүкмини тәһлил қилиш
2. Венн диаграммисини тәһлил қилиш.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қизиқтуруш стадияси.
«Пәрәз қилиш дәриғи». Оқуғучилар йеңи мавзу тоғрисида өз пәрәзлирини ейтиду, дәлилләйду. «пәрәз қилиш дәриғигә пикирлирини йезип, илиду.
Мәнани ажритиш стадияси. Инсерт с усули арқилиқ
Оқуғучилар жаваплири елинип болғандин кейин дәрисликни ечип, мавзуни оқуп, бәлгү қойиду.
Жүмлә хәвиридә ипадиләнгән иш-һәрикәтниң йүз бериш сәвәвини билдүридиған һаләт сәвәп һалити, мәхситини билдүргән һаләт мәхсәт һалити дәп атилиду.дәп атилиду. (Қазақ тилида - себеп-салдар, мақсат пысықтауыш, рус тилида - обстоятельство причины, и цели.). Сәвәп, мәхсәт һалити немә үчүн? немә сәвәптин? немә мәхсәт билән? дегән соалларға жавап бериду.
Сәвәп һалити -ғанлиқтин, -ғачқа, -мастин қошумчилири вә үчүн тиркәлмиси уланған сүпәтдашлар вә башқа сөзләр билән ипадилиниду.
Мәхсәт һалити әттәй, әттәйән, қәстән, билип туруп охшаш мәхсәт рәвишлири вә йөнилиш келиштики исимлар билән ипадилиниду.
V. Рефлексия стадияси. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
1. 70-көнүкмә еғизчә орунлиниду. 3 қатар орунлайду.
2. 71-көнүкмә тахтида орунлиниду.
73-көнүкмә - дәптәргә өз алдиға орунлиниду.
3. «Чәмбәр бойичә йезиш» Топлуқ иш. 1-оқуғучи орун рәвишлири билән жүмлә ойлайду, уни иккинчи оқуғучиға бериду. 2-оқуғучи рәвишни тепип, астиға сизиду, 3-оқуғучи соалини ениқлайду, 4-оқуғучи қандақ ипадиләнгәнлигин ениқлайду.
VІ. Бәкитиш.
Синип икки топқа бөлүниду. 1-топ, сәвәп һалитигә, 2-топ мәхсәт һалитигә кластер түзиду. Тахтида.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 16-17 оқуш, 72-75-көнүкмиләрдин 5тин жүмлә йезиш
VІІІ. Баһалаш
Вақти 26.11 Уйғур тили 8-синип бәтләр Дәрис № 22
Дәрисниң мавзуси: Диктант «Өй селиш мәрасими»
Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
2. Өтүлән мавзуларни мустәһкәмләш
3. Хәлқимизниң мәрасимлириға болған қизиқишини ашуруш,
әмгәк сөйүшкә тәрбийиләш
Дәрис түри: билимини байқаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар:
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш
ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш
Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш
ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш.
«Уйғур тили» дәрислиги 11-синип. Ижтимаий -гуманитарлиқ йөнилиш 157 сөз
Өй селиш мәрасими
Уйғурларда өй селиш өз өмридә бир қетим болидиған, һәтта бәзиләрниң өмридә мүмкин болмайдиған чоң ишлардин дәп қарилиду. Шуңа уйғурлар өй селишқа алаһидә әһмийәт бериду. Пухта тәйярлиқ көрүп, тәйярлиқ пүткәндә рәсмий мәрасим өткүзүп өйгә һул қойиду. Өй селиш мәрасиминиң шәкли һәр кимниң ихтисадий әһвалиға қарап, һәр хил болиду. Бәзиләр бирәр мал союп жамаәткә аш тартса, бәзиләр қуймақ-пошкал селип, тамчидин бирни вә уруқ-туққан, достлирини вә холум-хошнилирини тәклип қилип дәстихан салиду. Дәстихан жиғилғандин кейин мәһәллә пешқәдәмлиридин бирәси яки тамчи устам өйниң қиблисини тоғрилап бериш билән һул сизиғиниң оң бүжигидин бир кәтмән топа елип һул теши қоюп бериду. Андин мәрасимға кәлгәнләр устамниң башчилиғида қолму-қол һул қуюп, там қопириду. Өй пүткичә холум-хошна, яру-бурадәрләр өз имканийитигә қарап ярдәм берип туриду. Һәр хил сәвәпләр түпәйли ярдәм берәлмигәнләрму, бирәр қетим тамақ етип, өй селиватқанлардин һал сорайду. Бу уйғурлардики ижтимаий һәмкарлиқ адәттур.
Өй пүтүп, көчүп киргәндин кейин йеңи өйдә «өй чейи» өткүзүлиду. Өй чейиға өй селишта ярдәмләшкәнләрдин ташқири өз мәһәллисиниң жамаити, жирақ-йеқиндики тонуш-билиш, уруқ-туққанлар тәклип қилиниду.
V. Өйгә тапшурма бериш
Өтүлгән мавзуларни тәкрарлаш.
Вақти 27.11 Уйғур тили 8-синип 67-71- бәтләр Дәрис № 23
Дәрисниң мавзуси: Әгәшмә бөләкләр бойичә тәкрарлаш
Мәхсити: 1 Диктант хаталири үстидә ишләш, әгәшмә бөләкләр бойичә алған
билимини тәкшүрүш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилишқа үгитиш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: тәкрарлаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: дәрислик, слайдлар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш
Пайдиланған технология СТО
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Диктант хаталири үстидә иш жүргүзүш, көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң әгәшмә бөләкләр бойичә алған билимини байқаш вә мустәһкәмләш
ІІІ. Билимини тәкшүрүш (көнүкмиләр ишлитиш) Синип 3 топқа бөлүниду: ениқлиғучилар, толуқтурғучилар, һаләт
1. Диктант хаталири үстидә иш. Тахтиға оқуғучилар өзлири әвәткән сөзләрни язиду, һәммә бирликтә хатани түзитиду вә шу сөзләр билән жүмлиләр ойлайду.
2. Ойлиған жүмлилирини морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилиду
«Идеяләр, чүшәнчиләр севити». Оқуғучилар тоғрисида алған билимлирини оттуриға салиду. Һәр оқуғучиниң бәргән мәлумати севәткә жиғилиду вә тәһлил қилиниду.
Слайдлар арқилиқ әгәшмә бөләкләр бойичә алған билими синилиду.
3. 76-көнүкмә 3 оқуғучи тахтида ишләйду, қалғанлар дәптәргә 3тин жүмлә йезип тәһлил қилиду.
4. 77-көнүкмә йезиқчә орунлиниду. Һәр топ иккидин жүмлини тәһлил қилиду.
5. 78-көнүкмидин мәхсәт һалитини тепип, ясилиш йолини ениқлаш.
6. 79-көнүкмини йезиқчә орунлаш. Һәр бир топқа 3тин жүмлә берилиду.
7. 80-көнүкмә йезиқчә тахтида орунлиниду. 6 оқуғучи ишләйду.
ІV. Мустәһкәмләш
Соал-жавап усули арқилиқ
V. Бәкитиш.
VІ Өйгә тапшурма. «Биз - Қазақстанниң келәчиги» мавзусиға мәтин түзүш
Вақти 03.12 Уйғур тили 8-синип 71-76-бәтләр Дәрис № 24
Дәрис мавзуси Бир баш бөләклик аддий жүмлиләр. Шәхслик жүмлиләр
Мәхсити: 1. Аддий жүмлиләр тоғрисидики билимини кәңәйтиш, шәхслик
жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә пикир қилишқа адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш, илға қизиқтуруш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Көрнәклик: схема, дәрислик,
Пайдиланған технология СТО: «инсерт», «тоғра вә натоғра пикирләр»,
«Икки яқлиқ күндилик»
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Таблица вә схемилар арқилиқ оқуғучиларниң аддий жүмлә униң түрлири тоғрисидики чүшәнчисини кәңәйтиш, шәхссиз жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш №1, 3, 5, 7, 10, 11, 17, 19
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш, тәһлил қилиш
2. Тахтида жүмлиләр яздуруш арқилиқ синтаксислиқ тәһлилгә үгитиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қизиқишини ойғитиш. Инсерт усулини пайдилинип, оқуғучилар пикрини байқаш. Бәлгү қоюш арқилиқ йеңи билим елиш
Мәнани ажритиш стадияси Кластер түзүш. Оқуғучилар өзлири дәрислик бойичә топларға бөлүнүп, кластер кәштисини түзиду. Жаваплар селиштурулиду.
І. Тәркивидә бирла баш бөлиги бар аддий жүмлә бир баш бөләклик аддий жүмлә дәп атилиду.
1. Шәнбиликкә толуқ қатнаштуқ. (Егиси чүшүп қалған)
2. Бу китапни елишқа болиду. (Егиси йоқ)
3. Күз. Қараңғу кечә. ( Егә баш келиштики исим яки исимлиқ бирикмә арқилиқ ипадиләнгән)
Егиси йоқ жүмлиләр: шәхслик, шәхссиз, шәхси умумлашқан.
Хәвири йоқ жүмлә - аташжүмлә.
ІІ. Хәвири арқилиқ кишилик алмашлар билән ипадиләнгән егини ениқлаш мүмкин болған жүмлә шәхслик жүмлә дәп атилиду.
(Мән) Йезамни сеғинип қайтип кәлдим. (Биз) Йеңи дәрисни диққәт билән тиңшидуқ.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш. Тоғра вә натоғра пикирләр. Муәллим оқуғучиларға жүмлиләр оқуп берип, уларни атап көрситиду. Оқуғучилар пикирниң тоғра яки натоғра екәнлигини ениқлайду..
1. 82-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
2. 83-көнүкмә тахтида орунлиниду.
3. 84-көнүкминиң ІІ бөлүмини орунлаш Еғизчә
VІ. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 18 оқуш, 85-көнүкмини йезиш
VІІІ. Баһалаш
Вақти 04.12 Уйғур тили 8-синип 76-79-бәтләр Дәрис № 26
Дәрис мавзуси Шәхссиз жүмлиләр
Мәхсити: 1. Аддий жүмлиләр тоғрисидики билимини кәңәйтиш, шәхссиз
жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә пикир қилишқа адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш, тилға қизиқтуруш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Көрнәклик: слайдлар, таблица, карточкилар
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Таблица вә схемилар арқилиқ оқуғучиларниң аддий жүмлә униң түрлири тоғрисидики чүшәнчисини кәңәйтиш, шәхссиз жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш 1- слайд
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Тәнқидий ойлаш технологияси арқилиқ 2-слайд.
Йеңи мавзу 3-слайд арқилиқ чүшәндүрүлиду
І. Егиси йоқ вә уни хәвириниң шәкли арқилиқму ениқлашқа болмайдиған жүмлә шәхссиз жүмлә дәп атилиду. Шәхссиз жүмлиләрниң хәвири төвәндики бирикмиләрдин ибарәт:
1. Исимдашларға керәк, лазим, муһим, мүмкин дегән сөзләр қошулиду. М: Бу китапни әтигичә оқуп болушум керәк.
2. Бериш келиштики исимдашларға болиду, тоғра кәлди дегән сөзләр қошулуп йезилиду. М: Тйярлиқни пухта қилишқа тоғра кәлди.
3. -ғум, -ғуси яки -мақ, -мәк шәклидики исимдашларға бар, йоқ сөзлири, -ғум, -ғуси шәклигә келиду, кәлди ярдәмчи пеили қошулиду. М: Униң бу нахшини вақирап ейтқуси кәлди. Язлиқ тәтилдә лагерьға барғум бар.
.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш 4 - слайд
1. 87-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
2. 88-көнүкмә тахтида орунлиниду.
3. 89-көнүкмини вариант бойичә орунлаш
VІ. Бәкитиш.
5 - слайд , 6- слайд
VІІ. Өйгә тапшурма.
Мавзу 19 оқуш, 90-көнүкмини йезиш
VІІІ. Баһалаш
Вақти 10.12 Уйғур тили 8-синип 79-82-бәтләр Дәрис № 26
Дәрис мавзуси Шәхси умумлашқан жүмлиләр
Мәхсити: 1. Аддий жүмлиләр тоғрисидики билимини кәңәйтиш, шәхси
Умумлашқан жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә пикир қилишқа адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш, тилға қизиқтуруш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, чүшәндүрүш
Көрнәклик: мәтинләр, дәрислик
Пайдиланған технология СТО: «инсерт», «тоғра вә натоғра пикирләр»,
«Икки яқлиқ күндилик»
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмә вә тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң аддий жүмлә униң түрлири тоғрисидики чүшәнчисини кәңәйтиш, шәхси умумлашқан жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш, тәһлил қилиш
2. Тахтида жүмлиләр яздуруш арқилиқ синтаксислиқ тәһлилгә үгитиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Қизиқишини ойғитиш. Инсерт усулини пайдилинип, оқуғучилар пикрини байқаш. Бәлгү қоюш арқилиқ йеңи билим елиш
Мәнани ажритиш стадияси түзүш. Оқуғучилар өзлири дәрислик бойичә топларға бөлүнүп, йеңи мавзу тоғрисида билгәнлирини йезип, мисаллар ойлайду. Мәтинләрдин шәхси умумлашқан жүмлиләрни тапиду. Жаваплар селиштурулиду.
Хәвири мәлум бир шәхсни көрситип турсиму, униңда ипадиләнгән иш-һәрикәт һәр қандақ башқа шәхскә тегиш болған жүмлә шәхси умумлашқан жүмлә дәп атилиду. Мәсилән:
1. Сөзни қил сиғар йәргә, суни сәп сиңәр йәргә.
2. Өзәмни чағлимай шилтиң етиптимән, палазға оринип үч күн йетитимән.
3. Аста меңип, жираққа кетипту.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш Тоғра вә натоғра пикирләр. Муәллим оқуғучиларға жүмлиләр оқуп берип, уларни атап көрситиду. Оқуғучилар пикирниң тоғра яки натоғра екәнлигини ениқлайду..
1. 91-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
2. 92-көнүкмә шәрти бойичә тахтида орунлиниду.
3. 93-көнүкмини вариант бойичә орунлаш І вариант - шәхслик, ІІ вариант - шәхссиз, ІІІ вариант - шәхси умумлашқан жүмлиләрни тепип язиду.
VІ. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 20 оқуш, шәхси умумлашқан жүмлиләргә 6 мақал тепип йезип келиш
VІІІ. Баһалаш
Вақти 07.12 Уйғур тили 8-синип 82-83-бәтләр Дәрис № 27
Дәрис мавзуси Аташ жүмлиләр (назывные предложения)
Мәхсити: 1. Аддий жүмлиләр тоғрисидики билимини кәңәйтиш, аташ
жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә пикир қилишқа адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш, тилға қизиқтуруш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, тәһлил, чүшәндүрүш
Көрнәклик: дәрислик, көнүкмиләр топлими
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмә вә тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң аддий жүмлә униң түрлири тоғрисидики чүшәнчисини кәңәйтиш, аташ жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш, тәһлил қилиш
2. Тахтида жүмлиләр яздуруш арқилиқ синтаксислиқ тәһлилгә үгитиш
3. Тест тапшурмилири арқилиқ билимини ениқлаш.
1. Шәхси умумлашқан жүмлини ениқлаң
а) Күз. Қараңғу кечә. ә) Аста келиватимән. б) Дәрт тартмиғанға дәрт ейтма.
2. Шәхслик жүмлини тепиң
а) Китапни кечиси оқушқа болмайду.
ә) Мустәқиллик мәйримини мунасип қарши алдуқ.
б) Қиш кәлди
3. Бир баш бөләклик аддий жүмлини тепиң
а) Қар учқундаватиду.
ә) Оқуғучилар мәктәпкә алдираш кетип бариду.
б) Кочида меңиш мүмкин әмәс
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қизиқишини ойғитиш стадияси.
Соал. Аташ жүмлә қандақ болиду? Силәрни қоршап турған нәрсиләрни атаңлар. Қайсиси жүмлә болалайду?
Мәнани ажритиш стадияси. «Инсерт» усулини қоллиниш
1. Тәркивидә хәвири йоқ, бирәр нәрсә яки һадисиниң наминила атап қойидиған бир баш бөләклик аддий жүмлә аташ жүмлә дәп атилиду.
2. Аташ жүмлидә хәвәр баш келиштә кәлгән исим арқилиқ ипадилиниду. Униң алдидин ениқлиғучи сөз келиши мүмкин.
Кәч күз. Қараңғу түн. Соғ шамал.
3. Аташ жүмлә алаһидә аһаң билән ажритилиду. Униң мәзмуни кейинки толуқ жүмлиләрдә айдиңлишиду.
Яз. Таң сәһәр. Қушлар бәс-бәстә сайрашмақта.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
1. 94-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
2. 95-көнүкмә шәрти бойичә тахтида орунлиниду.
VІ. Бәкитиш. Рефлексия стадияси Эссе йезиш.
Мавзулар: Баһар . Қиш кечиси. Алтун күз. Гөзәл яз.
«Галереяни чарлаш» Оқуғучилар өз эсселирини синипниң халиған йеригә апирип орунлаштуриду. Барлиғи бир-бириниң язғинини оқуп, баһалайду.
Әң мәзмунлуқ, тәсирлик йезилған эссе муәллипи муәллип орундуғида отириду
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 21 оқуш, аташ жүмлиләргә 6 мисал тепип йезип келиш
VІІІ. Баһалаш
Вақти 19.12 Уйғур тили 8-синип 84-87-бәтләр Дәрис № 28
Дәрис мавзуси Толуқ вә толуқсиз жүмлиләр.
Мәхсити: 1. Толуқ вә толуқсиз жүмлиләр һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә пикир қилишқа адәтләндүрүш
3. Мәдәнийәтлик сөзләшкә, сипайилиққа тәрбийиләш,ойлаш
қабилийитини тәрәққий әттүрүш, тилға қизиқтуруш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар:
Көрнәклик:
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмә вә тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң аддий жүмлә униң түрлири тоғрисидики чүшәнчисини кәңәйтиш, толуқ вә толуқсиз жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш, тәһлил қилиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Оқуғучилар бир-бири билән диалог түзиду. Яхши түзүлгән диалогни тахтиға йезиш. Андин йеңи мавзу чүшәндүрүлиду.
Жүмлидики ой-пикиргә бағлиқ зөрүр болған бөләклири толуқ жүмлә толуқ жүмлә дәп атилиду.
Қазақстан Жумһурийити 1991-жили мустәқиллик алди.
Жүмлидики ой-пикиргә бағлиқ зөрүр болған бөләклири толуқ болмиған жүмлә толуқсиз жүмлә дәп атилиду.
- Дәристә ким йоқ?
- Асийәм.
Толуқсиз жүмлиләр диалогларда, мақал-тәмсилләрдә көп учрайду.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
Мақал тәмсилләрни мисалға кәлтүрүш
1. 96-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
2. 97-көнүкмә шәрти бойичә йезиқчә вә тахтида орунлиниду.
3. 98-көнүкмә еғизчә орунлиниду
4. 99-көнүкмә еғизчә орунлаш
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 22 оқуш,
100-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш
VІІІ. Баһалаш
Вақти 14.12 Уйғур тили 8-синип 90-94-бәтләр Дәрис № 29
Дәрис мавзуси Мурәккәпләшкән жүмлиләр.
Изаһлиғучилиқ мурәккәпләшкән жүмлиләр
Мәхсити: 1. Мурәккәпләшкән жүмлиләр һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа, пикир қилишқа вә синтаксислиқ тәһлил ясашқа адәтләндүрүш
3. Мәдәнийәтлик сөзләшкә, сипайилиққа тәрбийиләш,ойлаш
қабилийитини тәрәққий әттүрүш, тилға қизиқтуруш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар:
Көрнәклик:
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмә вә тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң аддий жүмлә униң түрлири тоғрисидики чүшәнчисини кәңәйтиш, мурәккәпләшкән, изаһлиғучилиқ мурәккәпләшкән жүмлиләр һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш, тәһлил қилиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Тахтида оқуғучилар жүмлиләрни тәһлил қилиду.
1. Яшна, гүллә, Қазақстан! (Қаратмилиқ)
2. Далалар, етиз-ериқлар ақ қарға пүркәнгән. (Бир хил бөләклик)
3. Һой, бу бизниң гезитимизғу! (Имлиқ сөзлүк)
4. Биз бу ишни орунлаймиз, әлвәттә. (Қистурмилиқ)
Тәркивидә мурәккәпләштүргүчи сөз яки сөз бирикмилири бар аддий жүмлиләр мурәккәпләшкән жүмлиләр дәп атилиду.
Тәркивидә мәлум бир бөлигини изаһлап, башқичә атап келидиған сөз яки сөз бирикмилири, йәни изаһлиғучилири бар жүмлини изаһлиғучилиқ мурәккәпләшкән жүмлә дәп атаймиз. Изаһлиғучилар 2 түргә бөлүниду:
1. Тиркәлмә изаһлиғучилар: Тохти ака, Ғени батур, Асим муәллим, дохтур Алийәм.
2. Бөлүнмә изаһлиғучилар, Улар егини, хәвәрни, ениқлиғучини, толуқтурғучини, һаләтни изаһлап, толуқтуруп, башқичә атап келиду. М: А.Розибақиев, хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнди, «Колхозчилар авазини» тәсис қилған.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
1. 107-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
2. 109-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду.
3. 110-көнүкмә еғизчә орунлиниду
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 23 оқуш, 110-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш
VІІІ. Баһалаш
Вақти 25.12 Уйғур тили 8-синип 157-бәт Дәрис № 30
Дәрисниң мавзуси: Диктант «Өсүмлүкләр - тәбиәт ғәзниси, хәлиқ байлиғи»
Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
2. Өтүлгән мавзулар бойичә алған билимини байқаш
3. Вәтәнни сөйүшкә тәрбийиләш, әдәбиятқа, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: билимини байқаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш
ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш
Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш
ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш
А.Арзиева, Х.Ниязова, А.Имиров «Диктантлар топлими». 23-бәтләр. «Өсүмлүкләр - тәбиәт ғәзниси, хәлиқ байлиғи» 149 сөз.
V. Қошумчә тапшурма.
Мәтиндики бир жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиңлар.
VІ. Өйгә тапшурма бериш
Бир баш бөләклик аддий жүмлиләр бойичә тәкрарлаш.
Вақти 21.12 Уйғур тили 8-синип 94-99-бәтләр Дәрис № 31
Дәрис мавзуси Бир хил бөләклик мурәккәпләшкән жүмлиләр.
Қистурмилиқ мурәккәпләшкән жүмлиләр
Мәхсити: 1. Мурәккәпләшкән жүмлиләр һәққидә чүшәнчисини кәңәйтиш
2. Саватлиқ йезишқа, пикир қилишқа вә синтаксислиқ тәһлил ясашқа адәтләндүрүш
3. Мәдәнийәтлик сөзләшкә, сипайилиққа тәрбийиләш,ойлаш
қабилийитини тәрәққий әттүрүш, тилға қизиқтуруш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар:
Көрнәклик:
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмә вә тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң мурәккәпләшкән, жүмлиләр вә униң түрлири һәққидики билимини кәңәйтиш, бир хил бөләклик вә қистурмилиқ мурәккәпләшкән жүмлиләр һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш, тәһлил қилиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Тәркивидә охшаш синтаксислиқ хизмәттә вә тәң бағлиништа кәлгән сөз яки сөз бирикмилири, йәни бир хил бөләклири бар жүмлә бир хил бөләклик мурәккәпләшкән жүмлиләр дәп атилиду. М: Тағ, деңиз, дәрия, етиз - һәммиси бар, азат хәлиқ яшаватқан ават макан.
. Һәр қандақ жүмлә бөлиги бир хил бөләклик болуши мүмкин: бир хил егиләр, хәвәрләр, ениқлиғучилар, толуқтурғучилар, һаләтләр.
Жүмлидики ой-пикиргә сөзлигүчиниң мунасивитини билдүридиған сөз яки сөз бирикмилири бар, йәни қистурмилири бар жүмлә қистурмилиқ мурәккәпләшкән жүмлә дәп атаймиз.
Қистурмилар төвәндики мәнавий топларға бөлүниду: пикирниң ениқлиқ дәрижисини билдүридиған, сөзлигүчиниң тәхмин гуманини билдүридиған, пикир мәнбәсини билдүридиған, пикирниң пәйдин-пәй екәнлигини билдүридиған, тиңшиғучини жәлип қилиш үчүн қоллинидиған, пикирниң ипадилиниш усулини билдүридиған, һәр хил һаяжанни билдүридиған.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
1. 112-113-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
2. 114-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду. Йезиқчә.
3. 115-көнүкмә еғизчә орунлиниду
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 25-26 оқуш, 117-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш
VІІІ. Баһалаш
Вақти 14.01 Уйғур тили 8-синип 99-101-бәтләр Дәрис № 33
Дәрис мавзуси Қаратмилиқ мурәккәпләшкән жүмлиләр
Мәхсити: 1. Қаратмилиқ мурәккәпләшкән жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа, пикир қилишқа вә синтаксислиқ тәһлил ясашқа адәтләндүрүш
3. Мәдәнийәтлик сөзләшкә, сипайилиққа тәрбийиләш,ойлаш
қабилийитини тәрәққий әттүрүш, тилға қизиқтуруш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, баянлаш, тәһлил, чүшәндүрүш
Көрнәклик: дәрислик, карточкилар
Пайдиланған технология СТО «идеяләр, чүшәнчиләр севити», «инсерт», кластер стратегиялири
Йеңи уқумлар: қаратма сөз
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмә вә тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң мурәккәпләшкән, жүмлиләр вә униң түрлири һәққидики билимини байқаш, қаратмилиқ мурәккәпләшкән жүмлиләр һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
Карточкилар арқилиқ билимини байқаш.
№1 Мурәккәпләшкән жүмлә дегән немә?
Төвәндики жүмлини тәһлил қилиң:
Далалар, еңизлар, жаңгаллиқлар ақ қарға пүркәнди
№2 Изаһлиғучилиқ мурәккәпләшкән жүмлә дегән немә?
Төвәндики жүмлини тәһлил қилиң:
Әтималим, бу әсәр униң көңлидин чиқти.
№3 Бир хил бөләклик мурәккәпләшкән жүмлә дегән немә?
Төвәндики жүмлини тәһлил қилиң:
Хелил Һәмра - даңлиқ Өсәк вадисиниң ғәзәлхини - Пәнжим йезисида туғулған.
№4 Қистурмилиқ мурәккәпләшкән жүмлә дегән немә?
Төвәндики жүмлини тәһлил қилиң:
Йеңи жилда, бәхит, амәт, хошаллиқ яр болсун!
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш, тәһлил қилиш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қизиқишини ойғитиш. «Идеяләр, чүшәнчиләр севити». Оқуғучилар қаратмасөзләр тоғрисида алған билимлирини оттуриға салиду. Һәр оқуғучиниң бәргән мәлумати севәткә жиғилиду вә тәһлил қилиниду.
ІІ. Мәнани ажритиш стадияси. Дәрислик билән ишләш. «Инсерт» стратегияси арқилиқ. Оқуғучилар дәрисликтә берилгән мавзуни оқуп, һәр оқуғучи қериндаш билән бәлгү қоюп чиқиду. V - билимән, - -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? - мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Тәркивидә ой-пикир қаритилған шәхс яки нәрсини көрситидиған сөз, сөз бирикмилири, йәни қаратмилири бар бар жүмлиләрни қаратмилиқ мурәккәпләшкән жүмлиләр дәп атаймиз.
Қаратмилар жүмлә бөлиги болалмайду. Улар жүмлидә пәш арқилиқ ажритилиду.
М: -Бова, бешиңиздин өткән вақиәләрни бизгә сөзләп бәрсиңиз яхши болатти.
Яша, мениң Вәтиним!
Кәл, достум, биллә дәрис тәйярлайли!
О, Тянь-Шань, бағриң ават, қойнуң кәң.
Тинма, булақ, алма дәм, өз йолуңни издә сән!
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
1. 118-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
2. 119-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду. Йезиқчә.
3. 120-көнүкмә тахтида шәрти бойичә орунлиниду
4. 122-көнүкмини еғизчә орунлаш
VІ. Бәкитиш. Мәтин түзүш. Оқуғучилар қаратма сөзләрни пайдилинип, «Бизниң синип» мавзусиға мәтин түзиду.
VІІ. Өйгә тапшурма.
1. Мавзу 27 оқуш, 121-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш
2. Бәдиий мәтинләрдин қаратма сөзлүк мурәккәпләшкән жүмлиләрни тепип, қошумчә дәптәргә йезиш
3. Мурәккәпләшкән жүмлиләрни пайдилинип, мәтин түзүш (һәр хил мавзуға)
VІІІ. Баһалаш
Оқуғучиниң
исим-нәсиби
Критерийлар
Балл сани
баһа
А
В
С
Оқуғучиниң
исим-нәсиби
Критерийлар
Балл сани
баһа
А
В
С
Оқуғучиниң
исим-нәсиби
Критерийлар
Балл сани
баһа
А
В
С
Оқуғучиниң
исим-нәсиби
Критерийлар
Балл сани
баһа
А
В
С
Оқуғучиниң
исим-нәсиби
Критерийлар
Балл сани
баһа
А
В
С
Өй тапшурмиси, өткән дәрисләр бойичә алған билими
0
Оқуғучи төвәндики критерийниң һеч қайсисиға йәтмиди
1
Оқуғучи беқиндилиқ жүмлиләр тоғрисида үстүн мәлуматқа егә, мисаллар кәлтүрүштә қийнилиду
2
Беқинда жүмлиләрни атап көрситәләйду, қаидилирини билиду, мисалларни чаташтуриду.
3
Оқуғучи А1, А 2 критерийлирини орунлайду, шундақла беқиндилиқ қошма жүмлә түрлирини әркин тәһлил қилип, ениқлап алалайду
В
Йеңи мавзуни өзләштүрүши
0
Оқуғучи төвәндики критерийларниң һеч қайсисиға йәтмиди
1
Оқуғучи топта ишлиди. Йеңи мавзуни синипдашлириниң ярдими билән өзләштүрди.
2
Өз алдиға ишлиди, пикир ейтишта қийнилиду. Ойини йәткүзүшкә тиришиду
3
Оқуғучи В1, В2 критерийлирини орунлиди, өз ойини чүшинишлик, очуқ йәткүзди, мустәқил пикир қилиду
С
Йеңи мавзу бойичә билимини әмәлиятта қоллиниши
0
Оқуғучи төвәндики критерийниң һеч қайсисиға йәтмиди
1
Оқуғучи муназиригә қатнашти, бирақ соалға толуқ жавап бәрмиди, көнүкмини орунлалмиди
2
Оқуғучи қоюлған соалға жавап беришкә тиришти. Муназиригә баричә қатнашти. Пикир ейталиди. Көнүкмә орунлашқа тиришти
3
Баштин аяқ пикир ейтип олтарди. Көнүкмиләрни паал орунлиди.
Соалларға ениқ вә толуқ жавап бәрди. Мустәқил пикир қилиш
қабилийити үстүн
Вақти 15.01 Уйғур тили 8-синип 102-104-бәтләр Дәрис № 34
Дәрис мавзуси Имлиқ сөзлүк мурәккәпләшкән жүмлиләр
Мәхсити: 1. Имлиқ сөзлүк мурәккәпләшкән жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил ясашқа адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш, тилға қизиқтуруш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, баянлаш, тәһлил, чүшәндүрүш
Көрнәклик: дәрислик, мәтинләр
Пайдиланған технология СТО «инсерт», Венн диаграммиси стратегиялири
Йеңи уқумлар: жиңмома, һерис, кадр, пәм
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмә вә тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң мурәккәпләшкән, жүмлиләр вә униң түрлири һәққидики билимини байқаш, имлиқ сөзлүк мурәккәпләшкән жүмлиләр һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш, тәһлил қилиш
2. Бәдиий мәтинләрдин язған қаратмилиқ мурәккәпләшкән жүмлиләрни тәһлил қилиш
3. «Шәнбиликтә» мавзусиға қаратмилиқ мурәккәпләшкән жүмлиләрни пайдилинип мәтин түзүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қизиқишини ойғитиш. Топларға бөлүш. 1-топқа - һис-туйғу имлиқлирини, 2-топқа - жавап имлиқлири, 3-топқа һайванларға бағлиқ буйруқ-чақириш имлиқлири, 4-топқа - адәмләргә нисбәтән буйруқ-чақириқ имлиқлирини ениқлап, мисаллар кәлтүрүш тапшурулиду.
ІІ. Мәнани ажритиш стадияси. Дәрислик билән ишләш. «Инсерт» стратегияси арқилиқ. Оқуғучилар дәрисликтә берилгән мавзуни оқуп, һәр оқуғучи қериндаш билән бәлгү қоюп чиқиду. V - билимән, - -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? - мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Имлиқ сөзләр билән кәлгән жүмлиләрни имлиқ сзлүк мурәккәпләшкән жүмлә дәп атайду..
Қаратмилар жүмлә бөлиги болалмайду. Улар жүмлидә пәш арқилиқ ажритилиду.
Тахтида оқуғучиларниң жүмлилири йезилиду.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
1. 123, 124-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
2. 125-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду. Йезиқчә.
3. 126-көнүкмә тахтида шәрти бойичә орунлиниду
VІ. Бәкитиш.
1. Мәтин түзүш. Оқуғучилар имлиқ сөзләрни пайдилинип, «Бизниң синип» мавзусиға мәтин түзиду.
2. Венн диаграммиси арқилиқ қаратмилиқ, қистурмилиқ, имлиқ сөзлүк мурәккәпләшкән жүмлиләрниң охшашлиғи вә пәрқини ениқлаш
VІІ. Өйгә тапшурма.
1. Мавзу 28 оқуш
2. Бәдиий мәтинләрдин имлиқ сөзлүк мурәккәпләшкән жүмлиләрни тепип, қошумчә дәптәргә йезиш
3. Мурәккәпләшкән жүмлиләрни пайдилинип, мәтин түзүш (һәр хил мавзуға)
VІІІ. Баһалаш
Вақти 21.01 Уйғур тили 8-синип 99-101-бәтләр Дәрис № 34
Дәрис мавзуси Рәвишдаш ибарилик мурәккәпләшкән жүмлиләр
Мәхсити: 1. Рәвишдаш ибарилик мурәккәпләшкән жүмлә һәққидә чүшәнчә
бериш
2. Саватлиқ йезишқа, пикир қилишқа вә синтаксислиқ тәһлил ясашқа адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш, тилға қизиқтуруш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, тәһлил, баянлаш
Көрнәклик: дәрислик, көнүкмиләр топлими
Пайдиланған технология СТО «тоғра вә натоғра пикирләр», «чүшәнчиләр
севити», «инсерт»
Йеңи уқумлар: рәвишдаш ибарә
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр арқилиқ оқуғучиларниң мурәккәпләшкән, жүмлиләр вә униң түрлири һәққидики билимини байқаш, рәвишдаш ибарилик мурәккәпләшкән жүмлиләр һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш, тәһлил қилиш
Тоғра вә натоғра пикирләр:
1. Мурәккәпләшкән жүмлә дәптәркивидә 2-3 жүмлә бар жүмлини атаймиз
2. Мурәккәпләшкән жүмлиләр 7 түргә бөлүниду
3. «Язғучи Ж.Босақов «Көч-көч» романини язған» жүмлиси бөлүнмә изаһлиғучи билән кәлгән.
4. Изаһлиғучилиқ мурәккәпләшкән жүмлидә изаһлиғучи жүмлидики егинила изаһлап келиду
5. Бир хил бөләклик мурәккәпләшкән жүмлиниң тәркивидә умумлаштурғучи сөз болуши мүмкин
6. Бир хил бөләкләр пәқәт пәш арқилиқла ажритилиду.
7. Қистурмилиқ мурәккәпләшкән жүмлиләрдики қистурмилар 7 мәнавий бөләккә бөлүниду.
8. Қаратмилиқ муркәәпләшкән жүмлиниң тәркивидики қаратма сөзләр жүмлиниң барлиқ бөләклири хизмитини атқуралайду.
9. Имлиқ сөзлүк мурәккәпләшкән жүмлиләр жанлиқ тилда көп ишлитилиду
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қизиқишини ойғитиш. «Идеяләр севити» Оқуғучилар бирдин рәвишдаш ибарилик жүмлә ойлап, севәткә салиду.
Мәнани ажритиш стадияси ИНСЕРТ усули арқилиқ
Рәвишдаш ибариси билән кәлгән жүмлә рәвишдаш ибарилик мурәккәпләшкән жүмлә дәп атилиду. Рәвишдаш ибарини тәшкиллигүчи вә аяқлаштурғучи сөз рәвишдаш болуп келиду.
М. Биз әтигәндин тартип, ямғур тохтимай йеғиватқиниға қаримай, тәйярлиққа қизғин кириштуқ.
Бу хил жүмлиләр беқинда қошма жүмлиләргә охшап кетиду. Лекин қошма жүмлидә кам дегәндә 2 егә мустәқил һәрикәтни әмәлгә ашуриду. Бизниң жүмлидә болса, бир егә һәм асасий һәрикәтни, һәм қошумчә һәрикәтни әмәлгә ашуруватиду.
М: Дәрисни пухта өзләштүргәчкә, оқуғучилар синақтин сүрүнмәй өтти.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
1. 127-көнүкмә еғизчә вә йезиқчә орунлиниду.
2. 128-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду. Йезиқчә.
3. 129-көнүкмә тахтида шәрти бойичә орунлиниду
VІ. Бәкитиш. Рефлексия.
Венн диаграммиси арқилиқ рәвишдаш ибарилик мурәккәпләшкән жүмлиниң қошма жүмлидини пәрни ениқлаймиз.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 29 оқуш, әдәбият дәрислигидин 5 жүмлә йезиш
VІІІ. Баһалаш
Вақти 22.01 Уйғур тили 8-синип 107-109-бәтләр Дәрис № 35
Дәрис мавзуси Сүпәтдаш ибарилик мурәккәпләшкән жүмлиләр
Мәхсити: 1. Сүпәтдаш ибарилик мурәккәпләшкән жүмлә һәққидә чүшәнчә
бериш
2. Саватлиқ йезишқа, пикир қилишқа вә синтаксислиқ тәһлил ясашқа адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш, тилға қизиқтуруш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, тәһлил, баянлаш
Көрнәклик: дәрислик, көнүкмиләр топлими
Пайдиланған технология СТО «тоғра вә натоғра пикирләр», «чүшәнчиләр
севити», «инсерт»
Йеңи уқумлар: сүпәтдаш ибарә
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр арқилиқ оқуғучиларниң мурәккәпләшкән, жүмлиләр вә униң түрлири һәққидики билимини байқаш, сүпәтдаш ибарилик мурәккәпләшкән жүмлиләр һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш, тәһлил қилиш
2. Соал-жавап усули арқилиқ билимини байқаш
.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қизиқишини ойғитиш. «Идеяләр севити» Оқуғучилар бирдин сүпәтдаш ибарилик жүмлә ойлап, севәткә салиду.
Мәнани ажритиш стадияси ИНСЕРТ усули арқилиқ
Сүпәтдаш ибариси билән кәлгән жүмлә сүпәтдаш ибарилик мурәккәпләшкән жүмлә дәп атилиду. Сүпәтдаш ибарини тәшкиллигүчи вә аяқлаштурғучи сөз сүпәтдаш болуп келиду. Сүпәтдаш ибариләр асасий қисим билән бирлишип кәлгәндә ениқлиғучи хизмитини, асасий қисим билән яндишип кәлгәндә, чиқиш, орун-вақит келишләрниң қошумчилири яки тиркәлмиләр билән келип, һаләт хизмитини ду.
М: 1. Байқаштин йеңип чиққан оқуғучилар мукапатқа егә болди.
2. У сәл кечикмигәндә, автобусқа үлгирәтти.
3. Оқуғучи дәрискә кәлмигәндин кейин, йеңи мавзуни чүшинәлмиди.
4. Қиш кәлгәндин бери, қар тохтимай йеғиватиду.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
1. 130-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
2. 131-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду. Йезиқчә.
3. 132-көнүкмә еғизчә шәрти бойичә орунлиниду
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
Венн диаграммиси арқилиқ рәвишдаш ибарилик мурәккәпләшкән жүмлиниң қошма жүмлидини пәрни ениқлаймиз.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 31 оқуш, әдәбият дәрислигидин 5 жүмлә йезиш
VІІІ. Баһалаш
Вақти 28.01 Уйғур тили 8-синип 160-168-бәтләр Дәрис № 36
Дәрис мавзуси Қошма жүмлиләр вә уларниң түрлири
Мәхсити: 1. Қошма жүмлиләр һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, баянлаш, чүшәндүрүш, соал-жавап
Көрнәклик: дәрислик, көнүкмиләр топлими, схема
Пайдиланған технология СТО: таблица (билимән, билдим), ИНСЕРТ, тоғра вә натоғра пикирләр, Венн даграммиси,
Йеңи уқумлар: тәңдаш, беиндилиқ
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң қошма жүмлә тоғрисидики чүшәнчисини кәңәйтиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
-
Тахтида жүмлиләрни синтаксислиқ тәһлил қилиш.
-
Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Қизиқишини ойғитиш. «Немини билимән? Немини билдим» таблицисиниң биринчи тәрипини толтириду.
Мәнани ажритиш стадияси. ИНСЕРТ усули арқилиқ оқуғучилар дәрислик билән ишләйду.
Мәнаси вә түзүлүши вә аһаң жәһәттин бир пүтүнлүкни тәшкил қилидиған икки яки униңдин көп аддий жүмлиләр жиғиндиси қошма жүмлә дәп атилиду.
Улар түзүлүшигә бола тәңдаш вә беқиндилиқ болуп бөлүниду. Оқуғучиларға схема түзүш тапшурулиду.
1. Тәңдаш қошма жүмлә. Қар яққан күни оға чиқтуқ, лекин бизгә һеч нәрсә учрашмиди.
2. Беқиндилиқ қошма жүмлә. Яз күнлири су йейилип аққачқа, йол ушшақ қум-ташлиқ еди.
Тәңдаш қошма жүмлиләр икки яки униңдин көп тәң һоқуқлуқ жүмлиләрдин тәркип тапиду. Уларниң бири иккинчисигә беқинмайду. Бир-бири билән бағлиғучиларсиз, бағлиғучилар вә бағлиғучилиқ вәзипини атқуридиған -ки, -дә, -ю (у), -му уланмилириниң ярдими арқилиқ бағлиниду.
Беқиндилиқ қошма жүмлә тәркивидики жүмлиләр бир-бирини толуқтуруп, бир жүмлә аяқлашқан ой-пикирни билдүрүп келиду. Беқиндилиқ жүмлиниң тәркивидә баш вә беқинда жүмлә болиду. Адәттә беқинда жүмлә алдида, баш жүмлә униңдин кейин келиду.
Көнүкмиләр топлимидин жүмлиләр яздуруш.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш. Рефлексия стадияси
133-көнүкмә еғизчә орунлиниду. 1,2 вариантқа бөлүнүп орунлайду.
134-көнүкмә тахтида орунлиниду. 135-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
137-көнүкмә тахтида, 138-көнүкмә еғизчә
Таблициниң иккинчи тәрипи толтирилиду
VІ. Бәкитиш.
Қошма жүмлиләрниң мурәккәпләшкән жүмлиләрдин пәрқи вә охшашлиғи Венн диграммиси арқилиқ ениқлиниду.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 31 оқуш, 141-көнүкмә йезиқчә
VІІІ. Баһалаш
Вақти 29. 01 Уйғур тили 8-синип 116-119-бәтләр Дәрис № 37
Дәрис мавзуси Тәңдаш қошма жүмлиләр вә уларниң түрлири.
Мәхсити: 1. Тәңдаш қошма жүмлиләр һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, тәһлил, баянлаш, чүшәндүрүш
Көрнәклик: дәрислик, схема
Пайдиланған технология СТО: чүшәнчиләр дәриғи,
Йеңи уқумлар: бағланма, яндаш.
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң тәңдаш қошма жүмлә тоғрисидики чүшәнчисини кәңәйтиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Тахтида жүмлиләрни синтаксислиқ тәһлил қилиш. №3, №9, №6.
2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш. №5. №11. №19. №23, №22, №12.
Тоғра вә натоғра пикирләр арқилиқ билимини байқаш
1. Мурәккәпләшкән жүмлә дәптәркивидә 2-3 жүмлә бар жүмлини атаймиз
2. Мурәккәпләшкән жүмлиләр 7 түргә бөлүниду
3. «Язғучи Ж.Босақов «Көч-көч» романини язған» жүмлиси бөлүнмә изаһлиғучи билән кәлгән.
4. Изаһлиғучилиқ мурәккәпләшкән жүмлидә изаһлиғучи жүмлидики егинила изаһлап келиду
5. Бир хил бөләклик мурәккәпләшкән жүмлиниң тәркивидә умумлаштурғучи сөз болуши мүмкин
6. Бир хил бөләкләр пәқәт пәш арқилиқла ажритилиду.
7. Қистурмилиқ мурәккәпләшкән жүмлиләрдики қистурмилар 7 мәнавий бөләккә бөлүниду.
8. Қаратмилиқ муркәәпләшкән жүмлиниң тәркивидики қаратма сөзләр жүмлиниң барлиқ бөләклири хизмитини атқуралайду.
9. Имлиқ сөзлүк мурәккәпләшкән жүмлиләр жанлиқ тилда көп ишлитилиду
10. Сүпәтдаш ибариси билән кәлгән жүмлә сүпәтдаш ибарилик мурәккәпләшкән жүмлә дәп атилиду.
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
1. Қизиқишин ойғитиш. Чүшәнчиләр севити. Оқуғучиниң тәңдаш қошма жүмлә һәқидики пикри селиниду.
Тәңдаш қошма жүмлиләр икки яки униңдин көп тәң һоқуқлуқ жүмлиләрдин тәркип тапиду. Уларниң бири иккинчисигә беқинмайду. Бир-бири билән бағлиғучиларсиз, бағлиғучилар вә бағлиғучилиқ вәзипини атқуридиған -ки, -дә, -ю (у), -му уланмилириниң ярдими арқилиқ бағлиниду.
Тәңдаш қошма жүмлиләр тәркивидики жүмлиләрниң бағлинишиға қарап икки түргә бөлүниду.
1. Бағланма тәңдаш қошма жүмлиләр. Тәркивидики жүмлиләр бағлиғучиларниң ярдими билән бағланған
2. Яндашма тәңдаш қошма жүмлиләр. Тәркивидики жүмлиләр аһаң йәни интонация арқилиқ бағланған жүмлиләр.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
145-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
146-көнүкмә тахтида орунлиниду. 1,2 вариантқа бөлүнүп орунлайду.
147-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
148-көнүкмә еғизчә,
VІ. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 32 оқуш, 149-көнүкмә йезиқчә
VІІІ. Баһалаш
Вақти 04.02 Уйғур тили 8-синип 119-121-бәтләр Дәрис № 38
Дәрис мавзуси Бағланма тәңдаш қошма жүмлиләр
Мәхсити: 1. Бағланма тәңдаш қошма жүмлиләр һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, тәһлил, сөһбәт, чүшәндүрүш
Көрнәклик: дәрислик, кластер, көнүкмиләр топлими
Пайдиланған технология СТО: инсерт, ДЖИКСО, чәмбәр бойичә йезиш,
венн диаграммиси
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң тәңдаш қошма жүмлә, бағланма тәңдаш қошма жүмлә тоғрисидики чүшәнчисини кәңәйтиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Тахтида жүмлиләрни синтаксислиқ тәһлил қилиш. (карточкилар билән иш)
2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш..
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қизиқишини ойғитиш. ДЖИКСО - топларға бөлүш
1. Син турғусидин ойлаш. Оқуғучилар пәрәз қилиш стратегияси бойичә соал берилиду. Қандақ жүмлини бағланма тәңдаш жүмлә дәймиз?
Мәнани ажритиш стадияси. Инсерт усулини қоллиниш. Бағланма тәңдаш қошма жүмлиләр. Тәркивидики жүмлиләр бағлиғучиларниң ярдими билән бағланған жүмлиләр.
Оқуғучилар дәрисликтә берилгән мавзуни оқуп, һәр оқуғучи қериндаш билән бәлгү қоюп чиқиду. V - билимән, - -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? - мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
1. Бириктүргүчи бағлиғучилар: вә, һәм. Қар яғди һәм соғ күчийишкә башлиди.
Мундақ жүмлиләр -дә уланмиси арқилиқ, «авал...андин кейин» бирикмилир арқилиқму ясилиду. Авал күн қаттиқ иссиди, андин кейин шамал чиқишқа башлиди.
2. Айриғучи бағлиғучилар: йә, яки. Оқуғучилар бийил сәяһәткә чиқиду яки «Қарлығаш» лагерида дәм алиду.
3. Қаршилиқ бағлиғучилар: лекин, амма, бирақ, пәқәт, ялғуз. Мән бу китапни түнүгүн алдим, бирақ мән уни оқуп чиқмидим.
4. Сәвәп-нәтижә бағлиғучилар: шуңлашқа, сәвәви, шуниң үчүн, шу сәвәптин, нәтижидә, шуниң нәтижисидә. Деханлар ашлиқни өз вақтида суғарди, шу сәвәптин мол һосул елинди.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш. «Чәмбәр бойичә йезиш» усули арқилиқ көнүкмиләр ишлиниду
150-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
151-көнүкмә тахтида орунлиниду. 1,2 вариантқа бөлүнүп орунлайду.
152-көнүкмә еғизчә шәрти бойичә орунлиниду.
VІ. Бәкитиш. Венн диаграммиси арқилиқ
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 33 оқуш, 149-көнүкмә йезиқчә
VІІІ. Баһалаш
Вақти 05.02 Уйғур тили 8-синип 121-128-бәтләр Дәрис № 39
Дәрис мавзуси Яндашма тәңдаш қошма жүмлиләр
Мәхсити: 1. Яндашма тәңдаш қошма жүмлиләр һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, баянлаш, соал-жавап, чүшәндүрүш
Көрнәклик: дәрислик, карточкилар
Пайдиланған технология СТО ИНСЕРТ, Венн диаграммиси, идеяләр
дәриғи, таблица.
Йеңи уқумлар: яндашма,
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң тәңдаш қошма жүмлә, бағланма вә яндашма тәңдаш қошма жүмлә тоғрисидики чүшәнчисини кәңәйтиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Тахтида жүмлиләрни синтаксислиқ тәһлил қилиш.
2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш..
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
1. Син турғусидин ойлаш. Қизиқишини ойғитиш стадияси. Оқуғучилар пәрәз қилиш стратегияси бойичә соал берилиду. Қандақ жүмлини яндашма тәңдаш жүмлә дәймиз?
Мәнани ажритиш стадияси. Таблица толтирилиду.
Немини билимән? Немини билдим? 1-қисимини толтириш
Яндашма тәңдаш қошма жүмлиләр. Тәркивидики жүмлиләр бир-бири билән бағлиғучиларсиз, аһаң арқилиқ бағланған жүмлиләр.
Оқуғучилар дәрисликтә берилгән мавзуни оқуп, һәр оқуғучи қериндаш билән бәлгү қоюп чиқиду. V - билимән, - -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? - мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Яндашма тәңдаш жүмлиниң тәркивидики аддий жүмлиләр бир-бири билән төвәндики мәнавий мунасивәтләрдә болиду:
1. Вақит: иш-һәрикәт бир вақитта әмәлгә ашиду. Әтияз келиватиду, күнләр иссиватиду.
2. Қаршилиқ: Ой-пикир бир-биригә қарши: Ахшими кетәр әглигим, әтиси келәр ләглигим.
3. Шәрт: Дәрис түгисун, ашханиға киримиз.
4. Сәвәп-нәтижә: Емтиһанға яхши тәйярландуқ, синақтин сүрүнмәй өттуқ.
5. Изаһлиғучи: Мән һәммини билимән, сән бу йәргә түнүгүн кәпсән.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
154-көнүкмә йезиқчә орунлиниду. 1-топқа берилиду
155-көнүкмә 2-топқа берилиду 156-көнүкмә 3-топқа, шәрти бойичә орунлиниду.
157-көнүкмә. 4-топқа. 157-көнүкмә 5-топқа.
VІ. Бәкитиш. Венн диаграммиси арқилиқ
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 34 оқуш, 158-көнүкмә йезиқчә
VІІІ. Баһалаш
Вақти 30.01 Уйғур тили 8-синип 128-134 -бәтләр Дәрис № 40
Дәрис мавзуси Тәңдаш қошма жүмлиләр бойичә тәкрарлаш
Мәхсити: 1. Тәңдаш қошма жүмлиләр һәққидә чүшәнчисини байқаш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри тәкрарлаш
Дәрис типи қелиплашмиған
Қоллинилидиған усуллар:
Көрнәклик:
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң тәңдаш қошма жүмлә, бағланма вә яндашма тәңдаш қошма жүмлә тоғрисидики чүшәнчисини байқаш вә кәңәйтиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш..
ІV. Билимини тәкшүрүш.
Синип икки топқа бөлүниду.
1. Оқуғучилар өтүлгән мавзулар бойичә бир-биригә соал қойиду.
2. Оқуғучилар тахтида 160-көнүкмини новәт билән орунлайду.
3. Олтарған оқуғучилар 161-көнүкмини шәрти бойичә орунлайду.
4. 162-көнүкмә тахтида орунлиниду.
5. Оқуғучилар йезиқчә орунлайду. Жаваплар селиштурулиду.
6. 1 топ - 165-көнүкмини, 2-топ - 166-көнүкмини өз алдиға орунлайду.
7. 4 оқуғучи тахтида 167-көнүкмини орунлайду.
168, 169, 170-көнүкмиләрни еғизчә орунлайду.
V. Мустәһкәмләш
. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІ. Өйгә тапшурма. Диктантқа тәйярлиқ
VІІ. Баһалаш
Вақти 01.02 Уйғур тили 8-синип 25- бәт Дәрис № 41
Дәрисниң мавзуси: Диктант «Нәдекин бечарә жанивар»
Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
2. Өтүлгән мавзулар бойичә алған билимини байқаш
3. Әдәбиятқа, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: билимини байқаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар: автоинспектор
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш
ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш
Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш
ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш
Диктантларвә изаһәтләр топлими. И.Искәндәров. 25-бәт.
«Нәдекин бечарә жанивар»
129сөз
V. Қошумчә тапшурма.
Мәтиндики бир жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиңлар.
VІ. Өйгә тапшурма бериш
Пунктуация қаидилири бойичә тәкрарлаш.
Вақти 12.02 Уйғур тили 8-синип бәтләр Дәрис № 42
Дәрисниң мавзуси: Хаталар үстидә иш
Мәхсити: 1 Диктант хаталири үстидә ишләш
2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилишқа үгитиш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш
Дәрис түри: тәкрарлаш
Дәрис типи қелиплашқан
Көрнәклик қураллар: көнүкмиләр топлими, карточкилар
Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, анализ
Пайдиланған технология СТО
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Диктант хаталири үстидә иш жүргүзүш, көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң тәңдаш қошма жүмлиләр бойичә алған билимини байқаш вә мустәһкәмләш
ІІІ. Билимини тәкшүрүш (көнүкмиләр ишлитиш)
1. Диктант хаталири үстидә иш. Тахтиға оқуғучилар өзлири әвәткән сөзләрни язиду, һәммә бирликтә хатани түзитиду вә шу сөзләр билән жүмлиләр ойлайду.
2. Ойлиған жүмлилирини морфологиялик вә синтаксислиқ тәһлил қилиду
3. Жүмлиләрдики пунктуация қаидилирини чүшәндүриду..
4. Йезиқчә өй тапшурмисини тәһлил қилиш
ІV. Мустәһкәмләш
Тахтиға көнүкмиләр топлимидин жүмлиләр яздуруш вә тәһлил қилиш
V. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ.
VІ Өйгә тапшурма. 5 жүмлә әдәбий китаплардин йезип, синтаксислиқ тәһлил жүргүзүш
Вақти 18.02 Уйғур тили 8-синип 134-140-бәтләр Дәрис № 43
Дәрис мавзуси Беқиндилиқ қошма жүмлиләр
Мәхсити: 1. Беқиндилиқ қошма жүмлиләр һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, тәһлил, чүшәндүрүш, сөһбәт
Көрнәклик: көнүкмиләр топлими, карточкилар
Пайдиланған технология СТО: пәрәз қилиш (идеяләр севити), инсерт,
«Билимән, билдим» таблициси
Йеңи уқумлар: баш жүмлә, беқинда жүмлә
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң тәңдаш қошма жүмлә тоғрисидики чүшәнчисини байқаш вә беқиндилиқ қошма жүмлиләр тоғрисида чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
-
Тахтида жүмлиләрни синтаксислиқ тәһлил қилиш. (карточкилар билән иш)
-
Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Қизиқишини ойғитиш. Беқиндилиқ қошма жүмлә дегәнни қандақ чүшинисиләр? «Идеяләр севитигә» пикир селиш. Немини билимән? таблициси толтирилиду
Мәнани ажритиш. ИНСЕРТ усули арқилиқ
Тәркивидики аддий жүмлилириниң бири иккинчисигә беқинип кәлгән қошма жүмлиләр беқинда қошма жүмлә дәп атилиду.
М: Әтияз кәлгән чағда, деханлар өз ишини башлиғанда, етиз нахша-сазға толиду.
Беқинда жүмлиләр баш жүмлигә болған мәнавий мунасивитигә бола бир нәччә түргә бөлүниду: вақит, шәрт, сәвәп, мәхсәт, қаршилиқ, охшатма, тәрз.
1. Қачан вақтим болиду, шу чағда баримән.
2. Мениң тәкливимгә көнсәңлар, мән мақул болимән.
3. Бизни унтуп қалмисун дәп, мошу әсләтмини йезип олтиримиз.
4. Қар яққанлиқтин, соғ болуватиду.
5. У қанчә аста маңсиму, дости қоғлап йетәлмиди.
6. Худди гиләм йейилғандәк, дала гүллинип ятиду.
7. Далалар қелин қардин йотқан йепинип, идир-қирлар ухлимақта.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
172-көнүкмә еғизчә орунлиниду. 173-көнүкмә тахтида орунлиниду.
174-көнүкмә еғизчә орунлиниду. 175- көнүкмини тахтида тәһлил қилиш
176-177-179-көнүкмини қатарға бөлүп орунлайду.
VІ. Бәкитиш.
1. Венн диаграммиси арқилиқ билимини байқаш.
2. Немә билдим? Таблицисини толтириш
3. Беқинда жүмлиләрни пайдилинип, «Анам мәйрими» мавзусиға һекайә йезиш
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 35 оқуш, 178-көнүкмини йезиш.
VІІІ. Баһалаш
Вақти 19.02 Уйғур тили 8-синип 141-146 -бәтләр Дәрис № 44
Дәрис мавзуси Вақит беқинда жүмлә
Мәхсити: 1. Вақит беқинда жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, тәһлил, сөһбәт, чүшәндүрүш
Көрнәклик: дәрислик, таблица
Пайдиланған технология СТО: ИНСЕРТ, «билимән, билгүм келиду, билдим»
Таблициси, идеяләр севити
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң беқиндилиқ қошма жүмлиләр тоғрисида алған билимини тәкшүрүш, вақит беқинда жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
-
Тахтида жүмлиләрни синтаксислиқ тәһлил қилиш.
-
Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Қизиқишини ойғитиш. Идеяләр севитини толтириш. Вақит беқинда жүмлиләрни ойлап йезиңлар
Мәнани ажритиш. ИНСЕРТ усули арқилиқ
Баш жүмлидә ипадиләнгән вақиәниң әмәлгә ешиш вақтини, пәйтини, мәзгилини билдүридиған жүмлини вақит беқинда жүмлә дәп атайду. Бағлиниш йоллири:
1. -ған, -кән, -қан, -гән қошумчиси арқилиқ ясалған сүпәдашқа орун вақит келишниң қошумчиси улиниши яки вақитта, чағда пәйттә сөзлириниң қатар келиши арқилиқ. М: Әтияз кәлгән чағда, мәктивимиз беғиға көчәтләр олтарғузимиз. Улар мәлигә маңғанда, қар тиқилған йол билинмәс болуп кәткән еди.
2. -ған, -кән, -қан, -гән қошумчиси арқилиқ ясалған сүпәтдашқа чиқиш келиш қошумчиси улинип, кейин, бери сөзлириниң қатар келиши арқилиқ. М: Тамашибинлар олтирип болғандин кейин, спектакль башланди.
3. Пеил томуриға -ғичә, -қичә, -кичә, -гичә қошумчилириниң улиниши. М: Биз кәлгичә, концерт башлинип кетипту.
4. Шәхс қошумчиси уланған исимдаштин кейин билән сөзи келиду. М: Достлар Өсәкниң бойиға келиши билән, пақирап күнму чиқти.
5. -р, ар, әр, -с қошумчилири арқилиқ ясалған сүпәтдашниң болушсиз шәклигә авал, бери, бурун, илгири, кейин, бу ян, туруп сөзлириниң яндишип келиши арқилиқ. М: Жиғин башлиништин илгири, бизгә шәһәрдин кәлгән киши лекция оқуди.
6. -п, -ип, -уп, -үп қошумчиси арқилиқ ясалған рәвишдаш арқилиқ. М: Баһар кәлмәй, гүл ечилмас.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
186-көнүкмә еғизчә . 187-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
188-көнүкмә тахтида орунлиниду. 190, 191-көнүкмилар еғизчә орунлиниду.
195-көнүкмә тахтида орунлиниду
VІ. Бәкитиш. Рефлексия. Вақит беқинда жүмлиләрни пайдилинип, мәтин түзүш
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 36 оқуш, 192-көнүкмә.
VІІІ. Баһалаш
Вақти 25.02 Уйғур тили 8-синип 146-148 -бәтләр Дәрис № 45
Дәрис мавзуси Сәвәп беқинда жүмлә
Мәхсити: 1. Сәвәп беқинда жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, тәһлил, сөһбәт, чүшәндүрүш
Көрнәклик: дәрислик, таблица
Пайдиланған технология СТО: ИНСЕРТ, «билимән, билгүм келиду, билдим»
Таблициси, идеяләр севити
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң беқиндилиқ қошма жүмлиләр тоғрисида алған билимини тәкшүрүп, вақит вә сәвәп беқинда жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Тахтида жүмлиләрни синтаксислиқ тәһлил қилиш.
2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Баш жүмлидә ипадиләнгән иш-һәрикәтниң сәвәвини билдүридиған жүмлини сәвәп беқинда жүмлә дәп атайду. Бағлиниш йоллири:
1. -ған, -кән, -қан, -гән қошумчиси арқилиқ ясалған сүпәтдашқа -лиқ, -лик вә чиқиш келиш қошумчилириниң улиниши арқилиқ. М: Әтияз кәлгәнликтин, күн узирип, түн қисқирап қалди.
2. -ғач, -кәч, -қач, -гән қошумчиси арқилиқ ясалған сүпәтдашқа бериш келиш қошумчиси улиниши арқилиқ.. М: Тамашибинлар олтирип болғачқа, спектакль башланди.
3. Сүпәтдаштин кейин охшайду сөзиниң келиши арқилиқ. М: Һава райи иссиқ охшайду, балилар талада ойнишип жүриду.
4. Шәрт мәйилдә кәлгән пеил билән керәк сөзиниң қатар келиши арқилиқ. М: Баһар кәлсә керәк, гүлләр ечилип кетипту.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
197-көнүкмә еғизчә . 199-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
200-көнүкмә тахтида орунлиниду.
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 37 оқуш, 201-көнүкмә.
Вақти 26.02 Уйғур тили 8-синип 148-150 -бәтләр Дәрис № 46
Дәрис мавзуси Шәрт беқинда жүмлә
Мәхсити: 1. Шәрт беқинда жүмлә, униң ясилиш йоллири һәққидә
чүшәнчә бериш
2. . Шәрт беқинда қошма жүмлиләрниң тилдики орни вә уларни тоғра қоллиниш тоғрисидики чүшәнчисини кәңәйтиш, саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә адәтләндүрүш.
3. Әдәбий әсәрләрдә мәзкүр жүмлиләрниң қоллинилишиға нәзәр
ағдуруш, әмгәк сөйүшкә, инсанни қәдирләшкә, билим елишқа
дәвәт қилиш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: чүшәндүрүш, баянлаш, тәһлил қилиш, соал-жавап
Көрнәклик: интерактив тахта, слайдлар
Пайдиланған технология СТО: «Идея вә чүшәнчиләр дәриғи», «Тоғра вә
натоғра пикирләр», «Инсерт, «Қоюн дәптәр»
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш 1-слайд
ІІ. Мәхсәт қоюш. 2-слайд. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң беқиндилиқ қошма жүмлиләр, вақит вә сәвәп беқинда жүмлә тоғрисида алған билимини тәкшүрүп, шәрт беқинда жүмлә һәққидә кәң түрдә чүшәнчә бериш.
3-слайд. Психологиялик тренинг
4-слайд Эпиграф
Саадәт керәк екән - әмгәк қайнимида үз,
Парағәт керәк екән - һорунлуқниң бешин үз.
Хәлқим десәң, һәр ишта йеңип чиқисән чоқум.
Елим десәң, һеч қачан патқаққа тәгмәйду үз.
5-слайд. Синип 5 топқа бөлүниду. Һәр топтин 1 оқуғучи чиқип, өзлиригә нам таллайду вә сәвәвини чүшәндүриду.
1-топ - Билим (Президент мәктүбидә бу мәсилигә чоң әһмийәт берилидиғанлиғи тоғрисида ейтилди.. Яшларға пәқәт билимла бериш керәк әмәс, уларға өз билимини әмәлиятта қоллинишни үгитиш керәк екәнлиги атап көрситилди)
2-топ - Әқил («Әқил яшта әмәс, башта» дәп конилар бекар ейтмиған.)
3-топ - Әмгәк («Умумға Ортақ Әмгәк Жәмийитигә қарап 20 қәдәм» мәктүбидә бу мәсилигә кәң түрдә чүшәнчә берилиду».
4-топ - Саламәтлик («Саламатты Қазақстан - 2015» Миллий Плани әмәлгә ашурулуп, хәлқимизниң саламәтлигини сақлашқа көп көңүл бөлүнүватиду)
5-топ - Тәләп («Талаптыға нур жауар» дегән қазақ хәлиқ даналиғида. Һәр ким өзигә тәләп қоюшини вә уни орунлашни билиши керәк)
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш 6-слайд
2. Тахтидики «Тоғра вә натоғра пикирләрни» тәһлил қилиш (Беқиндилиқ қошма жүмлиләрни тәкрарлаш)
Тоғра вә натоғра пикирләр 7-8-9-слайдлар
1. Беқиндилиқ қошма жүмлиләрниң тәркивидики жүмлиләр беқинда бағлиништа келиду
2. Беқинда жүмлиләр баш жүмлигә болған мунасивитигә қарап 10 түргә бөлүниду.
3. «Бир күни һава очуқ болди һәм мән дәрия тәрәпкә бардим» Бу вақит беқинда жүмлилик қошма жүмлә
4. Вақит беқинда жүмлә баш жүмлигә 6 түрлүк йол билән бағлиниду.
5. Сәвәп беқинда жүмлиләр баш жүмлиниң пәқәт алдидин келиду.
6. Беқиндилиқ қошма жүмлиләр тәңдаш қошма жүмлиләргә умумән охшимайду.
7. Беқинда жүмлиләрниң хәвири толуқ шәкилләнмигән.
8. «Қәйәрдә болмиғин, шу йәрдә иш қайнимақта» Бу сәвәп беқинда жүмлилик қошма жүмлә
10-слайд ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. .
Қизиқишини ойғитиш. Шәрт беқинда жүмлә дегән немә? «Идея вә чүшәнчиләр дәриғи» гә өз топиниң мавзусиға лайиқ жүмлиләр есилиду.
11-слайд Мәнани ажритиш стадияси.
«Инсерт» стратегияси арқилиқ. Оқуғучилар дәрисликтә берилгән мавзуни оқуп, һәр оқуғучи қериндаш билән бәлгү қоюп чиқиду. V - билимән, - -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? - мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
12-слайд Дәрисни чүшәндүрүш.
1-тапшурмини орунлаймиз. Беқиндилиқ қошма жүмлә немиләрдин туриду? Тахтида дурус жавапни таллаймиз.
Баш жүмлидә ипадиләнгән иш-һәрикәтниң шәртини билдүридиған жүмлини шәрт беқинда жүмлә дәп атайду. Соаллири Немә қилса? Немә болса? Немә қилғанда? Қандақ болса? Қандақ шәрт билән?
Бағлиниш йоллири:
1. Шәрт мәйил қошумчиси -са, -сә арқилиқ. М: Нан болса, нахшиму болиду. Әмгәк қилсаң, йәр сехи.
2. -ған, -кән, -қан, -гән қошумчиси арқилиқ ясалған сүпәтдашқа орун-вақит келиш қошумчилириниң улиниши арқилиқ. М: Һава очуқ болмиғанда, етизда иш түгимәтти.
3. -п, -ип, -уп, -үп қошумчиси арқилиқ ясалған рәвишдашниң болушсиз шәкли арқилиқ.. М: Романни толуқ оқуп чиқмай, мәзмунини чүшиниш қийин..
4. Бәзи пеил шәкиллири вә турғун сөзләр билән екән ярдәмчи пеилиниң бирикиши арқилиқ. М: Ишни чапсан түгитидекәнмиз, өйгә қайтимиз.
5. Шәрт беқинда жүмлилик беқиндилиқ қошма жүмлидә адәттә әгәр, әгәрдә, мабада сөзлири очуқ яки йошурун келиду.
Эпиграфқа қайтип келәйли. Төвәндики жүмлиләрни тәһлил қилиңлар.6-слайд
2-тапшурма. Беқинда жүмлиниң орни
Беқинда жүмлә баш жүмлиниң алдида, оттурисида, кйнидин келиши мүмкин:
1. Әгәр улар бизниң әлгә
Созмақ болса қолини,
Биз уларниң өз йеридә
Тозутимиз күлини. (Н.И.)
2. Биз, әгәр өз вәзипимизни дурус орунлисақ, елимизниң һәқиқий әзимәтлири болалаймиз.
3. Әл яшармас, әл көкәрмәс,
Болмиса көк тамчиси. (А.Тоқай)
Қазақ тилида 7-слайд
Шартты бағыныңқылы сөйлемнің баяндауыштары мынадай тұлғалардан жасалады:
а) Етістіктің шартты рай түрінен болады. Осындай қалың жұрт батысқа қарай ағылып бара жатса, сол көптің бірі боп біз қандай оп-оңай араласып кетер едік.
ә) Болымсыз етістіктің -й тұлғалы көсемше түрінен болады: Мен үйге келмей, іс бітпейді.
б) Жатыс септік тұлғасындағы есімшеден болады. Қара теке Әзімбай болғанда, осы текенің әкесі - сары теке қатар тұр еді.
Рус тилида 8-слайд
Прдаточные предложения присоединяются союзами если, ежели, когда, коль.
1. Люди, если они вместе, очень сильны.
2. Когда в товарищах согласья нет, на лад их дело не пойдет.
3. Ежели вы вежливы, поможете маме без просьбы.
4. Коль корни обнажишь, дерево засохнуть может.
.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
202-көнүкмә еғизчә.
203-көнүкмә йезиқчә тахтида орунлиниду. Тахтида оқуғучилар жүмлини давамлаштуриду
204-көнүкмә тахтида орунлиниду.
VІ. Бәкитиш. Рефлексия стадияси. Һәр топқа өз етиға лайиқ мәтин түзүш тапшурулиду.
1-топ. «Билим - әқил чириғи» дегән есил сөзни билмәйдиған адәм болмиса керәк. Бизниң пикримизчә, билим алсаң…
2-топ - Хәлқимиз «Әқил қеримас, алтун - чиримас» дәп бекар ейтмиған. Әгәр әқлиң болмиса,…
3-топ - «Адәм әмгиги билән гөзәл» дәйду хәлқимиз. Бизниң оюмизчә, әмгәк қилсаң…
4. топ - «Сақ тәндә - сағлам әқил» дегән сөздә наһайити чоңқур мәна ятиду. һәқиқәтәнму. Сәвәви…
5-топ - Тәләп болмиған йәрдә иш алға маңмайду. Бизниң ейтмақчи болғинимиз…
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 38 оқуш, 205-көнүкмини йезиқчә орунлаш.
Бәдиий мәтинләрдин шәрт, сәвәп, вақит беқиндилиқ жүмлиләрни тепиш.
«Мән уйғурларниң хақанимән. Мән силәрниң маңа бой сунушуңларни сораймән. Кимки бой сунуп, ағзимға бақса, униңға тартуқ йоллап, уни дост тутимән. Кимки маңа бой снмиса, ғәзивим тешип, қошун тартимән. Уни өзәмгә дүшмән тутимән», -дәп төрт әтрапқа ярлиқ чүшириду вә хәт йезип, әлчиләрни әвәтиду. Андин кейин Оғуз хан бой сунмиған әлләргә жүрүш қилиду.
Шунчә ләззәт, шерин болмас еди нан,
Тонурниң ялқуни аңа тәгмисә.
Қуруқ йәрдин үнүп чиқмас еди дан,
Әгәрдә шу йәргә уруқ тәрмисә.
Вақти 04.03 Уйғур тили 8-синип 150-152 -бәтләр Дәрис № 47
Дәрис мавзуси Қаршилиқ беқинда жүмлә
Мәхсити: 1. Қаршилиқ беқинда жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, тәһлил, чүшәндүрүш
Көрнәклик: дәрислик, схема
Пайдиланған технология СТО
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң беқиндилиқ қошма жүмлиләр, вақит вә сәвәп, шәрт беқинда жүмлә тоғрисида алған билимини тәкшүрүп, қаршилиқ беқинда жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Тахтида жүмлиләрни синтаксислиқ тәһлил қилиш.
2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Қизиқишини ойғитиш. Шәрт беқинда жүмлә дегән немә? «Идея вә чүшәнчиләр дәриғи» гә өз топиниң мавзусиға лайиқ жүмлиләр есилиду.
Мәнани ажритиш стадияси.
«Инсерт» стратегияси арқилиқ. Оқуғучилар дәрисликтә берилгән мавзуни оқуп, һәр оқуғучи қериндаш билән бәлгү қоюп чиқиду. V - билимән, - -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? - мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Баш жүмлидә ипадиләнгән иш-һәрикәткә тосалғу болсиму, амма униң әмәлгә ешишиға йол қойидиған беқинда жүмлә қаршилиқ беқинда жүмлә дәп атилиду.
Қаршилиқ беқинда жүмлиниң хәвири һәр хил грамматикилиқ шәкилләрдә келиду:
1. Бериш келиштики исимдашлар билән қаримай, қаримастин сөзлириниң қатар келиши арқилиқ. Оқуғучилар тиришқиниға қаримай, мусабиқидә йеңилип қалди.
2. Шәрт мәйилниң қошумчисиниң -му уланмиси билән келиши арқилиқ. Ямғур йеғип турсиму, биз ишимизни тохтатмидуқ.
3. -ған, -гән, -қан, -кән қошумчиси арқилиқ ясалған сүпәтдашқа билән сөзиниң қошулуши арқилиқ: Күн чиқип турған билән, һава райи соғ еди.
4. Қанчә, қанчилик, қандақ, һәр қанчә сөзлири билән буйруқ мәйлидики пеилниң қатар келиши арқилиқ: Улар қанчә алдиримисун, бәри бир үлгирәлмиди.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
206-көнүкмә тахтида йезиқчә орунлиниду
207-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
Тахтида жүмлиләрни синтаксислиқ тәһлил қилиш
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 39 оқуш, 208-көнүкмә.
Вақти 05.03 Уйғур тили 8-синип 152-154 -бәтләр Дәрис № 48
Дәрис мавзуси Мәхсәт беқинда жүмлә
Мәхсити: 1. Мәхсәт беқинда жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: чүшәндүрүш, соал-жавап, тәһлил, сөһбәт
Көрнәклик: дәрислик, схема, көнүкмиләр топлими
Пайдиланған технология СТО: ИНСЕРТ, кластер, Венн диаграммиси
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң беқиндилиқ қошма жүмлиләр, вақит вә сәвәп, шәрт беқинда жүмлә тоғрисида алған билимини тәкшүрүп, мәхсәт беқинда жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Тахтида жүмлиләрни синтаксислиқ тәһлил қилиш.
2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Қизиқишини ойғитиш. Мәхсәт беқинда жүмлә дегән немә? «Идея вә чүшәнчиләр дәриғи» гә өз топиниң мавзусиға лайиқ жүмлиләр есилиду.
Мәнани ажритиш стадияси.
«Инсерт» стратегияси арқилиқ. Оқуғучилар дәрисликтә берилгән мавзуни оқуп, һәр оқуғучи қериндаш билән бәлгү қоюп чиқиду. V - билимән, - -мән үчүн чүшиниксиз, + - мениң үчүн йеңилиқ, ? - мени һәйран қалдуриду. Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.
Баш жүмлидә ипадиләнгән иш-һәрикәтниң мәхситини билдүридиған жүмлини мәхсәт беқинда жүмлә дәп атайду.
Мәхсәт беқинда жүмлиниң хәвири һәр хил грамматикилиқ шәкилләрдә келип, дәп, дегән нийәттә (мәхсәттә, үмүттә), дегән мәхсәт (үмүт) билән сөзлириниң қатар келиши арқилиқ баш жүмлигә беқиниду.
1. Вақитни дурус пайдилансун дәп, күн тәртивини бәкиттуқ.
2. Кейин һалавитини көрәрмиз дегән нийәттә, беғимизға алма, өрүк көчәтлирини олтарғуздуқ.
Бирәр пайдилиқ мәслиһәт берәр дегән үмүт билән, мошу йәргә келип олтиримиз.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш.
209-көнүкмә тахтида йезиқчә орунлиниду
210-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
211-көнүкмә оқуғучилар өз алдиға орунлайду.
Айрим оқуғучилар 213 көнүкмини орунлайду.
VІ. Бәкитиш. Рефлексия стадияси. Венн диаграмиси арқилиқ вақит, сәвәп, шәрт вә мәхсәт беқинда жүмлиләрни селиштуруш
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 40 оқуш, 214-көнүкмә.
Вақти 12.03 Уйғур тили 8-синип 156-159 -бәтләр Дәрис № 50
Дәрис мавзуси Тәрз беқинда жүмлә
Мәхсити: 1. Тәрз беқинда жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Көрнәклик: схема, дәрислик
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң беқиндилиқ қошма жүмлиләр вә уларниң түрлири тоғрисида алған билимини тәкшүрүп, тәрз беқинда жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Тест арқилиқ билимини тәкшүрүш. (маслаштуруш тести)
2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Баш жүмлидә ипадиләнгән иш-һәрикәтниң қандақ тәрздә әмәлгә ашқанлиғини билдүридиған беқинда жүмлини тәрз беқинда жүмлә дәп атайду.
Бу хил беқиндилиқ жүмлиниң беқинда жүмлисиниң хәвири болушлуқ вә болушсиз шәкилләрдә келиши арқилиқ баш жүмлигә бағлинип келиду:
Мисаллар: Шу арида ишик ечилип, Асийәм кирип кәлди.
Униң чирайи бирдин татирип, роһи чүшүп кәтти.
Шу чағда шувурған астилап, Ай көтирилишкә башлиди.
Әтиязниң иллиқ шамили чиқип, йәр-жаһан әкчимәктә.
Қиш бойи ятқан қарлар елип, кучулилар ечилишқа башлиди.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
219-көнүкмә еғизчә орунлиниду
221-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
223-көнүкмә оқуғучилартахтида орунлайду.
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 42 оқуш, 224-көнүкмини йезиқчә орунлаш.
Вақти 11.03 Уйғур тили 8-синип 154-156 -бәтләр Дәрис № 49
Дәрис мавзуси Охшатма беқинда жүмлә
Мәхсити: 1. Охшатма беқинда жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Көрнәклик: схема, дәрислик
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң беқиндилиқ қошма жүмлиләр вә уларниң түрлири тоғрисида алған билимини тәкшүрүп, охшатма беқинда жүмлә һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Тахтида жүмлиләрни синтаксислиқ тәһлил қилиш.
2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Баш жүмлидә ипадиләнгән иш-һәрикәткә охшитилған иш һәрикәтни билдүридиған беқинда жүмлини охшатма беқинда жүмлә дәп атайду.
Охшатма беқинда жүмлиниң баш вә беқинда жүмлилири төвәндикичә бағлинип келиду:
1. Беқинда жүмлиниң сүпәтдаш арқилиқ ипадиләнгән хәвиригә охшатма келиш қошумчиси улиниш арқилиқ. Мундақ беқинда жүмлиниң тәркивидә худди, гоя, кәби, бәәйни, гояки охшаш сөзләр келиши мүмкин. М: Худди бир нәрсидин қорққандәк, әтрапиға тәшвишлик қариди.
2. Беқинда жүмлиниң хәвири шәрт мәйилдә келип, тәркивидә қандақ, қандақ қилип, баш жүмлиниң тәркивидә шундақ, шундақ қилип сөзлириниң келиши арқилиқ. М: Биз қандақ китап оқусақ, сизму шундақ китап оқушиңиз керәк.
3. Беқинда жүмлиниң хәвири чиқиш келиштә кәлгән сүпәтдаш шәклидә келип көрә сөзиниң қатар келиши арқилиқ. М: Тошқандәк миң яшиғандин көрә, ширдәк бир жил яшиған әвзәл.
4. Хәвири -дәк, -тәк шәклидә кәлгән сүпәтдашларға бәәйни, гояки, гоя, худди, бәәйни, бәжайики дегән сөзләрниң қатар келиши арқилиқ. М: Гоя бизни күткәндәк, бизму уларни күтүшимиз лашим.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
215-көнүкмә еғизчә орунлиниду
216-көнүкмә йезиқчә орунлиниду.
217-көнүкмә оқуғучилар өз алдиға орунлайду.
VІ. Бәкитиш. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 41 оқуш, әдәбият китавидин 4 жүмлә йезиш.
Вақти 12.03 Уйғур тили 8-синип 161-167 -бәтләр Дәрис № 52
Дәрис мавзуси Беқиндилиқ қошма жүмлиләр бойичә тәкрарлаш
Мәхсити: 1. Беқиндилиқ қошма жүмлиләр һәққидә чүшәнчисини байқаш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри тәкрарлаш
Дәрис типи қелиплашмиған
Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, тәһлил
Көрнәклик: дәрислик
Пайдиланған технология дәрижилик тапшурмилар
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң беқиндилиқ қошма жүмлә вә униң түрлири тоғрисидики чүшәнчисини байқаш вә кәңәйтиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш..
ІV. Билимини тәкшүрүш.
Синип икки топқа бөлүниду.
1. Оқуғучилар өтүлгән мавзулар бойичә бир-биригә соал қойиду.
2. Оқуғучилар тахтида 228-көнүкмини новәт билән орунлайду.
3. Олтарған оқуғучилар 229-көнүкмини шәрти бойичә орунлайду.
4. 231-көнүкмә тахтида орунлиниду.
5. 232-көнүкмини оқуғучилар йезиқчә орунлайду.
6. Айрим оқуғучилар 233-көнүкмини орунлайду. «Мән халиған кәсип» мавзусиға һекайә түзиду.
7. 1 топ - 235-көнүкмидин 3 жүмлә, 2-топ - 236-көнүкмидин 3 жүмлә, 3-топ 236-көнүкмидин 3 жүмлини йезип, шәртини өз алдиға орунлайду.
8. 4 оқуғучи тахтида 238-көнүкмини орунлайду.
239, 240,241-көнүкмиләрни еғизчә орунлайду.
V. Мустәһкәмләш
. Соал-жавап усули арқилиқ.
VІ. Өйгә тапшурма. 242-көнүкмини йезиқчә шәрти бойичә орунлаш
VІІ. Баһалаш
Вақти 14.03 Уйғур тили 8-синип 167-169 -бәтләр Дәрис № 53
Дәрис мавзуси Көп жүмлилик қошма жүмлиләр. Көп жүмлилик
тәңдаш қошма жүмлиләр
Мәхсити: 1. Көп жүмлилик қошма жүмлиләр һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Тилға қизиқишин ашуруш, ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри йеңи билимләр бериш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, тәһлил
Көрнәклик: дәрислик, слайдлар
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Слайдлар, көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға көп жүмлилик қошма жүмлиләр, униң ичидә көп жүмлилик тәңдаш қошма жүмлиләр һәққидә чүшәнчә бериш, синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә адәтләндүрүш.
ІІІ. Йеңи мавзу Көп жүмлилик қошма жүмлә, көп жүмлилик тәңдаш қошма
жүмлиләр.
Икки яқлиқ күндилик арқилиқ дәрискә чақириш стадияси
Көп жүмлилик қошма жүмлиләр
Көп жүмлилик тәңдаш қошма жүмлиләр
Көп жүмлилик беқиндилиқ қошма жүмлиләр
Көп жүмлилик арилаш қошма жүмлиләр
4-слайд. Берилидиған жүмлиләр: Биз бу күнләрни тақәтсизлик билән күттуқ,/ чүнки бизни тәтил күнлиридә көплигән иш-чариләр күтүп туратти,/ һәммимиз өзимизгә яқидиған ишларни таллап алдуқ.
Ғәйритиң болса,/ қувитиң йәтсә,/ өзәң билән бир мәслиһәттики хәлқиң билән бол.
Баһар келиши билән, Норуз мәйримини мунасип қарши алдуқ, йезимизда тазилиқ ишлирини жүргүзүшкә киришип кәттуқ.
5-слайд. Көп жүмлилик тәңдаш қошма жүмлиләр тоғрисида чүшәнчә
Бийил күз яхши кәлди,/ күнләр бир хил иссип турди,/ шуңлашқа ашлиқни чачмай-төкмәй жиғивалдуқ.
Мәктивимиз оқуғучилири емтиһанларға пухта тәйярлиқ қилған еди, / шуниң чүчн улар синақлардин сүрүнмәй өтти/ һәм жуқарқи оқуш орунлириға чүшти.
ІV. 6-слайд Билимини мустәһкәмләш.
Көнүкмиләр ишләш арқилиқ
243-көнүкмини еғизчә орунлайду. Көп жүмлилик тәңдаш қошма жүмлиләрни тепип, қандақ мунасивәттә бағланғанлиғини ениқлаңлар.
245-көнүкмини еғизчә орунлаймиз.
7-слайд. Төвәндики жүмлиләрни синтаксислиқ тәһлил қилиңлар.
1. Шамал күчәйди, кәйни-кәйнидин булутлар қоюқлашти, угак ләйзәң йеғишқа башлиди.
2. Бу жил қиш созулуп кәтти, норуз ейиниң оттурисиға кәлдуқ, лекин техичила қар йеғип туриду.
3. Дәрис қәрәли аяқлашти, биз китаплиримизни йепишқа башлидуқ һәм күндиликлиримизгә өй тапшурмисини йезишқа тәйярландуқ.
V.. Йәкүнләш Күндиликниң иккинчи тәрипини толтиримиз.
Соал-жавап усули арқилиқ.
VІ. Өйгә тапшурма. 43-мавзуни оқуш, 243-көнүкмини йезиқчә шәрти бойичә орунлаш
VІІ. Баһалаш
Вақти 08.04 Уйғур тили 8-синип 172-174 -бәтләр Дәрис № 54
Дәрис мавзуси Көп жүмлилик беқиндилиқ қошма жүмлиләр
Мәхсити: 1. Көп жүмлилик беқиндилиқ қошма жүмлиләр һәққидә чүшәнчә
бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, тәһлил
Көрнәклик: дәрислик, көнүкмиләр топлими
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға көп жүмлилик беқиндилиқ қошма жүмлиләр һәққидә чүшәнчә бериш, синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә адәтләндүрүш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
1. Көп жүмлилик қошма жүмлә дегән немә?
2. Көп жүмлилик тәңдаш қошма жүмлигә мисал кәлтүрүңлар
ІV Йеңи мавзу
Көп жүмлилик беқиндилиқ қошма жүмлиләр
Икки яқлиқ күндилик арқилиқ дәрискә чақириш стадияси
Мәнани ажритиш стадияси. Йеңи мавзуни ИНСЕРТ усули арқилиқ бәлгүләйду.
Баш жүмлигә икки яки униңдин артуқ беқинда жүмлә бағлинип кәлгән қошма жүмлиләр көп жүмлилик беқиндилиқ қошма жүмлиләр дәп атилиду.
Беқинда жүмлиләрниң баш жүмлигә бағлиниш йоллири:
1. Уттур бағлиниш: Еринмәй мәшиқләнгән болсақ, муәллимниң сөзини тиңшиған болсақ, хошна мәктәп командисидин йеңилмигән болаттуқ.
2. Пәйдин-пәй бағлиниш: Қар йеғип, йолларни көмүвәткәндин кейин, машинилар аранла қозғилишқа башлиди
V. Билимини мустәһкәмләш.
Көнүкмиләр ишләш арқилиқ
246-көнүкмини еғизчә орунлайду. Көп жүмлилик беқиндилиқ қошма жүмлиләрни тепиш
247-көнүкмини йезиқчә орунлаймиз.
VІ.. Йәкүнләш Күндиликниң иккинчи тәрипини толтиримиз.
Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ.Өйгә тапшурма. 44-мавзуни оқуш, 248-көнүкмини йезип келиш
Баһалаш
Вақти 09.04 Уйғур тили 8-синип 172-174 -бәтләр Дәрис № 55
Дәрис мавзуси Көп жүмлилик арилаш қошма жүмлиләр
Мәхсити: 1. Көп жүмлилик арилаш қошма жүмлиләр һәққидә чүшәнчә
бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә
адәтләндүрүш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, тәһлил
Көрнәклик: дәрислик, көнүкмиләр топлими
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға көп жүмлилик арилаш қошма жүмлиләр һәққидә чүшәнчә бериш, синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә адәтләндүрүш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
1. Көп жүмлилик қошма жүмлә дегән немә?
2. Көп жүмлилик тәңдаш қошма жүмлигә мисал кәлтүрүңлар
3. Көп жүмлилик беқиндилиқ қошма жүмлә дәп қандақ жүмлини атайду? Мисал кәлтүрүңлар
ІV Йеңи мавзу Көп жүмлилик арилаш қошма жүмлиләр
Икки яқлиқ күндилик арқилиқ дәрискә чақириш стадияси
Ғәйритиң болса,/ қувитиң йәтсә,/ өзәң билән бир мәслиһәттики хәлқиң билән бол.
Баһар келиши билән, Норуз мәйримини мунасип қарши алдуқ, йезимизда тазилиқ ишлирини жүргүзүшкә киришип кәттуқ.
- беқинда жүмлә - баш жүмлә, - аддий жүмлә
V.Билимини мустәһкәмләш.
Көнүкмиләр ишләш арқилиқ
249-көнүкмини еғизчә орунлайду. Көп жүмлилик арилаш қошма жүмлиләрни тепиш
250-көнүкмини йезиқчә орунлаймиз.
1. Шамал күчәйди, кәйни-кәйнидин булутлар қоюқлишип, угак ләйзәң йеғишқа башлиди.
2. Бу жил қар көп яққан болсиму, етизлар чапсан әкчиди, деханлар йәр һайдашқа башлиди
3. Дәрис қәрәли аяқлашқанда, биз китаплиримизни йепишқа башлидуқ һәм күндиликлиримизгә өй тапшурмисини йезишқа тәйярландуқ.
VІ.. Йәкүнләш Күндиликниң иккинчи тәрипини толтиримиз.
Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ.Өйгә тапшурма. 45-мавзуни оқуш, 4 жүмлә йезип, схемисини сизиш
Баһалаш
Вақти 15.04 Уйғур тили 8-синип 174-179-бәтләр Дәрис № 56
Дәрис мавзуси Өзгә нутуқ. Көчүрмә гәп вә өзләштүрмә нутуқ.
Мәхсити: 1. Көчүрмә вә өзләштүрмә нутуқ һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә адәт-ш
3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Көрнәклик: схема, дәрислик
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң қошма жүмлиләр тоғрисида алған билимини тәкшүрүш, көчүрмә вә өзләштүрмә нутуқ һәққидә чүшәнчә бериш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
-
Тахтида жүмлиләрни синтаксислиқ тәһлил қилиш.
-
Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Өзгиниң сөзи һеч өзгиришсиз әйни өз петичә берилишини көчүрмә нутуқ дәп атаймиз. М: «Әтә шәнбиликкә чиқимиз», - деди муәллим. Оқуғучилар хошал болушуп: «Әлвәттә, һәммимиз келимиз!» - дейишти.
Әнди өзгиниң сөзини пайдиланғучи шәхс муәллип болуп, униң сөзи муәллип сөзи дәп атилиду. Башқа шәхсниң ейтқан сөзи яки пикри әйни өз петичә берилишини өзгиниң сөзи дәп атаймиз.
Көчүрмә нутуқ 2 қисимдин туриду. 1-һеч өзгиришсиз берилиду, 2-қисимда муәллип сөзи әкис етилиду.
Өзгиниң сөзини, пикрини муәллип бәзидә айрим өзгиришләр киргүзүлгән һалда пайдилиниду вә өз сөзи билән ипадиләп бериши мүмкин. Мундақ гәп өзләштүрмә нутуқ дәп атилиду.Мәсилән:
1. «Биз бу ишни чапсан түгәттуқ» - деди топ беши.
2. Топ беши өзлириниң бу ишни чапсан түгәткәнлигини ейтти.
V. Йеңи дәристә чүшәнгинини мустәһкәмләш
251-көнүкмә еғизчә вә йезиқчә орунлиниду.
252-көнүкмә еғизчә орунлиниду.
VІ. Бәкитиш.
Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 46 оқуш, 5 жүмлә йезип, өзләштүрмә нутуққа айландуруш.
VІІІ. Баһалаш
Вақти 16.04 Уйғур тили 8-синип 179-185-бәтләр Дәрис № 57
Дәрис мавзуси Көп жүмлилик қошма жүмлиләр бойичә тәкрарлаш.
Мәхсити: 1. К.ж.қ.ж тоғрисида алған билимини байқаш, чоңқурлаштуруш
2. Саватлиқ йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә адәт-ш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини тәрәққий
әттүрүш
Дәрисниң түри билимини тәкшүрүш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт
Көрнәклик: схема, дәрислик
Пайдиланған технология дәрижилик тапшурмилар
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар орунлаш арқилиқ оқуғучиларниң көп жүмлилик қошма жүмлиләр тоғрисида алған билимини тәкшүрүш, техиму чоңқурлаштуруш, алған билимини әмәлиятта қоллинишқа үгитиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
1. Соал-жавап усули арқилиқ алған билимини байқаш
2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш
ІV.Билимини тәкшүрүш.
Көнүкмиләр қатарларға берилиду.
1. а)1-қатарға 254-көнүкмә, 2-қатарға 255-көнүкмә, 3-қатарға 256-көнүкмә шәрти бойичә орунлашқа берилиду.
ә) Жүмлиләрниң арисидин бирини синтаксислиқ тәһлил қилиш тапшурулиду.
2. 257-көнүкмини оқуғучилар тахтида шәрти бойичә орунлайду.
3. 258-көнүкмә еғизчә орунлиниду, схемиси тахтиға сизилиду.
4. 259-көнүкмини шәрти бойичә орунлайду.
5. 261-көнүкмә шәрти бойичә еғизчә орунлиниду.
6. Айрим оқуғучиларға көп жүмлилик қошма жүмлиләрни пайдилинип, «1-Май - бирлик вә достлуқ мәйрими» мавзусиға мәтин түзүш тапшурулиду.
V. Мустәһкәмләш
Оқуғучилар мәтинлиридики бәзи жүмлиләрни синтаксислиқ тәһлил қилиш
Соал-жавап усули арқилиқ.
VІ. Өйгә тапшурма. 260-көнүкмини орунлаш вә диктантқа тәйярлиқ қилиш
VІІ. Баһалаш
Вақти 18. 04 Уйғур тили 8-синип 186-191 -бәтләр Дәрис № 60
Дәрис мавзуси Тиниш бәлгүлири. Чекитлик пәш (;)
Мәхсити: 1. Тиниш бәлгүлири һәққидики билимини чоңқурлаштуруш,
чекитлик пәшниң қоюлуш йоллири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа адәтләндүрүш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, тәһлил
Көрнәклик: дәрислик, көнүкмиләр топлими
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар:
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларға тиниш бәлгүлири, чекитлик пәш һәққидә чүшәнчә бериш, пунктуация қаидилирини әмәлиятта тоғра қоллинишқа үгитиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
1. Тиниш бәлгүлиригә қайсилар ятиду?
2. Тиниш бәлгүлирини тоғра қоюшни билишниң әһмийити немидә?
3. 7-синипта тонушқан тиниш бәлгүләр қаидилини әскә чүширәйли (чекит, пәш, қош чекит, соал бәлгүси, үндәш бәлгүси, сизиқ)
ІV Йеңи мавзу Тиниш бәлгүлири. Чекитлик пәш (;)
Икки яқлиқ күндилик арқилиқ дәрискә чақириш стадияси
1. Махтанчақ бир қази Әпәндимдин:
- Әпәндим, мениң қәдир-қиммитим қанчә турар? - дәп сориди.
Әпәнди ойлинип туруп:
- Сизниң қәдир-қиммитиңиз 50 тәңгидин ашмайду, - деди.
2. Йәрләр, сулар, буғдайлар - һәммиси деханларға қарайдекән.
Чекитлик пәшниң қоюлуш йоллирини оқуғучилар өз алдиға оқуп, тонушиду.
1. Мустәқил йейиқ жүмлиләр арисиға қоюлиду: Барлиқ қушлар иссиқ яқлардин учуп келишмәктә; өзлириниң бултуқи угилириға қайтип кәлгәнлириму бар.
2. Рәқәм яки һәрипләр билән санап көрситилгән жүмлиләрниң ахириға қоюлиду: Төвәндики қаидиләргә риайә қилиш керәк:
1. яхши билим елиш;
2. саламәтликни мустәһкәмләш;
3. әмгәк билән шуғуллиниш.
V.Билимини мустәһкәмләш.
Көнүкмиләр ишләш арқилиқ. 262-көнүкмини еғизчә орунлайду. 263-264-266-көнүкмини йезиқчә орунлаймиз.
VІ.. Йәкүнләш Күндиликниң иккинчи тәрипини толтиримиз.
Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ.Өйгә тапшурма. 45-мавзуни оқуш, 4 жүмлә йезип, схемисини сизиш
Баһалаш
Вақти 30. 04 Уйғур тили 8-синип 191-195 -бәтләр Дәрис № 61
Дәрис мавзуси Тирнақ () , көп чекит (...)
Мәхсити: 1. Тиниш бәлгүлири һәққидики билимини чоңқурлаштуруш,
Тирнақ вә көп чекитниң қоюлуш йоллири һәққидә чүшәнчә бериш
2. Саватлиқ йезишқа адәтләндүрүш
3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини
тәрәққий әттүрүш
Дәрисниң түри арилаш
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, тәһлил
Көрнәклик: дәрислик, көнүкмиләр топлими
Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш
Йеңи уқумлар: ремарка, цитата
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларға тирнақ вә көпчекитниң қоюлуши һәққидә чүшәнчә бериш, пунктуация қаидилирини әмәлиятта тоғра қоллинишқа үгитиш.
ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш
1. Тиниш бәлгүлиригә қайсилар ятиду?
2. Тиниш бәлгүлирини тоғра қоюшни билишниң әһмийити немидә?
3. Чекитлик пәшниң қоюлуш йоллирини ейтип, мисал кәлтүрүңлар
ІV Йеңи мавзу Тиниш бәлгүлири. Чекитлик пәш (;)
Икки яқлиқ күндилик арқилиқ дәрискә чақириш стадияси
1. Изаһлиғучи жүмлә, сөз яки бирикмиләр тирнаққа елиниду. Қазақстан хәлқи (130 дин ошуқ милләт вәкиллири) 1-Май мәйримини мунасип қарши алмақта.
2. Драма әсәрлиридә ремаркилар (муәллипниң қошумчә изаһи) тирнаққа елиниду.
3. Тиңшиғучиниң нутуққа болған мунасивитини билдүридиған сөзләр. М. Һөрмәтлик қазақстанлиқлар! (Алқишлар). Билик вә достлуқ мәйрими мубарәк болсун! (гүлдүрлигән алқишлар).
4. Елинған әсәр кимниң, қәйәрдин елинғанлиғини көрситидиған сөзләр яки қисқартишлар. М: «Билимни бүйүк бил, оқушни - улуқ» (Йүсүп Хас Һажип)
Көп чекит төвәндикичә һаләтләрдә қоюлиду:
1. Ейтилған пикир толуқ аяқлашмиса, беши яки ахири барлиғини ипадиләш үчүн
2. Һис-туйғу, һаләтни, һиссиятчанлиқни билдүридиған имлиқ сөзләрдин кейин .
3. Айрим цитатиларда қисқартиш болса, диалогта жавап берилмисә оруниға қоюлиду.
V.Билимини мустәһкәмләш.
Көнүкмиләр ишләш арқилиқ. 270-273-көнүкмиләрни йезиқчәчә орунлайду.
271-272-274-көнүкмиләр еғизчә орунлиниду
VІ.. Йәкүнләш Күндиликниң иккинчи тәрипини толтиримиз.
Соал-жавап усули арқилиқ.
VІІ.Өйгә тапшурма. 46-47-мавзуларни оқуш, 3тин 6 жүмлә йезип,
Баһалаш
Вақти 13.05 Уйғур тили 8-синип 29- бәт Дәрис № 65
Дәрисниң мавзуси: Диктант «Әхлақ дегән немә?»
Мәхсити: 1. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш
2. Өтүлгән мавзулар бойичә алған билимини байқаш
3. Әдәбиятқа, тилға қизиқишини ашуруш
Дәрис түри: билимини байқаш.
Дәрис типи қелиплашқан
Қоллинилидиған усуллар: баянлаш
Пайдиланған технология
Йеңи уқумлар: автоинспектор
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш
ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш
Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш
ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш
А.Арзиева, Х.Ниязова, А.Имиров 29-бәт.
«Әхлақ дегән немә?»
132 сөз
V. Қошумчә тапшурма.
Мәтиндики бир жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиңлар.
VІ. Өйгә тапшурма бериш
Пунктуация қаидилири бойичә тәкрарлаш.