- Учителю
- Урок самопознания в 5 классе на тему: Бирләшкән ишниң утуғи
Урок самопознания в 5 классе на тему: Бирләшкән ишниң утуғи
Дәрис мавзуси: Бирләшкән ишниң утуғи
Дәрис мәхсити : 1) оқуғучиларниң «әмгәк» «достлуқ » «һөрмәт » тоғрисидики чүшәнчилирини кәңәйтип достлуқ , бирликниң адәм һаятидики асасий хисләт екәнлигини чүшәндүрүш.
2) Бирлишип ишләшни билиш ишчанлиғини өсүрүш, бир-бирини сийлашқа чақириш , балиларниң инсаний хисләтлирини тәрәққий әттүрүш .
3) Өз ара ярдәмлишишкә , достлуққа, инсанпәрвәрликкә, өз йеқинлириға көйүшкә , вәтәнпәрвәрликкә тәрбийәләш.
Дәрис түри : Арилаш, сөһбәт .
Қоллинилидиған
қураллар: китап,сүрәт, интерактивлиқ тахта, интернет материаллири ,DVD диск нахшилири, рәңлик қәғәз , плокат , видео-материаллар , мультфильмилар.
Дәримниң меңиши: І. Уюштуруш қисми
-
Саламлишиш
-
Нөвәтчи билән сөһбәт.
-
Балилар диққитини дәрискә жәлип қилиш
ІІ. Шатлиқ чәмбири
Балилар билән чәмбәр қуруп , һәммимиз төвәндики щеир қурлирини қайтилаймиз.
Достлуқ дегән инақлиқ
Қериндашлиқ қулнақлиқ
Достлуқ дегән һаятта
Иззәт , һөрмәт , һәмкарлиқ
ІІ.
Достлуқ болсун намимиз
Нишанимиз йолимиз.
Көктә пәрваз әйләйду,
Достлуқ болса туғимиз.
Достлуқ алий пәзиләт
Шуңа бизгә бәк қиммәт
Бүгүнки дәристә биз бирлик , бирликтә әмгәк қилиш тоғрисида сөһбәтлишимиз.
ІІІ. Мәтин билән иш
«Көп бириксә - бәрикәт» һекайисини китаптин оқуп , соалларға жавап бериду.
Муәллим оқуғучилар ойлирини билиш үчүн төвәндики соалларни қойиду:
-
Мәктәп йенидики дәрәқләрниң әжайип орманға айлишиниң сәвәви немидә дәп ойлайсиләр ?
-
«Көп бириксә - бәрикәт » дегәнни қандақ чүшинисиләр?
-
Көпчилик билән қилған ишлириңлар тоғрисида ейтип бериңлар ?
Балилар жаваплири ибрәтлик сөзләр билән хуласилиниду.
(Интерактив тахтидин ибрәтлик сөзләр көрситилип туриду)
Бирлик бар йәрдә тирикчилик бар
Көп түкәрсә көл болар
Йүз тәңгәң болғичә йүз достуң болсун
Тірлігімен адам байлық жасады , бірлігімен асулардан асады
Тірлік түбі -бірлік
Бірлігі жоқ ел тозады , бірлгі күшті ел озады
Дерево держится корнями , а человек друзьями
Сөһбәтлишиш.