- Учителю
- Урок самопознания в 8 классе на тему: Кәчүрүмчанлиқ – көңүл кәңлиги!!!
Урок самопознания в 8 классе на тему: Кәчүрүмчанлиқ – көңүл кәңлиги!!!
«Біләл Назым атындағы орта мектеп мектепке дейінгі шағын орталығымен» мемлекеттік мекемесі
Очуқ дәрис мавзуси:
Өзини-өзи тонуш пән муәллими
Ниязова Рашидам
2013-2014 о.ж
Билал Назим намидики оттура мәктивиниң
өзини-өзи тонуш пән муәллими
Ниязова Рашидам
Дәрис мавзуси: Кәчүрүмчанлиқ -көңүл кәңлиги
Дәрис мәхсити:
-
Кәчүрүмчанлиқниң адәм бойидики яхши хисләт екәнлигини чүшәндүрүш.Әтрапидики адәмләргә кәчүрүм билән,чүшиник билән, изгүлүк билән қараашқа үитиш.
-
Әтрапидики адәмләргә кәчүрүм билән қарашқа чақирип, оқуғучилар бойиға адәмгәрчилик хисләтлирини сиңдүрүш вә тәпәккүр қилиш қабилийитини тәрәққий әттүрүш.
-
Бир -бирини һөрмәтләшкә, иззәтләшкә чақирип, кәчүрүмчанлиққа тәрбийәләш
Қоллинидиған қурал: китап, дәптәр ,интерактив тахта слайдлири, интернет материаллири,видеоролик, мақал-тәмсилләр.
Дәрисниң меңиши
І Шатлиқ чәмбири . Муәллим балиларни шатлиқ чәмбиригә чақирип ,қоллириға гүлләрни таритип, униң назуклиғиға, чирайлиқлиғиға диққитини жәлип қилиду. Андин саат тилиниң айлиниши бойичә балилар бир-биригә тиләк ейтип, қолидики гүллирини хошнисиға бериду. Гүлләр бир -биридин көпийип, гүлдәстә « Тиләк гүлдәстигә» айлинип, муәллимниң өзигә қайтип келиду.
ІІ Сөһбәтлишиш.
-Кәчүрүмчан болуш дегәнни қандақ чүшинисиләр?
-Аччиғлишиш , рәнжиш пәйтлиридә өзаңларни қандақ чүшинисиләр?
-Сизни қандақ һаләтләр рәнжитиду?
ІІІ «Дил яриси сақаймас» ривайити .( интерк. тахтидин видеоролик көрситиш)
ІV Оқуғучиларниң өз һаятида болған ситуацилик вақиәлири үстидә сөһбәт
жүргүзүш. Ким кимни қандақ кәчүрди?
V Йеңи әхбарат . Адәмләр арисидики йеқимлиқ мунасивәткә аччиқ , рәнжиш зиян кәлтүрүп, өз ара чүшәнмәслик туғдириду. Шу сәвәптин аччиқ рәнжишкә бой сунмай, адәмләргә чүшәнчә билән,яхшилиқ билән, һөрмәт билән интилиш керәк.
VI Дана сөзләр. интерактив тахтида слайд арқилиқ уйғур,қазақ вә рус тиллирида адәмгәрчилик вә кәчүрүм мавзусиға әқлийә дана сөзлар көрситилиду.
VI сәгитиш пәйти. Өзәм билән өзәм.(аста музыка қоюлиду)
Көзүңларни жумуп, үгидигән һаләткә келиңлар.
Әнди оюңларда өз ичиңлардики бүгүнгичә болған аччиқ рәнжишлириңлар
болса кәчүрүп арқаңларға ташлашни сораймән .
VI Оқуғучиларни өз һаятиға шүкрилик билән қараш керәклигини ейтип,
нака балилар тоғрилиқ видеоролик көрситиш .
VII Кәчүрүшкә мүмкин вә мүмкин әмәс вақиәләр схемиси тахтидин слайд ретидә көрситилип , муәллим тәрипидин чүшәндүрилиду.
VIII «Қум вә таш» ривайитини интерактив тахтидин көрситиш
IX Йәкүнләш . (соал-жавап арқилиқ)
1 .Адәмләр арисидики рәнжишниң туғулишиға немә сәвәп болиду?
2.Күнләш риқабәтчилик дегәнни қандақ чүшинисиләр?
3.Көрәлмәс,қизғанчуқ адәмләргә қандақ мәслиһәт берәр едиңлар?
X Жүрәктин- жүрәккә .Барлиқ балилар чәмбәр қуруп « Дост болайли һәммимиз» нахшисини ейтиш арқилиқ дәрис түгәйду.