7


классный час 1 сентября

Автор публикации:
Дата публикации:
Краткое описание:
предварительный просмотр материала

А. Саттаров атындағы орта мектеп-мектепке дейінгі

шағын орталығымен коммуналдық мемлекеттік мекеме





1-қыркүйек Білім күні


Тақырыбы : Менің Отаным - Қазақстан







1 «Б» сынып

Сынып жетекші З. И. Актамова








2015-2016 оқу жылы





Мавзуси : Мениң Вәтиним - Қазақстан

Мәхсити : Оқуғучиларға Вәтинимиз Қазақстан тоғрисида чүшүнүкләр

бериш.

Дәсләп мәктәп босуғисини атлиған оқуғучиларни мәктәп

қаидиси билән оқуш қураллирини таза тутуш қаидилири

билән тонуштуруш.

Оқуғучиларни өз Вәтинини сөйүшкә , һөрмәтләшкә тәрбийиләш.


Қоллинидиған

усуллар: чүшәндүрүш , соал-жавап, оюн усуллири.

Қоллинидиған

көрнәкиликләр: дөләт рәмизлири, мақаллар, һәр хил оюнға

бағлинишлиқ сүрәтләр, шарлар в.б


Синип саатиниң берилиши

  1. Уюштуруш пәйти

-Саламәтмусиләр балилар!

-Бүгүн, силәрниң өмүрүңларда дәсләпки «Билим күни» .


-Балилар , дәрисимизни башлаштин бурун тонушуп алайли. Мән - Замира Исмаиловна. Әнди силәрму новәт билән өз исимлириңларни атап чиқиңлар.


II. Асасий қисим.

-Балилар , билим елигә хуш кәпсиләр!

Бүгүндин башлап силәр һәммиңлар «Оқуғучи» дегән намға егә болисиләр. Униң үчүн силәр бүгүнки дәрисимизгә кәлгән меһманларниң тапшурмилиридин һеч сүрүнмәй өтүшүңлар керәк.


  • Балилар , бүгүнки дәрисимизгә силәрниң көридиған сөйүмлүк мультфильмлириңлардин бизгә меһманлар кәпту

-Қени биринчи меһминимизниң ким екәнлигини көрәйли

Боғусақ (Колобок)

Тапшурмиси: Зәң қоюп тиңшаш

-Балилар бизниң Вәтинимиз-Қазақстан Жумһурийити. Сәвәви, биз һәммимиз мошу йәрдә туғулуп , өстуқ. Қазақстан - у мустәқил әл, өзиниң өз алдиға конституцияси, дөләт рәмизлири, дөләт тили, астанаси, валютиси вә мәмликәтни башқуридиған президенти бар. Қазақстан Жумһурийитиниң президенти -Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев. (сүритини көрситиш) Астанаси -Астана шәһири. (сүрәтлирини көрситиш) Дөләт рәмизлири- гимн , герб, туғ. (сүрәтлирини көрситип , қисқичә чүшүнүк бериш)Дөләт тили-қазақ тили.

Балилар, мошу туғулуп өскән Вәтинимизни биз һәр қачан яхши көришимиз керәк , һөрмәт қилишимиз керәк вә қоғдишимиз керәк....


Сәгәк минуткиси


-Кейинки меһман у һеч қачан балларға бармиған

У қиз күндә өй тазилап, тамақ етип, кир жуятти.

Күнләрниң биридә униңға король уюштурған балға баридиған мүмкинчилиги чиқип, балға бариду, у йәрдә бу қизни король балиси яхши көрүп қалиду. Бирақ саат 12дә қиз өйгә алдирип жүгрәп кетип барғанда ,туфлисини жүтүрүп қойиду. Ким у қиз?


-Золушка

Тапшурмиси: Мәктәпкә сумкаңни жиғ!

-Һазир мән нәрсиләрни атаймән, ашуларниң ичидә қайсуси мәктәпкә керәк болса, чавак челиңлар, әгәрдә керәк болмиса, путиңларни уруңлар.

-Китап, дәптәр

-Оюнчуқ машина

-Қәләм, өчәргүч

-Чай билән нан

-Рәңлик қәғәз һәм линейка

-Апаңлар вә дадаңлар


-Кейинки меһминимизни Қарши алайли. Бу ким ?


-Қизил бөк (Красная шапочка)

Тапшурмиси: Қандақ баһа алисән?

Алдин ала баһалар йезилған дүгләкчиләр тәйярлинип сумкиға селиниду. Асасән «5» вә «4» баһалири .»3» вә «2» дегән баһалар сумкиниң көрүнмәйдиған янчуғиға селиниду.

-Қени балилар ким қандақ баһа елип оқуйдекин , синап көрәйли (балилар сумкидин баһаларни алиду )

-Әнди көрситиңлара , ким қандақ баһаларни алди?

-Немә дегән аламәт , һәммиңлар 5 билән 4 дегән баһаларни елипсиләр . Сумкиға қарап көрәйличу немә қалди ,- дәп сумкиниң оғри янчуғидин 2 вә 3 баһалирини чиқирип көрситиш.

-Һәммә начар баһалар сумкида қапту демәк бизниң синипта начар оқуйдиған оқуғучилар болмайдекән. Ярайсиләр балилар!


-Кейинки меһминимизни Қарши алайли. Бу ким ?

Маша билән ейиқ (Маша и медведь)

Шеирларни ядлаш

1-оқуғучи:Мән мәктәпкә баримән 6-оқуғучи: Муәллимни тиңшаймән

Елипбәни алимән Әркиләшни унтиймән

Оқуп , йезип үгинип Тәртиплик болуп һәр қачан

Әла баһа алимән Тазилиқниму сақлаймән

2-оқуғучи:Дәсләп келип мәктәпкә 7-оқуғучи: Мән мәктәпкә баримән

Тонудум мән устазни Үлгилик оқуғучи болимән

Дәптәр, қәләм мән тутуп Вәтиним билән хәлқимниң

Башлап қойдум билимни Мақтиниши болимән

3-оқуғучи: Маңа рошән келәчәк 8-оқуғучи: Алтә яшлиқ балимән

Сөйүмән оқуш, әмгәк Китап, дәптәр алимән

Мәктәпниң мән беғида Сентябрьда мәктәпкә

Яшниған бир гүл чечәк Биринчи болуп баримән

4-оқуғучи: Ана тилда мән оқуп 9-оқуғучи: Елипбә, елипбә

Чоңқур билим алимән Дәсләпки һәриптин

Достлар билән бирлишип «Ана» дәп һазир биз

Арманларға йетимән Язимиз башқидин


5-оқуғучи: Мәктәптә әнди оқуймиз 10-оқуғучи: Салам саңа мәктивим

Үлгилик бала болимиз Салам, билим ордиси

Яхши оқуп дәрисни Сәндин билим елип мән

Һәр қачан «5» алимиз Арминимға йетимән


-Кейинки меһминимизни қарши алайли. Бу ким ?


Спанч боб

Балиларға һәр бирсигә һәр хил сүрәтләрни бериш. Сүрәтләрни балилар бояп, кейин қандақ рәңгә бойиғини вә немә үчүн у рәңгә бойиғинини чүшәндүриду.


  1. Йәкүнләш.

Соал-жавап арқилиқ йәкүнләш




 
 
X

Чтобы скачать данный файл, порекомендуйте его своим друзьям в любой соц. сети.

После этого кнопка ЗАГРУЗКИ станет активной!

Кнопки рекомендации:

загрузить материал