7


  • Учителю
  • План урока на тему 'Моңғолларниң Қазақстан йерини бесивелиши'

План урока на тему 'Моңғолларниң Қазақстан йерини бесивелиши'

Автор публикации:
Дата публикации:
Краткое описание:
предварительный просмотр материала

Қазақстан тарихи 7-синип

Дәрисниң мавзуси: Моңғолларниң Қазақстан йерини бесивелиши

Дәрисниң мәхсити: 1)ХІІІ әсирниң бешидики Моңғол империясиниң қурулуши,жәмийәтлик

түзүми вә сәяситини чүшәндүрүш.

2)Тарих пәнигә болған қизиқишлирини ашуруп, ойлаш вә әстә сақлаш

қабилийәтлирини риважландуруш.

3) Адәмгәрчиликкә вә адаләтлик болушқа тәрбийиләш

Дәрис түри: Арилаш

Қолланған усул: алгоритмлиқ мәзмунлаш, соал-жавап.

Көрнәкликләр: Оттура әсирдә яшап, ижат қилған алим, язғучиларниң портретлири, презентация

Дәрисниң бериши

І. Уюштуруш қисми

Оқуғучиларниң дәрискә тәйярлиғини тәкшүрәш

Оқуғучиларни түгәлләш

ІІ. Өй тапшурмисини сораш.

Х-ХІІ әсирләрдә илим-пәнниң тәрәққий етишигә немә тәсир қилди?

Әл-Фарабиниң қандақ әмгәклирини билисиләр?

Түрк тилини тәкшүргән алим тоғрилиқ ейтиңлар

ІІІ.Тест елиш

1. Ғожа Әхмәт Яссавийниң устази ким болған? а/ С.Бақирғани б/ Қарахан в/Арыстан баб г/ Алаша хан 2. ХІ-ХІІ әсирләрдә селинған мончилар қайси шәһәрдә тепилди? а/ Йассы,Сайрам б/ Сығнақ, Сауран в/ Талғир, Жент г/ Тараз, Отрар 3. ХХ әсирниң 60-жиллириғичә қайси шәһәрдә шәриқ мончиси ишлигән ? а/ Тараз б/ Йассы в/Сайрам г/ Сығнақ 4. Адәмләрниң келип чиқишини мәлум бир һайван билән бағлаштуридиған етиқат а/ фетишизм б/ тотемизм в/ анимизм г/ тәңрилик 5. 751-жилқи Атлах жеңидә әрәпләр билән бирлишип хитай қошуниға қарши турған қәбилә а/ үйсүнләр б/ қарлуқлар в/ уйғурлар г/ түркәшләр 6. Оғузлар билән түркмәнләрдә немигә сиғиниш кәң тариған? а/ илкигә б/ өшкигә в/ бөригә г/зороастрилиқ фарнға 7. Тәңригә сәждә қилиш бәлгүси сүпитидә қәбир үстигә немә қойған? а/ балбал б/ қой ташлар в/ крестларни г/ таш қойған

8. Ғәрбий Түрк қағанитида будда диниға изгү көз қарашта болғанлиғи тоғрисида ким язған? а/ Геродот б/ Плиний в/Рубрук г/ Сюань Цзянь 9. Христианлиқ-несторианлиқ тәлимат VII-VIII әсирләрдә қайси тәвәдә тәсир көрсәтти? а/ Жәнүбий Қазақстан, Йәттису б/ Шималий Қазақстан в/ Ғәрбий Қазақстан г/ Мәркизий Қазақстан,Сариарқа 10. Әл-Мақдиси Қазақстан шәһәрлиридә немә көпләп селинди дәп язған? а/ мончилар б/ өйләр в/мечитлар г/ сардобилар 11. Отрар шәһиридә туғулған Шәриқниң улуқ алими а/ Йүсүп Хас Һажип б/ Әл-Бируни в/ Әл-Фарабий г/ Әл-Макдиси 12. «Дивану луғәтит түрк» әмгигиниң муәллипи а/ Маһмут Қәшқәрий б/ Йүсүп Хас Һажип в/ Әхмәт Йүгнәкий г/ Әл-Макдиси 13. Ғожа Әхмәт Яссавийниң қалған улуқ мирас а/ «Һәқиқәт сайи» б/ «Дивану һекмәт» в/ «Қутадғу билик» г/ «Дивану луғәтит түрк» 14. Ғожа Әхмәт Яссавийниң изини басқан шагиртлириниң бири а/ Әл-Фарабий б/ Маһмут Қәшқәрий в/ Әхмәт Йүгнәкий г/Сулайман Бақирғани 15. Дәсләпки қетим түркий тилида йезилған әсәр а/ «Һәқиқәт сайи» б/ «Дивану һекмәт» в/ «Қутадғу билик» г/ «Дивану луғәтит түрк»

ІV. Мавзу плани:

1.Моңғол империясиниң қурулуши

2 Жәмийәтлик түзүми

3 Моңғолларниң Қазақстанни бесивелиши

4. Бесивелиш зәрдаплири вә улусларниң қурулуши.

V. Йәңи мавзуни чүшәндүрүш

Чингизхан (Темучин) 1155ж Моңғолияниң Кенди тағ өлкисиниң Онон дәрияси бойида Болдоң дегән йәрдә Есугей батурниң аилисидә туғулған. 1206ж хан болиду. Керей хани Тори дуа берип-Чингизхан атилиду. 1206ж моңғол империясини қуриду. Қануни «Яса». Һакимийәтниң алий органи -қурултай жилиға бир рәт чақирилған.

Һәрбий -мәмурий аймақ: 1-оң қанат(Барунғар) 2-сол қанат (Жоңғар) 3-мәркизий қанат (кул)

95 түмән мәмурийәт-10 миң адәм-аймақ,миңлиқ,йүзлүк,онлуқ.

1207-1208ж Жоши Енисей қирғизлири билән күн петиштики Сибирь хәлиқлирини бесивалди.

1207-1208ж Чингизхан Таңғутлар дөлити,Турпан идиқути вә уйғурларни беқиндурди.

1211-1215ж Хитайни бесивелип,уруш техникисини қолға чүшәрди.

1217ж Күчлүкниң Йәттисудики егиликлирини бесивелиш үчүн Жебе ноянни әвәтиду.

1218ж Йәттисуға кириду.

1219ж Чингизханниң 150 миңға йеқин әскири Иртыштин Сирдәрияға қарап бәт алиду.

1219-1220ж Сир бойидики шәһәрләр толуғи билән моңғолларниң егидарчилиғиға өтиду.

«Отрар вәйрини»-1218ж 450 адәм 500төгә карвини. 1219ж .

Жоши улуси-шәриқ. Чағатай улуси-жәнуп. Үгедей улуси-ғәрип. Төлей-Моңғолия йери.

VІ. Мавзуни пишиғдаш

Моңғол империясиниң қурулуши тоғрилиқ ейтиңлар.

Қазақстанни моңғоллар қайси вақиттин башлап бесивалди?

Қазақстан йери қайси улус тәркивигә кирди?

VII. Дәрисни йәкүнләш

VIII. Өйгә тапшурма:§ 21

Оқуғучилар билимини баһалаш





 
 
X

Чтобы скачать данный файл, порекомендуйте его своим друзьям в любой соц. сети.

После этого кнопка ЗАГРУЗКИ станет активной!

Кнопки рекомендации:

загрузить материал