7


  • Учителю
  • Урок по уйгурской литературе на тему Мөмүн Һәмраевниң һаяти вә ижадийити 'Еғир күнләрдә' әсәри (7 класс)

Урок по уйгурской литературе на тему Мөмүн Һәмраевниң һаяти вә ижадийити 'Еғир күнләрдә' әсәри (7 класс)

Автор публикации:
Дата публикации:
Краткое описание: Дәрисниң мавзуси:     Мөмүн Һәмраевниң һаяти вә ижадийити. «Еғир күнләрдә» әсәриМәхсити:    1  Мөмүн Һәмраевниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш. «Еғир күнләрдә» әсәриниң мәзмуни билән тонуштуруш 2. Саватлиқ  вә бағлинишлиқ пикир қилишқа  үгитиш3. Әдәбиятқа қизиқишини
предварительный просмотр материала

Вақти Әдәбият 7-синип бәтләр Дәрис №


Дәрисниң мавзуси: Хәлиқ еғиз ижадийити. Ләтипиләр.

Нәсирдин Әпәнди ләтипилири

Мәхсити: 1 Хәлиқ еғиз ижадийити һәққидики билимини чоңқурлаштуруш. Ләтипиләр вә ләтипичиләр тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш

3. Еғиз ижадийитигә болған һөрмитини күчәйтиш, Һазиржаваплиққа вә тапқурлуққа тәрбийиләш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Уйғур фольклориниң антологияси».

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Хәлқимизниң бай мираси - еғиз ижадийити тоғрисида әтраплиқ чүшәнчә бериш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Бәдиий әдәбиятниң қурали немә?

  2. Әдәбият немини әкис әттүриду?

  3. Язғучи вә рәссамниң арисида пәриқ барму, болса немидә?

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Язма әдәбият болмиған заманда адәмләр өз әмгиги, һаяти, турмуши һәққидә нахша-қошақ, чөчәк вә мақалларни еғизчә яратқан. Еғиздин еғизға көчүш жәриянида бу әсәрләр өзгиришләргә учрап, кәңийип барди. Еғиз ижадийәт барлиқ хәлиқтә бар. Йезиқ пәйда болғанда еғиз әдәбиятму тәрәққий әтти. Чөчәк, дастан, қошақларда хәлиқ вәтәнниң азатлиғи, хәлиқниң бәхит-саадити үчүн күрәшләрдики қәһриманларни мәдһийилиди. Еғиз ижадийәтниң түрлири: чөчәк, мақал-тәмсил, қошақ, тепишмақ, ривайәт, әпсанә, дастан, ләтипә в.б.

Ләтипиләр - шәкли жәһәттин ихчам, қисқа, мәзмуни бойичә әжайип кәң вә чоңқур еғиз ижадийәтниң түри. Мәшһур ләтипичиләр: Нәсирдин Әпәнди, Сәләй Чаққан, Молла Зәйдин вә башқилар.

Нәсирдин Әпәнди вә башқиларниң ләтипилиридә хәлиқниң даналиғи, һазиржаваплиқ маһарити, өткүр сөзлүги ениқ байқилиду.

VІ. Мустәһкәмләш.

1. «Уйғур фольклориниң антологияси» китавидин фольклор һәққидә, ләтипиләр тоғрисида оқуп бериш

2. Оқуғучилар өзлири билип кәлгән ләтипиләрни ейтип, уларниң мәнасини чүшәндүриду.

3. Оқуғучиларға дәрисликтики мәлуматни оқутуш

VІІ . Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш,

Өйгә тапшурма. 4-9-бәтләрни оқуш вә сөзләш.

Вақти Әдәбият 7-синип бәтләр Дәрис №


Дәрисниң мавзуси: Қошақлар. Тарихий қошақларниң әһмийити.

Мәхсити: 1 Қошақлар, тарихий қошақлар, уларниі әһмийити тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш

3. Еғиз ижадийәткә вә тарихимизға болған қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Уйғур фольклориниң антологияси», «Уйғур хәлиқ қошақлири»

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, ипадилик оқуш

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Еғиз ижадийитиниң бир түри қошақлар вә уларниң мәзмуни, әһмийити тоғрисида әтраплиқ чүшәнчә бериш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Еғиз ижадийити қачан пәйда болған? Униң түрлирини атап бериңлар

  2. Ләтипә дегән немә немә?

  3. Атақлиқ ләтипичиләрни атаңлар. Ләтипиниң әһмийити тоғрисида ейтип бериңлар.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Қошақлар - еғиз ижадийитиниң бир түри болуп, уларда хәлиқниң турмуш-һаяти, келәчәккә интилиши, арзу-арманлири вә күндилик һаятида болуп

Қошақ дәп мәлум шеирий шәкилдики еғиз әдәбиятиниң мәхсус жанри атилиду. Улар асасән 4 мисрадин ибарәт болиду. Дәсләп мәлум бир шәхс тәрипидин ижат қилинип, бара-бара хәлиқ ичигә сиңип, хәлиқ қошақлири дегән намға егә болуп кәткән.

Мавзу жәһәттин қошақлар әмгәк, урпи-адәт, лирикилиқ вә тарихий қошақлар болуп бөлүниду.

Тарихий қошақлар - һәқиқий болған вақиәләр вә мәлум тарихий шәхсләргә беғишлинип чиқирилиду. Азатлиқ күрәш һәрикити, хәлиқниң еғир турмуши, Садир Палван, Назугум һәққидики қошақлар, көч-көч қошақлири, 1916-жилқи қошақлар шулар жүмлисидин.

VІ. Мустәһкәмләш.

1. «Уйғур фольклориниң антологияси» китавидин қошақлар оқуп бериш

2. «Уйғур хәлиқ қошақлири» китавидин тарихий қошақларни мисал кәлтүрүш

3. Оқуғучиларға дәрисликтики қошақларни оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш

VІІ . Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш,

Өйгә тапшурма. 9-14-бәтләрни оқуш вә сөзләш. Қошақларни ядқа елиш

Вақти Әдәбият 7-синип -бәтләр Дәрис №


Дәрисниң мавзуси: Қошақлар. Тарихий қошақларниң әһмийити.

Мәхсити: 1 Қошақлар, тарихий қошақлар, уларниі әһмийити тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш

3. Еғиз ижадийәткә вә тарихқа болған қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Уйғур фольклориниң антологияси», «Уйғур хәлиқ қошақлири»

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, ипадилик оқуш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Еғиз ижадийитиниң бир түри қошақлар вә уларниң мәзмуни, әһмийити тоғрисидабилимини байқаш, хәлқимизниң қошақчи вә батур қизи Назугумниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Еғиз ижадийити қачан пәйда болған? Униң түрлирини атап бериңлар

  2. Ләтипә дегән немә немә?

  3. Атақлиқ ләтипичиләрни атаңлар. Ләтипиниң әһмийити тоғрисида ейтип бериңлар.

  4. Қошақ дегән немә?

  5. Қандақ қошақниң түрлирини билисиләр?

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш


VІ. Мустәһкәмләш.

1. «Уйғур фольклориниң антологияси» китавидин қошақлар оқуп бериш

2. «Уйғур хәлиқ қошақлири» китавидин тарихий қошақларни мисал кәлтүрүш

3. Оқуғучиларға дәрисликтики қошақларни оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш

VІІ . Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш,

Өйгә тапшурма. 9-14-бәтләрни оқуш вә сөзләш. Қошақларни ядқа елиш

Вақти Әдәбият 7-синип 14-16-бәтләр Дәрис № 4


Дәрисниң мавзуси: Назугум қошақлири

Мәхсити: 1 Назугум вә униң қошақлири тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш

3.

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Уйғур фольклориниң антологияси», «Уйғур хәлиқ қошақлири»

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, ипадилик оқуш

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Еғиз ижадийитиниң бир түри қошақлар вә уларниң мәзмуни, әһмийити тоғрисидабилимини байқаш, хәлқимизниң қошақчи вә батур қизи Назугумниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Еғиз ижадийити қачан пәйда болған? Униң түрлирини атап бериңлар

  2. Ләтипә дегән немә немә?

  3. Атақлиқ ләтипичиләрни атаңлар. Ләтипиниң әһмийити тоғрисида ейтип бериңлар.

  4. Қошақ дегән немә?

  5. Қандақ қошақниң түрлирини билисиләр?

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Назугум - хәлқимизниң әркәсөйәр, қорқумсиз, хәлиқпәвәр қошақчи қизи. Униң өтмүш һаяти тоғрисида төвәнки синипларда кәң түрдә мәлумат алған едуқ.

(Оқуғучилар Назугум қошақлирини ядқа ейтиду)

2. Назугум өзиниң бешиға чүшкән еғир дәртләрни қошақлирида изһар қилған. Ямулда ятқанда, хитай чериклири қоғлап чиққанда, чөл-баяванларда ялғуз қалғанда ата-анисини сеғинип қошақлар тоқуғанлиғини билишкә болиду.

1825-жили Қәшқәрдә көтирилгән қозғилаңға Назугумма қатнашқан еди. Қозғилаң рәһимсизлик билән бастурулғанда Назугум қалмақлар қолиға чүшүп қалиду.

Униң қошақлиридин вәтини Қәшқәр, ата вә анисидин башқа момиси, акиси, йолдиши вә 3 яшлиқ оғли болғанлиғини билимиз. Оғли билән йолдишини манжурлар өлтәргән екән.

VІ. Мустәһкәмләш.

1. «Уйғур фольклориниң антологияси» китавидин қошақлар оқуп бериш

2. «Уйғур хәлиқ қошақлири» китавидин Назугум қошақлирини мисал кәлтүрүш

3. Оқуғучиларға дәрисликтики қошақларни оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш

VІІ . Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш,

Өйгә тапшурма. 14-16-бәтләрни оқуш вә сөзләш. Қошақларни ядқа елиш


Вақти Әдәбият 7-синип бәтләр Дәрис №

Дәрисниң мавзуси: Йүсүп Хас Һажип. «Қутадғу билик» әсәри

Мәхсити: 1 Әдип ижадийити тоғрисидики билимини чоңқурлаштуруш. Әсәр мәзмуни, әһмийити һәққидә чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш, дуния қаришини кәңәйтиш

3. Әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, илим-билим егиләшкә, әдәп-әхлаққа тәрбийиләш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, әдип портрети, «Қутадғу билик» тоғрисида гезит-журнал материаллири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, муназирә

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Назугум ижадийити бойичә билимини тәкшүрүш, йеңи мавзуни чүшәндүрүш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Назугум қошақлирини ядқа ейтқузуш вә уларниң мәзмуни бойичә билимини соал-жавап усули арқилиқ байқаш:

А) Назугум ким? Б) Немә үчүн Назугумни қәһриман дәймиз?

В) Назугум кимдин вә немә үчүн қачти? Г) Назугум нәләрдә қечип жүрди? Ғ) Назугум тоғрисида қәләм тәврәткән шаир вә язғучиларни атаңлар

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Йүсүп Хас Һажип. «Қутадғу билик»

Дәрис Й.Х.Һажип тоғрисида ейтилған пикирләрни оқуштин башлиниду.

Өз дәвриниң һәртәрәплимә мәлуматлиқ көрнәклик әрбаби Й.Х.Һажип 1019-жили Баласағун (Қараханийлар дөлитиниң 2-пайтәхти) шәһиридә дунияға кәлди 50 йешида «Қутадғу билик» әсәрини йезип, уни Обул Һәсән Буғраханға тәғдим қилған. Бу әсәр 85 баптин ибарәт. 11 баби әсәрниң киришмисигә, йәни худаға, пәйғәмбәрләргә вә 4 хәлифигә беғишланған. Асасий қисим 12-баптин башлиниду. Күнтуғди - адил падиша, Айтолди - вәзир, Күсәмиш - орда хизмәтчиси, Одғурмиш - тәрки дуниячи болуп кәткән киши, Өгдүлмиш - вәзир Айтолдиниң оғли. Әсәрдә мошу образлар арқилиқ, уларниң сөһбәт-муназирилири арқилиқ дөләт түзүмини тәртипкә селиш, һәр хил ижтимаий қатламларниң вәзипә паалийәтлири, алақилирини тәрипләш, илим-мәрипәт, әдәп-әхлақ мәсилилирини тәшвиқ қилиш мәсилилири қоюлған.

Әсәрниң әһмийити: 1. Түркий тилларда язма әдәбият тәрәққий әтмигән дәвирдә вужутқа кәлди.

  1. Әсәр шаирниң ана тилида - уйғур тилида йезип чиқти.

  2. Әсәрдә әдип еғиз ижадийитиниң көплигән шәкиллирини пайдиланди (мақал, һекмәтлик сөзләр)

VІ. Мустәһкәмләш.

1. Қошумчә мәлуматлар оқуп бериш

VІІ . Йәкүнләш вә баһалаш Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш,

Өйгә тапшурма. 17-20-бәтләрни оқуш вә сөзләш.

Вақти 7-синип Әдәбият Дәрис №6


Дәрисниң мавзуси: «Қутадғу биликтин» берилгән парчә билән иш

Мәхсити: 1 Әсәр мәзмуни, әһмийити һәққидә чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш, дуния қаришини кәңәйтиш

3. Әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, илим-билим егиләшкә, әдәп-әхлаққа тәрбийиләш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: «Қутадғу билик» тоғрисида гезит-журнал материаллири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, муназирә

Қоллинилидиған технология сто

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Йүсүп Хас Һажип ижадийити бойичә билимини тәкшүрүш, йеңи мавзуни чүшәндүрүш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Йүсүп Хас Һажипниң һаяти вә ижадийити тоғрисида ейтип бериңлар.

  2. «Қутадғу билик» әсәриниң мәзмунини сөзләңлар.

  3. «Қутадғу билик» дастаниниң әһмийити немидә?

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

1. Тилниң пайдиси вә зийини» һәққидики парчиниң мәзмуни. Оқуғучилар өзлиригә оқутуп, тәһлил қилдуруш.

Тил - әқилниң тәржимани, у адәмни бәхитлик қилғучи һәм шундақла уни хар қилғучи. Тил адәмгә көп жапалар елип келиши мүмкин, шу сәвәптин уни дайим күзитип туруш керәк, йәни байқап сөзләш керәк. Өз бешиңға аманлиқ тилисәң, яман сөзни еғиздин чиқармиғин. Билип сөзлигән сөз билим болуп санилиду. Тил - қарғуға йол көрсәткүчи, сөзүң яхши болса, өлмәйсән. Адәм икки нәрсидин қеримайду: бири- яхши иш, иккинчиси - яхши сөз.

2. Әқил вә билим һәққидә. Әқил - чирақ, билим - йоруқлуқ. Иккиси билән адәм қәдирлик. Билим байлиқ, гадайлашмайдиған вә қарақчи, оғри алалмайдиған.

3. Адаләт вә дуруслуқ һәққидә. Һәр ишни адаләтлик йешиш керәк. Ялған ейтқан яман. Вәдә берип, уни орунлимиған яманларниң ямини.

4. Алимлар һәққидә. Алимларни сөй, уларни һөрмәт қил. Уларниң илми бизгә чирақ. Улар тәрсә үнмәйдиған адәмләр. Адәмләрни түз йолға башлайдиған - алимлар.

5. Деханлар һәққидә. Әң керәклик кишиләрниң бири - деханлар. Пүтүн жанлиққа пайда беридиған, жан беридиған кишиләр.

6. Бәгләр һәққидә. Бу кишиләр әқиллиқ, билимлик, сехи вә силиқ болуши лазим. Шундақла улар талланған, көңли түз, хулқи гөзәл, дили пак болуши керәк. Һошиярлиқ вә қанун - әлниң йилтизи.

VІ. Мустәһкәмләш. 1. Қошумчә мәлуматлар оқуп бериш

VІІ . Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІІ. Өйгә тапшурма. 21-29-бәтләрни оқуп, үзүндә ядлаш.


Вақти 7-синип Әдәбият Дәрис №7

Дәрисниң мавзуси: Маһмут Қәшқәрий «Дивану луғәтит түрк» әсәри

Мәхсити: 1 Әдип ижадийити тоғрисидики билимини кәңәйтиш. Әсәр мәзмуни, әһмийити һәққидә чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш, дуния қаришини кәңәйтиш

3. Мәшһур әдипкә болған һөрмитини ашуруш, әдәбиятқа қизиқтуруш, илим-билим егиләшкә, әдәп-әхлаққа тәрбийиләш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, әдип портрети, «Дидар», «Әхбарат» журналлири, гезит материаллири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, муназирә

Қоллинилидиған технология сто

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Йүсүп Хас Һажип ижадийити бойичә билимини тәкшүрүш, йеңи мавзуни чүшәндүрүш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Йүсүп Хас Һажипниң һаяти тоғрисида немә билисиләр?

  2. «Қутадғу билик» әсәриниң мәзмунини ейтип бериңлар

  3. Әсәрниң әһмийити немидә?

  4. Үзүндиләрни ядқа етқузуш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Маһмут Қәшқәрий

ХІ әсирдә дунияға кәлгән улуқ энциклопедист алим. Униң әсәри 3 томдин ибарәт болуп, пәқәт уйғур хәлқиниңла әмәс, бәлки пүткүл түркий хәлиқләрниң мәдәний тарихида чоң әһмийәткә егә

М.Қәшқәрий Қәшқәрдә тәхминән 1009-жили дунияға кәлди. Яшлиқ вақти Қәшқәрдә өтти. Өз дәвриниң жуқури билимигә егән болған әдип оқушини Бухара, Сәмәрқәнт, Нишапур охшаш мәшһур жайларда давам қилди. «Дивану луғәтит түрк»ни йезиш үчүн түркий хәлиқләрниң қәбилилирини арилап чиқти. «Диванни» 2 жилда йезип чиқти. Бу әмгәкни қайта ишләп, 4 қетим нәшир қилди. Бу әсәрдә уйғур әдәбий тили вә униң диалект вә шевилири тоғрисида көп мәлумат бериду. Бу тилни алим хақанийә тили дәп атайду. Қәшқәр хәлқини алим хақанийә түрклири, тилини хақанийә тили дәп атиған.

Уйғур этноними Шәрқий Түркстанниң күн чиқиш қисмида Бәшбалиқни пайтәхт қилған будда динидики уйғурларға қаритилған аталғу. Бу сөзниң этимологиясини Искәндәр Зулқәрнәйн билән бағлаштуриду. Бу тоғрисида уйғуршунас алимлириниң пикри һәр хил.

Умумән алғандә бу әсәр уйғур қедимий тарихини үгиништә асасий мәнбәләрниң бири болуп һесаплиниду.

әшқәрдә өтти.

VІ. Мустәһкәмләш.

1. Қошумчә мәлуматлар оқуп бериш. Дәрисликни оқутуш вә соал-жавап усули арқилиқ мустәһкәмләш

VІІ . Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш,

Өйгә тапшурма. 30-32-бәтләрни оқуш вә сөзләш.



Вақти 27.09 Әдәбият 7-синип 32-37- бәтләр Дәрис № 8


Дәрисниң мавзуси: «Дивану луғәтит түрк» әсәридики тәбиәт тоғрисидики

қошақлар

Мәхсити: 1 Әсәр мәзмуни, униң алаһидиликлири вә әһмийити һәққидә чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш, дуния қаришини кәңәйтиш

3. Әдәбиятқа қизиқтуруш, илим-билим егиләшкә, әдәп-әхлаққа тәрбийиләш, тәбиәтни сақлашқа дәвәт қилиш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, гезит материаллири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, муназирә

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Маһмут Қәшқәрий ижадийити бойичә билимини тәкшүрүш, йеңи мавзуни чүшәндүрүш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Маһмут Қәшқәрийниң һаяти тоғрисида немә билисиләр?

  2. «Дивану луғәтит түрк» әсәриниң йезилиш тарихини ейтип бериңлар

  3. ХІ әсирдики уйғур дөләтлири һәққидә немә ч.шәндиңлар?

  4. Әсәрниң әһмийити немидә?

  5. Немә үчүн алим шу дәвирдики уйғур тилини хақанийә тили дәп атиди?

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Маһмут Қәшқәрий өзиниң шаһ әсәридә һәр бир қәбилә тилиниң өзгичиликлири көрситиштә хәлиқ даналиғиға: мақал-тәмсил, тепишмақ, бейит вә қошақларға тайинип, уларни мисал кәлтүрди. Дәрисликтә биз тәбиәт һәққидики қошақлири оқуймиз.

1. Баһар һәққидики қошақлар. Баһар пәслиниң тәсвири хәр хил охшитишлар, жанландуруш вә башқиму тәсвирләш васитилири арқилиқ берилиду. Асмандики булутни үзүп жүргән қейиққа охшитиду, булут өз ямғурини қуюп, «ақ торини һаваға яйди», - дәйду. Баһарда болидиған барлиқ һадисиләрни тәпсилий йезип чиқиду.

2. Қиш билән язниң талиши. Қишниң сөзи: мениңда адәм вә һайванларниң бәдини чиниқиду, қар мениңдә яққачқа ашлиқ үнүп, һосул бериду, дүшмәнму қишта жим болиду, сән кәлгәндә қайтидин қозғилиду, сениңдә чаянлар көпийиду, паша, чивин, иланларму көпийиду

Язниң сөзи: қишта патқақ, лай доглиниду, кәмбәғәлләр шүмшийиду, пут-қоллири музлап, пүвдәп исситиду.

Икки пәсил бир-бири билән күрәш қилиду.

VІ. Мустәһкәмләш.

1. Оқуғучиларниң пикрини тиңшаш. Қиш вә язниң яхши вә яман тәрәплирини ейтип муназирә қилиду.

VІІ . Йәкүнләш вә баһалаш Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІІ. Өйгә тапшурма. 32-37-бәтләрни оқуш вә сөзләш. Иншаға тәйярлиқ қилиш

Вақти 07.10 Әдәбият 7-синип бәтләр Дәрис №11


Дәрисниң мавзуси: Әдәбият нәзәрийәси: метафора, охшитиш,

жанландуруш

Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзу бойичә чүшәнчисини байқаш. Метафора, охшитиш вә жанландуруш һәққидә чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа, әдәбий әсәрни тәһлил қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа болған қизиқишини, ойлаш қабилийитини ашуруш.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, мәтинләр

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Н.Рәбғузий ижадийити тоғрисидики чүшәнчисини байқаш, Метафора, охшитиш вә жанландуруш һәққидә чүшәнчә бериш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Н.Рәбғузий ким? Ижадийити тоғрисида немә билдиңлар?

  2. «Қиссәи Рәбғузий» әсәри тоғрисида ейтип бериңлар.

ІV . Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Һәр қандақ бәдиий әсәр өзиниң тил гөзәллиги билән пәриқлинип туриду. Язғучи, шаирлар ана тилимизниң сөз байлиғидин устилиқчә пайдилинип, өз әсәрлиридә һәр хил тәсвирләш васитилирини қоллинидиғанлиғини байқаймиз. Эпитет, метафора, синекдоха, охшитиш, жанландуруш в.б. шулар жүмлисидиндур. Бу васитиләр әсәрниң гөзәл вәмәзмунлуқ болушиға үлүш қошуп, оқуғучида бир хил һиссиятларни ойғитиду.

Метафора - бир нәрсигә хас болған хусусийәтни иккинчи нәрсигә қияс қилип көрситиш. Мәсилән, Ана жутум - алтун бөшүгүм, китап - билим булиғи, ата-анам - сунмас қанитим.

Жанландуруш - метафориниң бир түри болуп, жанлиқ нәрсиләргә хас болған хусусийәтләрни жансиз нәрсиләргә көчириш. М: Таң шамили үзүмни сийпап өтти, булутлар өз йешини төкмәктә в.б

Охшитиш - пикирни очуқ ипадиләш үчүн қоллинилиду, -дәк, -тәк қошумчилири вә худди, охшаш дегән сөзләрниң ярдими билән ясилиду. Айдәк чирай, гүлдәк чирайлиқ, худди кепинәктәк йеник в.б

Бу васитиләр барлиқ бәдиий әсәрләрдә учрайду.

V. Бәкитиш.

Әсәрләрдин үзүндиләр оқутуп, метафора, охшитиш вә жанландуруш тоғрисидики чүшәнчисини байқаш.

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІ. Өйгә тапшурма.

Бир шеир яки һекайә оқуп, униңдики метафора, охшитиш вә жанландурушни тепиш

Вақти 11.10 Әдәбият 7-синип 40-41-бәтләр Дәрис № 12

Дәрисниң мавзуси: Нәзәрғожа Абдусемәтовниң һаяти вә ижадийити

Мәхсити: 1 Н. Абдусемәтовниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Шеирийәткә қизиқишини ашуруш, хәлиқпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.

Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Жиллар садаси», «Йоруқ саһиллар»

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитниң алаһидиликлиригә тохтилиш

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Н. Абдусемәтов (1887-1951)

1. Тарихчи, язғучи, шаир вә драматург. 1887-ж. Уйғур наһийәси, Ғалжат. Дехан аилиси. Дадиси Абдусемәт манжур-хитай басқунчилириға қарши күрәш қатнашчиси. Дәсләп диний мәктәп. Гезит-журнал, тил, тарих, әдәбиятқа аит китапларни оқуйду. «Юлтуз», «Шора», «Вақит» гезит журналлирида. Уйғур тарихи тоғрисида мақалилар язиду.

2. Тәхәллуси «Уйғур балиси»

3. Тарихий мақалилири «Или вилайити», «Ғулжа султанлиғиниң тәшкил қилиниши», «Баяндайниң елиниши» «Әла Палванниң султанлиққа көтирилиши», «Таранчи түрклириниң һаяти».

4. Әдәбият саһасида. «Омақ билән Амрақ», «Кичиккинә Риза», «Назугум» қатарлиқ нәсрий әсәрләр: «Сал», «Хантәңри», «Яш уйғурға» «Уйғурстан», «Йеңи яшларға» в.б. шеирлирини язди.

5. 30-жиллири Шәрқий Түркстанға кетип, маарип саһасида ишләп, 1951-жили вапат болиду.

6. «Үмүт» шеириниң мәзмуни. Алди билән үмүт сөзиниң мәнасини чүшәндүрүш. Үмүт - келәчәктики арман, адәм балиси үмүтсиз яшимайду. Бирәр нәрсини үмүт қилип яшаш - һаятлиқниң мәзмуни. Шаирниң үмүти худди жирақта көрүнгән чирақ кәби. У шаир йеқинлиғансири, униңдин жирақлап кетип барғандәк сезилиду. Шаир яшиған дәвирдә үмүтиниң орунланмайдиғанлиғиға көзи йетиватиду. Амма үмүт дегән шундақ нәрсә, у һеч вақитта түгимәйду.

7. «Турмушқа» шеириниң идеяси. Шаир һаят кәчүргән дәвир қариму-қаршилиқларға толған, адаләтсиз болғанлиғи әсәрдин көрүниду. Өзиниң тәғдиригә нарази болған әдип мурадиға йетәлмигәнлигини, униңға күчи йәтмәйдиғанлиғи в қечип һеч қутулалмайдиғанлиғи һәққидә язиду.

V. Бәкитиш.

1. Әдип тоғрисида «Йоруқ саһиллар» китавидин мәлуматлар оқуп бериш.

2. Шеирлирини оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш

Өйгә тапшурма. 40-41-бәтләрни оқуш вә сөзләш

Вақти 13.10 Әдәбият 7-синип 41-43- бәтләр Дәрис № 13


Дәрисниң мавзуси: «Назугум» повести. Баш қәһриман обризи

Мәхсити: 1 «Назугум» повестиниң мәзмуни билән тонуштуруш.

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.Хәлқимизниң қәһриман қизиға болған муһәббитини, һөрмитини ашуруш, хәлиқпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.

Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, Назугумниң портрети «Жиллар садаси», «Йоруқ саһиллар» китави

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Назугум һәққидә йезилған һекайиниң мәзмуни вә идеясини чүшәндүрүш.

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

«Назугум» повести 5 қисимдин ибарәт болуп, 1-қисми «Назугум кимдур?» дәп атилиду. Назугумниң аилиси, униң әркин һаяти тәпсилий баян қилиниду. Бу қисимда Назугум билән Бақиниң сап муһәббити тәсвирлиниду.

2-қисим - Қиз билән бала тағ яйлиғида дәм елип, ойнап жүргәндә уларни манжур-қалмақ әскәрлириниң тутувелип, Назугумни талишип, соқушқини вә уни даринға соға қилмақчи болуп елип кәткәнлигини баян қилиду.

3-қисим - Назугумниң ата-аниси, шу йәрниң аһалисиниң уларни издәп, тапалмай һәсрәт чекишлири тоғрисида.

4-қисим - Назугумни Баяндай сепилигә елип келип, даринға соға ретидә тәғдим қилиду. Қиз бу тар зиминда һәсрәт чекип, ата-анисини сеғинип, гунасиз жазаланған уйғурларни көргәндә ичи серилип, жиғлап-қахшайду. Бир күни Назугум икки нөкәр билән ата-анисини көрүшкә рухсәт елип, атлиниду. Йолда уларни алдап, қечип кетиду. Ата-аниси билән көрүшиду. Жигити Бақи билән тепишип, биллә қачиду.

5-қисим - Тағ етигидики бир бостан йезиға келиду. Таң сәһәрдә таһарәт алғили чиққан Гүлмәт бовай буларни көриду. Бовай уларни Пиязлиқтики өңкүргә апирип йошуриду. Бир нәччә вақит турғандин кейин Бақи уйғур тағилириниң һалини билиш үчүн кетиду. Назугумниң вә Бақиниң ата-аниси вә хошнилирини қийнап, өлтүриду. Назугумни Гүлмәт бовай йоқлап туриду. Шу йәрниң бәглири буни билип қелип, Гүлмәтни қийнап, Назукларни көп черик билән тутувалиду. Барчисини хәлиқ алдида бешини кесип өлтүриду.

ІV. Бәкитиш.

1. «Йоруқ саһиллар» китавидин үзүндиләр оқуп бериш.

2. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

V. Йәкүнләш вә баһалаш


VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма. Қошумчә материаллар тепип келиш

Өйгә тапшурма. 41-43-бәтләрни оқуш вә сөзләш

Вақти Әдәбият 7-синип бәтләр Дәрис №


Дәрисниң мавзуси: Абдулһәй Муһәммәдийниң һаяти вә ижадийити

Мәхсити: 1 Абдулһәй Муһәммәдийниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.

Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Жиллар садаси», хрестоматия

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитниң алаһидиликлиригә тохтилиш


ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Абдулһәй Муһәммәдий (1901-1937)

1. 1901-ж. Челәк наһийәси, Байсейит йезисида. Кәмбәғәл дехан аилиси. 8 йешида мәктәпкә кирип, 2 жил оқуйду. 1914-жили 13 яшлиқ Абдулһәйгә Алмутида йеңичә оқушқа имканийәт болиду. 1918-жили шәһәрдики муәллимләрни тәйярлайдиған курста, 1919-1921-жиллири Ташкәнттики татар билим журтида оқуйду.

2. Алған билимини чоңқурлаштуруш мәхситидә Москвада оқушни арзу қилиду. Яхши оқуғини үчүн уни Москваға оқушқа әвәтиду. 1922-1926-жиллири Москвади бухарин намидики рабфакта оқуйду. Андин Алмутиға келип, уйғур мәктәплириниң биридә муәллим болуп ишләйду.

3. Дәсләпки әсәри 1921-жили бесилиду.. 1935-жили униң «Яш гүлләр» намлиқ алайтән топлими чиқиду.

Шаир Нур Исрайилов билән бирликтә балиларға беғишланған «Балиларға соға» намлиқ топлими бар.

4. «Яш жүригим», «Ечилмас көңлүм» шеирлирида өзиниң изгү-арманлирини изһар қилиду.


V. Бәкитиш.

1. Әдип тоғрисида «Жиллар садаси» китавидин мәлуматлар оқуп бериш.

2. Хрестоматиядин шеирлирини оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш


Өйгә тапшурма. 45-46 -бәтләрни оқуш вә сөзләш


Вақти 25.10 Әдәбият 7-синип 70-71 бәтләр Дәрис №16


Дәрисниң мавзуси: Изаһәт «Ядикарниң армини»


Мәхсити: 1 Оқуғучиларниң әстә сақлаш вә пикир қилиш қабилийитини

байқаш

2. Саватлиқ йезишқа, бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш, кәсип таллашқа тәрбийиләш

Дәрис түри: билимини байқаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш


ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларни өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш, мустәқил пикир қилиш қабилийитни ашуруш.


ІІІ. Изаһәт йезиш қаидилирини чүшәндүрүш


  1. Изаһәт йезиш қаидилирини әскә чүшириш

  2. Изаһәт мәтини билән тонуштуруш

  3. Соал-жавап усули арқилиқ чүшәнчисини байқаш

  4. Луғәт ишлирини жүргүзүш

  5. Оқуғучиларни сөзлитиш

  6. Изаһәткә режә түзүш:

1. Балиларниң достлуғи.

2. Витя билән Қайратниң армини.

3. Ядикарниң қизиқиши

4. Ядикарниң өз достлириға мәхситини ейталмас сәвәви

V. Бәкитиш. Изаһәт йезиш


VІ. Өйгә тапшурма.

Бәдиий әсәр оқуш

Айрим оқуғучиларға тапшурма: Өмәр Муһәммәдий ижадийити һәққидә қошумчә мәлуматлар тепип келиш


Вақти Әдәбият 7-синип бәтләр Дәрис №


Дәрисниң мавзуси: Өмәр Муһәммәдийниң һаяти вә ижадийити.

«Төвәндин» әсәри

Мәхсити: 1 Ө. Муһәммәдийниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Шеирийәткә қизиқишини ашуруш, әмгәк сөйүшкә тәрбийиләш.

Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Жиллар садаси», хрестоматия

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитниң алаһидиликлиригә тохтилиш


ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Өмәр Муһәммәдий (1906-1931)

1906-ж. Алмута вилайитиниң Йеңишәр йезисида туғулған. Балилиқ чеғи Талғир йезисида өтиду. Дадиси Тоқа бовай байларниң омисини оруп, хаминини тепәтти. Аниси уларниң кирини жуюп, ненини яқатти. 6 йешида Өмәр анисидин айрилиду. Кишиләр ишигидә жүрүп, житимчилиқта өсиду. Инқилаптин кейин башланғуч мәлумат елип, андин Ташкәнттики аз санлиқ милләтләр билим юртида оқуйду.

Андин Алмутиға келип, авал 9 жиллиқ уйғур мәктивидә муәллим болуп ишләйду. 1929-жили Челәк наһийәсидики мәктәптә, андин Яркәнттики педагогикилиқ техникумда ишлиди. 1931-жили узаққа созулған ағриқтин вапат болди.

Өз әсәрлиридә йеңи түзүм, болуватқан өзгиришләр һәққидә язди.

«Төвәндин» һекайиси йеза һаяти, униңдики өзгиришләр, яшларниң әмгиги тоғрисида. Наһийәгә кәткән Садиқ колхозлашқан йезилардики яшлар ячейкилири билән пионер ишини қариғили кәлгән еди. Патәм билән учришип, ишлиниватқан ишлар тоғрисида тәпсилий билгүси кәлди. Патәм болса, барлиқ ишлар тоғрисида ейтип, Садиқни хошал қилған. Садиқ йезида дехан аилисидә туғулған, етизда чоң болған. У 10 яшқа киргәндә дадиси вапат болуп, кейинирәк аниму дуниядин өтиду. Мәктәпкә қаравул болиду, ахшими ликбезда оқуйду. «Йезамни ясаймән» дәп өзигә вәдә берип, униң тәшәббуси билән мечит клубқа берилиду. Техиму зоқ билән ишлигән Садиқ өз ишчанлиғи арқисида комсомоллар ячейкисиниң хәтчиси болиду. Патәмму көп ишларни қилип үлгәргән, яшлар ичидин чиққан активист. Булар төвәндин көтирилгәнләр еди.

V. Бәкитиш.

1. Дәрисликтин керәклик эпизодларни оқутуш


VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Өйгә тапшурма. 47-52-бәтләрни оқуш вә сөзләш

Вақти Әдәбият 7-синип бәтләр Дәрис №

Дәрисниң мавзуси: «Төвәндин көтирилди», «Сорима әнди»

Мәхсити: 1 Ө. Муһәммәдийниң ижадийити тоғрисида чүшәнчисини

кәңәйтиш, Һекайиниң мәзмуни һәққидә билим бериш

2. Бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Әмгәк сөйүшкә тәрбийиләш, әдәбиятқа қизиқтуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип ижадийити тоғрисида билимини байқаш, һекайиниң мәзмуни вә идеясини чүшәндүрүш

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

  1. Ө.Муһәммәдийниң һаяти тоғрисида немә билдиңлар?

  2. Қайси әсәри шаирниң өз һаятидин елинған?

  3. Өмәрниң һаяти һәққидә йезилған қайси әсәрни билисиләр вә униң муәллипи ким?

  4. Шаир өз әсәрлиридә немиләр тоғрисида язди?

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

«Төвәндин» һекайиси йеза һаяти, униңдики өзгиришләр, яшларниң әмгиги тоғрисида. Наһийәгә кәткән Садиқ колхозлашқан йезилардики яшлар ячейкилири билән пионер ишини қариғили кәлгән еди. Патәм билән учришип, ишлиниватқан ишлар тоғрисида тәпсилий билгүси кәлди. Патәм болса, барлиқ ишлар тоғрисида ейтип, Садиқни хошал қилған.

Садиқ йезида дехан аилисидә туғулған, етизда чоң болған. У 10 яшқа киргәндә дадиси вапат болуп, кейинирәк аниму дуниядин өтиду. Мәктәпкә қаравул болиду, ахшими ликбезда оқуйду. «Йезамни ясаймән» дәп өзигә вәдә берип, униң тәшәббуси билән мечит клубқа берилиду. Техиму зоқ билән ишлигән Садиқ өз ишчанлиғи арқисида комсомоллар ячейкисиниң хәтчиси болиду. Патәмму көп ишларни қилип үлгәргән, яшлар ичидин чиққан активист. Булар төвәндин көтирилгәнләр еди.

Садиқ -өз арзусиға интилған, өз йезисини гүлләндүрүш, хәлиқниң саватини ечишқа барлиқ барлиқ күч-ғәйрити билән киришкән жигит. Аддий кәмбәғәл балиси тиришчанлиқ, йеңилиққа интилиш, әмгәк қилиш нәтижисидә утуқ қазиниду. Униңға биллә оқуған Патәм көп ярдәм қилиду.

Патәм - тиришчан, әмгәкчан қиз. Уму йезиниң тәрәққий етишигә чоң үлүш қошиду.

V. Бәкитиш.

1.Дәрисликтин керәклик эпизодларни оқутуш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІ. Өйгә тапшурма. 47-52-бәтләрни оқуш вә сөзләш


Вақти 15711 Әдәбият 7-синип 53-71-бәтләр Дәрис №19


Дәрисниң мавзуси: Мөмүн Һәмраевниң һаяти вә ижадийити.

«Еғир күнләрдә» әсәри

Мәхсити: 1 Мөмүн Һәмраевниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш. «Еғир

күнләрдә» әсәриниң мәзмуни билән тонуштуруш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.

Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Дәвир сәһипилири», хрестоматия

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология СТО

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитиниң алаһидиликлиригә тохтилиш

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Мөмүн Һәмраев (1907-1955)

1. 1907-ж. Алмута вилайитиниң Уйғур наһийәсидә Чарин йезисида төмүрчи аилисидә туғулған. Балилиқ чеғи өз йезисида өтиду. Дадисиниң төмүрчи дукинида вақит өткүзидиған Мөмүн зерәк бала болған. У дәсләп Алмутида оқуйду, андин 1927-жили Ташкәнттики педагогика билим юртида оқуйду. Уни үгитип, Сурхандәрия вилайитигә муәллим болуп бариду. У йәрдә мәктәп ечип, чоңларға курс уюштуриду. Андин Пискәнттә ишләйду. Кейин Ташкәнткә қайтиду. Кәчки мәктәпләрдә муәллим, кейин «Шәриқ һәқиқити» гезитидә әдәбий хадим болған. «Еғир күнләрдә» повестини, «Долқунлар арисида» романини язди. Һаятиниң ахирқи жиллири ШТда болуп, 1955-жили вапат болиду.

2. «Еғир күнләрдә» повести 17-жил вақиәлирини, биринчи жаһан уруши жиллиридики уйғур йезилирида хәлиқ һаятида болған вақиәләрни көрситиду. Россиядә исиянлар көтирилигәндә бу йәрдики хәлиқ техи оханмиған. Әсәрдә лашманлиқ вақиәси, униң хәлиққә елип кәлгән дәртлири тоғрисида баян қилиниду.

Еләм вә Мәсим образлири асасий образлар болуп, мошу кишиләрниң бешидин өткән қийинчилиқлар арқилиқ пүткүл хәлиққә кәлгән азапларни көрситиду. Лашманлиққа елинған хәлиқ еғир азап чекиду. Көплигән кишиләр вапат болиду. Еләм вә Мәсим охшаш чәт йезилардин кәлгән аддий кишиләрниң болуватқан вақиәләрни көрүп, көзи ечилиду. Рус ишчилири Сергей вә Гришалар һәқиқәттә болуватқан ишларни уларға чүшәндүриду.

Жанәм обризи - инсаний пәзилити күчлүк, өз муһәббитигә садиқ аддий уйғур аялиниң типик обризи.

V. Бәкитиш.

1. Дәрисликтин керәклик эпизодларни оқутуш


VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Өйгә тапшурма. 53-71-бәтләрни оқуш вә сөзләш


Вақти Әдәбият 7-синип бәтләр Дәрис №


Дәрисниң мавзуси: А.Уйғурниң һаяти вә ижадийити. «Ойған», «Нә қилай»

шеирлири

Мәхсити: 1 А.Уйғурниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш, шеирлириниң

мәзмунини чүшәндүрүш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Арзу»журнали,

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитниң алаһидиликлиригә тохтилиш

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Абдухалиқ Уйғур (1901-1933)

1. Инқилапчи, мәрипәтпәрвәр шаир. 1901-ж. Турпанда содигәр аилисидә туғулған. Дадиси Абдурахман балисини дәсләп диний мәктәптә, андин хәнзу мәктивидә оқутқан. Кейин Қарашәһәргә апирип, моңғул мәктивидә оқутиду. Зеһни өткүр бала әрәп, парс, моңғул, хитай тиллирини үгинишкә киришиду.

Кейинирәк чоң дадиси Межит һажи билән содигәрчилик йолида Қазақстанниң Шәмәй шәһиригә келип, бир жил туруп, рус тилини үгиниду. Сода ишлири билән барған йәрдики хәлиқниң турмушини өз хәлқиниң һаяти билән селиштуриду. 1923-жили бир түркүм яшлар билән Кеңәш Иттипақиға келип 3 жил билим алиду. Рус әдәбиятиниң вәкиллири А.Пушкин, М.Горькийғ М.Лермонтов, Л.Толстойниң ижадийити билән тонушиду. Вәтинигә келип, хәлиқниң азавини көриду. Уларниң аң-сәвийәсини көтириш үчүн мәктәп үчүн киришип, тәсликтә 1 синиплиқ мәктәп ачиду. Лекин һөкүмәт бу мәктәпни япқузуветиду.

А.Уйғур ижадийити 20-жиллардин башлиниду.

2. «Ойған» шеириниң мәзмуни. Бу шеирида хәлқини басқунчиларға көтирилишкә чақириду. Әгәр мошундақ ухлап ятивәрсә келәчәк һаятиниң еғир болидиғанлиғини, кейин кәч болуп қалғанда пушайман йәйдиғанлиғини ейтиду.

3. «Нә қилай» шеириниң идеяси. Шаир һаят кәчүргән дәвир қариму-қаршилиқларға толған, адаләтсиз болғанлиғи әсәрдин көрүниду. Өзиниң тәғдиригә нарази болған әдип мурадиға йетәлмигәнлигини, униңға күчи йәтмәйдиғанлиғи в қечип һеч қутулалмайдиғанлиғи һәққидә язиду.

V. Бәкитиш.

1. Әдип тоғрисида «Арзу» журналидин, хрестоматиядин мәлуматлар оқуп бериш.

2. Шеирлирини оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш

Өйгә тапшурма. 72-75-бәтләрни оқуш вә сөзләш

Вақти 22.11 Әдәбият 7-синип 75-90-бәтләр Дәрис № 22

Дәрисниң мавзуси: Нур Исрайилов «Қизил туғ нишани» повести

Мәхсити: 1 Н.Исрайиловниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш,

повестьтин парчиниң мәзмунини чүшәндүрүш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, повестьниң идеяси вә мәзмуни тоғрисида чүшәнчә бериш

ІІІ- ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

  1. А.Уйғурниң һаяти вә ижадийити тоғрисида немә билдиңлар?

  2. Әдип ижадийитиниң мавзулирини атаңлар.

  3. Шеирлирини ипадилик оқутуш

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Нур Исрайилов (1910-1937)

1.1910-ж. Алмута вилайитиниң Палтивай йезисида кәмбәғәл аилидә туғулған. Нур 4 яшқа киргәндә дадиси вапат болуп, көп балилиқ ана балини туққанлириниң биригә бериветиду.

2. 1920-23-ж. Татар мәктиви. Андин Зәрват мәктиви. 1926-ж Ташкәнт аз санлиқ милләтләр оқуш орни. Мәтбуат. Институтта сирттин. 1929-335-ж Өзбәкстан илмий тәкшүрүш институтиниң аспирантуриси.

3. М.Горький вә В.Маяковский әсәрлирини оқуйду.

1927-жилдин әсәрлири елан қилиниду. Топламлири: «Таң нахшилири», «Яш ленинчилар», «Ризвангүл» болуп, 10ға йеқин.

Поэмилири: «Ташқирисида», «Әлқәм», «Һакимжан», «Йеңи йеза», «Нишанлиқ қиз», «Ризвангүл»

«Қизил туғ нишани» повести Кеңәш һөкүмити билән кеңәш хәлқиниң ички дүшмәнләр, йәни басмичиларға қарши күриши тоғрисида. Молла Сабир қурбеши, Нәсирдин байлар Кеңәш һөкүмитигә қарши астиртин тәйярлиниду. Наһийәлик милиция бөлүминиң башлиғи Әмитахун башлиқ милиционерлар уларға қарши күрәш елип бариду. Бир нәччә тоқунуш вә қанлиқ жәңләрдин кейин басмичилар тар-мар болиду.

Әсәрдики вақиә 1922-1924-жиллири Әнжан әтрапида йүз бериду. Әсәрдә өзбәк вә уйғур хәлқиниң достлуғи, басмичиларға қарши күрәшлири көрситилгән. Асасий образ - Әмитахун. У жасур, лекин камчилиқлардин хали әмәс образ. Әсәр ахирида у «Қизил Өзбәкстан» колхозиниң рәиси болуп, әмгәктә чоң утуқларға йетип, «Қизил туғ ордени» билән мукапатлиниду.

V. Бәкитиш. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға мәтиндин соал тепиш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш Мәтинни оқутуш вә дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІ. Өйгә тапшурма. 75-90-бәтләрни оқуш вә сөзләш

Вақти Әдәбият 7-синип бәтләр Дәрис №


Дәрисниң мавзуси: «Қизил туғ нишани» повестидин парчә бойичә иш

Мәхсити: 1 Н.Исрайиловниң ижадийити тоғрисида чүшәнчисини байқаш,

повестьтин парчиниң мәзмунини тәһлил қилиш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.

Дәрис түри: арилаш.

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, повестьниң идеяси вә мәзмуни тоғрисида чүшәнчә бериш

ІІІ- ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

  1. Н.Исрайиловниң һаяти вә ижадийити тоғрисида немә билдиңлар?

  2. Әдип ижадийитиниң мавзулирини атаңлар.

  3. «Қизил туғ нишани» повестидин парчиниң мәзмунини ейтип бериңлар

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Нур Исрайилов (1910-1937)

«Қизил туғ нишани» повестиниң баш қәһримани - Әмитахун обризи.

1. Әмитахунниң дунияға көз қариши. У йеңи жәмийәт үчүн күришиду. Аңлиқ, бир мәхсәткә интилған рәһбәр. Мәргәнлик, чаққанлиқ, тапқурлуқ һәм қорқумсиз.Әмитахунлар басмичилар қоршавидв қалғанда у һодуқмайду, қорқмайду. (үзүндидин эпизодларни оқуймиз)

2. Әмитахун - мәргән. (Мәтиндин мисаллар тапимиз)

3. Әмитахун тутқан йолидин қайтмайдиған, һәтта қурбан болушқа тәйяр турған адәм. Униң вәтәнпәрвәрлик сезими күчлүк. Мәтиндин мисаллар кәлтүрүш.

4. Әмитахун обризида йеңи жәмийәткә хас адәмләр хусусийәтлири бар.

5. Әсәрдики сәлбий образлар - басмичилар. Уларниң сиртқи көрүнүшиниму язғучи тапқурлуқ билән тәсвирләйду. Мәтиндин тапимиз.

6. Бу әсәр тарихимиздин, жасур оғланлиримизниң қәһриманлиқлиридин дерәк бериду.


VІ. Бәкитиш.

1.Луғәт ишлирини жүргүзүш

VІІ. Йәкүнләш вә баһалаш Мәтинни оқутуш вә дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш


VІІІ. Өйгә тапшурма. 75-90-бәтләрни оқуш вә сөзләш



Вақти 29.11 Әдәбият 7-синип 91-93-бәтләр Дәрис № 24

Дәрисниң мавзуси: Һ.Искәндәровниң һаяти вә ижадийити, «Қазақстан» шеири

Мәхсити: 1 Шаир ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш, шеирниң мәзмунини тон-ш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Әдип кә болған һөрмитини, шеирийәткә қизиқишини ашуруш, вәтәнпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Жиллар садаси», гезит материаллири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитниң алаһидиликлиригә тохтилиш

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Һезим Искәндәров (1906-1970) «Қазақстан» шеири

І. Схема арқилиқ чүшәндүрүш. Шаир 1906-ж. Уйғур наһийәси, Ават йезисида туғулуп, шу йәрдә саватини чиқирип, оттура мәлумат алиду. 20-жиллири Ташкәнттә САКУ ечилип, шу жиллири ижат қилған барлиқ язғучи, шаирлар дегидәк мәзкүр оқуш орнида билим алиду. Шаир 1923-жили САКУға бариду. У йәрни 1928-жили тамамлап, Алмутидики Зәрват мәктивидә муәллим болиду һәм губерниялик партия мәктивидиму савақ бериду. Зәрват мәктиви Яркәнткә көчирилгәндә шаирму биллә кетиду. Өмәр Муһәммәдий билән биллә ишләйду. Ташкәнттә оқуп жүргәндә шеирлар язиду.

30-жиллар ижадиниң өсүш жиллири болиду.1934-жили челиш долқунлири дегән биринчи топлими чиқиду. 1935-жили «Сазим», «Уйғур қизи», «Хан тәңри», «Таң гудоги» топламлири чиқиду.

1937-жили «шәхскә сиғиниш» қурвини болуп, қолға елиниду. 20 жил түрмә, сүргүн азаплирини тартиду.

1958-1966-жиллири «Талланма әсәрләр», 1961-жили «Илһам туйғулири», 1970-жили «Назугум» китаплири нәшир қилиниду. Бу вақитларда у муәллимлик хизмитини давам қилип, дәсләп өз жутида муәллим, кейин мәктәп мудири болуп ишләйду.

Әсәрлириниң мавзулири: дехан вә униң әмгиги, йеза һаяти, тәбиити, әмгәк адими, йеңилиқ-кәшпиятлар, тарихий вақиәләр, ана жут, вә башқилар.

ІІ. «Қазақстан» шеириниң мәзмуни. (Оқуғучилардин вәтинимиз Қазақстан тоғрисида сорап билиш). Шеирни ипадилик оқуп бериш, андин мәзмунини чүшәндүрүш: шаир өз вәтинини чәксиз сөйиду. Униң азат өлкә екәнлигини, кәң яйлақ, асман пәләк тағлирини мәғрурлуқ билән тәсвирләйду. Һәтта чиққан шамаллириниму юмшақ дәп ейтиду, Қазақстанниң әмгәк нәтижисидә алға кетип барғанлиғини, мал-варанға, йешиллиққа бай өлкә екәнлигини тәкитләйду. Социализм дәвридики Қазақстанниң алға илгириләшлири тоғрисида ейтип келип, бурунқи дәвирдики дөләтниң тартқан жапалири, әнди болса әлниң әркин, азат, чирайлиқ гүлстанға айланғанлиғи һәққидә сөзләйду.

ІІІ. Мустәқил Қазақстан Жумһурийитиниң бүгүнки күндики йеңилиқлири һәққидә оқуғучилар өз пикирлирини ейтиду. (гезит хәвәрлири)

V. Бәкитиш.

1. Әдип тоғрисида гезит-журнал материаллирини оқуп бериш

2. Шеирни ипадилик оқутуш, тәһлил қилиш (охшитиш, жанландуруш, метафора)

3. Хрестоматиядин вә топламлиридин шеирлирини оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш

Өйгә тапшурма. 91-93-бәтләрни оқуш. Шеирни тәһлил қилиш. «Қазақстан - мениң вәтиним» мавзусиға инша йезиш




Вақти Әдәбият 7-синип бәтләр Дәрис №

Дәрисниң мавзуси: «Назугум» дастанидин парчә бойичә иш

Мәхсити: 1 Әсәрниң мәзмуни билән тонуштуруш, қәһриман қиз Назугумниң

мәшәқәтлик һаяти вә униң жасурлуғи һәққидә мәлумат бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Хәлқимизниң қәһриман қизиға болған һөрмитини, тарихқа қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, гезит материаллири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. «Назугум» дастани тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитниң алаһидиликлиригә тохтилиш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Һезим Искәндәровниң һаяти тоғрисида немә билдиңлар?

  2. Шаирниң қандақ әсәрлирини билисиләр?

  3. Шаир ижадийитиниң мавзулирини атаңлар.

  4. Әдип қандақ дастанларни язди?

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

«Назугум» шаир һаятиниң ахирқи дәвирлиридә язған әсәри. Хәлқимизниң қәһриман қизи тоғрисида көплигән әсәрләр йезилған (Т. Тохтәмов роман, П.Сабитова дастан, Ж.Босақов драма язди) Дастан хәлиқ арисида кәң таралған ривайәткә асасланған. Хитай басқунчилириниң төзгүсиз зулми, хәлиқниң мүшкүл әһвали тәсвирләнгән. Назугум әшундақ дәвирдә өз әркинлиги үчүн, инсаний бәхти үчүн баш көтәргән. Бу миллий ғурур, миллий әркинликни йеңиш йолидики күрәш еди.

Дастан вәқәси мурәккәп әмәс. Әсәрниң бешида Назугумниң башқилар қатарида ямулға соланғанлиғини көримиз. Дарин уни зорлап бир соланға бәрмәкчи болиду. Бақи жигит зинданни бузуп, Назугумни елип қачиду. Черикләр қоғлап, Бақи улар билән күрәштә қолға чүшиду. Назугум болса салда Или дәриясидин өтүп, қечип қутулиду вә бир малчи момай билән бовайниң өйини паналайду. Лекин буни билгән черикләр уларни қийниғанда Назугум черикләргә өз ихтияри билән берилиду. Уни Далояға хотунлуққа бериду. Назугум уни өлтүрүп қачиду. Кәтмән тағлирини маканлайду. Гүлмәт бовай қизға ғәмхорлуқ қилиду. Назугум өз йеригә қайтмақчи болғанда қолға чүшүп, мойтуңзида жазалиниду.

V. Бәкитиш.

1. Әсәрдин үзүндиләрни оқутуш вә тәһлил қилиш

2. Тәбиәт мәнзирисиниң тәсвирини оқуп, тәсвирләш васитилирини тепиш.

3. Өз өлкимизниң тәбиитини тәсвирләш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш

Өйгә тапшурма. 98-101-бәтләрни оқуш. Үзүндә ядқа елиш


Вақти Әдәбият 7-синип бәтләр Дәрис №


Дәрисниң мавзуси: Изаһәт «Асмандики самолетниң тешида»


Мәхсити: 1 Оқуғучиларниң әстә сақлаш вә пикир қилиш қабилийитини

байқаш

2. Саватлиқ йезишқа, бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш, кәсип таллашқа тәрбийиләш

Дәрис түри: билимини байқаш

Көрнәклик қураллар: дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш


ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларни өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш, мустәқил пикир қилиш қабилийитни ашуруш.


ІІІ. Изаһәт йезиш қаидилирини чүшәндүрүш


Асмандики самолетниң тешида

И.Искәндәров. «Изаһәтләр, диктантлар вә иншалар топлими» 20-21-бәтләр


  1. Изаһәт йезиш қаидилирини әскә чүшириш

  2. Изаһәт мәтини билән тонуштуруш

  3. Соал-жавап усули арқилиқ чүшәнчисини байқаш

  4. Луғәт ишлирини жүргүзүш

  5. Оқуғучиларни сөзлитиш

  6. Изаһәткә режә түзүш:

1. Франсискониң самолетниң қанити астида олтиривелиши.

2. Асмандики қийинчилиқлар

3. Франсискониң мәхсити

4. Врачларниң һәйран қелиши

V. Бәкитиш. Изаһәт йезиш


VІ. Өйгә тапшурма.

Бәдиий әсәр оқуш

Айрим оқуғучиларға тапшурма: А.Өткүр ижадийити һәққидә қошумчә мәлуматлар тепип келиш

Вақти Әдәбият 7-синип бәтләр Дәрис №


Дәрисниң мавзуси: Абдуреһим Өткүр һаяти вә ижадийити, «Яшлиқ», «Хәшлә,

хаинлар, хәшлә» шеирлири

Мәхсити: 1 Шаир ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш, шеирлириниң мәзмуни

билән тонуштуруш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитниң алаһидиликлиригә тохтилиш

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Абдуреһим Өткүр (1923-1995)

Әсли Фамилияси Тиләшев. Өткүр - тәхәллуси. Қумулда тижарәтчи аилисидә туғулған. Ата-анисидин кичик житим қалған. Һосман һажим саватини ачиду, андин диний мәктәптә оқуйду. 1936-ж. Үрүмчидә гимназиядә, андин университетта оқуди. Шу чағларда дәсләпки әсәрлирини язиду. Миллий-азатлиқ күрәшкә қатнишиду. 1944-ж қолға елинип, солиниду. 1945-жили чиқиду. 1995-жилғичә үзлүксиз әмгәк қилиду.

«Яшлиқ» шеири

І. Қизиқишини ойғитиш. «Яшлиқ» тоғрисида немә ейталаймиз? Оқуғучилар пикрини тиңшаш. Андин муәллим шеирни ипадилик оқуп бериду. Оқуғучилар дәрисликтики шеирни өзлири оқуп, бәлгүләйду.

2. Мәнасини ажритиш. Шеирни оқутуш вә мәнасини чүшәндүрүш. Бир-бирини толуқтуруш.

3. «Хәшлә, хаинлар, хәшлә» шеири. Оқуғучиларға соал берилиду: Хаин дәп кимни атайду? Бу шеирда кимләрни хаин дейиши мүмкин?

4. Шеирниң мәзмунини чүшиниш үчүн оқутуп, соаллар берилиду. Оқуғучилар өз ойлирини ейтиду.

Луғәт ишлири жүргүзүлиду.

V. Бәкитиш.

1. Әдип тоғрисида гезит-журнал материаллирини оқуп бериш

2. Шеирларни ипадилик оқутуш, тәһлил қилиш (охшитиш, жанландуруш, метафора)

3. Хрестоматиядин шеирлирини оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш

Өйгә тапшурма.

98-99-бәтләрни оқуш. 1-Шеирни ипадилик оқуш. 2-шеирни ядқа елиш


Вақти Әдәбият 7-синип бәтләр Дәрис №

Дәрисниң мавзуси: Лутпулла Мутәллипниң һаяти вә ижадийити,

«Вәтән әла, хәлиқ әла», «Тәсиратим» шеирлири

Мәхсити: 1 Шаир ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш, шеирлириниң мәзмуни

билән тонуштуруш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитниң алаһидиликлиригә тохтилиш

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Лутпулла Мутәллип (1922-1945)

І.Қизиқишини ойғитиш. Шаир тоғрисида немә билимиз?

Яшлиқ - адәмниң зилва бир чеғи,

Толиму қисқа униң өмри бирақ.

Жиртилса календарьниң бир вариғи,

Яшлиқ гүлидин төкүлиду бир йопурмақ. Бу шеирдин немини чүшәндиңлар?

Лутпулла Мутәллип ким? Кластер сизиш арқилиқ чүшәндүрүш. ШаирЧоң Ақсуда туғулған, Балилиқ дәври Нилқа наһийәсидә өтти, кейин Ғулжида. 1932-жили шу йәрдики татар мәктивидә, андин Или рус гимназиясидә оқуйду. 1939-жили күздә Үрүмчигә келип, даримуәллимидә оқуйду. 1941-жили «Шинжаң гезитигә» хизмәткә кириду. «Әдәбият гүлзари» дегән сәһипә ачиду. Гоминдаңчилар фельетон вә шеирлири үчүн Ақсуға йөткәйду. 1945-жили «Шәрқий Түркстан учқунлар иттипақини» қуриду. Ичидин сатқунлар чиқип, әзалар тутқунға елинип, өлтүрүлиду.

«Вәтән әла, хәлиқ әла» шеири

І. Қизиқишини ойғитиш. Шеир немә тоғрисида дәп ойлайсиләр?Муәллим оқуп бериду. Оқуғучилар дәрисликтики шеирни өзлири оқуп, бәлгүләйду.

2. Мәнасини ажритиш. Шеирни оқутуш вә мәнасини чүшәндүрүш. Бир-бирини толуқтуруш. Тәсвирләш васитилирини тәһлил қилиш.

3. «Тәсиратим» шеири. Оқуғучиларға соал берилиду: Тәсират дегән немә?Уни немидин елиш мүмкин?

4. Шеирниң мәзмунини чүшиниш үчүн оқутуп, оқуғучилар бәлгү қоюп чиқиду.Андин соаллар берилиду. Оқуғучилар өз ойлирини ейтиду.

Луғәт ишлири жүргүзүлиду.

V. Бәкитиш.

1. Әдип тоғрисида гезит-журнал материаллирини оқуп бериш

2. Шеирларни ипадилик оқутуш, тәһлил қилиш VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш

Өйгә тапшурма. 1-Шеирни ипадилик оқуш. 2-шеирни ядқа елиш

Вақти Әдәбият 7-синип бәтләр Дәрис №

Дәрисниң мавзуси: «Жилларға жавап», «Икки лирика» шеирлири

Мәхсити: 1 Шаир шеирлириниң мәзмуни билән тонуштуруш

2. Мустәқил пикир қилишқа үгитиш, бағлинишлиқ сөзләшкә

адәтләндүрүш

3. Л.Мутәллип шеирийитигә қизиқишини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Дәрис технологияси тәнқидий ойлаш яки син турғусидин ойлаш


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. «Тәсиратим» шеирини ядқа ейтқузуш

ІІІ. Билимини тәкшүрүш. Оқуғучилар өткән дәристә сизған кластер арқилиқ Л.Мутәллип һаяти вә ижадийити тоғрисидики билимини байқаш.


ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш «Жилларға жавап», «Икки лирика»

шеирлири

1. Қизиқишини ойғитиш.

Тахтиға «Жиллар. Вақит алдираңғу. Яшлиқ. Адәмләр. Ижат қилиш» сөзлири йезилип, оқуғучилар немә тоғрисида гәп болидиғанлиғини ейтиду.

2. Мәнасини ажритиш. Оқуғучиларға шеирни оқуп чиқиш вә уни бәлгүләш тапшурулиду. ИНСЕРТ усули арқилиқ қериндаш билән мәтинни бәлгүләйду.

3. Пикир жүргүзүш. Иккигә бөлүнгән карточкини толтириш. Сол тәрәпкә өзигә қаттиқ тәсир қилған қурлар, 2-тәрәпкә шу тоғрисида оқуғучи пикирлири йезилиду.

Луғәт ишлири жүргүзүлиду.

V. Бәкитиш.

СИНКВЕЙН усули арқилиқ. Йәни 5 қурлуқ шеир.

Жиллар.

Оғри, сехи.

Соға қилиду, қорқитиду.

Қойни кәң, пурсити нурғун

Ижат.

Оқуғучилар топларға бөлүнүп, бир-биригә соал қойиду.

«Икки лирика» шеирини тәһлил қилиш. Жуқуридики тәртип бойичә жүргүзүлиду.

VІ. Йәкүнләш

Икки шеирниң охшашлиғи вә пәрқи «Венн диаграммиси» арқилиқ йәкүнлиниду.

VІІ. Баһалаш


VІІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш

Өйгә тапшурма.

100-102-бәтләрни оқуш. 1-Шеирни ипадилик оқуш. 2-шеирни ядқа елиш


Вақти Әдәбият 7-синип бәтләр Дәрис №

Дәрисниң мавзуси: Һ.Абдуллинниң «Бенакарлар» повести

Мәхсити: 1 Әдип ижадийити тоғрисида төвәнки синипларда алған билимини

толуқтуруш, «Бенакарлар» повестиниң идеявий мәзмуни билән тонуштуруш.

2. Мустәқил вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Язғучи ижадийитигә қизиқишини ашуруш, әмгәк сөйүшкә дәвәт қилиш, дуния қаришини кәңәйтиш.

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, Һ.Абдуллинниң портрети, «Бенакарлар» повести, Веливай мечитиниң көрүнүши

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, муназирә

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

Л.Мутәллипниң «Жилларға жавап», «Икки лирика» шеирлириниң мавзулири вә мәзмунини сораш.

ІІІ.Билимини тәкшүрүш Берилидиған соаллар:

  1. Һ.Абдуллин ким?

  2. Биз әдипниң қандақ әсәрлири билән тонуштуқ?

  3. Улар немә тоғрисида?

  4. Һ.Абдуллин әсәрлириниң алаһидилиги немидә дәп ойлайсиләр?

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Оқуғучиларға берилидиған соал: Силәр «бенакар» сөзини қандақ чүшинисиләр? Силәр бенакарларниң немә билән шуғуллинидиғанлиғини биләмсиләр? «Бенакар» сөзигә мәнадаш сөзни тепип көрүңлар. Әнди мошу әсәрдә сөз немә тоғрисида болидиғанлиғини биливатамсиләр?

Муәллим повесть мәзмунини қисқичә сөзләп өтиду.

Веливай мечитиниң сүритини көрситиш арқилиқ униң ясилиш тарихиға тохтилип өтүш.

Оқуғучилар үзүндини ипадилик оқуп чиқип, бәлгүләрни қойиду.

Шу бәлгүләр асасида иш елип берилиду. Луғәт ишлири жүргүзүлиду.

V. Бәкитиш.

1. А.Тудияровниң «Өсәк вадисиниң мәрданилири» китавидин үзүндиләр оқуп бериш.

2. Е.Омаровниң «Жерұйық өлке» китавидин «Ғажайып ғимараттың сыры" мақалисини мисал кәлтүрүш.

3. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма. Қошумчә материаллар тепип келиш

Өйгә тапшурма. Повестьтики образларға тәриплимә бериш

Тәриплимиси

Мәтиндин дәлил


4104-124-бәтләрни оқуш вә сөзләш

Вақти Әдәбият 7-синип бәтләр Дәрис №


Дәрисниң мавзуси: «Бенакарлар» повестидин парчә бойичә иш

Мәхсити: 1 Повестьниң бәдиий мәзмуни билән тнуштуруш, әсәрдики образлар

һәққидә чүшәнчә бериш.

2. Мустәқил вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Әмгәк сөйүшкә дәвәт қилиш, тарихий ядикарлиқлиримизни билип, үгинишкә тәрбийиләш.

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Бенакарлар» повести, Веливай мечитиниң көрүнүши

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, муназирә

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

«Бенакарлар» повестидин елинған үзүндиниң мәзмунини соарш..

ІІІ. Билимини тәкшүрүш Берилидиған соаллар:

  1. Һ.Абдуллинниң қандақ әсәрлирини оқудуңлар?

  2. «Бенакарлар» повестиниң идеяси немә дәп ойлайсиләр?

  3. Яркәнт мечити тоғрисида қандақ мәлуматларни билисиләр?


ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Повестьтин елинған парчә бойичә иш.

Повестьтин берилгән парчидики образларға тәриплимә берип, мәтиндин дәлилләрни тепип, оқуп бериду. Өзлириниң пикир-мулаһизилирини ейтиду. Бу әсәрдики тарихий шәхсләр тоғрисида пикрини тиңшаш.

Оқуғучиларға «Бенакарлар» повестини тарихий әсәрләр қатариға киргүзүшкә боламду? Болса немә сәвәптин? дегән соаллар берилип, уларниң пикри тиңшилиду.

Повестьтни толуқ оқуғанлар болса, сөзләп бериду.


V. Бәкитиш.

1. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

2. Тест тапшурмиси арқилиқ билимини байқаш.

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш


VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма. Қошумчә материаллар тепип келиш


Өйгә тапшурма. Повестьни толуқ оқуп чиқиш.

Мәзмуни бойичә иллюстрацияләр селиш.

Вақти Әдәбият 7-синип бәтләр Дәрис №


Дәрисниң мавзуси: Изаһәт «Бенакарлар»

Һ.Абдуллинниң «Бенакарлар» повести бойичә алған билимини байқаш

Мәхсити: 1 Оқуғучиларниң әстә сақлаш вә пикир қилиш қабилийитини

байқаш

2. Саватлиқ йезишқа, бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш, кәсип таллашқа тәрбийиләш

Дәрис түри: билимини байқаш

Көрнәклик қураллар: дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш


ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларни өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш, мустәқил пикир қилиш қабилийитни ашуруш.


ІІІ. Изаһәт йезиш қаидилирини чүшәндүрүш


  1. Изаһәт йезиш қаидилирини әскә чүшириш

  2. Изаһәт мәтини билән тонуштуруш

  3. Соал-жавап усули арқилиқ чүшәнчисини байқаш

  4. Луғәт ишлирини жүргүзүш

  5. Оқуғучиларни сөзлитиш

  6. Изаһәткә режә түзүш: Оқуғучилар өзилири режә түзиду.

1.

2.

3.

4.

V. Бәкитиш. Изаһәт йезиш


VІ. Өйгә тапшурма.

Повестьни толуқ оқуп чиқиш

Вақти _______ Әдәбият 7-синип 125-126-бәтләр Дәрис № ____

Дәрис мавзуси Илия Бәхтия «Уйғур елиға»

Мәхсити: 1. Шаир ижадийити билән тонуштуруш,

шеирниң мәзмунини чүшәндүрүш

2. Бағлинишлиқ, саватлиқ пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Шеирийәткә болған қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри йеңи билимләр бериш

Дәрис типи қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт

Көрнәклик: шаир портрети, топламлири

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар: маочилар, Лөтүн

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларға шаирниң һаяти, ижадийити вә шеирийитиниң алаһидиликлири тоғрилиқ чүшәнчә бериш.

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. Шаирниң балилиқ дәври тоғрисида немә билимиз?

  2. Илия-Бәхтия шеирлириниң мавзулири тоғрисида немә билисиләр?

  3. Ядқа алған шеирлирини оқуп, мәзмунини чүшәндүрүңлар.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

І. Илия Бәхтия 1932-жили Чоң Ачиноқа йезисида туғулған. У 4 яшқа толмай дадиси вапат болиду. 6 яшлиқ Илияни кичик дадиси Ташкәнткә елип кетиду. У йәрдин уруш башланғанда қайтип келиду. Колхозда ишләйду.

ІІ. Уруштин кейин Кәтмәндә мәктәпни түгитип, 1952-жили һазирқи АДУға чүшиду. Шу жиллири шеирлири мәтбуатта бесилиду.

ІІІ. Дәсләпки «Балиларға соға» намлиқ топлими 1956-жили нәшир қилиниду.

  1. Илия-Бәхтия балилар вә мәктәп оқуғучилири үчүн көплигән шеирлар язди. Бу наһайити мурәккәп иш. Униң үчүн балилар тилини, лексиконини билиш керәк. Уларниң оқуш даириси, тәбиәт мәнзириси, оюнлири тоғрисида язиду.

  2. Турмушни яхши билидиған әдип униңдики бәзи сәлбий һадисиләргә баһа берип, тәнқит астиға алиду. Шеирлирини йеник йол издигүчи тәйяртапларға, махтанчақларға, өзиниң шәхсий мәнпийитини көзлигүчиләргә, һәммила нәрсигә пул күчи, аброй нуқтисидин қарайдиған содигәрләргә, һакавур қейинаниларға, мәдәнийәтни пәқәт чирайлиқ кийим кийиш дәп чүшинидиған яшларға қарши нәйзә қилип, уларға шу арқилиқ зәрбә бериду. Урпи-адитимиздики бәзи яхши әнъәниләрни чекидин ашурувәткәнләр тоғрисидиму һәжвийиләр язиду.

  3. «Уйғур елиға» шеириниң мәзмуни. Шәрқий Түркстанға беғишланған шеир. Шаир у әлгә өз муһәббитини изһар қилиду. Маочилар қол астида дәпсәндә болуватқан уйғур елиниң бүгүнки күни шаирни тәшвишләндүриду. Оптимистик көз қарашта болған шаир кәлгүсиниң парлақ болидиғанлиғиға ишинип, «шатлиқ күни болғандиму керәк яш» дәйду.

V. Мустәһкәмләш. Шаир топлимидин балиларға арналған, сатирикилиқ вә һәжвий шеирлирини оқутуш. Сатира вә юмор һәққидә чүшәнчә бериш.

VІ. Йәкүнләш. Дәрисликтики соал-тапшуруқларни орунлаш

VІІ. Өйгә тапшурма. Шеирларни ипадилик оқуш.


Вақти _______ Әдәбият 7-синип 125-126-бәтләр Дәрис № ____


Дәрис мавзуси «Муқамларға муһәббәт»

Мәхсити: 1. Шеир мәзмуни билән тонуштуруш, «Он икки муқам»

һәққидә мәлумат бериш

2. Бағлинишлиқ, саватлиқ пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Сәнъәткә, шеирийәткә болған қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт

Көрнәклик: дәрислик, «Әдәбиятшунаслиқ терминлар луғити». Муқамчиларниң сүрәтлири.

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар: муқам, дурданә, Искәндәр


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларға шаирниң һаяти, ижадийити вә шеирийитиниң алаһидиликлири тоғрилиқ чүшәнчә бериш.

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. Шаирниң һаяти тоғрисида немә билимиз?

  2. «Уйғур елиға» шеириниң мәзмунини ейтип бериңлар.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

Муқам һәққидә чүшәнчә бериш. Муқам - уйғур, өзбәк, тажик, әзәрбәйжан фольклориниң термини. Бир қатар саз әсваплиқ, нахша-хор, вокал, уссул музыкисидин ибарәт бир темидики музыкилиқ әсәр. Олтиришларда, тойларда ейтилиду. Уйғур 12 муқами алаһидә пәриқлиниду. 12 муқамниң һәммисини орунлаш үчүн 24 саат вақит керәк. Муқамлар 170тин көпирәк нахша вә аһаңни өз ичигә алиду. Уйғур муқамлири: Рак, Мушәврәк, Чәббаят, Баят, Өзһал, Чаргаһ, Сигаһ, Әжәм, Нава,

Шаир өз шеирида муқамни сазниң падишаси, дурданиси дәйду. Муқамларда хәлқимизниң муң-зари әкис етилгәнлиги, улар шатлиқ вә муңдин яралғанлиғи, әсирләр давамида сақлинип келиватқанлиғи ейтилған.

Шаир «муқам - ана тил, хәлиқ байлиғи, дөләт, адәмгә әқил берәр илим-билим» дәп тәкитләйду. Қанчилигән дүшмән хәлқимизни дәссәп-чәйләп, етип-қирсиму, елимизни хану-вәйран әтсиму өлмәй, жүтмәй, әшу еғир күнләрниң гувачиси болуп мошу күнгичә йетип кәлди. Бу бебаһа байлиғимизни әвлаттин-әвлатқа йәткүзүп келиватқан инсанлар кимләр? Сүрәтлирини көрситип, чүшәнчисини кәңәйтиш.

V. Мустәһкәмләш.

Шаир шеирини оқутуш вә тәһлил қилдуруш.

VІ. Йәкүнләш.

Дәрисликтики соал-тапшуруқларни орунлаш

VІІ. Баһалаш

VІІІ. Өйгә тапшурма. Шеирни ипадилик оқуш. 12 муқам һәққидә һекайә йезиш

Вақти _______ Әдәбият 7-синип 130-151-бәтләр Дәрис № ____

Дәрис мавзуси Зия Сәмәдий «Ғени Батур»

Мәхсити: 1. Язғучиниң һаяти вә ижадийити билән тонуштуруш,

үзүндиниң мәзмунини чүшәндүрүш

2. Бағлинишлиқ, саватлиқ пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Қәһриман әждатларға һөрмитини ашуруш, әдәбиятқа

қизиқтуруш

Дәрисниң түри арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт

Көрнәклик: портрети, Ғени батур сүрити, язғучи топламлири

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар: янчи, маочилар, Лөтүн

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларға әдипниң һаяти, ижадийити вә «Ғени батур» әсәри тоғрилиқ чүшәнчә бериш.

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. Илия Бәхтия ижадийити тоғрилиқ немә билдуқ?

  2. Илия-Бәхтия шеирлириниң мавзулири қандақ?

  3. «Муқамларға муһәббәт» шеириниң мәзмунини чүшәндүрүңлар.

  4. 12 муқам тоғрисида немә билисиләр?

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

І. 1. Зия Ибадәт оғли Сәмәдий. Язғучи. 1914-жили 15-апрель. Хонихай. Дехан аилиси

2. 1922-1927. Яркәнт. Уйғур, рус мәктиви. 1929-1931. педтехникум

3. 1931-ж. Хитай. Йәрлик содигәр қолида приказчик.

4. 1934-1937. Башланғуч мәктәп директори. Или вилайити ақартиш жәмийитиниң бөлүм башлиғи. 1937-1944. Түрмә. Үч вилайәт инқилавиниң қатнашчиси. 1950-53-ШУАР мәдәнийәт башқармисиниң башлиғи. Әдәбият вә сәнъәт бирләшмисиниң рәиси, 1954-55-ХКП йенидики алий мәктәп, 1956-58-Мәдәнийәт министри, 1958-1961-сүргүн. 1961-ж Совет Иттипақи.

ІІ. «Ғени батур» романи хәлқимизниң исми ривайәткә айланған қәһриман оғли һәққидә. Үзүндиниң мәзмунини сөзләп бериш. Мәтиндин дәлилләр кәлтүрүш

1. Мәһәммәтжан билән Ғениниң учришиши. Сөһбити.

2. Илидики Чулуқай. Мөмүн таға билән учришиш. Мөмүнниң дәрди.

3. Оғлақчи Һәжә ейиқ. Ғожәк байни оғли Тусуқниң өйи. Қизни қутулдуруш.

4. Байвәччиләр олтириши. Рәһимжанниң тәкливи. Ғенилар олтиришта. Мәһәммәтжанниң нахшиси.

5. Зәйнәпниң қачқанлиғи тоғрилиқ хәвәр бәгләрни гаңгиритип қойди. Ғени батурниң сөзи.

V. Мустәһкәмләш. Романдин қошумчә үзүндиләр оқуп, Ғени батуробризиға тохтилиш. Ривайәтләр оқуп бериш.

VІ. Йәкүнләш. Дәрисликтики соал-тапшуруқларни орунлаш

VІІ. Өйгә тапшурма. 130-151-бәтләрни оқуш вә мәзмунини сөзләш .


Вақти _______ Әдәбият 7-синип 130-151-бәтләр Дәрис № ____


7-синип

Дәрисниң мавзуси: «Ғени батур» романидин парчә бойичә мш

Мәхсити: 1 Романниң бәдиий мәзмуни билән тонуштуруш, әсәрдики образлар

һәққидә чүшәнчә бериш.

2. Мустәқил вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Ғени батур» романи, Ғени батурниң сүрити, «ХХ әсир намайәндилири» китави

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар: «Ханләйлун», шаңю, гупаңчи,

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

«Ғени батур» романидин елинған үзүндиниң мәзмунини сораш..

ІІІ. Билимини тәкшүрүш Берилидиған соаллар:

  1. Зия Сәмәдий ким? Һаяти тоғрисида ейтип бериңлар.

  2. Ижадийити һәққидә немә билисиләр?

  3. Ғени батур тоғрисида аңлиғиниңлар барму? Йәнә қандақ қәһриманларни билимиз?

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Романдин елинған парчә бойичә иш

1. Берилгән үзүндини абзацларға бөлүп оқутуш вә чүшәнгинини сораш

2. Романдин берилгән парчидики образларға тәриплимә берип, мәтиндин дәлилләрни тепип, оқуп бериду. Өзлириниң пикир-мулаһизилирини ейтиду. Бу әсәрдики тарихий шәхсләр тоғрисида пикрини тиңшаш.

3. Оқуғучиларни топларға бөлүп, Ғени батур, Мәһәмәтжан, Һәжәрхан, Мөмүн бовай, Ғожәк шаңю, Тусуқ образлири һәққидә өз ойлирини йезиш тапшурулиду.

4. Мәлум вақиттин кейин улардин би адәм иккинчи топқа қошулиду. Һәр оқуғучи һәр топни бир айлинип келип, өз топиға қайтиду. Андин билгәнлирини оттуриға салиду.

Оқуғучиларға берилидиған соаллар:

  1. «Ғени батур» романини тарихий әсәрләр қатариға киргүзүшкә боламду?

  2. Болса немә сәвәптин?

Романни толуқ оқуғанлар болса, сөзләп бериду.


V. Бәкитиш.

1. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма. Қошумчә материаллар тепип келиш

Өйгә тапшурма. Романни толуқ оқуп чиқиш.

Мәзмуни бойичә иллюстрацияләр селиш.

Вақти _______ Әдәбият 7-синип 155-166-бәтләр Дәрис № ____

Дәрис мавзуси «Анархан» драмиси

Мәхсити: 1. Драминиң мәзмуни билән тонуштуруш, хәлқимизниң

тарихи тоғрисида чүшәнчисини кәңәйтиш

2. Бағлинишлиқ пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Сәнъәткә болған қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт

Көрнәклик: драмидин көрүнүшләр

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар: драма, классик әсәр

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. 30-жиллардики драма әсәрләр вә драматургия жанри тоғрисида билим бериш вә «Анархан» драмисиниң идеясини чүшәндүрүш.

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. З.Сәмәдий ижадийити тоғрисида немә билисиләр?

  2. «Ғени батур» тоғрисида немә билисиләр?.

  3. Образларға мүжәзнамә бериңлар.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

1. «Анархан» пьесиси ривайәт асасида йезилған реалистик әсәр. Қери байға берилгән кәмбәғәл қизиниң тәғдири һәққидики ривайәтни муәллиплар заман һәққанийитини көрситидиған дәрижигә йәткүзгән. Драмида аялларниң бәхитсиз һаяти, пажиәлик тәғдири ижтимаий тәңсизликтин келип чиққан, әсәрдә икки синип оттурисидики тоқунушлар тәсвирлиниду.

2. Кәмбәғәл дехан Сайитниң бешиға чүшкән еғир қисмәт, уларниң мәшәқәтлик турмуши, байлардин көргән азаплири - пүткүл кәмбәғәлгә ортақ мәшәқәтләр. Бу вақиәләр драмидики асасий образлар Сайит, Анархан, Һәмра образлирида маһарәт билән көрситилгән. Булар өзлири кәмбәғәл, лекин инсаний хисләтләргә бай образлар.

3. Кәмбәғәлни қул қилип ишлитиватқан, өзлирини мәнпийитини көзлигән, ачкөз, ялақчи, икки үзлүк һөкүмран синип вәкиллири Султанбай, Әлабай, Лозуңбәг образлири арқилиқ феодализм зулмини ашкарилайду.

4. Мошундақ еғир заманда Сайит гадайниң қизи Анархан муһәббәт әркинлиги үчүн байға қарши баш көтириду.

5. Әсәрдә 2 сюжет линияси бар: Анархан билән Һәмраниң муһәббити вә икки синип арисидики тоқунушлар.Әсәрниң кульминациясидә икки яш пажиәлик вапат болиду.

6. Әсәрдә вақиәләр қәһриманларниң нахшилири билән толуқтурулған.

V. Мустәһкәмләш.

Драмидин үзүндиләр кәлтүрүш вә чүшәндүрүш

VІ. Йәкүнләш, Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма.

Драминиң мәзмунини сөзләш.

VІІІ. Баһалаш

Вақти _______ Әдәбият 7-синип 155-166-бәтләр Дәрис № ____

Дәрис мавзуси Парчә үстидә иш

Мәхсити: 1. Драмидин парчә үстидә иш жүргүзүш арқилиқ

хәлқимизниң тарихи тоғрисида чүшәнчисини кәңәйтиш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Сәнъәткә болған қизиқишини ашуруш. Хәлиқпәрвәрлик

тәрбийә бериш

Дәрисниң түри арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт

Көрнәклик: драмидин көрүнүшләр

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. «Анархан» драмисиниң идеясини чүшәндүрүш, образлар тоғрисида билим бериш

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. Уйғур кәспий театри тоғрисида немә билисиләр?

2. Ж.Асимов вә А.Садировлар кимләр?

  1. «Анархан» драмисиниң асасий идеяси немидә?

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

1. Оқуғучиларға алдин-ала рольлар бөлүп берилиду. Шу рольларни сәһниләштүрүш арқилиқ әсәрниң идеясини вә вәқәниң беришини чүшәндүрүш.

2. Драмидики образларға мүжәзнамә бериш тахтида жүргүзүлиду.

Ижабий образлар: Сайит, Анархан, Һәмра, Гүлзарихан, Ловар, Ләйлихан, Мухпул. Өзлири кәмбәғәл, лекин инсаний пәзиләтләргә бай бу образларда еғир турмуш һәммә тәрәптин көрүниду.

Әсәрниң баш қәһримани - Анархан. Бу образ өз тәңсизлигини, һоқуқини йоқатқан уйғур қизиниң обризи. У хурапий урпи-адәтләрниң қурбани. Кичигидин турмушниң, йоқсизчилиқниң дәрдини тартип чоң болиду. Ата-анисиниң тәғдиригә ечиниду, уларға өй ишлирида болсиму ярдәм беришкә тиришиду. Чәксиз зулум Анарханниң байларға болған нәпритини қозғайду. Дадисиниң ямулға ташланғанлиғи, анисиниң илажисизлиқтин рази болғанлиғи Анарханниң байға болған қаршилиғини күчәйтиду. Султанбайдин қутулуш мәхситидә рәсим-қаидини бузуп, Һәмра билән қечип кетиду.

3. Һәмра обризи. Кичигидин житим өскән, өмүр бойи байниң ишигидә ишләп, күн көриду, лекин хорлуқ-зорлуқтин баш көтәрмәйду. Һәмра өз сөйгинигә садиқ, достлириға сәмимий, ақ көңүл, ишләмчан жигит. Жисманий хорлансиму, роһий азапқа төзмәйду. Өз муһәббити үчүн күрәшкә бәл бағлайду. Анархан билән Һәмраниң муһәббити пажиәлик аяқлишиду.

3. Сайит обризи - өмүр бойи турмуш мәшәқитини тартиватқан кәмбәғәл деханниң обризи. Тоғра сөзлүк, ирадиси күчлүк, әрлик номуси үстүн, байларниң төһмитигә қарши туралайду. Саватсиз болсиму дана, сөзгә чечән.

4.Гүлзарә - тәңсизликкә бойсунған аял.

5. Сәлбий қәһриманлар: Султанбай, Сопахун һажим, Әлабай, Лозуңбәг.

V. Мустәһкәмләш.

Драмидин үзүндиләр кәлтүрүш

VІ. Йәкүнләш соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма.

Драминиң мәзмунини сөзләш

VІІІ. Баһалаш

Вақти 02.02-03.02 Әдәбият 7-синип 166-168- бәтләр Дәрис № 39

Мавзу: Хелил Һәмраев һаяти вә ижадийити

«Әлләй батур» ривайити

Мәхсити: 1. Х. Һәмраевниң һаяти вә ижадийити, ривайәтниң мәзмуни

билән тонуштуруш

2. Шаир ижадийитигә болған көз қаришини кәңәйтиш

3. Оқуғучиларниң хәлқигә, вәтинигә, өз жутиға болған

муһәббитини күчәйтиш.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт, ипадилик оқуш.

Көрнәклик қураллар: Х. Һәмраев тоғрилиқ мәтбуатта йоруқ көргән

мақалилар буклети, әдип әсәрлири.

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш пәйти. Саламлишиш, балиларни түгәлләш.

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

1. «Анархан» драмисидики образларға тәриплимә бериш

2. Әсәрниң мәзмунини сөзлитиш.

ІV. Йеңи мавзуниң мәхсити билән тонуштуруш.

Шаирниң һаяти вә ижадийити һәққидә мәлуматини кәңәйтиш. «Әлләй батур» ривайитиниң мәзмунини чүшәндүрүш

V. Йеңи мавзу.

Х.Һәмраев - шаир, устаз, мәрипәтчи. 1928-жили Панфилов наһийәси Пәнжим йезисида кәмбәғәл аилисидә туғулған. 30-ж. Башлирида ата-аниси Хитай тәвәсигә көчиду. Балилиқ дәври Ғулжида өтиду. Шу яқта билим алиду, ижадийәт билән шуғуллиниду.

1956-ж туғулған жутиға қайтиду. Вә ҚазПИға чүшүп, уни 1961-ж тамамлайду. Бир нәччә жил «Коммунизм туғи» гезитидә, андин Пәнжимдә муәллимлик қилиду. Шеирлирида ана жутини, деханни, тәбиәт мәнзирисини, замандашлирини күйләйду.

«Әлләй батур» ривайити. Мәзмуни: Бараңлиқта әлләйни ялғуз қоюп, аниси бир чинигә сүт билән қаймақни қуюп қоюп, сийир сағидиғанға чиқиду. Қаймақни көргән әлләй өмүләп келип қаймақни йәп болиду. Қосиғи тойғанда гуңирап, у яқ-бу яққа қарайду. Дадиси болса қоғун-тавузларни арилап жүрәтти. Мана шу пәйттә сүтниң пуриғини елип бир ча илан бараңға кириду. Сүтни көрүп, бешини әгип ичишкә башлайду. Буни көргән әлләй келип иланниң бойнидин қисип тутувалиду. Илан билигигә оралсиму, қоюп бәрмәйду. Ахири иланниң бешини сүткә чилап тунжуқтуруп өлтүриду. Шу вақитта кирип қалған ана қорқуп кетиду. Аниниң вақириғинини аңлиған дадиси йетип келип қариса, балисиниң қолида өлүп ятқан иланни көриду. «Яша, мениң батурум!ә дәйду ата рази болуп. Әлләй батурниң даңқи пүтүн жутқа тарап кетиду.

VІ. Мустәһкәмләш. Әсәрни ипадилик оқкп бериш вә оқуғучиларға оқутуш.

VІІ. Бәкитиш. Соал-тапшуруқ арқилиқ чүшәнчисини байқаш

VІІІ. Өйгә тапшурма. 166-168-бәтләрни оқуш вә сөзләш. Қошумчә мәлуматлар тепиш. Ривайәт мәзмуни бойичә сүрәт сизип келиш.

Вақти 05.02 Әдәбият 7-синип 169-170- бәтләр Дәрис № 40


Мавзу: «Иланниң өлүми»

Мәхсити: 1. Шеирий чөчәкниң мәзмуни билән тонуштуруш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқпикир қилишқа үгитиш

3. Әдәп-әхлаққа, әмгәк сөйүшкә, достлуққа тәрбийиләш.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт, ипадилик оқуш.

Көрнәклик қураллар: әсәрлири

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш пәйти. Саламлишиш, балиларни түгәлләш.

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

1.Хелил Һәмраевниң һаяти вә ижадийити тоғрисида билимини байқаш.

2. «Әлләй батур» ривайитиниң мәзмунини сөзлитиш.

ІV. Йеңи мавзуниң мәхсити билән тонуштуруш.

Шаир ижадийити һәққидики билимини байқаш вә «Иланниң өлүми» чөчигиниң мәзмуни вә идеяси тоғрисида чүшәнчә бериш

V. Йеңи мавзу.

1. Чөчәкни оқуп кәлгән оқуғучилар болса, мәзмунини сөзләп бериду.

2. «Иланниң өлүми» чөчиги. Ячивәк билән қалиғач айрилмас дост екән. Қалиғач ишләмчан, зерәк, күйчи. Ячивәк чаққан, қорқмас, қәйсәр, нийити дурус екән. Буларниң дотслуғини илан көрәлмәйду. Илан ичи тар, нәпси яман, көрәлмәс, бирму дости йоқ. У дайим қалиғачниң угисини пайлайду. Буни қалиғач сезиду. Бир күни балилири ялғуз қалиду. Қалиғач дан елип келишкә кетиду. Балилири ухлап ятиду. Илан буни сезип түврүккә ямишип, угиға маңиду. Ана қалиғач дан елип келип, вақиәни көриду вә дәрру ячивәкни издәп тапиду, униңдин ярдәм сорайду. Бир минут өтмәй ячивәк пәйда болиду. Илан бешини созуп угиға йеқинлашқанда ячивәк бар күчи билән тепипту. Илан көзидин айрилип, ғулап чүшиду вә өлүп қалиду. Ячивәк қалиғачларни өлүмдин сақлап қалиду.

VІ. Мустәһкәмләш. Әсәрни ипадилик оқутуш.

Луғәт ишлирини жүргүзүш.

Пәнжирә - деризә

Сүлүк - қан шорайдиған қурут (русчә пиявка)

VІІ. Бәкитиш. Соал-тапшуруқ арқилиқ чүшәнчисини байқаш

  1. Әсәрдики қәһриманларни атаңлар.

  2. Чөчәктә шаир немини көрсәтмәкчи болди?

  3. Чөчәкниң тәрбийәвий әһмийити барму?

  4. Инсанларға хас қандақ хусусийәтләр көрситилгән?

  5. Һәқиқий дост қандақ болуши керәк?

  6. Қалиғач тоғрисида йәнә қандақ чөчәкләрни билисиләр?


VІІІ. Өйгә тапшурма. 169-170-бәтләрни оқуш вә сөзләш.


Вақти 09.02-10.02 Әдәбият 7-синип 170-178- бәтләр Дәрис № 41


Мавзу: Йүсүп Илияс. «Унтулмас 12 жил»

Мәхсити: 1. Язғучи һаяти вә ижадийити һәққидә чүшәнчә бериш.

Повестьниң мәзмунини чүшәндүрүш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа вә өтмүш тарихимизға қизиқишини ашуруш.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт

Көрнәклик қураллар: сүрити, әсәрлири

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш пәйти. Саламлишиш, балиларни түгәлләш.

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

1.Хелил Һәмраевниң һаяти вә ижадийити тоғрисида билимини байқаш.

2. «Иланниң өлүми» чөчигиниң мәзмунини сөзлитиш.

ІV. Йеңи мавзуниң мәхсити билән тонуштуруш. (1927-1999)

Язғучи ижадийити вә «Унтулмас 12 жил» повестиниң мәзмуни вә идеяси тоғрисида чүшәнчә бериш

V. Йеңи мавзу.

1. Муәллим Й.Илиясниң һаяти вә ижадийити һәққидә сөзләп бериду.

1927-ж. Уйғур наһийәси Ғалжат, зияли аилиси

Балилиқ дәври Ғулжида, башланғуч мәктәп Жағистайда, оттура мәктәп Ғулжида. Иш паалийитини Ғулжидики Үмүт мәктивидә тил вә әдәбият муәллими болуштин башлайду. 1955-жилғичә.

Қазақстанға көчүп чиққичә Үрүмчидики «Маарип» журналида ишлигән. Алмутиға келип, башқа саһаларда ишләйду, лекин ижадийәтни ташлимайду. Кейин «Йеңи һаят», гезитидә, «Жазушы» нәшриятида ишләйду.

Әсәрлири «Түгимәс нахшилар», «Солдат һекайиси», «Улар йәнә учрашти», «Адимий шәйтан», «Унтулмас 12 жил» вә романи «Еғир тиниқлар»

«Унтулмас 12 жил әсәри Ғулжа вә униң әтрапида йүз бәргән реал вақиәләрни тәсвирләйду. Әсәр қәһриманлири Қәмирдин, Надир ака, Қасимжан, Тайир. Һаваххан вә Сарихан. Бу парчидә Қәмирдин билән Надир акаиниң учришиши, уларниң болватқан вақиәләр һәққидики сөһбити, Қасимжанниң паалийити. Қәмирдинниң ишқа орунлишиши, Әхмәтжан Қасимийниң паалийит көрситилгән.

  1. Повесть мәзмуни билән тонуштуруш.

  2. Әсәрдики турақлиқ сөз бирикмилири тоғрисида ейтип өтүш.

VІ. Мустәһкәмләш. Әсәрни оқутуш вә луғәт ишлирин жүргүзүш..

Шаллиқ - қомучлуқ, шейит болмақ - вапат болмақ, мәдикар базири - ишчилар иш издәйдиған базар, поручик - һәрбий унван, хадук һарву - адәм тошуйдиған һарву, манчестер допа

VІІ. Бәкитиш. Соал-тапшуруқ арқилиқ чүшәнчисини байқаш

VІІІ. Өйгә тапшурма. 170-178-бәтләрни оқуш вә сөзләш.

Вақти 12.02 Әдәбият 7-синип 25-178- бәтләр Дәрис № 42

Дәрисниң мавзуси: Инша «Илия Бәхтия, З.Сәмәдий, Х.Һәмраев,Й. Илияс

ижадийити бойичә»

Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға, мәдәнийитимизгә қизиқишини

ашуруш, ижадий ишләщкә дәвәт қилиш.

Дәрис түри: билимини тәкшүрүш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, гезит материаллири, дидактикилиқ материаллар.

Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң язғучи, шаирлар ижадийити тоғрисидики билимини байқаш вә өз алдиға ишләшкә үгитиш.

ІІІ. Билимини тәкшүрүш

  1. А. Розиниң һаяти вә ижадийити тоғрисида алған билимини байқаш. Соал-жавап усули арқилиқ. Инша режисини түзүш

Мавзу: Илия Бәхтия ижадийитидики ана жут, Вәтән мавзуси

І. Киришмә. Илия Бәхтияниң һаяти вә ижадийити

ІІ. Асасий қисим:

  1. Шаир шеирийитиниң мавзулуқ даириси

  2. И.Бәхтия шеирлирида Вәтән мавзусиниң әкис етилиши

ІІІ. Хуласә. Әдип ижадийитиниң әдәбияттики орни вә әһмийити


  1. Й. Илияс ижадийити тоғрисида билимини байқаш

Мавзу: Й. Илиясниң «Унтулмас 12 жил» повести

І. Киришмә. Й. Илиясниң һаяти вә ижадийити һәққидә

ІІ. Асасий қисим:

2.1. «Унтулмас 12 жил» повестиниң идеявий мәзмуни

2.2. Әсәрдики образлар

ІІІ. Хуласә. Язғучи әсәриниң әһмийити

  1. Х.. Һәмраев ижадийити тоғрисидики билимини байқаш


Мавзу: «Бағөсәк ғәзәлхини - Хелил Һәмраев»

І. Киришмә. Х.Һәмраевниң һаяти вә ижадий паалийити һәққидә мәлумат

ІІ. Асасий қисим:

2.1. Х.Һәмраев - шаир вә устаз

2.2. Шаир шеирийитиниң мавзулири

ІІІ. Хуласә. Шаир ижадийитиниң алаһидилиги вә әдәбияттики орни

ІV. Өйгә тапшурма.

Инша йезиш.


Вақти 16.02 Әдәбият 7-синип 179-181-бәтләр Дәрис № 43

Дәрисниң мавзуси: Һезим Бәхниязовниң һаяти вә ижадийити,

«Атам қоли», «Дехан әвлади» шеирлири

Мәхсити: 1 Шаир ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш, шеирлириниң мәзмуни

билән тонуштуруш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Әдипкә болған һөрмитини, шеирийәткә қизиқишини ашуруш, вәтәнпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: портрети, топлими, дәрислик, методикилиқ қолланма, хрестоматия

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитниң алаһидиликлиригә тохтилиш

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Һезим Бәхниязов (1929-1991)

І.Қизиқишини ойғитиш. Шаир тоғрисида немә билимиз?

Һезим Бәхниязов ким? Кластер сизиш арқилиқ чүшәндүрүш.

1929-жили Уйғур наһийәсидә. Уруштин кейинки әдәбиятқа зор үлүш қошти. Ижадий паалийитини Яркәнттә педучилищеда оқуватқанда башлиди. Биринчи шеири Панфилов наһийәлик «Колхозчилар авази» гезитидә бесилди. Униң шеирлири 1954-жили «Дәсләпки қәдәм» умумий топлимида орун алди.

1958-жили «Шеирлар» топлими алаһидә китап болуп чиқти.

1965-жили «Илһам гүлзари», 1969-жили «Дехан оғли» топламлирини тәғдим қилди. Балилар үчүн «Алмутиниң алмиси» «Алтун саат» әсәрлири китапчә болуп чиқти. Шаир өз шеирлирида болуватқан чоң вақиәләр, адәмләр арисидики мунасивәтләр, хәлиқниң әмгәктики утуқлири, уруштики қәһриманлиғи тоғрилиқ қәләм тәврәтти.

«Атамниң қоли» шеири

І. Шеир немә тоғрисида дәп ойлайсиләр? Муәллим оқуп бериду

2. Шеирни оқутуш вә мәнасини чүшәндүрүш. Бир-бирини толуқтуруш. Тәсвирләш васитилирини тәһлил қилиш. (Дехан әмгигини мәдһийиләйду)

2. «Дехан әвлади» шеири. Мана, көкләмму келиватиду. Дехан әмгигиниң башлинидиған пәйти. Йәргә соқа чүшкәндә, йезиға баһар келиду. Баһар һәммигә йеңилиқ елип келидиғанлиғи бәлгүлүк. Шаир мошу әмгәктин илһам алиду. Сәвәви, у - дехан әвлади. Һәммимиз шу деханниң әвлади болғанлиғимиз үчүн пәхирлинимиз. Шаир өз шеирлирида образлиқ хәлиқниң сөз байлиғини орунлуқ пайдилиниду.

Луғәт ишлири жүргүзүлиду.

ІV. Бәкитиш. 1. Әдип тоғрисида гезит-журнал материаллирини оқуп бериш

2. Шеирларни ипадилик оқутуш, тәһлил қилиш

V. Йәкүнләш вә баһалашДәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш

VІІ. Өйгә тапшурма. 179-181-бәтләрни оқуш. 1-Шеирни ипадилик оқуш.


Һезим Бәхниязов

(1929-1991)



Вақти 19.02 Әдәбият 7-синип 182-199-бәтләр Дәрис № 44


Дәрисниң мавзуси: Зордун Сабир. «Еһ, топилиқ йол»

Мәхсити: 1 Язғучи ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш, һекайиниң мәзмуни

билән тонуштуруш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: портрети, дәрислик, методикилиқ қолланма, хрестоматия

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитниң алаһидиликлиригә тохтилиш

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Зордун Сабир (1937-1998)

І.Қизиқишини ойғитиш.

З.Сабир 1937-жили Ғулжа наһийәси Байтоқал йезиси дехан аилисидә туғулған.

Әмгәккә кичигидин арилашқан. Чоңларниң сөһбәтлирини, сөз устилириниң чақчақлирини, чөчәк, нахша-қошақларни көп аңлиған. Буниң һәммиси балида қандақту бир һиссиятларни ойғитиду. 1957-жили Ғулжа оттура мәктивини тамамлап, Ғәрбий-шимал милләтләр институтида билим алиду. Түгитип бир аз вақит мәктәптә, андин Шинжаң хәлиқ нәшриятида ишләйду. Дәсләпки «Сирдаш қәлбләр» һекайис 1972-жили бесилиду. «баһар бовайниң күнлири», «Долан яшлири», «Хошнилар», «Төмүр тапан» һекайилири, «Вападарлиқ», «Арча яприғи», «Хәйирлик иш», «Сүбһи», «Баһар һаман иллиқ» повестьлири бар. «Аврал шамаллири», «Издиниш» романлири, «Ана юрт» намлиқ трилогияси язғучи маһаритиниң чоққилири. Бу һәқтә Абдуқадир Жалалидинниң пикрини тиңшап көрәйли.

«Еһ, топилиқ йол» һекайисиниң мәзмунини сөзләп бериш

Әсәр қәһриманлири Гүлайшәм вә Розәк һәққидә чүшәнчә бериш. Бир аилиниң һаяти, жапа-мәшәқити, әмгәк, һалавити, сатқунлуқ, һөрмәт интизами мәзкүр һекайидә кәң планда тәсвирләнгән.


ІV. Бәкитиш.

1. Әдип тоғрисида гезит-журнал материаллирини оқуп бериш

V. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш

VІІ. Өйгә тапшурма. 182-199-бәтләрни оқуш. Мәзмунини сөзләш. Ана жут мавзусиға һекайә түзүш.



Зордун Сабир

(1937-1998)


Қан билән йезилған тарих болмиса, Сияһ билән йезилған тарих пут тирәп туралмайду. әгәр тарихниң сияһ билән йезилған қисмиға һалал етиқад билән йүрәк қени қошулса, Бу ахири һаятий күчкә толған тарихий роһ болуп шәкиллиниду.

Зурдун сабир ака «Ана юрт» ни өлимигә тапшуруп, Узап кәткәндә, Униң өзиму мәзкур тарихий романиниң шөһрити билән бағланған һалда ярқин бир тарихий шәхискә айлинип кәтти. әмди биз бу акимизни униң қалдуруп кәткән әсәрлиридин, Шундақла замандашлири хатирисидин издәшкә мәҗбур болимиз, У өзиниң йүксәк бир арзуниң игисигә мас һалдики шиҗаәтлик язғучи икәнликини әмди испатлиди. шу тапта, Мән униң тирикликтә қалдурған бәзи тәсиратлирини есимгә елип туруптимән. мениң билишимчә, Зордун сабир акидәк көп китаб көридиған, Өзидин һәмишә қанаәт тапмайдиған язғучи аримизда анчә көп әмәс. биздә бирәр парчә әсәрниң шөһрити билән иҗтимаий дәриҗә вә мәишәт издәйдиған әдибләр йоқ әмәс. зурдун сабир ака өзиниң қанчилик иш қилғанлиқини нормал рәвиштә чүшинәтти - өзини пәвқуладдә талантниң ройхетигә тизип кәтмәйтти. у өзини мән бир язғучи, Өзумдә бар қабилийәтни имканқәдәр толуқ ишқа салсамла болди, Дәп қарайтти. болупму у, Язғучи қандақ болмисун, Көпрәк мәһсулат яритиши керәк, Дәп тәшәббус қилатти. акимизниң: ( уйғурлардиму« тинч дон»болуши керәк) дегән сөзи һазирму ениқ есимдә турупту.

«Тинч дон» дон дәряси бойидики казакларниң боран - чапқунлуқ уруш йиллиридики ечинишлиқ бәдәллирини аҗайип чин тәсвирләп, Апторниң пүткүл казакларниң һәркити, Арзуси вә һәсрити билән суғурулған йүрикини милләт дәриҗисигә көтүргәниди. сап миллий турмуш, Назук тәсвир, Апторниң қоюқ шәхсийити гүпүлдәп пурап туридиған җүмлиләрдин һасил болған пүткул әсәр давалғуп турған бир деңиздурки, Униңда казакларниң мәвҗутлуқиға айланған, Өзидин ғайәт зор дәриҗидә һалқип кәткән михаил шолохоф үзүп йүриду.«тинч дон» ниң оттуриға чиқиши сиясий сүйқәст вә террорлуқ билән қапланған сталенизм дәвридики бир инқилаб болғаниди. әгәрдә шолохофта қорқмас йүрәк болмиғинида иди, У өзидики катта истедатқа тайиниш биләнла бүгүнки һәйвәтлик шолохофқа айлиналмиған болатти. « әгәр язғучи шиҗаәтлик болмиса иш тамам» дәйду сабиқ совет иттипақи язғучиси юрий казакоф:« у қанчилик талантлиқ болсиму, Бәрибир пайдиси йоқ, Иқтидари уни сақлап қалалмайду».

тема етибаридин ейтқанда, «ана юрт» трилогийиси бизниң «тинч дон». бәлки өзимизниң курәшлири сап өз тилимизда әкс әткәнлики сәвәблик, «ана юрт»романи биз үчун «тинч дон» динму қиммәтлик. еһтимал, Бәзиләр «ана юрт»романиниң бәдиий пәллисини «тинч дон» ға йәтмәйду, Дәп қарайдиғанду. мениңчә, Бундақ қараш йүзәки селиштурмидин кәлгән. бир милләтниң дуня әдәбиятидики орнини ноқул һалда бәдиий нәтиҗиләрниң өзи арқилиқ изаһлаш мәсулийәтсизлик болиду. бир милләт өзиниң миллий характери вә естетик қатлимини әдәбият - сәнәт арқилиқ көрситәлисиму, Лекин бу, Һәргизму миллий қәдирийәтни әдәбият - сәнәттә әкс етидиған, Әмма әдәбият - сәнәттин һалқиған иҗтимаий, Сиясий, Иқтисадий саһәләрдә ишқа ашидиған җәрян. қени ким чиңғиз айтматофниң дуня әдәбиятидики орнини сиясий вә һәрбий күчи үстүнликидә айрип қариялайду? айтматоф қирғиз хәлқиниң пәрзәнти сүпитидә өз ана тили билән хәлқигә йүзләнди, Рус тили билән дуняға йүзләнди. у, Өз хәлқиниң сәргүзәштиси вә истәклирини җакарлайдиған һәмраһсини рус тилиниң ракетаси арқилиқ аләм бошлуқиға чиқарди. тил алмаштуруш васитиси болуш биләнла чәкләнмәйду. у йәнә өз нөвитидә бир милләтниң ойлаш, Пикир қилиш, Тәбиәт билән алақә қилиш вә синтезлаш шәкли, Шундақла шу милләт ишләпчиқириш шәклиниң киристали. демәк, Тил бир милләтниң аң формиси. айтматоф рус тилида әсәр язидиған қирғиз әдиб сүпитидә рус мәдәнийитиниң кәйпиятиниму өзидә типик намаян қилди. әдәбият бир милләтниң иҗтимаий орнини тәсвирләп берәләйду, Лекин бекитип берәлмәйду. мәлумки, Мәлум бир әдәбий әсәрниң дуняви орни шу әсәрни яратқан хәлқниң дуняви орнидин дерәк бәрмәйду, Бәлки бир милләтниң дуняви орни шу милләт әдәбиятиниң дуняви орнини бекитиду.

Абдуқадир Жалалидин


Вақти Әдәбият 7-синип 182-199-бәтләр Дәрис № 44


Дәрисниң мавзуси: Мәтин үстидә иш

Мәхсити: 1 Һекайидин берилгән үзүндә үстидә иш жүргүзүш арқилиқ

мәзмунини чоңқур чүшәндүрүш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип әсәриниң мәзмуни, идеяси вә әһмийититоғрисида чүшәнчисини кәңәйтиш

ІІІ. Билимини вә өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Зордун Сабир ким?

  2. Әдипниң ижадийити тоғрисида сөзләп бериңлар.

  3. Һекайиниң мәзмуни қандақ?

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Әсәрдики образлар


1. Гүлайшәм обризи - чирайлиқ жуган. Пулни көрсә азидиған, өзиниң яшлиғини пулға тегишмәкчи болған аял. Розәкниң өйигә келип, бәхти ечилсиму, асасий мәхсити - униң пулини оғрилап қечиш еди. Өзиниң барлиқ һейлисини ишлитип, керәк болса, түрлүк әмәгәк қилип, мәхситигә йәттим дегәндә йәнә йоли болмай, Әзимәт үчүн дәрт тартишқа мәжбур болиду. Лекин йолдиши Розәкниң ақ көңли вә муһәббити нәтижисидә азатлиққа чиқип, униң қандақ адәм екәнлигигә көзи йетиду.

2. Розәк бәз - ақ көңүл, пулнила ойлайдиған, уни әмгәк қилип тепишни билидиған, балилирини әмгәктә чиниқтуруп, пул тепишқа үгәткән аддий бир дехан. Гүлайшәмгә балилириға ана керәк үчүнла өйлинип, ахири муһәббәткә айлинип, Гүлайшәмгә болған ақ көңли нәтижисидә униңда өзигә болған ишәнчә вә муһәббәт пәйда қилалиди.

3. Әзимәт - наинсап, тәйяр тап, адәмгәрчилиги йоқ, пасиқ адәм обризи.

4. Гүлайшәмниң һаммиси - қизниң бәхтини пулдин тапидиғанлиғини ейтип, уни қери кишигә турмушқа чиқишқа көндүрди. Жирақни көзләйдиған аял.

V. Бәкитиш. Мәтин бойичә соаллар арқилиқ дәлилләр тепиш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма

VІІІ. Өйгә тапшурма. 182-199-бәтләрни оқуш. Образларға тәриплимә бериш.



Вақти Әдәбият 7-синип 199-201-бәтләр Дәрис № 45


Дәрисниң мавзуси: М. Абдрахмановниң һаяти вә ижадийити.

«Сөз қәдри», «Қутлуқ таң» шеирлири

Мәхсити: 1 М. Абдрахмановниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш.

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш. Шеирни тәһлил қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа, шеирийәткә қизиқишини ашуруш, .

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: портрети, топламлири, дәрислик, гезит материаллири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Алим вә шаир һаяти тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, топламлири вә мақалилири һәққидә чүшәнчисини кәңәйтиш.

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. М.Абдрахманов

1. Әдәбиятшунас алим, шаир, устаз. Әмгәкчиқазақ наһийәси, Тәшкәнсаз йезиси.

2. Оқумушлуқ аилә. Дәсләп жутидики 7 жиллиқ мәктәп, андин Түргүндики педучилище, уни пүтирип, 1953-ж. ҚазДУниң филология факультетида оқуйду.

3. Университетта оқуп жүргәндә шеирийәткә қизиқиду. Шеирлири мәтбуатта елан қилиниду.

4. 1960-жили чиққан «Күрәш нахшилири» коллективлиқ топламда униң шеирлири орун алиду.

5. Оқушни түгитип, «Коммунизм туғи» гезитиға келиду.

6. Андин Қазақстан Пәнләр академияси тил вә әдәбияти институтиниң уйғур бөлүмигә йөткилиду.

7. У йәрдә узақ хил ишләп ҚазПИға йөткилиду һәм у йәрдә уйғур тили вә әдәбияти кафедрисини башқуриду.

8. У филология пәнлириниң доктори, профессор.

9. «Уйғур кеңәш әдәбияти тарихиниң очерклири», 3 томлуқ «Уйғур әдәбиятиниң тарихи», әдәбиятшунаслиқ мәсилилиригә даир умумий топламларниң муәллиплириниң бири.

10. Шеирий топламлири: «Қәлб нахшилири», «Даванлар», «Қәдәмләр» вә башқилар

V. Бәкитиш.

1. Әдип тоғрисида методикилиқ қолланмида берилгән мақалиларни оқуш.

2. «Жиллар садаси» вә «Түгүнлар» топламлиридин шеирлар оқуп бериш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш

Өйгә тапшурма.

199-201-бәтләрни оқуш, бир шеирини оқуп ядқа елип келиш


Вақти Әдәбият 7-синип 201-202-бәтләр Дәрис № 46


Дәрисниң мавзуси: «Пәләк чәрхи», «Анамға» шеирлири

Мәхсити: 1 Шеирийитиниң мавзулири, аталған шеирлириниң мәзмуни тоғрисида чүшәнчә бериш.

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш. Шеирни тәһлил қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа, шеирийәткә қизиқишини ашуруш, .

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: топламлири, дәрислик, гезит материаллири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

  1. М.Абдурахмановниң һаяти вә ижадийити һәққидә немә билдиңлар?

  2. Қандақ топламлирини билисиләр?

  3. Шеирлирини ядқа алғанлар барму?

ІV Мәхсәт қоюш. Шаир топламлири вә шеирлири һәққидә чүшәнчисини кәңәйтиш.

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

1. «Пәләк чәрхи» шеири - хәлқимизниң еғир өтмүши вә башқа кәлгән қисмити һәққидә. Уйғур хәлқиниң өз ана вәтинидин жуда болуп, йәр йүзигә тарқилип кәткәнлиги, өз йеригә сиғмай, кәлгүндиләр қол астида азап чекиши, шундақ болсиму келәчәктин үмүт үзмәй, бир күни азатлиққа йетидиғанлиғиға ишәнч билән қарайдиғанлиғи, буниң һәммиси бизгә алланиң һөкми билән болғанлиғини ейтип, сәргәрдан болған хәлиқниң арманлири өчмигәнлиги һәққидә өз пкирини оттуриға салиду.

2. «Анамға» шеири - һәммимиз үчүн һәммидин муқәддәс, һәммидин көйүмчан вә меһриван, қәдирдан инсан һәққидә. Ана иссиқ-соғда бизгә пана болидиған, яхши-яманни ичигә сиңдүрүшни билидиған, һәммә биздин кечип кәтсиму, һеч қачан бизни ташлимайдиған әзиз инсан. Нәгә кәтсәкму, өйгә қайтип киргинимиздә дәсләп анимизни сорайдиғанлиғимиз бәлгүлүк. Бу мавзуға шеир язмиған бирму шаир болмиса керәк. Шаирниң бу шеириға бәстикар Селимахун Зәйналов музыка язди.

VІ. Мустәһкәмләш

1. Әдип тоғрисида методикилиқ қолланмида берилгән мақалиларни оқуш.

2. «Жиллар садаси» вә «Түгүнләр» топламлиридин шеирлар оқуп бериш

VІІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш

Өйгә тапшурма.

201-202-бәтләрни оқуш, бир шеирини оқуп ядқа елип келиш

Вақти 02.03 Әдәбият 7-синип 203-212-бәтләр Дәрис № 48


Дәрисниң мавзуси: Қурван Тохтәмовниң һаяти вә ижадийити.

«Бир түп алма» һекайиси

Мәхсити: 1 Қурван Тохтәмовниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш. Һекайиниң мәзмунини чүшәндүрүш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: портрети, топламлири, дәрислик, гезит материаллири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Язғучиниң һаяти тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, һекайисиниң мәзмуни билән тонуштуруш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Шеирлирини ипадилик оқутуш.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қурван Тохтәмов (1932-1988)

1. 1932-ж. Панфилов наһийәси, Садир йезиси. Дадиси урушта вапат болиду. Һәммә еғирчилиқ аниниң зиммисигә чүшиду. Қурван Яркәнттики педучилищеға чүшиду. 1952-ж. Оттура Азия Коммунистик университети шәриқ фак-ти, уйғур бөлүмигә чүшиду. 1957-ж Алмута, «Коммунизм туғи». 1958-жили Абай намидики ҚазПИда лекцияләр оқуйду. 1960-жили аспирантура. 1964-ж. кандидатлиқ диссертация.

2. «Аддий кишиләр» вә «Қәдирданлирим» топламлири бар. Әсәрлирини аддий кишиләр тоғрисида язиду. Улар әдип үчүн қәдирдан. Һекайилиридә аяллар вә анилар образлириға диққәт ағдуриду. «Полат ирадиликләр», «Банихан чоңнам», «Виждан азави» һекайилиридә Банихан, Жанархан, Гүлзарихан образлирини яритиду. «Жағистайлиқлар», «Таң атқанда» повестьлири Садир жути вә кишилири тоғрисида, «Байқимай бастиң тикәнни» повести бүгүнки турмуш, шәһәрдә яшиғучилар һәққидә.

3. Оқуғучилар топларға бөлүниду, «Бир түп алма» һекайиси абзацларға бөлүнүп топларға берилиду.

Оқуғучилар өз топлириға келип, бир-биригә сөзләп бериду. Андин топтин бир оқуғучи чиқип, мәтин мәзмунини сөзләйду.

V. Бәкитиш.

Соаллар арқилиқ мәтин тоғрисидики билимини байқаш вә толуқтуруш

Әсәрдики образлар һәққидә пикир жүргүзүш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш

Өйгә тапшурма. 203-212-бәтләрни оқуп, мәзмунини сөзләш

Вақти Әдәбият 7-синип 212-220-бәтләр Дәрис № 48

Дәрисниң мавзуси: Ш.Шаваев. «Билал Назим»

Мәхсити: 1 Язғучи Ш.Шаваевниң ижадийити тоғрисида

чүшәнчә бериш. «Билал Назим» романидин үзүндиниң мәзмуни билән

тонуштуруш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа, бәдиий әсәрни тәһлил қилишқа үгитиш.

3. Әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, дунияға көз қаришини кәңәйтиш.

Дәрис түри: йеңи билим бериш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Сал-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Өй тапушрмисини тәкшүрүш.

«Бир түп алма» һекайисиниң мәзмунини сораш

ІІІ. Билимини тәкшүрүш. Қ.Тохтәмов һаяти вә ижадийити тоғрисида алған билимини соал-жавап усули арқилиқ байқаш.

ІV. Мәхсәт қоюш. Язғучи вә драматург һаяти тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, әсәрлири һәққидә чүшәнчисини кәңәйтиш.

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Ш.Шаваевниң һаяти вә ижадийити

1. 1938-ж. Алмута вилайити Уйғур наһийәси Түгмән йезисида туғулған. 1955-жили Чоң Ақсудики мәктәпни тамамлайду. Колхозда ишләйду. Мәктәптә шеир язиду, һәвәскарлар өмигигә қатнишиду. Йеза комсомоллириниң йетәкчиси болиду. 1960-ж. Қурманғази намидики Қазақ дөләт консерваториясиниң театр фак-ға чүшиду.Уни түгитип, уйғур театрида хизмәт қилиду. 1971-ж. Алмута сәнъәт институтиниң режиссерлуқ фак-ға чүшиду.Уйғур театрида бир нәччә әсәрләрни қойиду. 1979-ж. Қазақстан Язғучилар иттипақи, 1985-90-жиллири «Қазақфильм» киностудиясидә бәдиий фильмларни уйғурчиға тәржимә қилиду. 1960-жилдин башлап шеирлири умумий топламларда орун алиду. 1970-ж. «Имзасиз хәтләр» намлиқ повесть вә һекайиләр топлими йоруқ көриду. «Анар гүли», «Чимән допа», «Йоқалған қәләм», «Издәймән сени», «Мирзигүл» китаплири чиқиду. «Билал Назим» романиниң муәллипи. «Акам өйлиниду», «Сениң қара көзлириң», «Билал Назим», «Бегунаға бәш әйип» сәһнә әсәрлирини язди. «Сениң қара көзлириң» әсәри өзбәк вә әзәрбәйжан сәһнилиридә қоюлди.

«Билал Назим» романи хәлқимизниң классик шаири Б.Назим һаяти вә ижадийити тоғрисида йезилған. Үзүндидә униң мечитқа молла болуп, қираәт қилиши, хәлиқ арисида иззәт-еһтирамға бөлүнүши, муһәббәт отиға гириптар болуп, шеир йезиши, атиниң балиси үчүн рази болуши баян қилиниду. Бу роман асасида Ш.Шаваев «Билал Назим» драмисини йезип, бу әсәр театримиз сәһнисидә қоюлди.

VІ. Бәкитиш.

1. Әдип тоғрисида гезит бәтлиридә, методикилиқ қолланмида берилгән мақалиларни оқуш.2. Әсәрдин үзүндиләр оқутуш.

VІІ. Йәкүнләш вә баһалашДәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІІ. Өйгә тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш. 212-220-бәтләрни оқуп, мәзмунини сөзләш

Вақти Әдәбият 7-синип 212-220-бәтләр Дәрис № 49


Дәрисниң мавзуси: Парчә үстидә иш

Мәхсити: 1 «Билал Назим» романидин үзүндә үстидә иш жүргүзүш арқилиқ

әсәрдики асасий образлар, әсәрниң вәқәлиги тоғрисида чүшәндүрүш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа, бәдиий әсәрни тәһлил қилишқа үгитиш.

3. .

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Сал-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

  1. Шайим Шаваевниң һаяти вә ижадийити тоғрисида немә билдиңлар?

  2. Әдип ижадийитини немидин башлиди?

  3. Қандақ әсәрлирини оқудуңлар?

  4. Язғучи ижадийитиниң мавзулири тоғрисида ейтиңлар.

ІІІ. Билимини тәкшүрүш.

Ш.Шаваев әсәрлириниң мәзмунини сораш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Парчә үстидә ишләш

  1. Оқуғучиларға әсәрдин парчиниң мәзмунини сөзлитиш

  2. Әсәрдики вәқә болуватқан вақит һәққидә немини билдуқ? Керәклик абзацни тепип, уни оқуш. 213-бәттики хәлиқ турмушини көрситидиған жүмлиләрни оқуймиз

  3. Әсәр қәһриманлири кимләр? Ахунум обризи тоғрисида мәлуматни мәтиндин алимиз.

  4. Билал обризи. Униң қандақ образ екәнлигини билиш үчүн мәтиндин керәклик эпизодларни оқутуш. Билимлик, саватлиқ, еғир-бесиқ, яхши шагирт вә үлгилик пәрзәнт. Мошу тәриплимиләр мәтиндин үзүндиләр билән дәлиллиниду.

  5. Зордун қари обризи. Инавәтлик шагирт тәйярлиған, ақ көңүл, билимлик инсан. Мәтиндин дәлилләр кәлтүримиз.

  6. Билалниң атиси - Йүсүп моздуз. Нахшиға уста, пәрзәнт тәрбийисигә көңүл бөлгән, меһриван, дили пак адәм. Бу хисләтлирини дәлилләймиз.

  7. Акиси Жалалдин - аддий, инисигә меһриван, хәлиқпәрвәр инсан.

VІ. Бәкитиш.

1. Оқуғучилар дәптәрлиригә тәриплимә вә дәлилләр язиду.

VІІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІІ. Өйгә тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш. 212-220-бәтләрни оқуш, Билал Назим һәққидә мәлуматлар тепип келиш.

Вақти Әдәбият 7-синип 199-220 - бәтләр Дәрис № 51

Дәрисниң мавзуси: Инша «М.Абдрахманов, Қ.Тохтәмов, Ш.Шаваев

ижадийити бойичә»

Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға, мәдәнийитимизгә қизиқишини

ашуруш, ижадий ишләщкә дәвәт қилиш.

Дәрис түри: билимини тәкшүрүш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, гезит материаллири, дидактикилиқ материаллар.

Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң язғучи, шаирлар ижадийити тоғрисидики билимини байқаш вә өз алдиға ишләшкә үгитиш.

ІІІ. Билимини тәкшүрүш

  1. М.Абдрахмановниң һаяти вә ижадийити тоғрисида алған билимини байқаш. Соал-жавап усули арқилиқ. Инша режисини түзүш

Мавзу: М.Абдрахманов ижадийитидики мавзулар

І. Киришмә. М.Абдрахмановниң һаяти вә ижадийити

ІІ. Асасий қисим:

  1. Шаир шеирийитиниң мавзулуқ даириси

  2. М.Абдрахманов шеирлирида Вәтән мавзусиниң әкис етилиши

ІІІ. Хуласә. Әдип ижадийитиниң әдәбияттики орни вә әһмийити


  1. Қ.Тохтәмов ижадийити тоғрисида билимини байқаш

Мавзу: Қ.Тохтәмовниң «Бир түп алма» һекайисиниң вәқәлиги

І. Киришмә. Қ.Тохтәмовниң һаяти вә ижадийити һәққидә

ІІ. Асасий қисим:

2.1. «Бир түп алма» һекайисиниң бәдиий мәзмуни

2.2. Әсәрдики образлар

ІІІ. Хуласә. Язғучи әсәриниң әһмийити


  1. Ш.Шаваев ижадийити тоғрисидики билимини байқаш


Мавзу: «Билал Назим»романидики образлар

І. Киришмә. Ш.Шаваевниң һаяти вә ижадий паалийити һәққидә мәлумат

ІІ. Асасий қисим:

2.1.»Билал Назим» романиниң қисқичә мәзмуни

2.2. Әсәрдики образлар һәққидә

ІІІ. Хуласә. Әдип ижадийитиниң алаһидилиги вә әдәбияттики орни

ІV. Өйгә тапшурма.

Инша йезиш.

Вақти Әдәбият 7-синип - бәтләр Дәрис № 521


Дәрисниң мавзуси: Иншани тәһлил қилиш


Мәхсити: 1 Оқуғучиларниң ижадий ишини тәһлил қилиш

2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, өз алдиға ишләшкә үгитиш

Дәрис түри: қайтилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: оқуғучиларниң иншалири

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң язма ишлири бойичә тәһлил жүргүзүш арқилиқ уларни ижадий издинишкә өз алдиға мустәқил пикир қилишқа дәвәт қилиш.

ІІІ. Иншаларни тәһлил қилиш режиси:

Һәр бир оқуғучиниң камчилиқ вә утуқлири тәпсилий тәһлил қилинип, сөһбәт жүргүзүлиду.

  1. Оқуғучиниң мавзу таллиши.

  2. Инша мавзусиға лайиқ эпиграф таллаш.

  3. Режиниң түзүлүши. Режиниң мавзуға лайиқ болуши.

  4. Иншада мавзуниң ечилиши. Жавапниң толуқ болуши.

  5. Инша йезишта стилистика қаидилиригә реайә қилиш.(жүмлиниң түрлири, уларниң бир-бири билән бағлиниши, пикирниң изчил болуши)

  6. Имла қаидилиригә реайә қилиш.

  7. Тиниш бәлгүләрниң тоғра қоюлуши.

  8. Қошумчә әдәбияттин орунлуқ пайдилиниши.

  9. Өз пикрини изһар қилиши.


ІV. Йәкүнләш вә баһалаш


V. Өйгә тапшурма.

Р. Розиев һәққидә материаллар тепип келиш.

Вақти Әдәбият 7-синип 220-225-бәтләр Дәрис № 53


Дәрисниң мавзуси: Р.Розиев «Сирлиқ долқунлар»

Мәхсити: 1 Р.Розиев һаяти вә ижадийити вә «Сирлиқ долқунлар» поэмисиниң

мәзмуни билән тонуштуруш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа, бәдиий әсәрни тәһлил қилишқа үгитиш.

3. .

Дәрис түри: йеңи билим бериш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Сал-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Шаир Р.Розиев ижадийити тоғрисида умумий мәлумат бериш. «Сирлиқ долқунлар» поэмисиниң мәзмунини чүшәндүрүш

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

Рәһимжан Розиев 1935-жили 7-айда Ғулжа шәһиригә йеқин Үч он йезисида диний аилидә туғулған. Балилиқ чағлири Тоққузтара наһийәсидә өтиду. Дадиси Һәмрахун парис тиллирини яхши билгән, шеирийәткә һәвәс қойған адәм болғанлиқтин, уларниң өйидә пат-патла китапханлиқ, шеирханлиқ болуп туратти. Һәтта қазақ ақинлириниң ейтишишиму болатти. «Қиз-Жибек» дастанини шу чағларда аңлиған еди.

Шәриқ вә классик әдәбият тоғрисида дадисидин аңлиған, Й.Х.Һажип, М.Қәшқәрий, Ә.Йүгнәкий намлири өйдә болған сөһбәтләрдин қулиғида қалған. Мәктәп йешиға йәткәндә Тоққузтара «Чолпан» мәктивигә оқушқа кириду. 3-синитин кейин Дөң мәһәллисидики «Рошән» мәктивидә, Үч дәрвазидики «Үмүт» мәктивидә оқуйду. Ғулжа билим жутини түгитип, Үрүмчидики Шинжаң университетиниң әдәбият факультетиға адәм толуп кәткәндин кейин рәссам факультетиға оқушқа чүшиду. Өзиму рәсимгә қизиққан еди. Мәктәптә там гезиткә сүрәт сизип, мақалә язатти. 1957-жили оқушни тамамлап «Шинжаң» рәсимлик журнали редакциясидә ишләйду.

1960-жили Қазақстанға көчүп келиду. Алмута аэропортида, төмүр йол вокзалида жүк тошиғучи, төмүр-бетон заводида бетон қуйғучи, Алмута шәһирини зенәтләш башқармисида бояқчилиқ қилиду. 1967-1997жили радио-телевидение комитетида ишләйду.

«Сирлиқ долқунлар» поэмиси бовайниң яш жигиткә вәтини һәққидә ейтқан һекайисидин түзүлгән. Ана йәрниң гөзәллиги, байлиғи, униң дүшмәнләр айиғида чәйлиниши, ғәмгә чөкүп, сүкүттә йетиши бовайниң қәлбидики сөзләр арқилиқ берилгән.

VІ. Бәкитиш.

Помидин үзүндини оқуп, чүшәндүрүш

VІІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІІ. Өйгә тапшурма 220-225-бәтләрни оқуш, поэминиң мәзмунини сөзләш

Вақти Әдәбият 7-синип 220-225-бәтләр Дәрис № 54


Дәрисниң мавзуси: «Сирлиқ долқунлар» әсәридин парчә үстидә иш

Мәхсити: 1 «Сирлиқ долқунлар» поэмисиниң идеявий мәзмуни вә униңдики

образлар тоғрисида чүшәнчисини кәңәйтиш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа, бәдиий әсәрни тәһлил қилишқа үгитиш.

3. Әдәбиятқа, тарихқа қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: йеңи билим бериш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Сал-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Р.Розиев ким?

  2. Һаяти вә ижадийити тоғрисида немә билдиңлар?

  3. Шаирниң қайси әсәрлирини оқудуңлар?

ІІІ. Мәхсәт қоюш. «Сирлиқ долқунлар» поэмисиниң мәзмунини чүшәндүрүш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

«Сирлиқ долқунлар» поэмиси бовайниң яш жигиткә вәтини һәққидә ейтқан һекайисидин түзүлгән. Ана йәрниң гөзәллиги, байлиғи, униң дүшмәнләр айиғида чәйлиниши, ғәмгә чөкүп, сүкүттә йетиши бовайниң қәлбидики сөзләр арқилиқ берилгән.

Бовай - тарих жилнамиси. Униң баштин кәчүргәнлири - пүтүнләй бир хәлиқниң тарихи. Әшу тарихни келәчәк әвлатқа йәткүзүшни мәхсәт қилған бовай яш жигиткә долқун сирлирини ечип беришни дурус көриду. Нәйчи жигитниң чалған сази бовайға өтмүшни әслитиду. «Атаңни алдимға әкәлди бу нәй» дәйду бовай. Жигитниң атиси һәққидә гәп қилиш ара хәлқимизниң даңлиқ шәһәрлири Қумул, Қәшқәр Хотәнләрниң даңқи һәққидә ейтип бериду. Уларниң мәшһур қоғуни, анари, пилличилиги, шайә-әтлиси, уларни көрәлмигән дүшмәнниң шум нийити, Улуқ Ипәк йоли арқилиқ Һинстан, Иран билән сода-сетиқ мунасивәтлири тоғрилиқ параң қилиду. Мошундақ чәксиз байлиқ, гөзәллик толған әл - сениң Вәтиниң, сән буниң билән махтансаң әрзийду, дәп хитап қилиду. Бирақ мошуниң һәмисигә һәр яқтин қузғундәк йепилип, булаң-талаңға селиватқан явузларниң зораванлиғиға чидалмиған хәлиқ күрәшләр қилиду. Йүзлигән оғланлар Вәтән үчүн женини пида қилиду. Вәтәндә уйғур ели муң-зарға пүркинип, хәлиқниң дили шат болмай, ғәмдә қалди. Шаир «Шатлиқта гүл қисип жүрсәң яришар, Қандақ гүл қисисән, дәртни түгәтмәй» дегән қурларни язиду.

V. Бәкитиш.

Поэмидин үзүндини оқуп, чүшәндүрүш

VІІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІІ. Өйгә тапшурма 220-225-бәтләрни оқуш, поэминиң мәзмунини сөзләш




Қурбан Барат






Вақти Әдәбият 7-синип -бәтләр Дәрис № 55


Дәрисниң мавзуси: Қурбан Барат «Чечәк вә боран»

Мәхсити: 1 Қурбан баратниң һаяти вә ижадийити вә «Чечәк вә боран» әсәриниң

мәзмуни билән тонуштуруш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа, бәдиий әсәрни тәһлил қилишқа үгитиш.

3.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Сал-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Шаир Қ.Барат ижадийити тоғрисида умумий мәлумат бериш. «Чечәк вә боран» әсәриниң мәзмунини чүшәндүрүш

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Қурбан Барат

Ихтидарлиқ лирик шаир, иҗтиһатлиқ муһәррир Қурбан Барат 1946 - жили Атуш наһийәсиниң Ағу йезисида дехан аилисидә дунияға кәлгән. 1952 - жилдин 1958 - жилғичә башланғуч вә оттура мәктәпләрдә, 1958 - жилдин 1962 - жилғичә сабиқ Шинҗаң Педагогика Институтиниң тил - әдәбият факультетида оқуған. Оқушни тамамлиғандин кейин, ‹‹Шинҗаң гезити›› идарисигә тәхсим қилинип, бир мәзгил мухбирлиқ қилған. Кейин муһәррир болған. 1970 - жилдин 1986 - жилғичә Шинҗаң Шинхуа 2 - басма заводида вә Шинҗаң хәлиқ нәшриятиниң уйғур тәһрир бөлүмидә ишлигән. 1981 - жили ‹‹Йешил һаят›› намлиқ шеирлар топлими, 1984 - жили ‹‹Ақ ромаллиқ пәризат›› намлиқ дастанлар топлими нәшир қилинған. Бир қисим әсәрлири ‹‹Той чачқиси››, ‹‹Баһар җилвиси››, ‹‹Тарим өркәшлири›› намлиқ коллектив топламларға вә оттура мәктәп әдәбият дәрслигигә киргүзүлгән.

Қурбан Барат әдәбий иҗадийәт билән шуғуллинипла қалмастин, әдәбий тәрҗимә җәһәттиму көрүнәрлик әмгәк сиңдүргән муәллипләрниң бири. У хәнзучидин атақлиқ шаир Әй Чеңниң көплигән шеирлирини, Пушкинниң шеирий чөчәклирини тәрҗимә қилип, китапханларға тонуштурди. Сәидиниң ‹‹Бостан›› дастанини вә чағатай уйғур тилидики әсәрләрдин ‹‹Диван Сәккаки››, ‹‹Диван Атайи››, ‹‹Диван Зуһури››, ‹‹Сәдди Искәндәр›› қатарлиқ әсәрләрни нәширгә тәйярлиди. Лермонтовниң дастанлирини тәрҗимә қилди.

Шаир Қурбан Барат Жуңго язғучилар җәмийитиниң әзаси, Җуңго язғучилар җәмийити шинҗаң шөбисиниң, Җуңго хәлиқ еғиз әдәбияти тәтқиқат җәмийити Шинҗаң шөбисиниң, Җуңго аз санлиқ милләт язғучилири илмий җәмийитиниң әзаси.

У өзиниң иҗадийәттики алаһидилиги вә төһписи билән ‹‹Жуңго һазирқи заман даңлиқ яшлириниң луғити››, ‹‹Жуңго әдәбият луғити›› қатарлиқ луғәтләргә киргүзүлди.

VІ. Бәкитиш.

Әсәрни оқуп, чүшәндүрүш

VІІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІІ. Өйгә тапшурма -бәтләрни оқуш, әсәрниң мәзмунини сөзләш


Вақти Әдәбият 7-синип -бәтләр Дәрис № 56


Дәрисниң мавзуси: «Йешил рәң тоғрилиқ нахша»


Мәхсити: 1 «Йешил рәң тоғрилиқ нахша» әсәриниң мәзмуни билән тонуштуруш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа, бәдиий әсәрни тәһлил қилишқа үгитиш.

3. Әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, дунияға көз қаришини кәңәйтиш, тәбиәтни сөйүшкә, асрашқа дәвәт қилиш.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишишш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Шаир Қ.Барат ижадийити тоғрисида билимини байқаш. «Чечәк вә боран» әсәриниң мәзмунинисораш, «Йешил рәң тоғрилиқ нахша» шеириниң мәзмунини чүшәндүрүш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Қурбан Барат ижадийити тоғрисида немә билдиңлар?

  2. Шаир әдәбият беғиға қайси шеири арқилиқ кирди?

  3. Шаир қандақ мавзуларға шеир язди?

  4. Шаирниң чоң әсәрлирини атап бериңлар


ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

Шаир йешил рәңни мәдһийиләш арқилиқ йеңилиқни, һаятни, гөзәлликни тәсвирләйду. Йешил рәң шаир үчүн яшашниң бәлгүси. Бу рәң пүтүн тәбиәтниң рәңги, инсанийәтниң рәңги. Немә үчүн бу рәңни сөйидиғанлиғини изһар қилиду. Туғулған йери - йешиллиқ, нәзәри чүшкән йәрләрму йешил, кочилардики йешил таллар, чәксиз йешил бағлар, өзи өскән мәһәллә йешиллиққа оралған. Мошуниңдин илһамланған шаир «Ненимму, кийимимму йешиллиқтин келиду» дәйду. «Йешиллиқтин әждади изини көридиғанлиғини», ата-бовиларниң тени шу йешил йәрдә ятқанлиғи һәққидә ейтиду.

Йешиллиқни қәдирләп, уни сақлашқа дәвәт қилиду.

V. Бәкитиш.

Әсәрни оқуп, чүшәндүрүш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма

227-228-бәтләрни оқуш, әсәрниң мәзмунини сөзләш. Тәбиәт, йешиллиқ һәққидә шеир, мақалларни тепип келиш.



Вақти Әдәбият 7-синип 231-232 -бәтләр Дәрис № 57


Дәрисниң мавзуси: М.Һәмраев шеирлири


Мәхсити: 1 М.Һәмраев һаяти вә шеирийити һәққидә чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа, бәдиий әсәрни тәһлил қилишқа үгитиш.

3. Әдәбиятқа, тарихимизға қизиқишини ашуруш.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик , сүрити

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишишш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш., «Йешил рәң тоғрилиқ нахша» шеири һәққидә пикрини байқаш, М.Һәмраев шеирийити һәққидә чүшәнчә бериш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Шаир немә үчүн йешил рәңгә амрақ?

  2. Йешиллиқни неминиң бәлгүси дәйду?

  3. Силәр қандақ рәңни яхши көрисиләр?


ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

М.Һәмраев 1940-жили Ғулжида туғулған. Оттура мәктәпни тамамлап, Шинжаң педагогика институтиниң филология факультетиға чүшиду. Уни 1960-жили тамамлайду. Андин Ақсу вилайитиниң Тохсун наһийәсидә муәллим болуп ишләйду.

1962-жили Қазақстанға көчүп чиқиду. Дәсләп Челәк наһийәсидә уйғур тили вә әдәбияти муәллими болуп ишләйду. Андин «Рауан» нәшриятида муһәррир, «Уйғур авази» вә униң қошумчиси «Йеңи һаят» гезитиниң әдәбият вә сәнъәт, мәдәнийәт бөлүмлиридә мәсъул хадим болуп ишләйду.

Мөмүнжан Һәмраевниң шеирлири, болупму униң рубайилири бүгүнки уйғур шеирийитидә өзигә хас мунасип орунни егиләйду.

«Рубайилар», «Сада», «Өмүр ялқуни», «Чоққидики қар», «Ғунчилар», «Вапа», «Шаир дунияси», «Ақ чоққилар» қатарлиқ топламлири бар.

«Әждат топрақлирида», «Вәтән пәрзәндимән», «Устаз» шеирлирини оқуп, мәзмунини чүшәндүрүш.

V. Бәкитиш.

Әсәрләрни оқутуш, луғәт ишлирини жүргүзүш, чүшәндүрүш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма

231-232-бәтләрни оқуш, шеирларни ипадилик оқуш вә мәзмунини сөзләш.

Вақти Әдәбият 7-синип 233-237 -бәтләр Дәрис № 58


Дәрисниң мавзуси: Әхмәтжан Һашировниң һаяти вә ижадийити.

«Солмас гүл» әсәри

Мәхсити: 1 Ә.Һашировниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш.

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: портрети, топламлири, дәрислик, гезит материаллири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Ә.Һаширов һаяти тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитиниң алаһидиликлири, прозиси һәққидә чүшәнчә бериш

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Әхмәтжан Һаширов

1. 60-жилларда уйғур нәсрийгә кирип кәлгән. Әхмәтжан Ақсопи оғли Һаширов Маливай йезисида 1938-жили 20-августта дунияға кәлгән. .

2. Дадиси урушта һалак болған. Бала кичигидин турмуш еғирчили,ини көриду.

3. Маливайдики мәктәптә оқуйду. 7-синипни тамамлап, Яркәнттики педучилищеда оқуйду. Уни түгитип ҚазДУниң филология факультетиға чүшиду. Әдәбиятқа қизиқиду.

4. Алмутида бир мәктәптә тил вә әдәбиятидин дәрис бериду. Аспирантурида оқуйду. Андин жумһурийәтлик радиониң уйғур редакциясидә ишләйду. Кейин «Коммунизм туғи» гезитиға йөткилип, 1986-жилғичә әдәбий хадим, бөлүм башлиғи, жавапкәр хадим хизмәтлирини атқуриду.

5. 1986-жилдин Қазақстан Язғучилар иттипақи аппаратиға тәклип қилинип, катип вәзиписини атқуриду. Һазир Қазақстан Язғучилар иттипақи уйғур әдәбияти бөлүминиң рәиси.

6. Дәсләпки һекайилири студент вақлирида йезилиду вә гезиттә бесилиду. 1966-жили «Яшиғиним яшиған» намлиқ дәсләпки китави нәшир қилиниду. Кейинирәк «Кәчмәс көңлүм», «Солмас гүл» топламлири йоруқ көриду Андин «Ялғуз ялпуз» романи, 1988-жили болса «Нур ана» топлими нәшир қилиниду.

7. Драматургия тәрәққиятиға үлүш қошуп, «Өлмәс болуп туғулғанлар», «Муқамчи», «Дехан» пьесилирини язиду.

Язғучи өз әсәрлири қәһриманлирини өз жутидин издәйду «Кәчмәс көңлүм» повести уруш мавзусиға йезилған. ,

V. Бәкитиш.

1. Әдип тоғрисида гезит материаллирини оқуп бериш.

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш

Өйгә тапшурма. 233-237-бәтләрни оқуш, бир һекайисини оқуп келиш



Вақти Әдәбият 7-синип 233-237 -бәтләр Дәрис № 59


Дәрисниң мавзуси: «Адәмниң көңли дегән»

Мәхсити: 1 Һекайиниң мәзмуни вә идеясини чүшәндүрүш.

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: топламлири, дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Ә.Һаширов һаяти тоғрисида билимини байқаш, һекайиниң мәзмуни вә идеяси һәққидә чүшәнчә бериш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

1. Ә Һашировниң һаяти вә ижадийити һәққидә немә билисиләр?

2. Қандақ әсәрлирини оқудуңлар?

3. «Солмас гүл» һекайисиниң мәзмунини сөзләп бериңлар.


ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Һекайиниң мәзмунини тәпсилий сөзләп бериш.

1. Уруш жиллири болған вақиә. Мурадил вә бовиси. Мурадилниң сүрити.

2. «Бовам вә хаман». Хаманда «туғулған» әсәр хамандәк бәрикәтлик болушини тилиди.

3. Бовайниң вапати. Мурадил момиси билән. Момай хәт тошуйду.

4. Хәтни әнди Мурадил тошуйдиған болди. Ақ чечәкләр. Бир қучақ гүл. Һарвукәш Һашир бовай. Қара хәтләр.

5. Йәр һайдаватқан анилар. Тракторниң қийсийип қелиши. «Етиз гүллириниң» һөснилири, уларниң муң ичидә олтириши.

6. Муқәддәс ялған.

V. Мустәһкәмләш.

1. Һекайини балиларға оқутуш.

2. Луғәт ишлирини жүргүзүш.

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш


VІІ. Өйгә тапшурма.

237-241-бәтләрни оқуш, мәзмунин сөзләш, сүрәт селиш





Вақти Әдәбият 7-синип 233-237 -бәтләр Дәрис № 60


Дәрисниң мавзуси: Изаһәт «Адәмниң көңли дегән»


Мәхсити: 1 Оқуғучиларниң әстә сақлаш вә пикир қилиш қабилийитини

байқаш

2. Саватлиқ йезишқа, бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри: билимини байқаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш


ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларни өз алдиға ижадий ишләшкә дәвәт қилиш, мустәқил пикир қилиш қабилийитни ашуруш.


ІІІ. Изаһәт йезиш қаидилирини чүшәндүрүш


  1. Изаһәт йезиш қаидилирини әскә чүшириш

  2. Изаһәт мәтини билән тонуштуруш

  3. Соал-жавап усули арқилиқ чүшәнчисини байқаш

  4. Луғәт ишлирини жүргүзүш

  5. Оқуғучиларни сөзлитиш

  6. Изаһәткә режә түзүш:

V. Бәкитиш. Изаһәт йезиш


VІ. Өйгә тапшурма.

Бәдиий әсәр оқуш

Айрим оқуғучиларға тапшурма: И.Һошуров ижадийити һәққидә қошумчә мәлуматлар тепип келиш


Вақти 27.04 Әдәбият 7-синип 241-243 -бәтләр Дәрис № 61


Дәрисниң мавзуси: Илахун Һошуров. «Диярим», «Әссалам, Ақтам»

Мәхсити: 1 И.Һошуровниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш.

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ана жутқа болған муһәббитини ойғитиш

Дәрис түри: йеңи билимләр бериш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: портрети, топламлири, дәрислик, гезит материаллири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. И.Һошуров һаяти тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитиниң алаһидиликлири, прозиси һәққидә чүшәнчә бериш

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Илахун Һошуров

1. 60-жилларда уйғур шеирийитигә кирип кәлгән. Уйғур наһиәси Ақтам йезиси. 1941-жили 15-майда дунияға кәлгән. .

2. Йезидики мәктәптә оқуйду. Кейин Ақсу, Ават оттура мәктәплиридә. 1957-жили мәктәп тамамлайду. 1961-жилғичә йезида әмгәк қилиду. 1962-1965-жиллири һәрбий хизмәттә болиду.

3. Андин ҚазДУниң журналистика факультетиға оқушқа чүшиду. 1969-жили тамамлайду. Узақ жиллар «Коммунизм туғи» гезитидә ишләйду. «Гүлдәстә», «Аял қәлби», «Бәхиткә башлайдиған йол», «Жүрәк соқуп турғанда» топламлири бар.

4. «Диярим» шеири - шаирниң ана жутиға беғишланған. Ана жутниң баһа йәтмәс байлиқ, хошаллиқ, шатлиқ, роһий байлиқ ата қилидиған муқәддәс жай екәнлигини образлиқ тәсвирләйду.

5. «Илтимас» шеирида Илпәт қаяшлиридин өзиниң барлиқ сәлбий, ижабий хисләтлири ениқ, очуқ ейтип беришини илтимас қилиш билән, адәм балисида болидиған бәзи хусусийәтләрни йошурмастин ейтқандила униң яхши нәтижә беридиғанлиғини ейтиду.

6. «Әссалам, Ақтам» шеири шаирниң туғулған жути һәққидә болуп, бу жутни шаир «көңлүмниң гүлбаһари», «йоруқ юлтуз», махтанса әрзийдиған, ата-анидәк меһриван дәп тәсвирләйду. Һәтта жути үчүн көңлини, жүригини беришкә тәйяр екәнлигини изһар қилиду.

V. Бәкитиш.

1. Әдип шеирлирини оқутуш, луғәт ишлирини жүргүзүш.

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма. Қошумчә материаллар тепип келиш

VІІІ. Өйгә тапшурма. 241-243-бәтләрни оқуш, бир шеирни оқуп келиш




Вақти Әдәбият 7-синип 244-245 -бәтләр Дәрис № 62


Дәрисниң мавзуси: «Ана жутум - дана жутум»


Мәхсити: 1 Шеирниң мәзмунини чүшәндүрүш.

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Ана жутқа болған муһәббитини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, топламлири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. И.Һошуров һаяти вә шеирийити тоғрисида билимини байқаш вә шеирлириниң мәзмуни билән тонуштуруш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Һаяти вә ижадийити тоғрисида билимини соал-жавап усули арқилиқ байқаш.

  2. Ядқа алған шеирни ипадилик оқутуш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.

«Ана жутум - дана жутум»

  1. «Ана жут» тоғрисида оқуғучилар пикрини тиңшаш.

  2. Ана жут - шаир үчүн «дәрткә дәрман, гүл баһар, өчмәс чирақ, жүрәкниң тари, нури, оти». Өз жути билән махтиниду, бәрикәт тапиду. Өз жутида «шаһ болуп» жүридиғанлиғини, қанчә йәрдин сеғинип кәлсә, қучақ ечип қарши алидиған әң қиммәтлик гүлзарлиқ - ана жут екәнлигини мәғрур күйләйду.

  3. Оқуғучиларға өз жути тоғрисида қисқа шеир қурлирини йезиш тәклип қилинип, һәр оқуғучиниң пикри толуқтурулиду, тәһлил қилиниду.

  4. Ана жутниң әң яхши тәрәплирини, жутни қандақ сөзләр билән тәсвирләшкә болидиғанлиғини ениқлаймиз.


V. Бәкитиш.

1. Әдип шеирини оқутуш, луғәт ишлирини жүргүзүш.

2. Ана жут һәққидә мақаллар ейтқузуш.

3. Мошу мавзуға беғишланған шеирларни оқутуш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма

Өйгә тапшурма. 244-245-бәтләрни оқуш


Вақти Әдәбият 7-синип 246-270 -бәтләр Дәрис № 63


Дәрисниң мавзуси: А.С.Пушкин «Капитан қизи»

Мәхсити: 1 Әдипниң һаяти вә ижадийити, әсәрлири тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3Рус әдәбиятиға болған көз қаришини кәңәйтиш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: портрети, әсәрлириниң тәржимилири, дәрислик, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

И.Һошуровниң һаяти вә ижадийити тоғрисида оқуғучиларниң билимини байқаш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш А.С.Пушкин (1799-1837)

1799-жили 6-июньда Москвада дворян аилисидә туғулған.Даиси Сергей Львивич әдәбиятқа қизиқатти, шу сәвәптин уларниң аилисидә А.Жуковский, Карамзин, Дмитриевлар болуп туратти. Кичик Пушкин көп вақтини дадисиниң китапханисида өткүзәтти. 7 яш вақтида француз тилини яхши билип, 9 йешида шу тилда шеир язған. 1811-жили йеңи ечилған Царскосельский лицейиға қобул қилиниду. 1814-жили дәсләпки шеири «Вестник Европы» журналида йоруқ көриду. Лицейда вақтида Пущин, Кюхельбекер охшаш декабристлар, Дельвиг дегән шаир билән тонушиду. Гусар полкиниң офицери, Бородино жеңиниң қатнашчиси, язғучи Петр Яковлевич Чаадаевму Пушкинниң йеқин дости болған.

1817-ж. Пушкин лицейни тамамлап, Петербургқа ишқа орунлишиду. Дәсләп «Арзамас», андин «Йешил лампа» жәмийәтлиригә әза болиду.

1818-жили «Әркинлик» қәсидисини язиду.Пушкин шеирлири самодержавие сәяситигә қарши болғанлиқтин, уни Сибирьға сүргүн қилиш мәсилиси қоюлиду. Ағинилири ариға чүшүп, уни Россияниң жәнубиға сүргүнгә алмаштуриду. Сүргүн қилинип, «Руслан вә Людмила» поэмиси чиқиду. Ектеринославқа келип, қаттиқ ағрип қалиду, Давалиниш үчүн Кавказға бариду. Декабристлар билән арилишиду. Вә «Хәнжәр», «Тутқун» шеирлирини язиду. 1823-жили язлиғи достлири Одессида яшашқа рухсәт алиду. «Евгений Онегинниң» 2-3 баплирини түгитип, «Цыганлар» романтикилиқ поэмисини башлайду. 1824-ж. Одессидин Михайловское имениесигә сүргүн қилинип, 1826-жили қайтиду. Лекин у назарәттә туриду. 1827-ж. «Сибирьға», «Арион» шеирлирин язиду. 1826-1829-жиллар униң камаләт чоққиси.

V. Бәкитиш.

Қошумчә мәлуматлар арқилиқ Пушкин һаяти тоғрисида ейтип бериш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма 246-270-бәтләрни оқуш вә сөзләш.

Вақти Әдәбият 7-синип 261-271 -бәтләр Дәрис № 64


Дәрисниң мавзуси: Сәбит Муқанов «Ипархан»

Мәхсити: 1 Әдипниң һаяти вә ижадийити, әсәрниң мәзмуни тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Қериндаш хәлиқләр әдәбиятиға болған муһәббитини кәңәйтиш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: портрети, әсәрлириниң тәржимилири, дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

А.С.Пушкинниң һаяти вә ижадийити тоғрисида оқуғучиларниң билимини байқаш


ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Сәбит Муқанов (1900-1973)

Сәбит Муқанов қазақ әдәбиятини тәрәққий әттүрүшкә зор үлүш қошқан язғучи.

Шималий Қазақстан вилайитиниң Преснов наһийәсидә туғулған. Дәсләп моллида оқуп, әрәпчә хәт-саватини чиқарди. Әл арисиға таралған қиссә-поэмиларни оқалайдиған дәрижигә барди.

Сәбит Муқанов Омск шәһридики муәллимләр тәйярлайдиған курсқа чүшиду. 1922-жили Оренбург шәһиридә рабфакта оқуйду. Мошу вақитларда бир нәччә шеирларни язиду. 1926-жили рабфакни түгитип, болғандин кейин «Батрақ», «Сулучач», поэмилирини язиду.

1926-1928-жиллири жумһурийәтлик «Әмгәкчиқазақ» (Егеиенді Қазақстан) гезитидә, нәшриятларда ишләп, уруштин кейин Санкт-Петербург университети, Москвадики қизил профессура институтида оқуйду.

У «Ботакөз», «пак муһәббәт», «Мениң мәктәплирим», «Сир дәрия» романлирин язиду. «ипархан поэмиси хәлқимизниң мунәввәр қизи Ипарханға беғишлиниду. Шаир ижадийитидә уйғур мавзуси мәлум орунни егиләйду.


V. Бәкитиш.

Қошумчә мәлуматлар арқилиқ С.Муқанов һаяти тоғрисида ейтип бериш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш


VІІ. Өйгә тапшурма

261-271-бәтләрни оқуш вә сөзләш.


Сәбит Мұқанов драматургия саласында да көп еңбектенді. Кезінде театр сахнасынан тұрақты орын алған «Шоқан Уәлиханов», «Қашқар қызы», «Сәкен Сейфуллин» пьесалары - көрермендер тарапынан жоғары бағасын алған шығармалар.

Сын, әдебиеттану саласына жазушы көп еңбек сіңірді. Ол өз ұлтының көркем мұрасын терең игерумен бірге, поэзия теориясының қағиадалары мен ережелеріне, өлең құрылысына жіті көңіл бөлді. Ол сонымен қатар қазақ ауыз әдебиетін зерттеді, фольклор және көне жазба мұраларды жинап бастырды. Қазақтың батырлық және ғашықтық жырларының жанрлық ерекшеліктері мен композициялары, сюжеттік ұқсастықтарын салыстыра отырып, олардың халық шығармындағы орнын анықтады. Эпикалық жырлардың жанрлық тарихи сипаттары мен әдебиеттегі орнын белгілеуде фольклорлық мұраны жариялау, зерттеу ғылымына өзіндік үлес қосты.

18-19 және 20 ғасырлардағы әдебиет тарихы және ақын-жыраулар шығармалары туралы зерттеу еңбектер жазды. Сәбит Мұқановтың қазақ әдебиеті туралы зерттеу нысандарын, негізінен, 18-19 ғасырлардағы қазақ әдебиеті, Шоқан Уәлиханов пен Абай Құнанбайұлы, 20 ғасыр басындағы қазақ әдебиеті деп бөлуге болады. Оның «20 ғасырдағы қазақ әдебиеті» (1932) атты кітабы сол кезеңдегі қазақ әдебиетінің шындығы мен дамуы жайында жарияланған бірден-бір дұрыс еңбек болды. Еңбекте Ахмет Байтұрсынов, Міржақып Дулатов, Ғұмар Қараш, Мағжан Жұмабаев, Сұлтанмахмұт Торайғыров, Сәбит Дөнентаев, Мұхтар Әуезов, Жүсіпбек Аймауытов, тағы басқа ақын-жазушылар шығармаларына кезеңнің саяси талабына сай сыншылдық көзқарас тұрғысынан келгенімен, көркемдік тұрғыдағы озық үлгілерін шынайы бағалады. Оның «Өсу жолдарымыз» (1960), «Жарқын жүлдыздар» (1964), «Халық мұрасы» (1974, Қазақ қауымы, 1995) атты монография, зерттеулері қазақ халқының мәдениеті, тілі, өнері, материалдық тұрмысы, тағы басқа туралы жазылған сүбелі еңбек болып саналды.

Сәбит Мұқанов сонымен қатар қазақ әдебиеті мен мәдениетінің көркеюі, өсіп-өнуі жолында көптеген қазақ қаламгерлерінің әдебиет жолындағы бастапқы шығармаларына қадамдарына қолдау көрсетіп, қарапайым халықпен тығыз байланыс орнатты. Сәбит Мұқанов есімі қазақ әдебиетінің «алыптар шоғыры» қатарында аталады. Оның шығармалары әлемнің 46 тіліне аударылған. 1956-1966 жылдары Қазақстан Коммунистік партиясы Орталық комитетінің мүшесі болды. 2 - 8 сайланған Қазақ КСР Жоғарғы Кеңесінің депутаты, КСРО Жазушылар одағының басқарма мүшесі болып сайланып, Қазақстан Республикасы Мемлекеттік сыйлығының 1-лауреаты атанған.


2 рет Ленин орденімен, 2 рет Еңбек Қызыл Ту орденімен, «Құрмет белгісі» орденімен, көптеген медальдармен марапатталған.









СӘБИТ МУҚАНОВ

(1900-1973)





Вақти Әдәбият 7-синип 271-278 -бәтләр Дәрис № 65


Дәрисниң мавзуси: Чинғиз Айтматов «Жәмилә»

Мәхсити: 1 Әдипниң һаяти вә ижадийити, әсәрниң мәзмуни тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Қериндаш хәлиқләр әдәбиятиға болған муһәббитини кәңәйтиш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: портрети, әсәрлириниң тәржимилири, дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

С.Муқановниң һаяти вә ижадийити тоғрисида оқуғучиларниң билимини байқаш. «Ипархан» поэмисиниң мәзмунин сораш


ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Чинғиз Айтматов (1928-1973)

Чинғиз Айтматов (қирғизчә: Чыңгыз Төрөкулович Айтматов, русчәа: Чингиз Торекулович Айтматов; 1928 ж. декабрьниң 12 Шекер, Қырғыз АКСР - 2008 ж. июньниң 10, Нюрнберг, Алмания) - философ, дана, қазақ-қирғизға ортақ хәлиқ язғучиси, Социалистик Әмгәк Қәһримани, КСРИ мәмликәтлик үч қетим вә Ленин мукапитини лауреати.


Чинғиз Айтматовниң ижадийити билән һаяти баштин-аяқ қазақ хәлқи билән зич бағлинишлиқ болған. «Жәмиләдин» башлап, аләмгә тонуш «Әлвида, Гүлсари!», «Ақ кемә», «Әсирдинму узақ күн», «Жанпида» охшаш барлиқ әсәрлиридики бәдиий образларниң роһи билән мүжәз-хулқиқирғиздин көрә қазақ хәлқигә йеқин еди. Дадиси Төреқулни Турар Рисқулов йетиләп жүрүп, Ташкәнткә оқушқа чүшәргән.

Чинғиз өз әсәрлирини студент вақлиридила йезишқа башлиған Униң дәсләпки һекайиси 1952-жили бесилди. Кейин кәйни-кәйнидин һекайә вә повестьлири йоруқ көрүшкә башлайду. Болупму униң «Жәмилә» повести кәң даиридә шөһрәт қазиниду. Әдипниң «Ана йәр ана», «Биринчи муәллим», «Боранлиқ бекәт» әсәрлирини көпчилик яхши билиду. Әсәрлири нурғунлиған чәт тилларға тәржимә қилинған.

V. Бәкитиш.

Қошумчә мәлуматлар арқилиқ Ч.Айтматов һаяти тоғрисида ейтип бериш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш


VІІ. Өйгә тапшурма

271-278-бәтләрни оқуш вә сөзләш.







ЧИНҒИЗ АЙТМАТОВ

(1928-2008)



 
 
X

Чтобы скачать данный файл, порекомендуйте его своим друзьям в любой соц. сети.

После этого кнопка ЗАГРУЗКИ станет активной!

Кнопки рекомендации:

загрузить материал